Мәһмуд кашғәрийни уйғурлардин айришқа урунған гав бониң һәқиқий әпти бәшириси
2024.02.17

Бу тема билән мунасивәтлик дәсләпки икки обзоримизда улуғ алим мәһмуд кашғәрийниң кимлики, өлмәс әсири “түркий тиллар дивани” вә һәтта мазириниму инкар қилишқа урунған гав бониң қарашлири, хитай һөкүмитиниң униң қарашлирини сиясәт орнида йолға қоюп, уйғур миллити шундақла мәдәнийитигә салған вәйранчилиқлири үстидә тәһлил елип барғанидуқ. Ундақта, гав бониң бу қилмишлири қандақ келип чиққан? униң арқа көрүнүши зади қандақ болған?
Гав бо(高波) 1960-йили йүннән өлкисиниң вудиң наһийәсидә туғулған. 1985-Йили йүннән педагогика университетиниң хитай һазирқи заман әдәбияти кәспини пүттүргән. Кейинчә шямен университетиниң һазирқи заман хитай тили әдәбияти институтида “модел опера: хитай инқилаби тарихиниң идеологийәси вә сәнити” темисидики диссертатсийәсини тамамлап шу институтта оқутқучи, кейинчә муавин мудир болуп ишлигән. Униң хитай қизил армийәси изидин меңип 10 йил топлиған материяллири асасида йезип 2011-йили нәшр қилған “тарихниң тағ дәрялирида сәпәр” намлиқ әслимә характерлик китабиға асасланғанда, униң хитай қизил армийәсиниң 25 миң чақиримлиқ узун сәпәр йолини икки қетим велисипитлик тәкрарлиғанлиқи, хитай қизил армийисиниң японға қарши уруш излирини издәп бирмаға барғанлиқи, тибәткә берип хитай қизил армийәси билән мунасивәтлик тарихий һекайә вә ривайәтләрни топлиғанлиқи мәлум. Униң 2015-йили нәшр қилинған “қизил аяқ излири-өсмүрләр үчүн узун сәпәр роһини өгиниш қолланмиси” намлиқ китаби хитай коммунистлири тарихий шәхслири вә орунлирини зиярәт қилғучилар үчүн йезилған.
2009-Йили хитай һөкүмити хилму-хил зулум вә кәмситишләргә чидиялмиған уйғур хәлқиниң үрүмчидә елип барған наразилиқ намайишини қаттиқ бастурғандин кейин униң уйғур хәлқи вә мәдәнийитигә қаратқан қирғинчилиқиму йеңи бир дәвргә киргән. Қара нийитини техиму тезрәк әмәлгә ашурмақчи болған хитай һөкүмити ички өлкиләрдики садиқ хизмәтчилириниму “шинҗаңға ярдәм бериш” нами астида түркүм-түркүмләп йөткәп келип муһим хизмәтләргә қойған. Гав бому хитай һөкүмитиниң алаһидә тапшуруқи билән шямен университетидики хизмитини қоюп, үрүмчигә келип шинҗаң университетиниң филологийә институтиға йәрләшкән.
Бу институтқа уйғурларниң сәрхил алимлири, профессорлири җәм болған болуп, улар: қәдимки вә һазирқи уйғур тиллири мутәхәссиси арслан абдулла, абдуреһим рахман, уйғур фолклор тәтқиқатиниң пешваси абдукерим рахман, йүсүп исақ, уйғур мазар тәтқиқати кәспиниң йетәкчиси раһилә давут, уйғур әдәбият тарихи вә нәзәрийәси тәтқиқатчиси азад султан билән ғәйрәтҗан осман қатарлиқлар иди. Демәк, уйғур зиялийлириниң пикир дуняси вә уйғур җәмийитини көзитиш үчүн гав боға буниңдин әплик җай йоқ иди. Әслидә уйғурлар арисида хитай тарихий шәхслири вә орунлирини тәшвиқ қилмақчи болған гав бо узун өтмәйла уйғурларниң өзи һөрмәт қилидиған, қәдирләйдиған, милләт кимлики билән иҗтимаий һаятиға сиңип кәткән шәхс вә орунлириниң барлиқини билгән. Уйғурларниң тарихий шәхслирини хәлқидин айримастин, муқәддәс билип зиярәт қилидиған йәрлирини йоқатмастин өз мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини тонуп йәткән. У, пурсәт тапсила хизмәт орнида өзини һөкүмәт вәкили орнида қоюп мақалә елан қилип, уйғурларни қандақ идарә қилиш һәққидики сиясий қарашлирини баян қилған.
