Ишсизлиқ киризиси вә хитайниң уйғур елигә көчмән йөткәш ғәризи

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.10.07
ish-xizmet-job-oqughuchi_afp Чуңчиңдики хизмәт йәрмәнкиси нурғун иш издәватқанларни җәлп қилди. 2023-Йили 11-апрел, чуңчиң
AFP

2024-Йили 9-айниң 25-күни “Хитай компартийәси мәркизий һөкүмити вә дөләт ишлири комитетиниң ишқа орунлаштуруштики илғар истратегийәни илгири сүрүш вә юқири сүпәттә толуқ ишқа орунлаштуруш һәққидики тәклипи” елан қилинди. Охшаш күндә хитайниң даңлиқ иқтисад тор бети болған “хитай сода хәвәрлири (第一财经) ” дә “Хитай компартийәси мәркизи комитети вә дөләт ишлири комитети: мәбләғ, техника вә әмгәк күчи зич болған кәсипләрни шәрқий деңиз яқиси районлиридин, оттура вә ғәрбий районларға, мәркизи шәһәрләрдин ғәрбий өлкиләргә тәртиплик йөткәшкә йетәкчилик қилиду” намлиқ хәвәрни елан қилди.

Ундақта бу икки хәвәрниң бир-бири билән қандақ мунасивити бар?

Хитайниң дөләтлик истатистика идариси йеқинда елан қилған мәлуматтин қариғанда, хитайдики мәктәптә оқуватқан яшларни қошмиғанда, 16 яштин 24 яшқичә болған яшларниң ишсизлиқ нисбити 18.8 Персәнткә йәткән. Хитайниң бу истатистикиси елан қилинипла, хитай ичи вә хәлқарада зор ғулғула пәйда қилғаниди. Дәрвәқә, 25-сентәбир хитай һөкүмити юқирида биз тилға алған “тәклип лайиһәси” ни елан қилди. Мәзкур тәклип лайиһәсидә, маарип тәминати билән ихтисаслиқларға болған еһтияҗни өз ара маслаштуруш, өмүрлүк кәспий маһарәт тәрбийәләш системисини мукәммәлләштүрүш вә кәспий ихтисаслиқларниң тәрәққият йоллирини кеңәйтиш оттуриға қоюлғаниди. Арқидинла, деңиз яқиси районлардики ишләпчиқириш линийәлирини уйғур елини асас қилған ғәрбий районларға йөткәш тәшәббусиниң оттуриға чиқиши муқәррәр һалда юқириқи “тәклип лайиһәси” билән мунасивәтлик болғанлиқи ашкара.

Дәрвәқә, юқириқи икки хәвәрниң бири деңиз яқиси районлириниң ишләпчиқириш линийәсини уйғур елини асас қилған ғәрбий районларға омумйүзлүк йөткәш арқилиқ, зор миқдардики иш орни бәрпа қилиш. Йәнә бири, бу иш орунлирини деңиз яқиси районлиридики ишсизлиқни һәл қилиш үчүн ишлитиш. Демәк хитай мушундақ усулда хитайниң деңиз яқиси районлирида оттуриға чиққан ишсизлиқ киризисини һәл қилиш билән биргә, уйғур елигә зор миқдардики нопус йөткәш пиланини қийналмайла әмәлгә ашуралайду. Йәни бу усул билән “бир таш билән икки пахтәкни соқуп”, һәм ишсизлиқни һәл қилиш, һәм нопус йөткәштәк қош үнүмгә еришкили болиду. Техиму муһими, бу хил нопус йөткәш усулини һечким хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлири билән бағлап чүшәнмәйду.

Ундақта, хитай яшлиридики бу ишсизлиқниң ешип кетиши билән уйғур ирқий қирғинчилиқи арисида қандақ мунасивәт бар?

Бу һәқиқәтәнму интайин мурәккәп вә чоңқуррақ издинип көрмигәндә, адәмниң әқлигиму асан келип қалмайдиған бир мунасивәттур. Бизгә мәлум болғинидәк, “намратлиқни түгитиш пилани” хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буян изчил йүргүзүп келиватқан әң муһим дөләт сиясәтлириниң бири. Һәтта хитайни хәлқарада чоң сөзлитиватқан муһим амилларниң бириму дәл униң 1 милярд 400 милйон нопуси бар хитайни намратлиқтин қутулдуруп, иқтисадини күчләндүргәнликидур. Лекин хәлқараға ениқ болмиған мәсилә шуки, бир милярд төт йүз милйонлуқ ғайәт зор нопусниң әң намрат қатлимиға уйғурларниң тизилиши вә буниң арқисидики сәвәбләрдур. Бу мәхпийәтликму әмәлийәттә уйғурларниң бүгүн ирқий қирғинчилиққа учриши билән биваситә бағлиниши болғанлиқи үчүн, хитайниң аталмиш “намратлиқни түгитиш пилани” ниң ич йүзини чүшәнмигәндә, уйғур мәсилисиниң баш-айиғини чүшинишму қийинға тохтайду.

