Германийәдики хитай җасуслириниң увиси чувулдиму?

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2024.04.30
xitay-bayraq Айрим әһвалму яки явропаға қилинған кәң көләмлик җасуслуқ һуҗумиму?
Reuters

Германийә баш министири олаф шолизниң 4-айниң 13-күнидин 16-күнигичә давамлашқан вә нәтиҗисиз аяғлашқан хитай зиярити, бу сода сәпиридин үмид күткән германийәдики чоң санаәт карханилири вә ширкәтлириниң наразилиқ һуҗумлириниң нишани болуп қалди. Баш министир олаф шолиз (Olaf Scholtz), мәзкур сәпәр һәққидә техи бир ашкара инкас билдүрүшкә үлгүрмәстинла, дәсләп хитай адәм әткәсчилириниң германийәдики паалийәтлири, арқидин хитай санаәт вә техника җасуслириниң германийә университетлириғичә созулған қара қоллири байқилип, 3 нәпәр германийә пуқраси қолға елинғанлиқ хәвири тарқалди. Бу вәқәгә улинипла хитай билән йеқинлиқи билән тонулған германийәдики милләтчи партийә - “германийә үчүн алтирнатип партийәси”(AfD) ниң явропа иттипақи парламентидики әзасиниң бир йеқин хизмәтчисиниң узундин буян хитайға ишләп кәлгәнлики ашкарилинип пүтүн дөләт вә явропа миқясида чоң әндишә пәйда қилди. Һәр икки орундики җавабкарларниң қолға елиниши билән бу қетим бу қилмишларға биваситә җавабкар хитайниң германийәдә турушлуқ әлчиханиси баянат елан қилип адәмлирини вә өзини ақлиди. Иш буниң биләнла түгимиди. Хитай ташқи ишлар министири германийәниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчисини министирлиқиға чақирип, җавабкарлиқ сүрүштүрди.

Германийәниң көп тиражлиқ гезитлиридин “вақит” ниң хәвиригә қариғанда, “германийә үчүн алтирнатип партийәси” (AfD) ниң явропа парламентидики әзасиниң гав җйән исимлик хизмәтчиси билән башланған хитай җасуслуқ һәрикәтлириниң бүгүнгичә йәнә явропа иттипақиға тәвә башқа дөләттә көрүлгәнлики мәлум. Хитай җасуслириниң һуҗум нишани демократийә вә иқтисад болған. 26-Апрел күни әнглийә парламентида илмий тәтқиқатчи болуп ишләватқан икки киши қолға елинған болуп, улар 2021-йилиниң ахиридин 2023-йилиғичә хитай тәрәпни учур вә һөҗҗәтләр билән тәминлигән икән. Охшаш гезитниң хәвиригә қариғанда, техи бир нәччә күн бурунла бир хитай хаккери германийәдики хитайға қарши бир парламент әзасиниң елхәт адресини ечишқа урунған.

Германийәниң әң чоң телевизийә қаналлиридин “германийә иккинчи телевизийәси” тарқатқан “хитай җасуслири қолға елинди” намлиқ 35 минутлуқ мәхсус пирограммиға қариғанда, йеқинда йәнә дүсселдорфтики бир шәхси ширкәттә ишләйдиған 3 киши хитайға җасуслуқ қилиш гунаһи билән әйиблинип қолға елинған.

Өткән һәптә хитай дөләт хәвпсизлик орунлириниң һимайисидики бир шәхси ширкәт, дүсселдорф университетиниң мунасивәтлик бир бөлүмидин қолға чүшүргән бир қисим техника учурлирини хитай тәрәпкә тәминлигән. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң илмий тәтқиқат һәмкарлиқи баһаниси билән германийәниң юқири техника вә муһим учурлирини қолға киргүзүши, бу дөләттә тунҗи қетим көрүлгән вәқә әмәс. 2009-Йили явропа иттипақи билән германийә бирликтә мәбләғ салған оптика куантум һесаблаш машиниси билән мунасивәтлик бир чоң түргә мәсул болған хитай пирофессор вей пәнҗйән (Wei Panjian), германийәниң даңлиқ университетлиридин һайделберг (Heidelberg) университетиниң куантум физика тәҗрибиханисини  хизмәтчилири билән қошуп хитай билим вә техника университетиға көчүрүп кетиш вәқәси йүз бәргән.

