Доктор алимҗан һәмрайеаф: бүйүк әлишир навайи сөз вә аләмшумул иҗадийәтлири билән роһимизға, қенимизға сиңип кәткән намайәндә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.02.12
Доктор алимҗан һәмрайеаф: бүйүк әлишир навайи сөз вә аләмшумул иҗадийәтлири билән роһимизға, қенимизға сиңип кәткән намайәндә Улуғ мутәпәккур, шаир вә дөләт әрбаби әлишир навайиниң туғулғанлиқиниң 500 йиллиқиға атап ишләнгән почта маркиси.
en.wikipedia.org

Мәлумки, бу йили улуғ мутәпәккур, шаир вә дөләт әрбаби әлишир навайиниң туғулғиниға 580 йил толди.

Бу мунасивәт билән түркийә, өзбекистан вә башқа бирқисим әлләрдә униң тәвәллутиниң 580 йиллиқини хатирилиди. Техи йеқинда уйғур академийәси тәркибидики қутадғу билиг институтиниң уюштуруши билән әлишир навайи туғулғанлиқи мунасивити билән илмий муһакимә йиғини чақирилип, түркийә, америка, қазақистан қатарлиқ әлләрдики бирқисим уйғур мутәхәссислири әлишир навайи һәққидә өзлириниң илмий доклатлирини оқуп өткән вә өзгичә йеңи көз қарашларниму оттуриға қойғаниди.

Әлишир навайиниң иҗадийити уйғур хәлқиниң мәниви мәдәнийити, әдәбияти вә сәнитигә чоңқур тәсир көрсәткәниди. Әлвәттә, униң парс вә түркий тилида қалдурған бай иҗадий мираси пәқәт түркий хәлқләрла әмәс, бәлки парс тиллиқ хәлқләрниңму мәдәнийитигә қаттиқ тәсир көрсәткәниди. Аридин алтә әсир вақит өткән болсиму, әдиб әсәрлири өз әһмийитини йоқатмай, әксичә көплигән зиялийлар, аддий хәлқләр үчүн роһий озуқ болуп хизмәт қиливатмақта. Униң әсәрлири дуняниң онлиған тиллириға тәрҗимә қилинған. Шаирниң һаяти вә иҗадийити һәққидә һәр қайси әл алимлири көп издинип, зор бир қисим әсәрләр мәйданға кәлгән. Җүмлидин әлишир навайи иҗадийити уйғур елидиму уйғур тәтқиқатчилири тәрипидин мәлум дәриҗидә тәтқиқ қилинди һәм әсәрлири нәшр қилинғаниди.

Игилишимизчә, әлишир навайи мираси қазақистанлиқ уйғур тәтқиқатчилириниң, шаир вә язғучилириниң, сәнәткарлириниңму чоң қизиқишини пәйда қилип кәлгән болуп, униң әсәрлири һазирму мәтбуат сәһипилиридә давамлиқ елан қилинип туридикән. Әдибниң иҗадийити уйғур мәктәплириниң уйғур әдәбияти дәрсликлиридә мәхсус оқутулмақта.

Қазақистандики мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң профессори, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф әпәндиниң пикричә, әлишир навайи чағатай дәвриниң тәңдиши йоқ сөз маһири болуп, барлиқ түркий хәлқләрниң, шу җүмлидин уйғурларниңму хатирисидә улуғ мутәпәккур сүпитидә сақлинип кәлмәктикән.

У мундақ деди:

“19-әсирдә яшиған музикишунас исмәтулла мөҗизи әлишир навайини дунядики 8 улуғ кишиниң қатариға киргүзгән. Омумән ейтқанда, әлишир навайи чағатай дәвридики улуғ мутәпәккур, мусулман ойғиниш дәвриниң мәдәнийәт султани, пешваси. У шәрқ үлгисидики миллий классик әдәбиятимизниң асасчилириниң бири, йеңи әдәбият үлгисини яратқан әдиб. Әлишир навайи бизгә һәм қан, һәм тил, һәм мәдәнийәт бойичә пүтүн җан-томурумизға сиңип кәткән бир әдиб, уйғур әдәбияти тарихида мисли көрүлмигән өзгиришләрни әмәлгә ашурған киши. Әлишир навайи сөз вә музика сәнити билән роһимизға, қенимизға сиңип кәткән намайәндә.”

