Шаир иминҗан тохтияроф: “шеирийәтни, әдәбиятни сөйгән милләт у улуғ вә бүйүк милләттур”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.03.12
Шаир иминҗан тохтияроф: “шеирийәтни, әдәбиятни сөйгән милләт у улуғ вә бүйүк милләттур” Қазақистанда тонулған шаир иминҗан исмайил оғли тохтияроф(иминҗан тохтияроф) әпәнди.
RFA/Oyghan

Өткән әсирниң 80-йиллири совет иттипақи тәркибидики җумһурийәтләрниң бири қазақистанда оқуп, тәрбийәлинип, андин болупму 90-йиллардин кейин, йәни совет иттипақи йимирилип, қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейинки йилларда көплигән уйғур шаир вә язғучилири әдәбият мәйданида тонулушқа башлиғаниди. Шуларниң бири иминҗан тохтияроф һазир алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң челәк йезисида яшайду.

Иминҗан тохтиярофниң тунҗи “йүрәк тәвригәндә” намлиқ шеирлар топлими әнә шу мустәқиллиқниң дәсләпки мәзгиллиридә йоруқ көргән иди. Әйни вақитларда қазақистандики уйғур мәктипини тамамлиған иминҗан тохтияроф өз һаятиниң дәсләпки йиллири миллий мәтбуатиниң тәрәққиятиға сәрп қилиду. Уйғур әдәбиятиниң шеирийәт саһәсидә үнүмлүк иҗад қилип кәлгән әдибниң әсәрлири һәр йиллири йоруқ көргән онға йеқин топламдин орун алған. Униң шеирлири 200 гә йеқин нахшиларниң текисти қилип елинип, һазирғичә ейтилип кәлмәктә.

Радийомиз зияритини қобул қилған иминҗан тохтияроф әпәнди өзиниң немә үчүн шеирийәтни таллап алғанлиқини вә шеирийәткә болған һәвәсиниң қачан башланғанлиқини мундақ дәп чүшәндүрди: “әслидә өмүр бар йәрдә шеирийәт, шеирийәт бар йәрдә өмүр бар әмәсму. Һәқиқий иҗад адәмлири өмүр бойи һар-номус, виҗдан, бүйүк инсанчилиқни биринчи пиланға қойған. Мәнму шу йолда қәләм тәврәткән. Өз һаятимдин хәлқ мәнпәәтини үстүн тутқан. Мениң иҗадийәттики мәвқәйимму мана шуниңдин ибарәт. Әслидә мән әс-һошумни билип, һәрп тонуп, қолумға қәләм тутқандин бери иҗадийәт билән шуғуллинип келиватимән. Шуниңға қариғанда, мән иҗадийәтни әмәс, иҗадийәт мени талливалғандәк тәсәввурда болимән.”

Иминҗан тохтияроф өз иҗадийитидә көпинчә устазлириниң нәсиһәтлиригә әмәл қилидиғанлиқини оттуриға қоюп, йәнә мундақ деди: “мән һеч қачан өзүмни зорлап, әсәр язмаймән һәм қәләм тәврәтмисәм, ағрип қалимән. Демәкчи болғиним, иҗадийәт йоли интайин мүшкүл йол. Хәлқиңниң хушаллиқи сениң хушаллиқиң, бәхти сениң бәхтиң, йиғиси аһу-зари сениң муң-зариң, паҗиәриң. Мана мушу нуқтида йезилған әсәрләр оқурмән көңлидин чиқиду, йүрикидин орун алиду, дәп ойлаймән. Бу һаятта мән үч акимизниң мәвқәсини нәзәрдә тутимән. Атақлиқ шаир вә язғучилар һезмәт абдуллин, һезим бәхниязоф вә абдумеҗит дөләтоф.”

Қазақистанлиқ уйғур шаирлириниң өз иҗадийитидә ана тил, ана юрт, вәтән, сөйгү-муһәббәт, садиқлиқ, достлуқ, инсанпәрвәрлик, меһмандостлуқ охшаш нурғунлиған мавзуларға мураҗиәт қилип кәлгәнлики мәлум. Иминҗан тохтияроф бу һәқтә мундақ деди: “шеирийәт гүзәллик билән сөйгү-муһәббәттин, өмүргә, адәмләргә, аиләңгә ашиқлиқтин, пәлсәпә-тәпәккүрдин туриду әмәсму. Мана мушу мавзулар мениң иҗадийитимдә һалқилиқ орунни игиләйду. Шеирийәтни, әдәбиятни сөйгән милләт у улуғ вә бүйүк милләттур. Шуңлашқа өсүп келиватқан әвладлиримизни китаб оқушқа, китабни сөйүшкә, қәдирләшкә үндигән болар идим. Шундақ болған чағдила таңлиримиз йоруқ, асминимиз очуқ, турмушимиз хатирҗәм, һаятимиз яхшилиқларға толуп-ташидиғанлиқида қилчилик гуманим йоқ.”

Иминҗан тохтияроф һәр қандақ бир иҗадкарниң һаятқа башлайдиған һәм униңда үлгә-ибрәт болалайдиған, өзиниң әқил-парасити вә тәпәккури билән җәлп қилалайдиған устазлириниң болидиғанлиқини, шулар җүмлисидин өзиниңму йеқин тутқан устазлириниң болғанлиқини билдүрди.

Игилишимизчә, бүгүнки қәдәр шаир иминҗан тохтиярофниң шеирлириға иҗад қилинған 200 гә йеқин нахша қазақистанда һәм униң сиртидиму яхши тонуш аммибаб гуруппа вә иҗрачилар тәрипидин чоң сәһниләрдә вә той-мәрикиләрдә ейтилмақтикән. Болупму ахирқи он йилдин буян иҗадий һәмкарлиқта ишләватқан “дәрвишләр” гурупписиниң орунлишидики нахшилар кәң амма тәрипидин қизғин алқиш вә инкасларға муйәссәр болмақта. Бу җәһәттә мәзкур гуруппа йетәкчиси, композитор вә иҗрачи дилмурат баһарофни алаһидә тилға елишқа болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.