Ишлитиш шәртлири

Әркин асия радийоси

Ишлитиш шәртлири

2008-Йили 26-сентәбирдин башлап күчкә игә

Шәртләргә қошулуш

Әркин асия радийоси тор бетини https://www.rfa.org яки, бу тор бәтниң һәрқандақ иқтидарини ишлитиштин бурун, учур тахтиси (муназирә мәйдани, мунбәр), Podcast һөҗҗәтлири (әқлий иқтидарлиқ янфон яки үн-син, рәсим, тор филимлири вә PDF һөҗҗәтлирини қоюш иқтидариға игә електронлуқ үскүниләргә йүкләп көрүшкә болидиған һәрхил форматтики һөҗҗәтләр) RSS йолланмилири (булар әркин асия радийоси тори бети вә яки мулазиметириға ортақ) ларни өз ичигә алған, лекин булар биләнла чәкләнмәйдиған, төвәндики ишлитиш шәртлирини оқуп чиқиң.

Әркин асия радийоси мулазимәтлирини ишлитиш арқилиқ сиз бу ишлитиш шәртлиригә бойсундиғанлиқиңиз вә бу шәртләр көрсәткән даиридә чәклинидиғанлиқиңизға қошулған болисиз. Әркин асия радийоси һәрқандақ вақитта башқиларға уқтуруш қилмастинла, төвәндә шәрһлинидиған ишлитиш шәртлиригә өз алдиға түзитиш киргүзүш вә униң йеңиланған нусхисини өз тор бетигә елан қилиш һоқуқиға игә. Бу түзитиш киргүзүлгән шәртләр елан қилинған һаман күчә игә болуп, сиз бу ишлитиш шәртлиригә бойсундиғанлиқиңиз вә бу шәртләр көрсәткән даиридә чәклинидиғанлиқиңизға қошулған болисиз.

Нәшр һоқуқи

Әркин асия радийоси торбетидики барлиқ мәзмунлар америка қошма штатлири вә хәлқара нәшр һоқуқи қанунлири тәрипидин қоғдилиду. Әркин асия радийоси сизниң төвәндики: “нәшр һоқуқи © 1998-2013, RFA.  Бу материяллар
Radio Free Asia, 2025 M ST. NW, suit 300, washington 20036
Ниң рухсити билән ишлитилди” дегән учурларни киргүзүп бизниң намимизни аташ шәрти билән тор бетимиз https://www.rfa.org Гә елан қилинған мәзмунларни ишлитишиңизни, нәшр қилишиңизни вә қайта тарқитишиңизни қарши алиду.

Әркин асия радийосида берилгән һәрқандақ мәзмунларни елан сүпитидә ишлитишкә болмайду.

Әгәр әркин асия радийоси тор бетидин нәқил кәлтүрмәкчи болсиңиз, әркин асия радийоси шу материялларни нәқил сүпитидә көрситишиңизни тәләп қилиду. Нәқил елинған үзүнди өзгәртилмәслики, әслидики негизлик мәзмуни бурмиланмаслиқи шәрт.

Әркин асия радийосида аңлитилған һәрқандақ авазлиқ материялларни аңлитиш, қайта аңлитиш яки әркин асия радийоси тор бети вә яки әркин асия радийосиға қарашлиқ башқа тоққуз бөлүминиң тор бәтлиригә бесилған һәр қандақ рәсим яки сүрәтлик материялларни қайта нәшр қилиш қәтий мәни қилиниду. Әгәр әркин асия радийосиниң ишлитиш шәртлиригә мас кәлгән болса буниң йоли башқа.

Сода маркиси

RadioFreeAsia ® (Әркин асия радийоси ), RFA ® вә әркин асия радийоси программилар исимлири әркин асия радийоси чәклик ширкитигә хастур. Барлиқ ишлитиш һоқуқлири әркин асия радийосиға тәвә. Әркин асия радийосиниң язма рухсәтнамиси болмай туруп, әркин асия радийосиниң мулазимәт маркилири, ширкәт бәлгиси вә рәсимлирини ишлитишиңизгә йол қоюлмайду.

