Коммунист хитайниң сақта тәшвиқати: “буғини ат көрситиш”!
2024.10.08
Хитай компартийәси һөкүмити йиллардин буян уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ сиясити вә инсанийәткә қарши җинайи қилмишлирини “намратлиқтин қутқузуш”, “йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш”, “бәхтияр яшаватқан уйғурлар”, “шинҗаң яхши җай” дегәндәк түрлүк намларда пәрдазлап тәшвиқ қилип кәлди. Хитай даирилириниң бу хилдики сахта тәшвиқати әмәлийәттә “рәңвазлиқ” тин ибарәттур. Мәзкур аталғуниң көз боямчилиқ, алдамчилиқ дегәндәк тәңдаш мәнилири бар болуп, бу, қәдимдин хитайда давамлишип кәлгән “буғини ат көрситиш (指鹿为马)” һийлиси билән мәнә җәһәттә көп пәрқи йоқ.
Хитайниң қәдими тарихнамиси - “тарихи хатириләр, чин шихуаңниң тәзкириси” дә “буғини ат көрситиш (指鹿为马)” намлиқ бир тәзкирә хатириләнгән. “буғини ат көрситиш” дегән сөзниң мәниси болса, ақ билән қарини оңда-дүмдә қиливетиш, раст билән ялғанни арилаштуруветиш дегәнлик болуп, хитай компартийәси һакимийәтни қолға алған 75 йил җәрянидики сияситидә, җүмлидин уйғурларға қаратқан сияситидә бу сөздин әң көп “илһам” алған вә уни изчил қоллинип кәлгәниди.
Хитай компартийәси һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан түрмә-лагерларға солаш, мәдәнийәт-маарип вә миллий ассимилятсийә қилиш һәтта мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқларни өз ичигә алған ирқий қирғинчилиқ қилмишлирини әнә шундақ түрлүк намлар вә уссуллар атиған тәшвиқатлири ялғуз хитай ичидила әмәс, бәлки хәлқарада көп хил тилларда тарқитилип, хәлқара җәмийәттә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң раст яки ялғанлиқи һәққидә талаш-тартишларниң йүз беришиниму кәлтүрүп чиқарди. Болупму мустәбит сиясәтләр һимайә қилинидиған дөләтләр хитайниң бу тәшвиқатлириға бәкрәк майил болди.
Хитай компартийәсиниң әнә шундақ көз боямчилиқ тәшвиқатлириниң бири 5-өктәбир “шинхуа тори” да берилгән болуп, бу хәвәрниң темиси “алтун-күмүшкә толған аста пойиз, җәнубий шинҗаңни рәңдарлиққа чөмдүрди” дәп аталған. Хәвәр йеңисар наһийәсидин ақсу вилайитигә алма үзүш хизмити үчүн йолға чиққан уйғурлар һәққидә йезилған. Йәни мәзкур хәвәр мақалисидә, 22 яшлиқ уйғур қизи маһирә абдулясинниң һәмраһлири билән бирликтә йеңисар наһийәсидин ақсу вилайитигә алма үзүш хизмити үчүн маңғанлиқи; маһирәниң йеңисарда аниси билән бирликтә талла базири ачидиғанлиқи, һәр йили сентәбир келиши биләнла мушу пойизға олтуруп, ақсуға алма үзгили баридиғанлиқи;маһирә олтурған 7556/7557 қетимлиқ бу пойиз линийәсиниң ечиветилгинигә 13 йил болған болуп, омумий мусаписи 30 нәччә саәтлики, пүткүл линийәниң үрүмчи, турпан, корла, ақсу, қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлардики 64 пойиз бекитидин тәркиб тапидиғанлиқи, бу пойизниң нөвәттә деһқанларниң сиртқа чиқип хизмәт қилишидики муһим қатнаш қоралиға айланғанлиқи баян қилинған.
