“биңтүән билән йәрликни қошуветиш” ниң ич йүзи

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.02.13
bingtuan-ussul-xitay-doppa-uyghur-1024 Биңтүән шәһәр мәмурийити қатнаш гуруһи елип барған сәнәт паалийитиниң көрүнүши. 2021-Йили 24-июн
btwmw.net

11-Феврал хитай башқурушидики “тәңритағ тори” да “охшаш шинҗаң, охшаш мәсилә-биңтүән билән йәрликни қошуветиш йиғини арқисидики чоңқур мәниләр” Намлиқ бир мақалә елан қилинған. Мақалидә, йеқинқи йиллардин буян биңтүән билән йәрликни қошуп тәрәққий қилдуруш “шинҗаңниң омумий қурулмисида техиму муһим рол ойнаватқанлиқи, өткән 70 йил җәрянида биңтүән аллибурун хитайниң дөләт хәвпсизликиниң капалити, шинҗаңниң тәрәққияти, милләтләр иттипақини илгири сүрүш вә муқимлиқни қоғдаштики истратегийәлик күчкә айланғанлиқи”; “мәркәзниң биңтүәнниң орни һәққидики қариши ениқ болуп, йеңи вәзийәттә биңтүәнни күчәйтиш керәкки, һәргизму аҗизлаштурушқа болмайдиғанлиқи” көрситилгән. Шинҗаң уйғур аптоном райони уйғурларға берилгән миллий территорийәлик аптономийә сүпитидә униң бихәтәрлики хитайниң “миллий территорийәлик аптономийә қануни” бойичә әслидә уйғурлар вә бу земиндики йәрлик хәлқләрниң мәсулийәт даирисидики хизмәт болуши керәк иди. Әмма биңтүәнниң пәйда болуши вә мәвҗутлуқини тәбиий һалда уйғурларниң мутләқ аптономийә һоқуқиға игә әмәсликиниң күчлүк испати дейишкә болиду. Демәк, бу йәрдә шу нәрсә ениқки, биңтүәнниң қурулуши қандақтур чәт әллик дүшмәнләр үчүн әмәс, бәлки дәл уйғурлар үчүн болғанлиқи тәбиий! йәни биңтүәнниң күчийиши, уйғурларниң аптономийә һоқуқлириниң аҗизлишиши билән мунасивәтлик болидиғанлиқиму мәнтиқигә уйғун бир қараштур. Бу вәҗидин нөвәттә йолға қоюлған аталмиш “биңтүәнни йәрликкә қошуп тәрәққий қилдуруш” ни биңтүәнниң уйғур аптоном райониниң орнини елиши үчүн йолға қоюлған сиясәт дәп чүшинишкә болиду, әлвәттә.

Йеқинқи йиллардин буян коммунист хитай аталмиш “биңтүән билән йәрликни қошуп тәрәққий қилдуруш” сияситини йолға қойди. Шундақла бу арқилиқ аталмиш шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни билән йәрлик һөкүмәтниң қоюқ һәмкарлиқи арқилиқ районниң бир гәвдилишиши, иқтисадий тәрәққияти, милләтләр иттипақи вә җәмийәт муқимлиқини “илгири сүридиғанлиқи” һәққидә җар салди. Сирттин қаримаққа, бу хил сиясәт һәқиқәтән уйғур елиниң иқтисадий тәрәққияти вә җәмийәт муқимлиқини илгири сүргәндәк тәсир берәтти. Маһийәттә болса, бу сиясәтниң уйғурларға елип келиватқини пүтүнләй башқичә болуп, у уйғурларниң миллий территорийәлик аптономийә һоқуқини тартивелиш, уларни земин вә байлиқ мәнбәлири, шундақла инсаний һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қилишта муһим рол ойнимақта.

Уйғурларниң аптономийә һәққини тартивелиш

Шинҗаң уйғур аптоном райони қануний нуқтидин алғанда, уйғур миллитигә мәнсуп болған миллий территорийәлик аптономийә болуп, нәзәрийә җәһәттин уйғурларниң аптономийә һоқуқи ишқа ешиши вә җари қилдурулуши керәк иди. Һалбуки, биңтүән болса уйғур аптоном районидин айрим һаләттики мустәқил сиясий вә иқтисадий гәвдә болуп, узун йиллардин буян хитайниң уйғур елидики һөкүмранлиқиниң қоғдашта муһим рол ойнап кәлди. Биңтүән уйғур елиниң мутләқ көп қисим байлиқ мәнбәлиригә игә болупла қалмастин, бәлки йәнә мәмурий башқуруш, йәрләрни тәқсим қилиш вә иқтисадий тәрәққият қатарлиқ тәрәпләрдиму мутләқ әркинликкә игә бир гәвдидур. Биңтүәнгә берилгән һоқуқниң зорийишиға әгишип, биңтүән бара-бара әслидә уйғурларға берилгән уйғур аптоном райониниң йеңи игисигә айланмақта.

