Шаир нурәхмәт әхмәтоф: “әлниң ғеми һәммисидин муқәддәс”
2021.09.26
“шаир әһли хәлқи билән һәмнәпәс, әлниң ғеми һәммисидин муқәддәс.” дәп нида қилиду қазақистанлиқ уйғур шаир нурәхмәт әхмәтоф шаирларниң бурчи һәққидә язған бир парчә шеирида.
Шаир нурәхмәт мирзаәлим оғли әхмәтоф 1951-йили уйғур елиниң или вилайитигә қарашлиқ кичик мазар йезисида дуняға кәлгән. 1962-Йили ата-аниси билән қазақистанниң һазирқи панфилоф наһийәсиниң пәнҗим йезисиға келип орунлашқан. Қазақистанға көчүп чиқишиға хитай коммунист һакимийитиниң 1949-йилдин тартип уйғур елидә йүргүзгән көплигән сиясий бастуруш һәрикәтлири сәвәб болған. Шаирниң дадиси әйни вақитларда қазақистанниң яркәнт тәвәсидә туғулған болуп, өткән әсирниң 30-йиллири совет һакимийити тәрипидин йүргүзүлгән коллектиплаштуруш сиясити вә униңдин келип чиққан ачарчилиқ сәвәбидин уйғур елигә көчүп кетишкә мәҗбур болған икән.
Нурәхмәт әхмәтоф дәсләптә пәнҗимдики оттура мәктәптә, андин яркәнт шәһиридики һазирқи хелил һәмрайеф намидики уйғур оттура мәктипидә оқуған. 1969-Йили у өзбекистанниң ташкәнт шәһиридики дөләт университетиниң шәрқ факултетиға оқушқа чүшүп, уни 1974-йили тамамлиған вә кейинки йиллири илгәрки панфилоф наһийәлик “йеңилиқ авази”, һазирқи “яркәнт тәвәси” гезитидә мухбир болуп ишлигән.
Шаир нурәхмәт әхмәтоф мәктәптә оқуп йүргән чағлиридин тартип әдәбий иҗадийәт билән шуғулланған. Униң дәсләпки шеирий әсәрлири 70-йиллардин башлап мәтбуат сәһипилиридә елан қилинишқа башлиған. Әдибниң һәр хил йиллири йоруқ көргән “яхшилиқ истәймән”, “дәрдиң билән яшаймән” вә яш өсмүрләргә беғишланған “рәңму-рәң аләм” намлиқ топламлирида шеирлири вә дастанлири нәшр қилинған. Униң “баһар чәшмилири”, “вәсийәт”, “булақлар”, “ана юртқа муһәббәт” намлиқ әсәрлири топламларға киргүзүлгән.
1991-Йили нурәхмәт әхмәтофниң иҗадийити юқири баһалинип, у қазақистан язғучилар иттипақиниң илия бәхтия намидики мукапатиға еришкән.
Аманәткә яшимайду шаирлар
Аманәткә яшимайду шаирлар,
Өмүр бойи от боп йенип өтиду.
Һәр бир таңдин алидиған қәрзи бар,
Түнни әмәс, шуңа таңни күтиду.
Аманәткә яшимайду шаирлар,
Атәш йүрәк әмри билән яшайду.
Һә, йүрики даим ойғақ һәм бидар,
Бирдә отқа, бирдә суға башлайду.
Аманәткә яшимайду шаирлар,
Күрәшләрниң қайнимида яшайду.
Йүрикидә күрәшчан роһ җуш урар,
Шу роһ бәзән зинданларға башлайду.
Аманәткә яшимайду шаирлар,
Өз дәвриниң улар чаққан чақмиғи.
Һәқни сөзләп, һәқиқәткә интиләр,
Шуңа қийин заманиға яқмиғи. . .
Аманәткә яшимайду шаирлар,
Вә шәнини,
Ғурурини сатмайду.
Аманәткә күнин көрсә гәр улар,
Өз хәлқиниң гепи һәргиз ақмайду! ! !
Һарарәтлик қәлб игиси шаирлар,
Һәр сөзидә йүрикиниң тәпти бар.
Көрүнүштә әҗәб аддий йүрсиму,
Хәлқи билән вәтинидин гәп қилар.
Өмри өтәр қилип әлниң ғемини,
Әлгә атап тиккән һәтта җенини.
Лазим икән лагерларда шаирлар,
Шеир язар сия қилип қенини.
Шаир әһли хәлқи билән һәмнәпәс,
Әлниң ғеми һәммисидин муқәддәс.
Етиқад һәм ғайә үчүн җанниму,
Пида қилиш һеч қанчә һәм гәп әмәс!
Айимайду, өзин отқа салиду,
Отта көйүп, мәшәл болуп яниду.
Шаир әһли бир анидин туғулуп,
Бир милләтниң оғли болуп қалиду! ! !