У 2014-йили хитайниң “йәршари тори” да мақалә елан қилип, “аз санлиқ милләтләрни көпләп ишләпчиқириш қурулуш биңтуәнигә елиш арқилиқ үч хил ашқун күчләрни йоқатқили болиду” дәйду. Йәнә шу йили елан қилған “шинҗаңни муқим тәрәққий қилдуруш үчүн үч хил тәклип” намлиқ мақалисидә: қош тил маарипини омумлаштуруш вә күчәйтиш, уйғурларни хитай карханилириға ишқа орунлаштуруш вә хитай-уйғур деһқанлириниң һәмкарлишишини ишқа ашуруш дегәндәк үч хил тәклипни оттуриға қойған.
2017-Йили 6-айдин башлап хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан милләт вә мәдәнийәт қирғинчилиқини ашкара йолға қойған. Гав бо дәл шу айниң 13-күни “хитай күндилик гезити” торида “шинҗаң билән мунасивәтлик ‛үч әзәлдин‚ һәққидә” дегән мақалисини елан қилип, “шинҗаң әзәлдин көп милләтлик, көп динлиқ болуп хитай земининиң айрилмас бир парчиси иди” дәп давраң салиду. У, йәнә 2020-йили хитайниң “йәршари тори” да “қандақ қилғанда мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни чоңқурлаштурғили болиду?” дегән темида мақалә елан қилип, мундақ дәп язған: “муәллипниң шинҗаңдики шәхсән көзитиш вә күндилик турмуш тәҗрибилиригә асасланғанда, шинҗаңниң мәдәнийитини тәрәққий қилдуруш үчүн техиму кеңәйтиш вә чоңқурлаштурушқа болидиған нурғун ишлар бар. Хитай мәдәнийитиниң есил әнәниси хитай мәдәнийитиниң йилтизи. Шүбһисизки, мәдәнийәт билән озуқландурушниң муһим мәнбәси. Буниң үчүн. . . Җиң җүй операси ейтиш, яңгер усули ойнаш, җувава түгүш, тәқвадарлиқ қилиш, таң сулалиси шеирлири вә соң сулалиси текистлирини декламатсийә қилиш, үч хәтлик классик вә шагирт қаидилирини ядлаш керәк”.
Мана шуниңдин кейин хитай даирилири гав бо оттуриға қойған бу тәклипләрниң һәммисини ишқа ашурди вә ашурмақта.
2018-Йили 11-айда “түркий тиллар дивани” тәтқиқати вә мәһмуд кашғәрий мазирини ениқлаш ишлирида алаһидә хизмәт көрсәткән әң муһим һаят шаһитлардин мирсултан осман әпәнди аләмдин өткән. Аридин бир ай өтүп шинҗаң университети филологийә институтиниң башлиқи профессор арслан абдулла қатарлиқ ашу институтта ишләйдиған ахирқи бир нәччә уйғур профессорлар, оқутқучиларму тутқун қилинған.
Демәк, мәмурий җәһәттин гав бони башқуридиған профессор арслан абдулла қолға елинди вә униң көзигә қадалған уйғур тарихи, әдәбияти, мәдәнийити, фолклори, тил тәтқиқати саһәсидики тонулған вә уйғурлар тәрипидин йүксәк һөрмәткә сазавәр болуп, уйғур миллий кимлики, миллий мәдәнийәт кимликини тикләшниң башламчилири болған бир қатар уйғур алимлири, зиялийлири, тәтқиқатчилири, әдиблири арқиму-арқидин тутқун қилинди.
