“мәңгүташ абидилири” гә оюлған хитайчә хәтләр немини чүшәндүрүп бериду?

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2025.01.22
tash-putuk-menggu-tash-01 Мәркизи қазақистандики хәлқара түркий академийәси билән моңғулийә пәнләр академийәсиниң археологийә институти һәмкарлиқида елип берилған археологийәлик тәкшүрүштә байқалған қәдимки түрк қағанлиқиға аит таш пүтүк
turkicacademy.org

2025-Йили 13-январ күни мәркизи қазақистан астана шәһиридики Түрк академийәсиниң тор бетидә, “моңғулийәдин тепилған қәдимки түрк абидисиниң йешилиши түрк қағанлиқи тарихиға йеңидин ениқлима бәрди” темисида хәвәр елан қилинди вә бу хәвәрниң елан қилиниши дуня илим саһәси җүмлидин түркий милләтләр илим дунясида зор тәсир қозғиди.

Хәвәрдә тилға елинған түрк абидиси 2022-йили түрк академийәси билән моңғулийә пәнләр академийәси археологийә тәтқиқат орниниң һәмкарлиқи астида, моңғулийәниң өтүкән райониниң номгон вадисида елип берилған археологийәлик қезиш давамида йәр астидин қезивелинған таш абидини көрситиду.

2022-Йили авғустта тәтқиқат гурупписи пирофессор доктор дархан хидиралиниң (Prof. Dr. Darhan Hıdırali) Йетәкчиликидә дәсләпки қәдәмдә абидә текистини оқуш, йешиш хизмитини тамамлиған вә бу һәқтики рәсмий илмий доклатини “түрк күлтүри журнили” ниң 2022-йиллиқ күзлүк санида елан қилған.

Бу доклатта таш пүтүкниң икки йүзидики қәдимки түрк йезиқи (түрк-роник йезиқи дәпму атилиду), соғди йезиқи вә бираһми йезиқида йезилған 12 қур текисттә “қутлуг қаған”, “уд (кала) йили”, “түрк”, “түмән” вә “ тәңри оғли” дегән һалқилиқ сөзләрниң барлиқи оттуриға қоюлған. Таш абидидики барлиқ сөзләр техи йешип болунмиғачқа, хатирә таш пүтүкиниң игиси һәққидиму илим дунясида охшимиған көз қарашлар илгири сүрүлгән вә давамлиқ йеңи тәтқиқатлар мәйданға кәлмәктә. Түрк академийәси вә моңғулийә пәнләр академийәси археологийә институти тәтқиқатчилири 2024-йил 24-авғустта уланбаторда өткүзүлгән ахбарат йиғинида, мәзкур дәргаһниң көктүрк дәвригә аит икәнлики вә у йәрдин тепилған таш пүтүкниң кейинки түрк ханлиқиниң қурғучиси 682-692-йилларда тәхттә олтурған елтәриш қағанниң хатирә мәңгү теши болуш еһтималлиқиниң чоң икәнликини елан қилған. Түркийә ташқи ишлар министирлиқиму бу һәқтә хәвәр бәргән. Түркийә һаҗәттәпә университети тарих пәнлири дотсенти әркин әкрәм “билик” журнилиниң 2023-йиллиқ санида “номгон абидисидики қутлуқ қағанниң кимлики мәсилиси” темисида мақалә елан қилған болуп, таш пүтүкниң елтәриш қағанға әмәс, бәлки елтәриш қағанниң қериндиши кейинки түрк императорлуқиниң иккинчи тәхт вариси қапаған) Kapgan) қағанға (692-716) аит икәнлики һәққидә илмий қарашлирини оттуриға қойған.

Мәркизи қазақистандики хәлқара түркий академийәси билән моңғулийә пәнләр академийәсиниң археологийә институти һәмкарлиқида елип берилған археологийәлик тәкшүрүштә байқалған қәдимки түрк қағанлиқиға аит таш пүтүк
Мәркизи қазақистандики хәлқара түркий академийәси билән моңғулийә пәнләр академийәсиниң археологийә институти һәмкарлиқида елип берилған археологийәлик тәкшүрүштә байқалған қәдимки түрк қағанлиқиға аит таш пүтүк
turkicacademy.org

2023-Йили тәтқиқатчилар номгон вадисидин тепилған таш пүтүкниң төвәнки қисмидики хәтләрни йешиш хизмитини давамлаштуриду. Әпсуслинарлиқи, бу бөләктики қәдимки түрк йезиқида йезилған текистләр еғир вәйранчилиққа учриған болғачқа асасий җәһәттин оқушқа мумкин болмиған. Таш пүтүкниң арқа йүзидә қисмән сақлинип қалған хитайчә хәтләр оюлған текистләр байқалған болуп, 2024-йили хитайчә текистләрни йешиш хизмити ички моңғул университети пирофессори борҗигитай мурен, доктор чуй ниң вә доктор сугарниң башчилиқида давамлаштурулған.

