Германийә “йеңи хитай истратегийәси” дә уйғурлар мәсилисигә орун берәмду?
2023.01.20

Германийә федерал һөкүмитиниң ташқий ишлар миснистерлики йеңи хитай истратегийәси үчүн уйғурларниңму пикирлиригә қулақ салди.
Германийә федерал җумһурийити ташқий ишлар министерлики 2022-йили һазирлиған “йеңи хитай истратегийәси” ниң әслидә 2023-йили 3-айғичә елан қилиниши мөлчәрләнгән иди. Әмма елан қилинмай турупла, униңдики бәзи мәзмунлар мәтбуатқа ашкарилинип кәтти. Ашкариланған қисмидики һалқилиқ мәзмунлар “хитайға болған тайинишни азайтиш”, “қиммәт қарашлири охшаш болған дөләтләр билән иш бирлики қилиш”, “хитайниң явропаниң асасий ул әслиһә қурулушлириға вә юқури технологийә саһәсигә мәбләғ селишини чәкләш” дегәндәк хитай иқтисади вә образиға зәрбә елип келидиған саһәләр иди.
18-январ күни германийә федирал җумһурийити ташқий ишлар министерликиниң кишилик һоқуқ комиссари луиса амисберг ханим дуня уйғур қурултийи, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, тибәт һәрикити тәшкилати, меркато хитай тәтқиқат иниститути қатарлиқ тәшкилат вә тәтқиқат органлириниң вәкиллирини ташқий ишлар министерликигә тәклип қилип, германийәниң “йеңи хитай истратегийәси” тоғрисида муһим бир юмулақ үстәл сөһбити елип барған.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң бу хусуста зияритимизни қобул қилип баян қилишичә, германийә һөкүмитиниң сабиқ баш министер анҗила меркилниң 16 йил давамлашқан “юмшақ” хитай истратегийәсини әмәлдин қалдуруп, кәскин болған бу “йеңи хитай истратегийәси” ни түзүп чиқишиға уйғурлар мәсилисини өз ичигә алған хәлқаралиқ зор һадисиләр сәвәб болғаникән.
Долқун әйса әпәнди, бу сөһбәттә германийә һөкүмитиниң б д т вә башқа зор хәлқаралиқ сорунларда уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн актип һәрикәт қилип кәлгән болсиму, германийәниң өзидә вә явропа иттипақи даирисидә пассип қалғанлиқини, германийәниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға хатимә бериш үчүн өз мәҗбурийәтлирини ада қилиши лазимлиқини оттуриға қойған. У, сөзидә йәнә германийә баш министери олаф шолизниң ши җинпиң йәнә бир қетим тәхткә чиқип узун өтмәй хитайни зиярәт қилишиниң хитай һәм хәлқараға хата сигнал бәргәнликини, буниң тарихий бир хаталиқ болғанлиқини тилға алған.
Бу сөһбәткә д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиму иштирак қилған болуп, униң билдүришичә бу қетимқи сөһбәткә ташқий ишлар министерлики хадимлиридин башқа, әдлийә министерликиниң хадимлириму қатнашқан. У баян қилишичә, германийәниң “йеңи хитай истратегийәси” дә уйғурлар мәсилисиму бәлгилик орунни игиләйдикән.