Мәлум болушичә, әлишир навайи 1441-йили хорасан мәмликитиниң пайтәхти һират шәһиридә дуняға кәлгән болуп, униң дадиси ғиясидин кичиккинәниң шу вақитларда хорасан мәмликитиниң сәбзәвар шәһиридә һакимлиқ хизмитини атқуруватқан вақтикән. Әлиширниң ана җәмәтидин болған бовиси әбусәид-чоң һүсәйин байқараниң бовиси әмир төмүрниң һузурида әмирлик хизмитини атқурса, аниси билән момиси әмир төмүрниң нәврилирини тәрбийәләш хизмитидә болған. Шуңлашқа навайи әмир төмүр әвладлири билән бирликтә ордида тәрбийә алғаникән.

Алимҗан һәмрайефниң ейтишичә, буниңдин он йил илгири өзи ишләватқан илим дәргаһида әлишир навайиниң 570 йиллиқиға беғишланған йиғин уюштурулған болуп, йиғинда у “әлишир навайи: түркий тиллиқ әдәбиятта варислиқ мәсилиси” мавзусида доклат қилғаникән. Униңға қатнашқан алимлар өз сөзлиридә қазақистанда шаир иҗадийитиниң мушу вақитқичә әтраплиқ тәтқиқ қилинмиғанлиқини тәкитлигән. У йәнә бу тәвәллудниң алмутадики қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музикилиқ комедийә тиятиридиму атап өтүлгәнликини тәкитлиди. Алим атақлиқ композитор азад бурһаноф вә гүлбаһар насирова билән бирликтә навайиниң бир нәччә ғәзәллири асасида қурулған муқамларни сәһнигә елип чиққанлиқини билдүрди.

Алимҗан һәмрайеф бу йил қазақистанда әдиб тәвәллутиға беғишланған иш-паалийәтләр һәққидә тохтилип, мундақ деди: “хәлқара түрк академийәси бу йили әлишир навайиниң 580 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған‚шәрқниң йоруқ юлтузи‛намлиқ паалийәт өткүзди. У тор арқилиқ өтти. Хәлқара түрк академийәсиниң рәһбири дархан қидирәли бу йилни‚әлишир йили‛дәп атап, униң даирисидә көплигән юмилақ үстәл, илмий муһакимә йиғинлириниң болидиғанлиқини вә әлишир навайи иҗадийитиниң тәтқиқ қилинидиғанлиқи тоғрисида нурғунлиған муәммаларни атап өтти. Бу йили навайиниң‚хәмсә‛әсири толуқи билән қазақ тилиға тәрҗимә қилинидиғанлиқи ениқ болди. Бултур китабларму тәйярланди, тәтқиқатларму елип берилди. Шуларниң бири ‛абай вә әлишир навайи-әлишир навайи вә абай‚ намлиқ чоң китаб нәшр қилинди. Униңда көплигән алимларниң әмгәклири орун алди. Шу җүмлидин әлишир навайи вә абай әсәрлиридики охшашлиқлар, әлишир навайиниң шәрқ әнәнилириниң давамлаштурғучиси икәнликини испатлап, мәнму мақалиләрни яздим. Бу китаб рус тилида елан қилинди.”

Тарихий мәнбәләрдә қәйт қилинишичә, әлишир алтә йешида мәктәпкә барған вә хорасан падишаһи һүсәйин байқара билән биргә оқуған. Шу чағда падишаһ ордисида йүз бәргән сиясий өзгиришләр түпәйли навайи дадиси вә башқилар билән һиратни ташлап, ираққа кетишкә мәҗбур болғаниди. Пәқәт 1450-йили хорасанда тәртип орнитилғанда әлишир һиратқа қайтип келип, оқушини давамлаштурған.