Биңтүән биваситә хитай мәркизий һөкүмитиниң башқурушида болғини үчүн, униң мәмурий һоқуқлири тәбиий һалда шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң үстигә қоюлуп, уйғурларниң аптономийә һоқуқиға еғир тәһдит пәйда қилған. Бу вәҗидин йәрлик һөкүмәт аста-аста өз ролини йоқитип, “намда бар, әмәлдә йоқ қуруқ аптономийә” гә айлинип қалған. Техиму ениқрақ қилип ейтқанда, аптоном район нөвәттә уйғурлар билән пүтүнләй мунасивәтсиз болған бир қуруқ гәвдигә айлинип қалған.

Земин вә байлиқ мәнбәлирини тартивелиш

Биңтүәнниң иқтисадий әмәлийәттә уйғур елиниң земини вә байлиқ мәнбәлиригә тайинидиған болуп, “биңтүән билән йәрликни қошуп тәрәққий қилдуруш” сиясити болса, биңтүәнниң уйғурларға мәнсуп болған земин вә байлиқларни игиливелиштәк җинайитини қануний асасқа игә қилидиған әң үнүмлүк усулдур. Чүнки бу сиясәтниң йолға қоюлуши билән уйғур деһқанлири аста-аста терилғу йәрлиридин айриветилип, өз земинға болған игидарчилиқ һоқуқини йоқитишқа башлиди. Биңтүән аталмиш иқтисадий тәрәққият вә йеза-игиликини заманивийлаштуруш намида уйғурларниң көп қисим терилғу йәрлири билән су мәнбәлирини игиливалди. Нурғун уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлири мәҗбурий тартивелинип, биңтүәнгә яки дөләт игиликидики карханиларниң ечишиға тапшуруп берилди.

Нефит, тәбиий газ, пахта, енергийә қатарлиқ түрлүк байлиқ мәнбәлириму биңтүән вә башқа дөләт игиликидики карханиларниң монополлуқиға өтүп, бу байлиқ мәнбәлири елип кәлгән пайдидин уйғурлар һечқандақ мәнпәәткә ериштүрүлмиди. Биңтүәнниң байлиқ мәнбәлирини тәқсим қилиш, ишқа орунлаштуруш вә башқа кәсипләргә аит сиясәтләрдә йетәкчи орунға өтүши, уйғурларни милләт бойичә чәткә қеқилип, иқтисадий тәрәққият вә кишилик һоқуқлиридин мәһрум болушини кәлтүрүп чиқарди.

Милләтләр сиясити вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики

Аталмиш “биңтүән билән йәрликни қошуп тәрәққий қилдуруш” сиясити миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи вә инсанлиқ һәқлиригә еғир тәһдит пәйда қилди. Хитай алди билән уйғурларниң тили, маарипи, мәдәнийитини хитайлаштуруш сияситини йолға қойди. Бу хил сиясәтләр уйғур миллитиниң мәдәнийәт кимликигә еғир тәһдит елип кәлди. Буниңға қошуп биңтүән йәнә муқимлиқни сақлаш намида уйғурларни күчлүк назарәт системиси арқилиқ омумйүзлүк тәқибләшкә қоюлди. Техиму муһими, биңтүәнниң көчмәнләр сиясити болуп, биңтүәнниң тохтимастин, зор көләмдә хитай көчмәнлирини уйғур елигә йөткиши, уйғурларниң нопус қурулмисиға тәсир көрситип, уларниң уйғур елидики нопусини әслидики көп санлиқтин, аз санлиқ орунға чүшүрүшкә башлиди.

Атақта “қошулуш”, әмәлийәттә орнини елиш

“биңтүән билән йәрликни қошуветиш” сиясити қаримаққа иқтисадий вә иҗтимаий бир гәвдилишишни илгири сүргәндәк көрүнсиму, маһийәттә уйғурларниң асасий һәқлирини тартивелиш, болупму уларни миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи вә милләт кимликини йоқитишни нишан қилип елип бериливатқанлиқи ашкара. Уйғурлар пәқәт земин вә байлиқ мәнбәлирини йоқитип қалмастин, нөвәттә йәнә өз кимликиниму йоқитиш вә хитайға сиңдүрүлүветиш хәвпигә дучар болмақта. Бу җәрянда уйғурларниң миллий алаһидилики вә аптономийә һоқуқиға биңтүән биваситә игидарчилиқ қилишқа башлимақта.

Мушундақ бир реаллиқ алдида хәлқара җәмийәт уйғурларниң әһвалиға техиму күчлүк диққәт қилиши, уйғурларға қаритилған сиясәтләрниң уларға кәлтүридиған тәсиригә көңүл болуши керәкки, хитайниң һөкүмәт тәшвиқатида көрүнгән йүзәки көрүнүшләрни қобул қилмаслиқи керәк. Уйғурларниң йәрлик хәлқ сүпитидә дуч келиватқан һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликлири вә ирқий қирғинчилиқларға хәлқара җәмийәт чоқум әстайидил муамилә қилиши, шундақла хитайниң бу хил усулда уйғурларниң аптономийә һәқлирини тартип елишини күчлүк тәнқид қилиши зөрүр. Уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилиш, мәсилини һәл қилиш әмәс, бәлки техиму зор инсаний һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликлиригә йол ачидиғанлиқини ениқ тонуп йетиши керәк.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.