Әнглийәлик мәшһур археолог аврел стәйинниң уйғур дияридики ахириқи сәпири

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2023.11.28
awrel-steyinning-passporti-1024 Аврел стейинниң хитай гоминдаң ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин берилип кейин инавәтсиз қиливетилгән паспорти (1930-йили 5-ай) әнглийә оксфорд университети бодлеян кутупханиси, MS. 283
RFA/Ablet

Дуня мәдәнийәт тарихи һәққидә сөзлигинимиздә 19-әсирниң ахирқи йиллири вә 20-әсирниң дәсләпки чарикидә алаһидә тилға елишқа әрзийдиған әң чоң йеңилиқлардин бири уйғур диярида нәччә миң йилдин бери ухлап ятқан мәдәнийәт излириниң байқилишидур, дейишимизгә тоғра келиду. Униңдин бурун сибирийә, һиндистан, миссопотамийә вә анатолийәдә тәләй синап йүргән археологлар, инсаншунаслар вә тилшунаслар бу йәрдики йеңилиққа даир тунҗи хәвәрни аңлапла алдирап-тенәп уйғур дияриға кәлгән вә тәклимаканниң алтун қумлуқлири арисиға кирип кәткән.

 Әсли венгирийәлик йәһудийлардин болған аврел стәйин (Aurel Stein) билән шиветсийәлик свен һедин (Sven Hedin) әнә шу археолог вә тәвәккүлчиләрниң ичидики әң мәшһурлиридин икәнлики һәммимизгә аян. Өз нөвитидә йәнә өз кәспидә қолға кәлтүргән нәтиҗилири биләнму шу заманниң әң чоң вәкиллиридин санилидиған бу икки затни русийәлик, германийәлик вә фирансийәлик кәсипдашлиридин пәрқләндүрүп туридиған йәнә бир тәрипи илмий тәтқиқат сәпәрлири җәрянида баштин кәчүргән аҗайип кәчүрмишлиридур.

 Пүтүн дуняни сарасимигә салған иккинчи дуня урушидин кейинки бир нәччә йилда инсанлар йәнила шунчә көп кишиниң җениға замин болған бу урушниң искәнҗисидин қутулалмиған. Илмий тәтқиқат вә илмий тәкшүрүш сәпәрлирини әмәлгә ашуруш түгүл, бу тоғрилиқ ойлинишқиму имканийәт болмай йәнә бир нәччә йил өтүп кәткән. Бу һарғин йиллар ичидә йүз бәргән йәнә бир йеңилиқ шу вақиттики хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға техиму чиң йепишиши болған. Хитай зиялийлирини йениға алған хитай милләтчилири пәқәт хитай ичидә чәт әлликләр тәрипидин елип берилған һәрқандақ паалийәтнила әмәс, бәлки уйғур дияридики ишларғиму алаһидә диққәт қилип пүтүн күчи билән тосқунлуқ қилишқа башлиған. Һәтта узун муддәтлик қоллиғучиси русийәдин туғулған коммунистик совет болшевик һөкүмитиниму хели вақитқичә йеқин йолатмиған.

1924-Йилидин кейин бу хил вәзийәт аста аста өзгиришкә башлиған. Кейинки 10 йил мабәйнидә уйғур дияриға чәт әлликләрни йеқин йолатмиған яң зеңшинниң “йәрлик падишаһ” болувелиш сияситиму азрақ бошиған. У 1925-йилидин башлап русийә биләнму аста аста елим-берим қилишқа башлиған. Бу әһвални хитайниң чәт әлләр билән болған мунасивәтлириниң яхшилинишқа башлиниш дәври дәп қариған аврел стәйин шу йилила 4-қетим уйғур дияриға берип илмий тәкшүрүш вә қезиш ишлирини башливәтмәкчи болған. Лекин, бу сәпиригә мәбләғ һәл қилалмиған.