Бу вақитта гав бо өзигә етираз билдүридиған кишиләрниң һәммиси йоқалди дәп ойлиған вә аридин бирәр ай өтмәстин “түркий тиллар дивани‛ниң аптори вә униң мазири һәққидики гуман вә ойлинишлар” намидики мақалисини елан қилип өзиниң кимликини ашкарилиған.
У, опалдики мазарниң мәһмуд кашғәрий мазири икәнликини полаттәк дәлил билән тәминлигән “һәзрәти моллам мазири тәзкириси” вә 1836-йили молла садиқ шаһ әла оғли намидики затниң “мәснәвий шириф” намлиқ китабниң бир қолязмисини мазарға вәхпә қилип бериши мунасивити билән пүтүлгән вәхпә намини ялғанға чиқиришқа уруниду. Буниң үчүн гав бо заманимиз түркологийә илминиң пешвалиридин түркийәлик профессор аһмәт биҗан әрҗиласун (аһмәт бичан әрчиласун) әпәнди тәрипидин тәйярланған “түркий тиллар дивани” тәрҗимисиниң кириш сөзидики бир җүмлини қисмән өзгәртип мундақ язиду: “әгәр бу һөҗҗәт раст болса, ундақта бу һөҗҗәт қәшқәр вилайити опал азиғ кәнтидики һәзрити моллам мазириниң мәһмуд кашғәрийниң мазири икәнликиниң әң күчлүк испатидур”. Буниң билән у барлиқ гуманлириниң әмәлийәттә әрҗиласун әпәндиниң илмий тәһлиллирини бурмилаш вә рәт тәртипини өзгәртиш арқилиқ барлиққа кәлтүргәнликини йошуралмай қалиду. Униң, мақалисидә 2 қетим тилға елинған қутлуқ шәвқи исмини бир-биридин пәрқлиқ язғанлиқи, уйғурларға тонуш мәмтили тәвпиқниң исмини пәқәтла “мәммәт” дәп өтүп кетишигә қарап, мақалисини униң өзи язмиғанлиқиниму, һәтта тәйярлатқанлиқиниму тәсәввур қилиш мумкин.
Илим игиси қияпитигә киривалған сиясәтчи гав бониң 25 йил давамлашқан суйиқәст синарийәсиниң уйғурларға қанчилик зиян елип кәлгәнлики, қанчилиған зиялийларниң наһәқ түрмиләргә ташлинишиға һәтта һаятидин вақитсиз айрилишиға сәвәбчи болғанлиқи ениқ. Гав бо вә башқилар тәшәббус қилған мәһмуд кашиғәрийниң мазири вә униң кимликини инкар қилиш арқилиқ уйғурларни өз миллий тарихини унтушқа, миллий мәдәнийитидин иптихарлиниш вә өз миллий кимликини раваҗландуруш роһини йоқитишқа, униң орниға “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси”, “җуңхуа мәдәнийити” еңини тикләш вә күчәйтишкә мәҗбурлаш тәклиплирини қобул қилған хитай һөкүмити, буни нөвәттә әмәлгә ашуридиған муһим сияситигә айландурди. Хитай һөкүмити бу сияситини әнә шу гав бо көзәткән вә идийәсини чүшәнгән филологийә институти вә башқа орунлардики муддәтсиз вә узун йиллиқ түрмә җазалириға мәһкум қилинған раһилә давут, арслан абдулла, ғәйрәтҗан осман вә йүзлигән уйғур зиялийлирини тутқун қилип җазалаш билән тәң қәдәмдә елип барди. У күнимиздә бу зораванлиқини техиму күчәйтмәктә.
Хитай һөкүмитиниң йеқиндин бери дуня җамаәтчиликиниң көзини бояп, уйғурларға көңүл бөлүватқанлиқини көрситиш үчүн ойнаватқан һәр хил оюнлири уйғур мәдәнийитигә һәссә қошқан мәшһур шәхсләргә қиливатқан зиянкәшликлири вә ирқий қирғинчилиқини йошуралмайду. Һәрқандақ зораван күч җисми “кашғәрий” исми билән мәңгүлүк муҗәссәм болуп кәткән алим мәһмуд кашғәрийни өз миллити уйғурдин һәргиз айриялмайду.
*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.