“бир бәлвағ бир йол” қурулуши дуняниң сиясий, иқтисадий муқимлиқи вә екологийәсигә зиян салмақтикән

Мухбиримиз ирадә
2018.12.14
bir-belwagh-bir-yol-amerika-yighin.jpg Стимсон мәркизидә өткүзүлгән “хитайниң бир бәлвағ бир йол қурулуши вә йеңи йипәк йоли империйиси” муһакимә йиғинидин бир көрүнүш. 2017-Йили, 26-май, вашингтон шәһири.
RFA/Eziz

Хитай һөкүмитиниң дуняға көрситиватқан сиясий вә иқтисадий тәсири күчлүк муназирә қозғаватқан бир пәйттә униң әң чоң қурулуш түри болған “бир бәлвағ бир йол қурулуши” үстидики муназириләрму давам қилмақта. Мәлум болушичә, “бир бәлвағ бир йол” қурулуши айиғи тәгкән җайларда иқтисад, сиясәт вә муһитқа селиватқан еғир бузғунчилиқи билән күчлүк қаршилиққа учраватқан болуп, нөвәттә бу қурулуш түриниң мувәппәқийитидин сөз ечиш қейинға тохтимақтикән.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, америкидики сиясәт тәтқиқат мәркәзлиридин бири болған ташқи сиясәт тәтқиқат институтиниң тор бетидә йеқинда “немишқа хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши релистин чиқип кәтти?” мавзулуқ бир муһакимә мақалиси елан қилинди. Мақалә мәзкур органниң тәтқиқатчиси сикат мор тәрипидин йезилған болуп, у мақалисини алди билән “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң муһим түгүнлиридин болған уйғур елини чүшәндүрүш билән башлиған. 

У уйғур елиниң хитайниң әң ғәрбигә җайлашқан бир земин болғанлиқи, тарихта қәдимий йипәк йолиниң әң қайнақ вә муһим түгүни болған бу земинниң 1960-йилиға кәлгәндә хитайниң атом синиқи қилидиған базисиға айлинип қалғанлиқини тилға алған. У хитай һөкүмитиниң һазир мана бу қәдимий йипәк йоли қайта җанландуруш арқилиқ явропа билән асияни туташтуруш мәқсити билән 2013-йили “бир бәлвағ бир йол” қурулуши дәп нам берилгән зор бир қурулуш пиланини йолға қойғанлиқини баян қилған. 

Әмма апторниң қаришичә, хитайниң тирилйон долларлиқ қурулуши һазир “релистин чиқип кетиватқан” болуп, униңдин келиватқан сигналлар ғәрб вә шәрқтики дөләтләрдә охшашла диққәт қозғимақтикән. 

Мақалидә баян қилинишичә, қурулушта диққәт қозғайдиған нуқтиларниң бири, униң көлими вә мәқсити икән. Хитай һөкүмити гәрчә “бир бәлвағ бир йол” қурулушини базарға салғанда еһтиятчанлиқ билән иш қилип, уни сиясәттин узақ болған вә башқа дөләтләр билән “ортақ мәнпәәт” елишни чиқиш қилған өз-ара һәмкарлиқ, дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма бу қурулушниң иқтисад, сиясәт вә һәтта екологийәгә көрситиватқан хәтири ешип бармақтикән. 

Униңдики әң чоң риқабәт болса хитайниң малийә сектори икән. Чүнки америка билән сода уруши қиливатқан хитай нөвәттә дөләт ичи иқтисадий вә ички қәрзләрни контрол қилиш үчүн тиришиватқан болғачқа хитайниң дөләт игиликидики банкилири үстидики бесим күчийип кәткән. Хитай банкилири афғанистан вә сүрийә қатарлиқ вәзийити интайин муқимсиз туруватқан дөләтләргә зор миқдарда қәрз бәргән. Хитай йәнә пакистан вә лаос қатарлиқ аллиқачан қәрзгә боғулуп қалған дөләтләргә йәнә қалаймиқан қәрз берип бу дөләтләр үстидики йүкни йәниму еғирлаштуруветиши әмәлийәттә иқтисадий хәвп тәшкил қилмақтикән. Шуңа америка һөкүмити һазир хитай билән иш қиливатқан дөләтләрни “қәрз дипломатийәси” дин агаһ болушқа чақиришни күчәйткән. 