Әмәлийәттә хитайниң германийәдә вәзипә иҗра қиливатқан адәмлириниң муһим нишанлиридин бири германийә университетлири болуп келиватқанлиқи мәлум. Германийә ички ишлар министири нәнси физәр (Nanci Faeser) ханим германийәдики хитай ишпийонлири һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “германийә университетлиридики хитай тәтқиқатчилардин башқа йәнә германийәдә 40 миңға йеқин хитай оқуғучи бар. Булар өз арилирида германийәдики әң чоң алақә торини шәкилләндүргән. Бу оқуғучиларниң һәммисигә хитай һөкүмәт органлири тәрипидин хитайға учур йәткүзүш буйрулған.”

Ундақта, германийәдә паалийәт елип бериватқан хитай җасуслири муһаҗирәттики уйғурларға қандақ тәһдитләрни вә зиянларни елип келиватиду?

Германийәдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаити узун йиллардин бери хитай җасуслириниң биваситә һуҗум нишани болуп кәлгән. Хитай һөкүмити һәр хил васитиләрни қоллинип, бу дөләттики уйғур сиясий паалийәтчилири вә уларниң паалийәтлирини йеқиндин көзитишкә, шундақла уларниң иш-һәрикәтлирини тосушқа урунуп кәлгән. Хитай һөкүмити германийәдики уйғурларни тизгинләш вә көзитиш мәқситидә 1995-йили мюнхен консулханисини қурғанлиқи буниң бир дәлили. 2010-Йили әтрапида хитай һөкүмити һазирқи дуня уйғур қурултийиниң башлиқи долқун әйса әпәнди башчилиқидики уйғур җамаитини “террорлуқ” җинайити билән әйибләп, дәлил сүпитидә бир йүрүш ойдурма һөҗҗәтләрни вә мәхсус ишләнгән һөҗҗәтлик филимларни германийә һөкүмитигә сунған, шундақла германийәдики уйғур тәшкилатлирини дәрһал тақаш вә уйғур паалийәтлирини чәкләшни тәләп қилған.

Хитай һөкүмити 2000-йилларниң башлирида қизиқиш йетәрсизлики сәвәбидин көлими кичиклигән, оқуғучиси азайған, һәтта бир қисми тақилип қелиш дәриҗисигә йәткән германийә университетлиридики хитайшунаслиқ бөлүмлирини адәм күчи вә зор миқдардики иқтисад билән мәқсәтлик йөләп күчләндүргән. Йәнә бир тәрәптин, һәр бир университет бар шәһәргә бирдин куңзи институтини қуруп, университет вә тәтқиқат орунлири билән болған һәмкарлиқини күчәйткән. Хитайшунаслиқ бөлүмлириниң 1-йилини түгәткән герман оқуғучилириға тил пирактикиси баһанисидә хитайға беришини асанлаштуруп, уларни өзигә бағливелиш һәмдә хитайниң тәшвиқатини қилишқа адәтләндүрүш тактикисини башлиған. Шуниң билән бир вақитта йәнә германийә университетлирида оқуватқан уйғур оқуғучиларниң паалийәт вә алақә даирисини һәр хил усуллар билән тизгинлигән.