“намратлиқни түгитиш пилани” гәрчә хитайда ишсизлиқниң ешип кетишидики бирдинбир сәвәб болмисиму, лекин әң муһим сәвәбләрниң бири һесаблиниду. Чүнки, хитай уйғур елидә 1994-йили аталмиш “намратлиқни түгитиш пилани” ни йолға қойғандин башлап, бу пиланға мас һалда арқа арқидин “шинҗаңға ярдәм пилани (1996) ” вә “ғәрбни кәң көләмдә ечиш пилани (1999) ” ни йолға қойғаниди. Бу икки пиланниң бири, хитай өлкилиридики дөләт мәмурлирини уйғур елигә биринчи қол рәһбәрлик имтиязи билән йөткәп келиш; иккинчиси болса, хитайниң 1978-йилидин буян сиртқа ечиветилгән деңиз яқиси районлиридики карханичиларниң уйғур елиниң байлиқ мәнбәлиридин һәқсиз пайдилиниш имтиязи билән йөткәп келиниши болғаниди. Демәк, “шинҗаңға ярдәм пилани (1996) ” ниң түрткисидә уйғур елигә кәлгән хитай кадирлар уйғур елидики барлиқ мәмурий органларниң биринчи қол мәмурий һоқуқдариға айландурулған. Йәни барлиқ һоқуқ хитайларниң қолиға өткән. Һәр саһә һөкүмәт органлириниң барлиқ булуң-пучқақлириғичә хитайлар биринчи қол рәһбәрлик вәзиписигә қоюлғандин кейин, деңиз яқиси районлиридики карханичиларниң уйғур елигә келип, байлиқ мәнбәлиридин халиғанчә, һәқсиз пайдилиниши техиму қолайлашқан. Уйғур елидики байлиқ мәнбәси дейилгәндә, ялғуз маддий байлиқларға көздә тутулған болмастин бәлки, йәр-земин, әвзәл сиясәтләр, һоқуқ вә адәм күчи байлиқлириниму өз ичигә алидиған болуп, 1994-йилидин таки бүгүнгичә бу сиясәт сәвәблик уйғур елигә көчүп кәлгән хитайларниң санини тәсәввур қилиш мумкин әмәс. Техиму муһими, деңиз яқиси районлиридики ишләпчиқириш линийәлири уйғур елигә зор миқдарда йөткәп келингән болуп, ишләпчиқириш линийәлириниң уйғур елигә йөткилиши муқәррәр һалда, хитайниң деңиз яқиси районлиридики хизмәт орниниң азийишини кәлтүрүп чиқарған. Гәрчә америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң уйғур мәҗбурий әмгики сәвәблик хитайға қойған ембарголири нурғунлиған чәтәл карханилириниң хитайдин чекинишигә сәвәб болған болсиму, лекин бу мәсилә һәргизму ишсизлиқниң ешип кетишидики әң муһим амил дегили болмайду. Чүнки хитайниң “Нопус қурулмисини тәңшәш пилани” му охшашла “намратлиқни түгитиш пилани” ниң муһим бир қисми сүпитидә мас һалда йолға қоюлған. Йәни қарайдиған болсақ, хитайниң он иккинчи бәш йиллиқ пилани мәзгилидила, Шәрқий деңиз яқиси районлиридики нопус зичлиқи билән ғәрбий районлардики нопусниң азлиқини, нопус қурулмисидики тәңпуңсизлиқ Дәп бекиткән. Шундақла нопус қурулмисидики тәңпуңсизлиқни түгитишниң хитайдики намратлиқни түгитиштики әһмийити зор күч билән тәшвиқ қилинған. Һәтта хитайниң мунасивәтлик тәтқиқатлиридин қариғанда, шәрқий деңиз яқиси районлиридин ғәрб районларға нопусниң йөткилиш нисбити өткән он нәччә йилда зор нисбәттә ашқан. Бундақ бир ешишниң сәвәбиму дәл деңиз яқиси районлардики ишләпчиқириш линийәлириниң ғәрбий районларға йөткәлгәнлики сәвәблик болғанлиқи оттуриға қоюлған.

Дәрвәқә, “су төвәнгә, адәм егизгә ямишиду” дегәндәк, буниңдин қириқ йил аввал хитайниң деңиз яқиси районлири пүткүл хитай һәтта уйғур елиниму өз ичигә алған һалда зор бир түркүм нопусни өзигә җәлп қилғаниди. Кишиләр деңиз яқиси районлириға пул тепиш, бай болуш үчүн топлашқаниди. Әмма 90-йиллардин башланған хитайниң уйғур елини асасий гәвдә қилған ғәрбни ечиш сиясити ноқул һалдики деңиз яқиси районлириниң ишләпчиқириш линийәлирини уйғур елигә йөткәш, уйғур елини ғәрбкә тәрәққий қилиштики чиқиш еғиз қилишнила көзлигән әмәс. Бәлки, хитай земининиң 6 дин 1 қисмини тәшкил қилидиған, әмма уйғур нопуси асаслиқ нисбәтни игиләйдиған бу земинға техиму көп хитай нопусини йөткәп келиш арқилиқ, уйғур елигә болған игидарчилиқини мустәһкәм асасқа игә қилишни баш нишан қилған.

Дәрвәқә, хитайдики ишсизлиқниң ешип кетиши, деңиз яқиси районлиридики ишләпчиқириш линийәлириниң тез сүрәттә уйғур елигә йөткилиши билән мунасивәтлик болғанлиқи бир һәқиқәт. Техиму муһими, зор көләмдики хитай нопусиниң уйғур елигә йөткилиши вә уйғурларниң мәмурий, иқтисадий һәқлирини тартип елиш, қисқиси, уйғурларниң нопусини азайтиш яки йоқитиш арқилиқ, мәзкур районниң нопус қурулмисини пүтүнләй өзгәртиш әслидә мәсилиниң түп мәнбәсидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.