Язғучи гүлбәһрәм хошайева: “әсәрлиримниң асасий мавзуси һаят вә муһәббәт”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.03.26
язғучи гүлбәһрәм хошайева: “әсәрлиримниң асасий мавзуси һаят вә муһәббәт” Қазақистандики “туран” университети чәтәл тиллири бөлүминиң башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан доктор гүлбәһрәм хошайева ханим сәпдашлири билән.
RFA/Oyghan

Өткән әсирниң 70-80-йиллириниң қазақистанда уйғур маарипиниң, мәдәнийитиниң, әдәбиятиниң, сәнитиниң, мәтбуатиниң, илим-пәниниң әң гүлләнгән дәври болғанлиқи мәлум. Бу мәзгилдә болупму уйғур әдәбияти һәр хил саһәләр бойичә тәрәққий қилип, нурғунлиған надир әсәрләр мәйданға кәлгән иди. Әнә шу уйғур әдәбиятиниң карван беши болған зия сәмәди, һезим искәндәроф, һезимәт абдуллин, җамалдин босақоф вә башқиму көплигән шаирлар, язғучилар, драматоргларниң изини бесип, йеңи әвлад язғучилири йетилип чиқишқа башлиди. Шуларниң бири уйғур әдәбиятида болупму һекайә вә повест жанериниң йүксилишидә муһим рол ойниған язғучиларниң бири гүлбәһрәм хошайевадур.

Алмута вилайитиниң уйғур наһийәсигә қарашлиқ ғалҗат йезисида туғулуп өскән гүлбәһрәм хошайеваниң кейинки һаяти алмута шәһиридә өтүп, у қазақистанниң әдәбият, маарип, илим-пән вә ахбарат саһәлиридә паалийәт елип бериватқан әдибләрниң биригә айланған иди.

Қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, филологийә пәнлириниң кандидат доктори гүлбәһрәм хошайева ханим сөһбитимиздә болуп, өзиниң иҗадийити һәққидики қарашлири билән ортақлашти.

У радийомиз зияритини қобул қилип, башқиму көплигән язғучилар қатарида өз иҗадийитиниң шеир йезиш билән башланғанлиқини, шеирийәткә болған һәвәсиниң 5-6-синипларда оқуватқан пәйтлиридә пәйда болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “дәсләпки шеирлирим ‛или вадиси‚ гезитигә чиқти. Мирзәхмәт ака меримоф наһайити яхши инкаслар билән ярдәм қилди. Андин шеирлирим шу пәйттики ‛коммунизим туғи‚ гезитидә чиқип йүрди. Кейинирәк алий оқуш орни оқуғучиси дәвримдә дәсләпки ‛мени күткүзгән бала‚ намлиқ һекайәм гезиттә елан қилинди. Андин ‛йил һекайиси‚ дәп, маңа мукапат тапшуруп, хушаллиққа чөмдүрди.”

Гүлбәһрәм хошайеваниң ейтишичә, әйни вақитларда униң билән биллә көплигән атақлиқ шаир вә язғучилар биллә ишләп, улардин көп савақ алған һәмдә уларниң арисида униң әдәбият мәйданиға келишигә сәвәб болғанларму баркән.

У мундақ деди: “у бая атап өткән йолдаш әзәматоф. Әмди иҗадийәт мәйданиға келишимгә тәсир қилған әдиб болмиди. Чүнки иҗадийәт мәйданида өзүмниң дилимдики, қәлбимдики иштияқ пәйда болди. Һазирқи ‛уйғур авази‚ гезитигә тәклип қилинғандин кейин мениң иҗадийитимгә тәсир қилған әдибләр болди. Шуларниң бири һезим бәхниязоф.”

Гүлбәһрәм хошайева шундақла мәзкур гезиттә ишләш җәрянида долқун ясиноф, савутҗан мәмәтқулоф охшаш шаирлар билән йеқин арилашқанлиқини, болупму абдумеҗит дөләтоф билән оттуз йил давамида сирдаш-муңдаш, ака-сиңил, қәләмдаш сүпитидә өткәнликини билдүрди. язғучи өз әсәрлириниң асасий мавзулири үстидә тохталди.

Гүлбәһрәм хошайеваниң өз һаятида көп саһәләрдә әмгәк қилип кәлгәнлики мәлум. У болупму аилә, бала-чақа ғемини қилишниң һәр бир ана үчүн муқәддәс вәзипә икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “һаятимниң әң қийинчилиқи, әң қийин бир чоң нуқтиси. Балилар өсүватқан пәйттә илмий тәтқиқат ишини қолумға алдим. У үч тилда йүргүзүлди. Шу пәйттә мән әң чоң университетта ингилиз тилидин оқутқучилиқ қилдим. Илмий тәтқиқатимни қорғаш астанада болди. Илмий тәтқиқатни ташлашқа болмайду, у ениқ. Қайсини ташлап, қайсини қояримни билмәймәну, лекин һеч қайсини ташлиялмаймән.”

У йәнә муһаҗирәттә яшаватқан һәр қандақ бир уйғурниң қәлбидә ана-вәтән, ана-тупрақниң сеғиниш отиниң һелиму көйүватқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “мениң өзүмни кәчүрмәйдиған бир йерим өзимизниң ана тилидики йезиқни оқуялмаймән. Әмди оқуп кетишим мумкинму? мушу йезиқни оқуялмиған сәвәбимдин тарихий вәтинимиздики язғучиларниң әсәрлирини оқуялмиған болдум. Кейинки вақитларда язғучи абдуреһим өткүрни наһайити яхши көрүп, оқудум. Хәлқимизниң бешиға чүшкән еғир җапалар абдуреһим өткүрниң бешидин өтүп, әмди униң қәлимидин чиқип, яралған әсәрләрни оқуп-оқуп, тоймай қалған пәйтлирим нурғун.”

Гүлбәһрәм хошайева бәштин ошуқ һекайиләр топламлириниң аптори болуп, улар рус, қазақ, өзбек, түрк тиллириға тәрҗимә қилинған. Униң әсәрлири қазақистан уйғур әдәбиятида һекайә жанриниң мавзу җәһәттин бейип, раваҗлинишиға муһим рол ойнимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.