Пәқәт әркин асия радийоси ширкәт бәлгиси RSS йолланмилириға киргүзүлгән болса әркин асия радийоси тәминлигән ширкәт бәлгилирини төвәндә көрситилгән әркин асия радийоси RSS йолланмилири сияситигә мас кәлгән әһвалда ишләтсиңиз болиду.

Екрандин рәсим тартиш

Әркин асия радийоси тор бетини екрандин рәсим тартишқа йол қоймайду.

Әркин асия радийоси тор бетини улаш

Әркин асия радийоси ахбаратчилиқ әхлақи вә өлчәмлиригә әң юқири дәриҗидә риайә қилидиған, мустәқил, ғәйрий- сода характердики ахбарат оргинидин ибарәт. Шуңа, әркин асия радийоси тор бетини улаш (a) әркин асия радийосиниң һәрқандақ бир киши яки тәшкилатниң дәва-тәшәббуслири, идийилири, торбәтлири, сиясий һәрикәтлири, мәһсулатлири яки мулазимәтлирини тәшвиқ қилидиған яки қоллайдиғанлиқини көрсәтмәйду. яки (b) әркин асия радийосиниң барлиқ мәзмунлирини һәрқандақ шәкилдики сода мәқситидә ишлитишкә болмайду. Биз һәрқандақ улиниш үчүн берилгән иҗазәтни елип ташлашқа һоқуқлуқ.

Әркин асия радийоси улиниш ясиған 3- тәрәп торлири

Әркин асия радийоси башқилар тәрипидин башқурулидиған һәмдә тор мәзмунлирини әркин асия радийоси контрол қилалмайдиған бәзи тор бәтләрниң уланмилирини тәминләйду. Әркин асия радийоси бу тор бәтлириниң мәзмуни, мәшғулатлири, мәһсулатлири яки мулазимәтлирини қоллимайду һәмдә әркин асия радийоси бу хилдики тор бәтлириниң мәзмунлири, мәшғулатчилири, еришкили болидиған - болмайдиғанлиқи, тоғрилиқи, сүпити, елани, мәһсулатлири, мулазимәтлири яки тордики башқа материяллар яки бу хилдики торлардин алғили болидиған материялларға мәсул яки җавабкар әмәс. Әркин асия радийоси бу хилдики тор бәтлиридә берилгән һәрқандақ мәзмунлар, мәһсулатлар яки мулазимәтләрни ишлитиш яки ишлитиш билән бағлинишлиқ болуш сәвәбидин келип чиққан яки келип чиқти, дәп гуман қилинған һәрқандақ зиян яки чиқимға биваситә яки васитилик һалда җавабкар әмәс.

Әркин асия радийосиниң https://www.rfa.org/english/feed/RSS Тор адреси арқилиқ тәминлигән RSS йолланмилири баш тема, қисқичә мәзмун вә толуқ хәвәрләрниң уланмилирини өз ичигә алиду. RSS Йолланмилири америка вә хәлқара нәшр һоқуқи қануни тәрипидин қоғдилиниду. RSS Йолланмилири вә униңға мунасивәтлик болған барлиқ һоқуқлар әркин асия радийосиға мәнсуп. Пәқәт төвәндики бәлгилимиләргә бойсунған асаста, RSS йолланмилири қуйсиңиз, униңдин нәқил кәлтүрсиңиз яки униң улинишини бәрсиңиз болиду.

  1. Улиниш тор ишләткүчиләрни әркин асия радийосиниң торбетигә йоллиса.
  2. Улинишни ишлитиш яки көрситиш әркин асия радийосиниң һәрқандақ бир шәйиниң (тәшкилат, орган яки иҗтимаий җәмийәтләр) яки шәхсниң дәва-тәшәббуслири, идийилири, торбәтлири, сиясий һәрикәтлири, мәһсулатлири яки мулазимәтлирини тәшвиқ қилидиған яки қоллайдиғанлиқини көрсәтмисә.
  3. RSS Йолланмилири өз ичигә алған баш тема вә қисқичә мәзмунларниң негизлик мәниси өзгәртилмигән яки бурмиланмиған болса.
  4. RSS Йолланмилири арқилиқ уланған хәвәр яки башқа мәзмунларни өзгәртмигән болса.