-1927Йили хитай һөкүмити ләнҗудин үрүмчигә баридиған бир төмүрйол ясимақчи болған чағда, бу ишни техника вә иқтисад җәһәттин өз күчигә тайинип тамамлашниң мумкин әмәсликини тонуп йәткән. Шундақла уйғур дияри билән мунасивәтлик ишларни қилидиған, болупму өлчәш вә пиланлаш ишлирини яхши билидиған чәт әллик мутәхәссисләргә еһтияҗлиқ икәнликини техиму һес қилған. Хелидин бери хитайниң сиясий вәзийитини диққәт билән көзитиватқан свен һедин 1924-йили бир қетимлиқ сәпиридә хитайниң бейпиң (һазирқи бейҗиң) шәһиридә тохтап тиңтиңлапму баққан болуп, шу вақитта үмидсиз қайтқан свен һедин әмдиликтә тездин тәйярлиқлирини башлиған. Әмма бу қетим ишни техиму заманиви вә кәң көләмдә елип бармақчи болған. Германийәниң луфтханса (Lufthansa) авиятсийә ширкити уни мәбләғ билән тәминләйдиған, әмма барлиқ ишлар шиветсийә намида болидиған болған.

Бу вақитта 1925-йили тәшкилләнгән “фог” (Fogg)  намидики уйғур дияри експедитсийәсиниң 2-қетимлиқ сәпириниң мәғлубийити түпәйлидин пурсәт күтүп турған америка харвард университетиму пәйт кәлди, дәп билгән вә йеңи бир сәпәр тәйярлиқини башлиған.  Бу қийин хизмәткә тәҗрибилик бир йолбашчи издәватқан харвард университети дәрһал аврел стәйин билән алақиләшкән.

Бу вақит аврел стәйин бир чоң илмий тәкшүрүш сәпиригә керәклик мәбләғ қийинчилиқини әмәс, бәлки өзиниң шәхсий еһтияҗини қамдиғудәк иқтисад мәсилисини қандақ һәл қилишни биләлмәй раса беши қетип турған вақитқа тоғра кәлгән. Икки тәрәп келишип, харвард университети униң сәпирини мәбләғ билән тәминләйдиған, буниң һесабиға стәйин харвард университетида сәккиз қетим уйғур дияриниң қәдимий мәдәнийити вә тарихи һәққидә доклат беридиған, шуниңдәк тепилған асарә-әтиқиләрниму харвард университетиға тапшуридиған болған. Стәйинниң бу вақитта тәлийи оңдин келип, әнглийә “бүйүк биританийә музейи” му бу илмий тәкшүрүш сәпирини мәбләғ билән тәминләйдиған болған.

Аврел стәйин дәрһал иш башлап, алди билән хитай пайтәхти нәнҗиңгә барған. Андин әнглийә вә американиң хитайда турушлуқ баш әлчиликлириниң ярдәми билән гоминдаң нәнҗиң һөкүмити ташқи ишлар министирлиқидин уйғур дияри вә гәнсу үчүн паспорт алған. Униңдин кейин харвард университетиға қайтип берип, бурунқи сәпәрлири асасида дәсләпки үч қетимлиқ доклатини бәргән.

 

Германийәдә фидератип дөләт архипида сақлиниватқан аврел стейинниң 4- қетимлиқ сәпири һәққидики материялниң бир қисми
Германийәдә фидератип дөләт архипида сақлиниватқан аврел стейинниң 4- қетимлиқ сәпири һәққидики материялниң бир қисми
RFA/Ablet

Һалбуки, уни күтүлмигән бир қийинчилиқ сақлап туратти. У вақиттики вәзийәт униң дәсләпки үч қетимлиқ сәпәр арзуси әмәлгә ашқан вақитларға охшимайтти. Униң йолға чиққанлиқи һәққидики хәвәр бейҗиң, шаңхәй вә нәнҗиңләргә йетип бериши биләнла хитай милләтчилири униңға қарши һәрикәт башливәткән. Һәтта уларниң бесими нәтиҗисидә гоминдаң һөкүмити “асарә-әтиқиләрни қоғдаш қануни”ниң 14-маддисини елан қилған. Униңда чәт әлликләрниң хитайда өз алдиға қидирип тәкшүрүш паалийәтлири елип бериши вә асарә-әтиқиләрни елип кетиши чәклинидиғанлиқи буйрулған.