Хитай буниңлиқ биләнла қалмай, бир қисим тонулған тәтқиқатчи вә пенсийәгә чиққан пирофессорларғиму алаһидә етибар бәргән қияпәткә киривелип, уларниң германийәдики илим вә сиясәт саһәсидики тәсиридин пайдилинишқа алаһидә етибар бәргән. Хитай һөкүмити бундақ кишиләрниң тәсиридин пайдилинип, өзиниң сиясий тәшвиқатини күчәйткән. Әң әпсуслинарлиқ йери шуки, бундақ кишиләр кишилик һоқуқ мәсилилиридә хитай күткәндәкла хитай тәрәптә туруп, һөкүмәт орунларға бәргән хата учур вә мәслиһәтлири билән германийә һөкүмитиниң уйғур сияситидә тоғра вә кәскин қарар чиқиришиға тосалғу болуп кәлгән. Германийә ташқи ишлар министири анналена баербок (Annalena Baerbock)  ханимниң уйғур кишилик һоқуқ ишлирида хитай билән мурәссәсиз елишип келиватқанлиқидин башқа, башқа сиясий партийәләр вә сиясәтчиләрниң бу муһим мәсилилирини сода тохтамлириниң әһвалиға, хитай дөләт башлиқлириниң кәйпиятиға қарап рәсмийәт йүзисидин тилға елип қоюшқа тегишлик иш дәп қарап қелишиға әлвәттә әнә шу юқириқи кишиләрниң әмәлийәтни асас қилмиған хитайға майил мәслиһәтлири сәвәбчи болған вә болмақта.

Германийә университетлири вә тәтқиқат орунлири, шундақла бу орунларда уйғур вә уйғур дияри билән мунасивәтлик тәтқиқат түрлири билән шуғуллинидиған оқутқучи вә тәтқиқатчилар, хитай һөкүмитиниң асаслиқ һуҗум нишанлиридин болмақта. Бу тәтқиқатчиларниң аз сандики бир қисми хитайниң һәр хил йоллар билән қаймуқтуруши нәтиҗисидә, уйғурлардин йирақ  туруш, һәтта уйғур мәсилилири һәққидә сөзләштин өзини қачуруш йоллирини талливалған.

Германийәдә йәнә уйғур аптоном районлуқ партком бирликсәп бөлүминиң биваситә орунлаштуруши билән “тәтқиқатчи” яки “оқуғучи” қияпитидә һәр қайси сиясий вә мәдәнийәт архиплири сақлиниватқан орунларға суқунуп кирип, у йәрдики уйғурларға мунасивәтлик архиплар вә башқа мунасивәтлик материялларни топлап яки сетивелип хитайға елип кетиш әһваллириму йүз бәргән.

Қариғанда әмди хитай иқтисадида көрүлүватқан чекиниш вә қизил рәқәмләр, хитай карханилиринила әмәс, бәлки униң арқисидики хитай һөкүмитиниму өзиниң бәргән вәдилири вә түзгән тохтамлирини унтуп, өзиниң һәқиқий әпти-бәширисини ечишқа мәҗбур болидиған бир вақит кәлгәндәк қилиду!… бу реаллиқ бизгә миладийә 731-йили көлтегин мәңгү тешиға мәңгүлүк қилип оюветилгән хитай һәққидики нәсиһәтләрни есимизгә салиду: “тавғач хәлқиниң сөзлири татлиқ, йипәклири юмшақмиш; улар шундақ татлиқ сөз вә юмшақ йипәклири билән йирақтики хәлқләрни өзигә йеқинлаштурармиш; башқилар уларға йеқинлашқан һаман яман нийитини ашкарилармиш, улар ақил вә батур кишиләргә йол бәрмәсмиш…”

Аридин 1293 йил вақит өткән болсиму, әмма хитайниң бу характери әсла өзгәргән әмәс. Әгәр германийә техиму көп зиянниң алдини алимән десә, у вақитта хитайдин дәрһал йирақлишиши вә көрүлгән мәсилини хитайға бағлинип туруп әмәс, бәлки мустәқил өз күчигә тайинип һәл қилиш чарисини тепиши керәк. Германийә йәнә уйғурларниң өтмүшидин савақ елип, хитай билән болған барлиқ мунасивәтлиридә хитайниң “татлиқ сөзлири билән юмшақ йипәклири” гә алданмаслиқи, худди герман парламент бинасиға оюлған “һәммә германийә үчүн” дегән алтун хәтләргә охшаш германийәниң дөләт мәнпәәтини вә уйғур панаһланғучиларни өз ичигә алған герман пуқралириниң һәқ-һоқуқини һәммидин үстүн орунға қоюши, шундақла өз тәвәликидики германийәни “иккинчи вәтиним” дәп билидиған уйғур җамаитигә һәқиқий игә чиқиши керәк!

*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.