Таш пүтүктә оюлған хитайчә хәтләрниң тик йөнилиштә йезилғанлиқи тәкшүрүп бекитилгән болуп, җәмий 15 қур, һәр бир қурда тәхминән 24 хәт болуп, йешишкә тегишлик 290-300 гичә хәт бар икән. Бу йил 1-айға қәдәр, юқирида тилға елинған мутәхәссисләр бу пүтүктики қәдимки хитай тилидики бирқанчә сөзни йешип чиққан вә уни илим дунясиға җакарлиған. Алимларниң билдүрүшичә, 4-қурда “түрк” аталғуси вә хитайчә “гу-ду-лу” дәп оқулидиған “унван” мәнисини билдүридиған “қутлуг” дегән сөзләрниң орун алғанлиқи ениқланған. Алимлар таш пүтүктики текистләрни уқуш, йешиш хизмитини йәнә давамлаштурмақтикән.

Номгон вадисидин таш пүтүкниң тепилиши орхун дәряси бойидики көлтегин, билгә қаған вә тунюқуқ мәңгү таш пүтүклиридин кейинки чоң байқаш дәп қаралмақта. Гәрчә таш пүтүктики “қутлуқ” унвани берилгән қағанниң кимлики мәсилиси давамлиқ тәтқиқ қилиниватқан болсиму, әмма қағанниң хатирә дәргаһидин байқалған балбал, һәйкәлләрдики ашна қәбилиси тамғиси, шир, бөрә беши қатарлиқ символлуқ бәлгиләргә асасән, бу таш пүтүкниң дәври кейинки түрк ханлиқи һөкүм сүргән дәврләргә тутишидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Номгон мәңгү тешида вә орхун-йенсәй дәряси бойлиридин тепилған бир қисим хатирә мәңгү ташлириға илавә қилинип оюлған хитайчә хәтләргә қарита түрлүк қарашлар мәвҗут болуп, нөвәттә хитай тәшвиқатчилири бу һадисиниму өз сиясий хаһиши бойичә изаһлашқа урунуп кәлмәктә. Ундақта мутәхәссисләр бу һәқтә қандақ қарайду?

Илгири хитайниң “ваңйи”, “хавкән” қатарлиқ тәшвиқат васитилиридә, бир қисим хитай тәшвиқатчилири “орхун абидилири” һәққидә пикир баян қилишқаниди. Хитай тәшвиқатчилар түркләрниң таң сулалисини интайин вәһший вә қорқунчлуқ көрситип буни ташқа ойғанлиқини, һалбуки хитайларниң әксичә түркләрни махтап язғанлиқи, тинчлиқ, иттипақлиқни тәшәббус қилғанлиқи, бүгүн буни аңлап өзлириниң һәйран қелишқанлиқини билдүрүшкән.

Тонулған түрк тарихчиси әхмәт ташағил ((Ahmet Taşağıl илгири көлтегин мәңгү тешиниң бир йүзи вә билгә қаған мәңгү тешиниң бир йүзигә оюлған хитайчә сөзләр һәққидә 2002-йили тәтқиқат елип барған вә мәхсус бу һәқтә илмий мақалә елан қилғаниди.

Көлтигин мәңгү теши 2-көктүрк дөлитиниң қомандани вә дөләт әрбаби көлтегинни хатириләш үчүн униң акиси билгә қаған тәрипидин тикләнгән абидә теши иди. Тарихий материялларға асасән 731-йили көлтегин вапат болғинида хитай таң сулалиси һөкүмрани матәм мурасимиға әлчилирини әвәтиш билән биргә  көлтегинниң һаят вақтида еришкән нәтиҗилири вә көрсәткән төһпилирини ипадиләйдиған рәсим вә һәйкәлләрни өз ичигә алған чоң бир мәқбәрә салғузуш үчүн хели көп таш устилири, һүнәрвән-сәнәткарлирини әвәткән икән. Таң шүәнзоң йәнә көлтегинниң вапатиға тәзийә билдүрүп, өз қоли билән бир парчә тәзийәнамә йезип ушбу хәтни ташқа ойдурған икән. Өз дәвридә бу мәқбәрә вә хатирә абидиси пүткәндин кейин, билгә қағанму таң һөкүмдариниң бу хил “достлуқи” дин тәсирләнгән икән. Һалбуки, билгә қаған охшаш бир таш абидиниң йәнә бир йүзигә көктүрк дөлитиниң йимирилишигә таң сулалисиниң сәвәб болғанлиқи, хитайларниң түркләрниң дүшмини икәнлики, шуңа тавғачларниң (хитайларниң) “достлуқи” дин һәзәр әйләш керәклики қатарлиқ мәзмунларда нәсиһәтлирини ойдурған. Пәрәз қилишқа болидуки, әйни вақитта билгә қағанниң хатирә таш пүтүккә түркчә вә хитайчә икки хил йезиқтики текистләрни ойдуруш мәқситиму, хитайларниң һәрқанчә достанә муамилидә болсиму, йәнила түркләргә дүшмәнлик вә һийлә-микир пиланлайдиғанлиқини кейинки әвладларға йәткүзүш үчүн болуши мумкин.

