Язғучи вә журналист гүлбәһрәм хошайева
2021.03.26
Қазақистанда яшаватқан уйғурлар арисида һәр саһәдә көрүнәрлик нәтиҗиләрни яратқан уйғур ханим-қизлириму аз әмәс. Нөвәттә қазақистандики “туран” университети чәтәл тиллири бөлүминиң башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан доктор гүлбәһрәм хошайева дәл шуларниң җүмлисидиндур. Қазақистанда туғулуп чоң болған гүлбәһрәм хошайева ханим тәрҗимәшунаш болупла қалмастин, бәлки йәнә нурғунлиған надир әдәбий әсәрләрниңму апторидур. У зияритимизни қобул қилип өз иҗадийәтлиридә пүткүл инсанийәткә ортақ болған тема-һөрлүк вә муһәббәт темисиниң чоң салмақни игиләйдиғанлиқини билдүрди.
Ундақта гүлбәһрәм хошайева ким?
Гүлбәһрәм хошайева 1957-йили алмута вилайити уйғур наһийәсиниң ғалҗат йезисида туғулуп, 1978-йили алмута чәт әл тиллири институтиниң инглиз тили факултетини тамамлиған. У 1979-йили һазирқи “уйғур авази” гезитханисиниң әдәбият вә сәнәт бөлүмлиридә 20 йил журналист болуп ишлигән вә бу җәрянда у қазақистанда тонулған һезим бәхниязоф, савутҗан мәмәтқулоф, йолдаш азаматоф, долқун ясиноф вә абдумеҗит дөләтофқа охшаш даңлиқ шаир, язғучилар вә журналистлар билән тонушқан.
Гүлбәһрәм хошайева 1999-йилидин 2016-йилиғичә әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң иқтисад вә сода, қанун вә шәрқ факултетлирида бакалаврлуқ магистирлиқ, докторлуқ илмий унвани үчүн оқуватқан оқуғучиларға инглиз тилидин дәрс бериду. У бу җәрянда “инглиз тилидики әсәрлирини рус вә қазақ тиллириға тәрҗимә қилиштики қийинчилиқлар” темиси бойичә илмий тәтқиқат билән шуғуллиниду. У мәзкур әмгикини 2006-йили астана шәһиридә үч тилда, йәни инглиз, рус вә қазақ тиллирида утуқлуқ яқлап, филологийә пәнлириниң кандидат доктори илмий унваниға муйәссәр болған.
Гүлбәһрәм хошайеваниң 2004-йили “дәрди йоқ дәмсән мени”, 2008-йили “мән сени қиялмаймән” вә 2010-йили қазақ тилида “көндим-ау саған тағдирим”, 2017-йили “йүрәктин чиққан бир тамчә яш” намлиқ һекайиләр топламлири “мир” нәшриятида нәшир қилинған.
Язғучиниң көплигән һекайилири, повест, очерклири вә илмий мақалилири уйғур, қазақ, рус, өзбек, түрк тиллирида һәр хил мәтбуат сәһипилиридә үзлүксиз елан қилинип турған.
2013-Йили алимниң илмий тәтқиқатлири асасида “инглиз тилини тәрҗимә қилиш усуллири” намлиқ монографийәси йоруқ көрүп, алий оқуш орунлирида мәхсус оқуш дәрслики сүпитидә пайдилинишқа тапшурулға н. Мәзкур әмгәк қазақистан алимлири тәрипидин юқири баһаларға еришкән.
Қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси гүлбәһрәм хошайева нөвәттә “туран” университети чәт әл тиллири бөлүминиң башлиқлиқ вәзиписини өтимәктә.