Иминҗан тохтияроф вә униң иҗадий паалийити һәққидә

Мухбиримиз җүмә
2021.03.12
Иминҗан тохтияроф вә униң иҗадий паалийити һәққидә Қазақистанда тонулған шаир иминҗан исмайил оғли тохтияроф(иминҗан тохтияроф) әпәнди.
Photo: RFA

Қазақистанда тонулған шаир иминҗан исмайил оғли тохтияроф 1962-йили уйғур елиниң җелилйүзи наһийәсигә қарашлиқ қишлақтам йезисида дуняға кәлгән. Униң ата-аниси шу йили қазақистанға көчүп чиққан. Иминҗан 1979-йили сабиқ челәк наһийәси, йәни һазирқи әмгәкчиқазақ наһийәсиниң байсейит йезисида оттура мәктәпни ана тилида тамамлап, 1987-1993-йиллири челәк наһийәлик “әмгәк туғи” гезити тәһриратида хизмәт қилған.

У, алмута шәһиридики әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң ахбаратчилиқ факултетини сирттин пүттүргәндин кейин җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсидә турушлуқ мәхсус мухбири болуп ишлигән.

Уйғур әдәбиятиниң по’‍езийә саһәси бойичә иҗадийәт билән шуғуллинип келиватқан иминҗан тохтияроф 10 ға йеқин топлам шундақла 200гә йеқин нахша текистиниң аптори. У қәләмгә алған “йүрәк тәвригәндә”, “варислар нахшиси”, “мән сени сеғинғанда”, “долана”, “тумарим” қатарлиқ топламлар, шуниңдәк “җаһаним”, “вәлләй”, “ана”, “дияр наваси” гә охшаш нахшилар уйғур оқурмәнлири вә сәнәт һәвәскарлириниң алқишиға еришкән. Әдибниң көплигән шеирлири қазақ тилиға тәрҗимә қилинған. Униң әсәрлири қазақистандики уйғур тиллиқ мәтбуат сәһипилиридә давамлиқ елан қилинип кәлмәктә.

Иминҗан тохтияроф қазақистан язғучилар иттипақи вә хәлқара язғучилар иттипақиниң әзаси. У “тинчлиқ дуняси” қазақ иҗадий бирләшмиси тәрипидин тәсис қилинған хәлқара шолохоф намидики медалниң, шундақла җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң “сахавәт” медалиниң саһиби, әмгәкчиқазақ наһийәсиниң “пәхрий пуқраси”.

Тилиң-байриқиң

Улуғ ана тилиңда сөзлигиниң,

Келәчәктин үмидни үзмигиниң.

Бәхитликләр сепидин орун елип,

Бүйүк арзу-мәхсәтни көзлигиниң.

Ана тилға муһәббәт бағлиғиниң,

Дәшти-чөлдә тәмтирәп қалмиғиниң.

Кәтмәстин ялақчилар йетилигидә,

Көрүнгәнниң депини чалмиғиниң.

Ана тилға муһәббәт бағлиғиниң,

Деңизлардин қорқмастин атлиғиниң.

Хәлқи аләм алдида бешиң өрдә,

Виҗданиңни ятларға сатмиғиниң.

Ана тилға муһәббәт бағлиғиниң,

Қәлбиңниң паклиғини сақлиғиниң.

Әвладларни бөләп шат-хошаллиққа,

Әҗдадларниң намини ядлиғиниң.

Ана тилиң җаһаниң, гүл баһариң,

Шох яңриған навариң, дил арамиң.

Чоққиларға қолуңдин йетәклигән,

У байриғиң,

У шәниң,

Номус-һариң!

Тағ-деңизниң орнидин көчмигини,

Қайнамларда кемәңниң чөкмигини.

Сән пир тутқан тилиңға бағлиқ билсәң,

Йәр-земиндин намиңниң өчмигини! ! !

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.