Америка һавай университетиниң доктор аспиранти, “бир бәлвағ бир йол” қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗевескиму радийомизға қилған сөзидә хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға қаритилған тәнқидий пикирләрниң асасән мана мушу қәрз хәвпини асас қилғанлиқини ейтти. Униң баян қилишичә “нурғун сиясийонлар вә көзәткүчиләр һәммиси қурулуш қармиқидики дөләтләрни қәрзниң хәтири үстидә агаһландуруватқан болуп, хитайға қәрзини қайтуралмиғачқа әң муһим портидин бирни хитайға ишлитишкә өткүзүп бәргән сириланка буниң әң яхши мисали икән. Шуңа һазир америкиму мана бу нуқтидин чиқиш қилип туруп дөләтләрни содида америка билән һәмкарлишишқа чақиришни күчәйтмәктикән.”

Юқириқи мақалидә баян қилинишичә, юқиридики қәрз қилтиқидин сирт йәнә һазир хитайниң дөләт ичи вә сиртида йүргүзүватқан сиясәтлиригә болған наразилиқму “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң мувәппәқийәт қазинишидики муһим тосалғуларниң бири икән. Апторниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики “бөлгүнчилик” һәрикәтлирини йоқитиш намида еливатқан тәдбирлири, болупму райондики юқири техникилиқ назарәт системиси вә “йепиқ тәрбийә” лагерлири хәлқараниң күчлүк тәнқидигә учримақтикән. Малайшия вә һәтта хитайниң әң йеқин шерики пакистандиму хитайниң мәблиғи пәйда қилған сәлбий тәсирләргә қарита хәлқниң наразилиқи күчийиватқан болуп, бу йил 8-айда үч нәпәр хитай инженерниң балучистанда һуҗумға учришиму буниң әң типик ипадиси икән. 

Апторниң баян қилишичә, у йәнә дөләтләр екологийәсиму зиян бериватқан болуп, “бир бәлвағ бир йол” қурулуши һәрқайси дөләтләргә “муқим вә узун муддәтлик тәрәққият” елип келидиғанлиқини вәдә қилған болсиму, әмма униң қурулуш түрлириниң көпи муһитни еғир дәриҗидә булғайдиған көмүр енергийә базиси, нефит турубиси вә зор көләмлик су амбарлири дәйдиған муһитни булғайдиған түрләрни асас қилған. Мақалидә ейтилишичә, 2017-йили елан қилинған бир екологийә доклатида хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң явро-асия җуғрапийәсидә екологийилик хәвпләргә йол ечиватқанлиқини агаһландурған. 

Һенрий шаҗевискиму сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур елида йолға қоюватқан юқири техникилиқ мутләқ назарәт системиси вә “йепиқ тәрбийә” лагерлириниң хитай һәққидики әндишиләрни күчәйткәнликини ейтти. Униң қаришичә, “хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши пәқәтла иқтисадий қурулуш әмәс, бәлки сиясий амилларни өз ичигә алған бир қурулуш болғанлиқтин әлвәттә униң уйғур елида йолға қоюватқан түзүми униң кәлгүсидики сиясий нишанлиридинму сигнал беридиған болғачқа башқа дөләтләрдиму охшаш әндишә пәйда қилидикән. Болупму америка һазир бу қурулушниң иқтисадий тәсиридин бәк сиясий тәсиригә бәкрәк диққәт қилмақтикән.”

Бирақ һенрий сөзидә хитай һөкүмити мәйли немә болушидин қәтийнәзәр “бир бәлвағ бир йол” қурулушидин асанлиқчә ваз кәчмәйдиғанлиқини, болупму униң ши җинпиң өзи биваситә оттуриға қойған бир пиланлиқини нәзәрдә тутқанда уни ахириғичә қоллайдиғанлиқини билдүрди. 

Юқириқи мақалиниң аптори сикат мор мақалисиниң ахирида хуласә қилип, әлвәттә юқириқи амиллар билән бу қурулушни пүтүнләй мәғлуп болиду дегили болмисиму, әмма хитай һөкүмити юқириқи сәлбий амилларни өзгәртиш үчүн зор қәдәм ташлимиғучә, бу қурулушниң мувәппәқийәт қазинишиниң анчә мумкин әмәсликини билдүргән. У хитай әгәр релистин чиқип кәтмәй илгириләймән дәйдикән чоқум башқа дөләтләр билән һәмкарлишиши, һәрқайси тәрәпләрниң мәнпәәтини қоғдаш үчүн қанун-тәртипләр бойичә иш көрүши керәкликини вә америкиниң чоқум хитайни бу җәһәттә назарәт қилип туруши керәкликини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.