Бүйүк уйғур шаири әлишир наваи тәвәллутиниң 580 йиллиқида
2021.02.12
Бу йил 9-феврал бүйүк уйғур шаири, мутәппәккур вә дөләт әрбаби әлишир наваи тәвәллутиниң 580 йиллиқ хатирә күни. Шу мунасивәт билән бу нөвәтлик сәһипимизни уйғурвә түркий хәлқлирниң улуғ шаири әлишир наваиға беғишлаймиз. Өзиниң өлмәс әсәрлири арқилиқ иран-туран қәвмлири арисида әсирләрдин буян ядлинип келиватқан бундақ бир бүйүк мутәпәккурниң һаятиға бир нәччә минутлуқ радийо программиси билән мупәссәл қарап чиқиш толиму мушкүл-әлвәттә.
Тарихий мәлуматларға қариғанда, нәваи әйни заманда оттура асияда мәвҗут зор күчләрниң бири-хурасан елиниң һерат шәһиридә миладийә 1441-йили дуняға кәлгән. Шу вәҗидин униң нәсәби мәсилидә кейинки йилларда нурғун талаш-тартишлар оттуриға чиққан болуп, уни тар мәнидики етник топлуққа мәнсуп дәп қарайдиған пикрләму сәһнигә чиққан.
Һалбуки, түркийә һаҗи байрам университетиниң профессори доктор варис абдурахман чақан әпәндиниң әлишир наваи тәвәллутиниң 580 йиллиқиға беғишланған тор муһакимә йиғинда тарихчи мирза һәйдәрниң “тарихи рәшиди” намлиқ мәшһур әсиридики баянлардин нәқил кәлтүрүп оттуриға қоюшичә, әлишир наваий һиратта “бир уйғур бахши” аилисидә дуняға кәлгән икән.
Варис абдурахман чақан мундақ дәйду: “әлишир наваи шәрқий түркистандин һерат шәһиригә көчүп чиққан бир уйғур бахши аилисидә дуняға кәлгән уйғур шаиридур. Әлишир наваийниң нәсәби һәққидә мирза һәйдәр корагани ‛тарихий рәшиди‚ намлиқ әсиридиму қиммәтлик мәлуматларни оттуриға қойған.”
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң профессори, доктор алимҗан инайәтниң билдүрүшичә, әлишир наваини дуняға мәшһур алим мәһмут кашғәридин кейин дуняға кәлгән йәнә бир бүйүк сима вә уйғур милләтчиси, дәп қарашқа болидикән.
Униң ейтишичә, әлишир наваи қалдруп кәткән әдәбий мираслар интайин көп болуп, уни уйғур классик әдәбиятидики әң парлақ юлтузларниң бири, дәп ейтишқа болидикән.
Әлишир наваи өзиниң миңлиған-онмиңлиған дурданә кәби мисралири җүмлидин “һәйрәтул әбрар” (яхшиларниң һәйранлиқи), “фәрһад-ширин”, “ләйли-мәҗнун”, “сәбәи сәйярә” (йәттә сәйярә), “сәддий искәндәр” (искәндәр сепили) қатарлиқлардин тәркиб тапқан “хәмсә” си биләнму мәшһурдур. Мәлум болушичә, униң бир қисим шиер-дастанлири “уйғур 12 муқами” ға текист қилип ишлитилгән.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, бүйүк шаир әлишир наваиниң ана тили болған уйғур тили нөвәттә хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ сиясити сәвәблик тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидики хирсларға дуч кәлгән болуп, бу тилни әсли гүзәллики вә шөһрити билән кәлгүси әвладларға мирас қалдуруш заманимиздики һәрбир уйғурниң зиммисигә йүкләнгән әң мүшкүл, әмма әң шәрәплик вәзипиләрниң бири икән.