Әхмәт ташағил әпәндиниң билдүрүшичә, көлтегин абидисигә оюлған хитайчә текист хитай сулалилириниң килассик пәлсәпә идийәси вә услубиға әмәл қилған һалда, дуняниң яритилишидин башлинип, тарихий вәқәләр вә түрк-хитай мунасивәтлирини куңзи тәлиматлири вә лирик килассик шеирлардин нәқил кәлтүрүп баян қилғаникән.

Текисттә йәнә хитай ханиданлиқлириниң шималдики милләтләрниң сарасимә селишидин әң қорқидиғанлиқи, шуңа буларни тизгинләшниң өзлири үчүн муһим әһмийәткә игә икәнлики билдүрүлгән. Арқидин, көлтегинниң кимлики, әскирий мувәппәқийәтлири вә униң вапатиға болған чоңқур азаблиқ туйғулири ипадиләнгән. Өзлириниң билгә қағанни оттура асия вә хитай үчүн муһим шәхс дәп билидиғанлиқи, шуңа булар арисидики достлуқ-инақлиқниң йирақ шималий асия бозқирлириға қәдәр даңқиниң тарилишини үмид қилип бу таш абидини тиклигәнлики йезилған икән.

Тарихчилар бу дәврдә түркләр билән хитайларниң мунасивитиниң кәскинликини“өлүм я көрүм” мунасивитигә охшитиду. Һалбуки хитай һөкүмраниниң көлтегин мәңгү тешиға ойдурған. Мәзмунлири әмәлийәткә уйғун болмиған ясалма, ялған-явидақ сөзләрдин қураштурулғанлиқини көрүвелишқа болиду.

Көлтегин мәңгү тешиниң түрк-роник йезиқидики қисминиң мәзмуни билән қәдимки хитай йезиқида йезилған қисминиң мәзмуни гәрчә һәр иккисидә тарихий вәқәләр вә түрк-хитай мунасивәтлири баян қилинған болсиму, әмма шәрһләш усули вә ипадиләш шәкли җәһәттә түптин пәрқлинәтти. Түрк йезиқидики қисимда ташниң шәрқий йүзидә йәнә хитайларниң характери вә маһийити һәққидә түрк хәлқигә мундақ агаһландурушларни бәргән: “бәглири, хәлқи дурус болмиғанлиқи үчүн, тавғач (хитай) хәлқи һийлигәр вә сахтипәз болғанлиқтин ака билән инини, бәгләр билән хәлқни бир- биригә қарши күшкүрткәнлики үчүн түрк хәлқи дөлитини қолдин берип қойди. Қағанини йиттүрди. Бәг болушқа лайиқ оғуллири хитайларға қул болди; мәликә болушқа мунасип қизлири дедәк-чөрә болди. Түрк бәглири түрк унванлирини ташлап хитай унванлирини қоллинип хитай қағаниға беқинип, әллик йил биҗанидил хизмәт қилди”.

Көлтегин мәңгү тешидики хитайчә текисттә болса, түркләр билән хитайларниң дост икәнлики тәкитлинип, таң сулалиси һөкүмдари түрк-хитай мунасивитини худди бир аилә кишилириниң мунасивитигә охшитиду. Бирқанчә йәрдә “ата-бала” ибариси қоллинилған болуп, буларниң ичидә муну мәзмунда йезилған қурлар учрайду:

“мениң заманимға кәлгәндә, түркләр билән худди ата-балидәк болдуқ. Оқлар вә ялар қиниға кирди. Урушлар тохтиди. Силәр бизгә чеқилмиған әһвал астида, бизму һәргиз һийлә-нәйрәң ишләтмәймиз. Бу бундин кейин һәр икки тәрәп чеграсиға йеңидин таҗавуз қилмайдиғанлиқимизниң капалити”.

Бу сөзләр бизгә бүгүнки күндики хитай һөкүмранлири вә сиясәтчилириниң еғизида “хитайлар билән уйғурлар әзәлдин бир аилә кишилиригә охшаймиз” дәп қоюп, әмәлийәттә уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қарита зулум вә йошурун йоқитиш сиясити йүргүзүши билән һеч пәрқләнмәйду.

Мәңгү ташларға оюлған хитайчә текистләр хитай һөкүмранлириниң тарихни өз әйни бойичә көрсәтмәй, сахта тарих яритиш вә тарихни пәрдазлаш маһийитини әкс әттүрүп бериду халас.

Булардин башқа йәнә русийә алимлиридин мәрһум түркшунас пирофессор димитрий василйефму көп йиллар җәнубий сибирийә, йәни тува қатарлиқ җайлардин мәлум санда ташқа оюлған қәдимки түрк сөзлири парчилирини тапқан болуп,  у буларниң бәзилирини орхун уйғур қағанлиқи дәвригә мәнсуп дәп қариғаниди.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.