Мулазимәтни ишлитиш

Әгәр сиз RSS йолланмилирини тор бетиңиз, блогиңиз яки шуниңға охшап кетидиған юмталларға қойсиңиз, сиз чоқум RSS йолланмилириниң йениға “әркин асия радийоси хәвәрләр темиси” дегән текист яки RSS йолланмилири өз ичигә алған әркин асия радийоси ширкәт бәлгисини өзгәртмәстин қоюш арқилиқ RSS йолланмилириниң әркин асия радийосиға тәвәликини билдүрүшиңиз шәрт.

Әркин асия радийосиниң сода маркилири, мулазимәт маркилири, яки RSS йолланмилирини башқа һәрқандақ шәкилдә ишлитилиш қәтий мәни қилиниду RSS. Йолланмилири арқилиқ уланған хәвәрләр яки башқа мәзмунларни ишлитиш үчүн, мәзкур ишлитиш шәртлириниң нәшр һоқуқи қисмиға қараң. Әркин асия радийосиниң һәрқачан вә һәр қандақ сәвәб билән RSS йолланмилирини тәминләшни ахирлаштуруш һәм сиздин RSS йолланмилири, RSS йолланмилири өз ичигә алған һәрқандақ мәзмун вә яки әркин асия радийоси ширкәт бәлгисини ишлитишни яки уларни елишни тохтитишни тәләп қилиш һоқуқи бар.