Хитайниң аталмиш археологи хуаң венби шу вақитларда үрүмчидә болуп, “шинҗаң падишаһи” җин шуриндин аврел стәйинниң бир нәччә айдин кейин уйғур дияриға йетип келидиғанлиқини аңлиған. Шуниң билән хуаң венби бейҗиңға қайтип барғандин кейин, бейҗиңдики хитай зиялийлири билән бирликтә қаршилиқ паалийәтлирини әвҗигә чиқарған. Әмма бу қаршилиқлар аврел стәйинни тосалмиған. 1930-Йили 9-айда у дәсләп һиндистанға келип, арқидин кәшмир арқилиқ уйғур дияриға киргән. Бу вақитта хитай чоң гезитлири арқа арқидин мәхсус мақалә елан қилишип, уни “оғри” дәп раса әйибләвататти. Стәйин 1931-йили 1-айниң 15-күни 30 йил бурун 1-қетимлиқ қидирип тәкшүрүш хизмәтлирини башлиған йери нийә қәдимий шәһиригә йетип берип, пәқәт бир һәптила тәкшүрүш елип баралиған. У нәнҗиң һөкүмитиниң  җин шурин арқилиқ әвәткән 2- қетимлиқ телеграммисини тапшуруп алғандин кейин көзи қиймиған һалда нәрсә керәклирини йиғиштурушқа мәҗбур болған.

 

Хитай нәнҗиң һөкүмитиниң җин шурин арқилиқ аврел стейингә әвәткән дәсләпки телеграммиси (1931-йили 1-айниң 2-күни)
Хитай нәнҗиң һөкүмитиниң җин шурин арқилиқ аврел стейингә әвәткән дәсләпки телеграммиси (1931-йили 1-айниң 2-күни)
RFA/Ablet

Бу телеграммида стәйинниң йол хетиниң әткәс қилинғанлиқи йезилип, униң қазған асарә-әтқилирини һөкүмәткә тапшуруши вә дәрһал чеградин чиқип кетиши тәләп қилинғаниди. У һәмраһлирини башлап, чақилиқ арқилиқ корлиға, униңдин кейин ғәрбкә қарап меңип 4-айниң 26-күни қәшқәргә йетип барған. Германийәдә сақлиниватқан аврел стәйинниң бу қетимқи илмий сәпири һәққидики архиплардин хәвәрдар болушимизчә, бу арида америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханисиниң аричилиқ қилип, бу қетимқи қидирип тәкшүрүш сәпиригә  америкиниң мәбләғ салғанлиқи вә америкиниң бир тәтқиқат институтиға тәвә икәнликини чүшәндүрүп, хитай ташқи ишлар министирлиқиға язған хетиму җавабсиз қалған. Нәнҗиңдин тарқалған йәнә бир гезит хәвиридин аврел стәйинниң барлиқ саяһәт вә илмий тәтқиқат сәпәрлириниң чәкләнгәнлики вә өзиниң назарәт астиға елинғанлиқи баян қилинғанлиқини оқуймиз.

Аврел стәйин қәшқәргә йетип барғандин кейин йиғқан асарә-әтиқә буюмлирини хитай һөкүмитигә тапшуруп беришини һавалә қилип, әнглийә консулханисиға қалдуруп қойған. Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити архип бөлүмидә сақлиниватқан шу вақитқа мәнсуп тизимликкә асасланғанда хитай һөкүмитиниң бу аз сандики, әмма толиму қиммәтлик мәдәнийәт буюмлирини тапшурувалғанлиқи мәлум.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити архип бөлүмидә сақлиниватқан аврел стейиндин мусадирә қилинған мәдәнийәт буюмлири тизимлики
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити архип бөлүмидә сақлиниватқан аврел стейиндин мусадирә қилинған мәдәнийәт буюмлири тизимлики
RFA/Ablet