Мухбирниң мәзкур мақалиси арқилиқ җәнубий уйғур елидики деһқанларниң сиртларға чиқип ишлишиниң қанчилик “қолайлиқлашқан” лиқини тәшвиқ қилмақчи болғанлиқи ениқ. Лекин хитай һөкүмәт мәтбуатиниң мәзкур мухбири көздин сақит қилған бир мәсилә шуки, у, мәзкур пойизға олтуруп, яқа юртларға ишләмчиликкә маңғанларниң “деһқан” лар икәнликини йошурмиған. Шу нуқта ениқки, деһқан үчүн күз пәсли териқчилиқниң мол-һосул алидиған алтун пәсли болуп, бу пәсилдә деһқанлар һосул йиғиш билән алдираш болидиғанлиқи ениқ. Әмма мәзкур мақалида уйғур деһқанларниң мана мушундақ һосул йиғиш пәслидә сиртларға ишләмчиликкә маңғанлиқи кишини һәйран қалдуриду. Әҗәба бу деһқанларниң терийдиған йери, алидиған һосули йоқму? шундақ болса немә үчүн бу кишиләр мухбир тәрипидин “деһқан” дәп тәрипләнди?
Соаллиримизға җаваб тепиш үчүн, хитайниң йеңисардики сиясәтлиригә көз йүгүртүп беқишимизға тоғра келиду әлвәттә!
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 2020-йили 14-декабирдики бир хәвиридә, йеңисар наһийәсидики деһқанларниң “териқчилиққа тайинип қалмай, бәлки һүнәр-кәсип игиләп, бай болуш йоллирини қандақ кеңәйткәнлики” хәвәр қилинған. Мәзкур хәвәр арқилиқ биз йеңисар деһқанлириниң немә үчүн деһқанчилиқниң алдираш мәзгилидә, яқа юртларға ишләмчиликкә баридиғанлиқиниң сәвәбини техиму яхши чүшинәләймиз. Хәвәрдә дейилишичә, йеңисар наһийәсидики мәлум бир карханиниң пүтүн наһийәдики 102 деһқанчилиқ копиратипи билән мевә-көктарларни сетивелиш тохтами түзгәнлики, ширкәтниң бу усули 12 миң намрат аилиниң ишқа орунлишиш мәсилисини һәл қилғанлиқи, йеңисар наһийәсидә һазир нурғун кишиләрниң һәмкарлиқ коператип арқилиқ ишқа орунлишишқа башлиғанлиқи дейилгән.
Хитай башқурушидики “шинҗаң даҗуң тори” да “шинҗаң гезити” дин 2021-йили 2-мартта көчүрүп тарқитилған “йеңисар наһийәси улуғчат базири төвән явағ кәнтидә, һәммә адәмниң қилидиғанға иши бар болди” намлиқ хәвәрдә болса техиму ениқ қилип, аталмиш “әлгә нәп йәткүзүш(访惠聚)” намида кәлгән хитай кадирларниң “йәрләрни өзлири бир туташ башқуруп вә териватқанлиқи, деһқанларниң болса йәрлирини өткүзүп берип, деһқанчилиқтин толуқ азат қилинип, сиртқа чиқип ишлишигә техиму көп пурсәт яритип берилгәнлики” баян қилинған.
Юқарқи икки хәвәрниң мәзмунидинла, йеңисардики уйғур деһқанлириниң 2014-йилидин башлап өйлиригә көчүп киргән хитай кадирлар тәрипидин терилғу йәрлирини копиратипларға өткүзүп беришкә мәҗбурланғанлиқи, буниң билән уйғур деһқанлири бирдинла “йезилардики ешинча әмгәк күчи” гә айландурулуп, яшаш усулиниң деһқанчилиқтин ишләмчиликкә өзгәртилгәнликини қияс қилишимиз тәс әмәс. Демәк, юқирида тилға елинған йеңисарлиқ маһирә вә йеңисар деһқанлириниң қисмәтлири, уйғурлар дуч кәлгән қисмәтләрниң кичиккинә бир картиниси болуп, бундақ һадисә бәлки уйғур җәмийитиниң барлиқ булуң-пучқақлириғичә омумлашқан болуши, болупму йезиларда, уйғур деһқанлар үстидә кәң көләмдә йүз бәргән болуши еһтималға толиму йеқин. Йәни, уйғурларни йәр-земинлиридин мәҗбурий айрип, уларни сиртларға көчүшкә мәҗбур қилған бу сиясәт әслидә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң бир қисми болсиму, лекин хитай “буғини ат көрситиш” услубида, мәсилиниң маһийитини изчил бурмилап тәшвиқ қилип кәлмәктә.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]