  1. Сиз төһмәт характерлик, кишиниң абруйиға дағ тәгкүзидиған, ойдурма, хата йолға башлайдиған, пәскәш, чакина, шаллақ, шәһваний, зораван, һақарәт қилидиған, тәһдит салидиған, паракәндә қилидиған, кәмситидиған, ирқчи, қопал, башқиларниң шәхсийитигә тегидиған, қанунни бузидиған, өчмәнлик тәрғибати шәкилләндүридиған яки қурамиға йәтмигәнләргә һәр җәһәттин зиян йәткүзидиған һәрқандақ материялларни чаплисиңиз, йоллисиңиз, тарқатсиңиз болмайду.
  2. Сиз һәрқандақ бир адәмниң қияпитигә ( мәсилән: әркин асия радийосиниң учур тахтисиға башқа киши яки шәйиниң исми яки елхәт адресини ишлитип кириш) йәни әркин асия радийоси әмәлдарлири яки хизмәтчилирини өз ичигә алған, лекин буниң билән чәклинип қалмиған һәрқандақ бири яки шәйиниң қияпитигә киривалмаслиққа қошулисиз.
  3. Сиз пәқәт нәшр һоқуқи өзиңиздә болған яки електронлуқ һалда тарқитишқа рухсәт қилинған материялларнила чаплисиңиз, йоллисиңиз, тарқатсиңиз болиду. Сиз үчинчи бир шәхсниң нәшр һоқуқи, сода маркиси, сода мәхпийәтлики, шәхсийити, кишилик һоқуқи, инавити, әхлақи, мүлүк һоқуқи, һавалә һоқуқи, мәсилән: мәхпий учурлар, сода мәхпийәтлики, қатарлиқ һоқуқлириға бузғунчилиқ қилмаслиқиңиз, нәшр буюмлирини кәчүрмәсликиңиз, нәшр түзүмигә хилаплиқ қилмаслиқиңиз керәк. Сиз өзиңиз чаплиған, йоллиған, яки тарқатқан һәрқандақ материялларниң сизниң икәнлики яки очуқ -ашкара тор дунясида болидиғанлиқиға мақул болисиз һәм вәкиллик қилисиз. Әркин асия радийоси учур тахтиси яки башқа мулазимәт түрлиригә музика йоллашқа болмайду.
  4. Мулазимәтни пәқәт ғәйрий сода мәқситидила ишлитилишкә болиду. Сиз пул елишқа қизиқтуридиған, тавар яки мулазимәтни елан қилидиған яки қоллап қуввәтләшни өтүнидиған мәзмунларни өз ичигә алған һәрқандақ материялларни тарқатсиңиз яки нәшр қилсиңиз болмайду.
  5. Сиз юмшақ детал яки вирус яки зиянлиқ код яки үскүниләрни өз ичигә алған башқа материялларни чаплимайсиз, йоллимайсиз яки тарқатмайсиз. Сиз бу мулазимәттин пайдилинип зәнҗирсиман хәтләрни тақитиш, башқиларниң қияпитигә киривелиш, җинайи һәрикәтлиригә үндәш, зор миқдарда хәт тарқитиш яки“әхләт хәт” тарқитиш, яки мулазимәттики башқа абонитларға “әхләт хәт” әвәтиш мәқситидә елхәт адреслирини йиғиш үчүн бу мулазимәтни ишләтсиңиз болмайду.
  6. Сиз мулазимитимизгә чаплиған, йоллиған, яки тарқатқан һәрқандақ материялларни (мәйли һазир мәлум болған яки болмиған материяллар болсун) сиз әркин асия радийосиниң буларни монопол қилмиған йосунда, мәңгүлүк, нәшр һоқуқи беҗисиз, сиз йәнә хәлқаралиқ иҗазәтнамә билән ахбарат саһәсидә барлиқ ахбарат шәклидә ишлитилиши, көпәйтиши, қайта өтүнүп бериши, өзгәртиши, тарқитиши, ашкара иҗра қилиши яки қоюшиға рухсәт бәргән болисиз.
  7. 18 яштин төвән болған балилар әркин асия радийоси учур тахтисиға тизимлитиштин бурун, чоқум ата-анисиниң мақуллиғини елиши керәк. 13 яштин төвән балиларниң муназириләргә қатнишиш, башқичә йоллар билән учур тахтиси яки әркин асия радийосини һәрқандақ учур билән тәминләш салаһийити йоқ.
  8. Сиз һесабатиңиз арқилиқ чаплиған, йоллиған, яки тарқатқан барлиқ мәзмунларға пүтүнләй өзиңиз мәсул. Әркин асия радийоси әркин асия радийоси учур тахтисидики барлиқ мәзмунларни тәкшүрмәйду һәм тәкшүрәлмәйду. Әркин асия радийосиниң әркин асия радийоси учур тахтиси яки мулазимәтлиригә мулазимәт арқилиқ чапланған, йолланған, тарқитилған материялларға нисбәтән һәрқандақ мәсулийити вә җавабкарлиқиниң йоқлуқиға қошулисиз. Шундақтиму, әркин асия радийосиниң учур тахтиси қаидилиригә хилаплиқ қилинди, яки әркин асия радийосиниң сияситигә зит яки қарши, дәп қаралған материялларни еһтият йүзисидин өчүрүш, тәһрирләш, яки йөткәш (мәҗбурийити әмәс) һоқуқи бар.
  9. Әркин асия радийоси абонитлар әркин асия радийоси учур тахтисиға қойған баянат-пикирләрниң тоғрилиқини испатлиялмайду һәм йолланған материялларниң нәшр һоқуқи, мүлүк игисиниң иҗазити билән, яки ишлитиш шәртлиригә қошулған асаста чаплиғанлиқиға капаләтлик қилалмайду.
  10. Сиз, әркин асия радийосиниң юқирида тилға елинған ишлитиш шәртлиригә хилаплиқ қилишни өз ичигә алған һәрқандақ сәвәбтин учур тахтисиға чиқишни чәкләш яки тохтитиш һоқуқи барлиқини етирап қилисиз.

Зиян; төләм төләш

Әгәр сиз әркин асия радийосиниң учур тахтисини өз ичигә алған мулазимәтни ишләтсиңиз, www.rfa.org Арқилиқ мақалә, елхәт, яки башқа учур әвәтсиңиз, төвәндикиләргә бойсунушқа яки риайә қилишқа қошулисиз.