Әлишир навайи оқуватқан чағлирида әдәбиятқа қизиқип, шаир шәйх сәидиниң парс тилида йезилған “гүлистан” вә “бостан” намлиқ әсәрлири билән йеқиндин тонушиду. У шундақла иранлиқ шаир фәриддин әттарниң “мәнтиқут-тәйр”, йәни “қушлар тили” намлиқ әсирини оқуп, уни пүтүнләй ядливалған. Кейинрәк болса, “мәнтиқут-тәйр” әсиригә җавабән өзиниң “лисанут тәйр” әсирини язған. Әлишир навайи 1456-йили 15 йешида хорасан һакими, шаир, тарихчи һәм сәнәткар обулқасим бабурниң қешиға хизмәткә орунлишиду. Бабурму яш шаирниң иҗадийитигә қаттиқ тәсир қилған вә нәтиҗидә әрәб вә парс тиллирини мукәммәл билидиған дәриҗигә йетип, дәсләпки әсәрлирини язиду. У, “фани” тәхәллуси билән “дивани фани” әсирини парс тилида язған. Униң түркий-уйғур тилида йезилған әсәрлири болса, “навайи” тәхәллуси билән берилгәниди.

Әлишир навайи 1469-йили хорасан падишаһи һүсәйин байқараниң һираттики ордисида униң оң қол вәзири болуп тәйинлиниду. Шуниңдин кейин у дөләт әрбаби сүпитидә өмриниң ахириғичә шаһқа вападар болуп өтиду. У 1501-йили һират шәһиридә вапат болиду.

Әйни вақитларда уйғур елидә туғулуп, балилиқ чеғи ғулҗа шәһиридә өткән вә дәсләптә ғулҗиниң мәдрисисидә билим тәһсил қилған пешқәдәм шаир абдуғопур қутлуқ әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “шу оқуған вақитларда хәлпәтлиримиз диний савақлардин башқа болупму классик шаирлиримиз һәққидиму ағзимизға илим салған иди. Шуниң билән классик әдәбиятқа мәндә меһир ойғинип қалған. Шу илим йешим 80 гә кәлгән болсиму, һазирғичә ядимдин чиқмайду. Әлишир навайи уйғур хәлқиниң әң мәшһур классик шаири. У вақитта падишаһ һүсәйин байқара болған. Һүсәйин байқараниң әң йеқин дости болғачқа, униң қолида данишмән вәзир болуп турған. Һәр иккилиси шаир болған. Бәс-бәстә, бәс-муназиридә шеир йезишқан. Болупму наваиниң данишмәнлики, даналиқи бесим иди.”

Навайи ғәзәллири уйғурларниң улуғ “12 муқами” динму орун алған болуп, бүгүнки қәдәр әдиб ғәзәллири хәлқ ағзидин чүшмәй келиватмақта. Абдуғопур қутлуқоф бу һәқтә өз қаришини билдүрди.

Әлишир навайи 1498-йили өз шеирлирини йиғип, 45 миң мисралиқ “хәзайинул мәани” намлиқ топлимини нәшр қилиду. Буниңдин ташқири, униң бәдиий, тарихи, пәлсәпиви, ишқи-романтикилиқ әсәрлириму мәлум. Шуларниң бири “хәмсә” жанрида йезилған бәш әсәрдин тәркиб тапқан топламидур. Низами гәнҗәви, хисрав деһләви вә абдурахман җамийларниң бу жанирдики әнәнисини йәниму давам қилған әлишир навайи 1485-йили тунҗи қетим түркий тилида өз хәмсисини яратти. Икки йил давамида язған мәзкур 50 миң мисралиқ топлимиға шаирниң “һәйрәтул әбрар”, йәни “яхшиларниң һәйрәтлиниши”, “фәрһад вә шерин”, “ләйли вә мәҗнун”, “сәбаи сәйяр”, йәни “йәттә юлтуз”, “сәдди искәндәри”, йәни “искәндәр сепили” намлиқ бәш дастани киргән. Әдибниң шундақла “мизанул-әвзан”, йәни “вәзинләр өлчими”, “муһакәмәтул-луғәтәйн”, йәни “тиллар муһакимиси”, “мәҗалисун нәфаис”, йәни “нәписләр мәҗлислири” қатарлиқ нәсри әсәрлириму мәвҗут.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.