 Әпсуски, һазирғичә бу буюмларниң нәдә сақлиниватқанлиқи яки йоқитиветилгәнлики ениқ әмәс. Аврел стәйин 4-айниң 26-күнидин 5-айниң 17-күнигичә қәшқәрдә туруп вәтинигә қайтишни күтиду. Униңдин кейин қәшқәрдин айрилип һиндистанға чиқип кетиду. Шу вақитта ройтерс агентлиқи тәрипидин тарқитилған бир хәвәрдин униң һиндистанға барғандин кейин, һиндистан һөкүмитигә қезилма буюмларниң һәммисини толуқи билән қәшқәрдә қалдуруп қойғанлиқи, һеч нәрсини өзи билән елип маңмиғанлиқи һәққидә йәнә бир парчә испат йезип бәргәнликидин хәвәрдар болимиз. Шундақ қилип аврел стәйинниң җәмий 326 күн давамлашқан 4-қетимлиқ илмий қидирип тәкшүрүш сәпири ахирлашқан.

Дәсләпки үч қетимлиқ толиму мувәппәқийәтлик експедитсийә сәпиридин кейин 70 яшқа йеқинлашқан җасарәтлик археологниң 4-қетимлиқ сәпири гәрчә у өзи арзу қилғандәк нәтиҗилик болмиған болсиму, лекин бу сәпәр җәрянида көргән-билгәнлири һәққидә язған хатириси вә башқа материяллар шу вақиттики уйғур дияриниң сиясий вәзийити вә дәсләпки сәпиридин кейинки 30 йил мабәйнидә йүз бәргән өзгиришләрни тәтқиқ қилишта муһим әһмийәткә игә. Бу қиммәтлик материяллар күнимиздә әнглийә оксфорд университети бодлеян кутупханиси вә бүйүк биританийә музейи архипида сақланмақта.

 Бу һәқтики баянлар тәбиий йосунда оқурмәнләргә бир қатар соалларни ташлайду: әйни вақитта чәт әл експедитсийәчилириниң уйғур дияридики илмий тәтқиқат сәпәрлири  немә үчүн бурунқиниң әксичә хитай зиялийлириниң алаһидә диққитини қозғап қалған? хитай һөкүмити немә үчүн бу қиммәтлик мәдәнийәт буюмлирини шунчә қаттиқ қамал қилған?

Шу йилларда болуп өткән вәқәләрни вә уйғур дияридин тепилған мәдәнийәт буюмлириниң хитайдики тәтқиқат әһвалини бирләштүрүп тәһлил қилидиған болсақ, хитай зиялийлириниң уларни тәтқиқ қилиш нийити йоқ икәнликини байқаймиз. Әгәр шундақ болса иди, аврел стәйин қалдуруп кәткән нәрсиләрниң қәйәрдә икәнликини есимизгә салидиған бирәр бәтлик қисқа мақалә болсиму йезилған болатти. Шүбһисизки, мәйли хитай зиялийлири болсун яки хитай һөкүмити болсун аврел стәйингә охшаш археологлар вә башқа тәвәккүлчиләр илгири уйғур дияридин елип кәткән асарә-әтиқиләрниң бу муқәддәс земинниң дуняға тонулушида нәқәдәр муһим рол ойниғанлиқини билип қелишқаниди. Бундақ муһим нәтиҗиләрниң һәр бири хитайниң бу земинға нисбәтән ят бир мустәмликичи икәнликини дәлилләйдиған тәңдашсиз испат иди. Бундақ дәлилләрниң көпийиши әлвәттә, уларниң ишини техиму қийинлаштуратти. Улар бу мәдәнийәт байлиқлирини әтиварлайдиғандәк көрүнгән билән лайиқида берилидиған бир нәрсә болсила кимниң нәгә елип кетиши билән чатиқи йоқ иди. Бу тәһлилимизниң техиму тәпсилий асаслири тоғрисида кейинки обзоримизда  мәхсус тохтилимиз.

 ***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.