Қануний мәсулийәтни үстигә алмаслиқ баянати

Сиз (a) әркин асия радийоси учур тахтиси яки мулазимәт арқилиқ чаплиған, йоллиған, тарқатқан һәрқандақ материялниң ишлитиш шәртлиригә хилаплиқ қилмиған яки қилмайдиғанлиқиға капаләт берисиз, (b) бу мулазимәтни ишләткәнликиңиз, сизниң бу ишлитиш шәртлиригә қошулғанлиқиңизни көрситиду. Сиз әркин асия радийоси вә униң директорлири, әмәлдарлири, хизмәтчилири, әзалири вә рухсәт қилинғучилирини һәқ-тәләп, қәрз, расхот вә чиқимларни төлисун, дәп дәва қилмаймән, дәп вәдә вә капаләт беришкә қошулисиз. Бу чиқимлар адвокат һәққи вә төвәнкиләрдин (келип чиққан) (1) сизниң юқиридики баянатнамиләргә вә капаләтнамиләргә хилаплиқ қилишиңиз, (2) сизниң мулазимәтни ишлитишиңиз (3) әркин асия радийоси учур тахтиси яки мулазимәт арқилиқ чаплиған, йоллиған, аңлатқан һәрқандақ материяллириңиз, яки (4) әркин асия радийосиниң нәшр буюмлири, аңлатқанлири яки шу хилдики материялларни ишлитишиңиздин келип чиққан.

Әркин асия радийоси мәйли ениқ, йошурун, чәклик, омумий вә башқичә болған һәрқандақ капаләтнамиләрдики қануний мәсулийәтни үстигә алмайду. Әркин асия радийосиниң мулазимити “һазирқи һаләт” йосунида тәминләнгән. Әркин асия радийоси мулазимәтлиримиз кашилиға учримайду яки хаталиқтин халий, дәп капаләт берәлмәйду. Әркин асия радийоси бу мулазимәтни ишлитиштин келип чиққан ақивәт вә мулазимәттә бар болған, мулазимәт арқилиқ яки мулазимәткә улиниш арқилиқ еришилгән һәрқандақ учурлар, мулазимәтләр, мәһсулатлар, көзқарашлар, яки баянатларниң тоғрилиқи, ишәнчликлики, яки мәзмуни тоғрисида һечқандақ капаләт бәрмәйду. Мулазимитимизни пәқәт өз ихтиярлиқиңиз билән ишләткән болуп, буниңдин келип чиқидиған барлиқ ақивәтләргә өзиңиз мәсул. Һәрқандақ әһвалда, әркин асия радийоси вә униң директорлири, әмәлдарлири, хизмәтчилири, мулазимәтни ишлитиш яки ишлитәлмәсликтин келип чиққан васитилик, әгәшмә, алаһидә, һадисә характерлик яки еғир зиянларға мәсул болмайду.

Нәшр һоқуқи вакаләтчиси

Әркин асия радийоси башқиларниң әқлий мүлүк һоқуқини һөрмәт қилиду. Әгәр сиз әсәрлириңизниң һәр қандақ шәкилдә көчүрүлүп, нәшр һоқуқиңизға дәхли - тәрз йәткәнликигә ишәнсиңиз, әркин асия радийоси нәшр һоқуқи вакаләтчисигә хәт йезип төвәндики учурларни тәминләйсиз.

  1. Нәшр һоқуқи игисигә вакаләтчилик қилиш һоқуқи берилгән кишиниң қолязма яки електронлуқ имзаси.
  2. Нәшр һоқуқум бузғунчилиққа учрапту, дәп қариған әсириңизниң чүшәндүрүлүши.
  3. Нәшр һоқуқум бузғунчилиққа учрапту, дәп қаралған материял яки нәшр һоқуқи бузғунчилиққа учраш темиси, бу материялларни йөткәш, яки торда алалмайдиған қилип қоюшқа алақидар тәпсилатлар һәм бизниң бу материялларни тепишимизға керәклик болидиған йетәрлик учурлар.
  4. Адресиңиз, телефон номуриңиз вә елхәт адресиңиз қатарлиқ алақилишиш учурлириңиз.
  5. Ишлитилгәнлики шикайәт қилинған әсәрләрни ишлитишкә нәшр һоқуқи игиси, вакаләтчиси яки қанун тәрипидин иҗазәт берилмигәнликигә чоңқур ишәнчиңиз барлиқи тоғрисидики баянат.
  6. Доклаттики учурларниң тоғрилиқи вә сизниң нәшр һоқуқ игиси яки дәхли-тәрузға учриғанлиқи илгири сүрүлгән әсәр игисиниң қануний вакаләтчиси икәнликиңиз, әгәр ялған гуваһлиқ бәрсиңиз қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқиңиз тоғрисидики баянат.

Төвәндики адрес арқилиқ әркин асия радийоси нәшр һоқуқ вакаләтчиси билән алақиләшкили болиду: contact@rfa.org

Хәлқаралиқ абонитлар

Мулазимәт америка қошма штатлири ичидә контрол қилиниду яки мәшғулат қилиду. Әгәр сиз мулазимәткә америка қошма штатлириниң сиртидики җайлардин чиқсиңиз, америкиниң експорт қануни вә бәлгилимилирини өз ичигә алған мунасивәтлик қанунларға бойсунуш мәсулийитиңиз бар.

Вә башқилар

Бу ишлитиш шәртлири билән шәхсийәт сиясити, һәрқайси алақидар тәрәпниң әркин асия радийоси тор бетини ишлитишкә алақидар барлиқ келишимләргә вәкиллик қилиду вә бурунқи һөҗҗәтләр, хәт-алақиләр, сөһбәтләр яки бу ишлитиш шәртлиригә мунасивәтлик болған ағзаки яки язма келишимләрниң орниға дәсситилиду.

Бу ишлитиш шәртлири америка пайтәхти- вашингтон коломбийә алаһидә райониниң қанун таллаш түзүми қандақ болушидин қәтий нәзәр, униң қанунлири (әгәр зөрүр тепилса америка қошма штатлириниң мунасивәтлик қанунлири) тәрипидин идарә қилиниду вә шәрһлиниду.

Қанун тәрипидин йол қуюлған даиридә, мулазимәткә мунасивәтлик болған ишлитиш шәртлири даирисидики һәрқандақ талаш –тартишлар болса йәрлик яки шу йәргә җайлашқан федератсийә сот мәһкимилиригә шикайәт қилса болиду. Униңдин башқа сиз коломбийә райони ичидики башқуруш һоқуқи вә йәрлик бәлгилимиләргә асасән сотлинишқа қошулисиз.

Ишлитиш шәртлириниң бирәр қисминиң бикар қилиниши яки өзгәртилиши башқа қисимлириниң бикар қилинғанлиқи вә түзитилгәнликини көрсәтмәйду (шундақ болғанлиқини шәкилләндүрмәйду).

Ишлитиш шәртлириниң һәрқандақ бир бәлгилимисини һәрқандақ сәвәб билән иҗра қилғини болмайдиғанлиқи байқалса, шу бәлгилимә йол қоюшқа болидиған әң юқири чәктә иҗра қилиниду һәм ишлитиш шәртлириниң башқа қисимлири толуқ үнүми билән давамлаштурулиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Apr 09, 2015 05:55 PM

Һөрмәтлик әркин асия радиоси башқуруш хадимлири
Австралийә - шәрқий түркистанлиқлар бир қәдәр көп вә зич олтурақлашқан вә шәрқий түркистан дәваси хелила көчлүк бир дөләт әмма биз хәвәрләрдин австралийәдики паалийәт вә һәркәтләр тоғрулуч тулуқ хәвәрләрниң бирлмәйватқанлиқиға диққәт қилип туруптимиз. Сизләрниң бу дөләттә турушлуқ мухбириңлар барму йоқму? әгәр һазирғичә мухбир болмиса өз кәспини сөйидиған бир мухбер қубул қилсаңлар болмамду! бир мәзгил бурун австралийә тоғрулуқ хәвәрләрни хели көп көрүп тураттуқ- буниң давамлиқ сағлам тәрәққий қилишиға тиләкдашмиз. Рәһмәт