Паалийәтчиләр: “хитайниң ‛шинҗаң һекайисини яхши сөзләш‚ тәшвиқати японийәдә тәсир қозғиялмиди”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.10.31
nurlan-abdulmejin-1024 Уйғур аптоном районлуқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң рәиси нурлан абдумәнҗин (оттурида) японийәдә зиярәттә болған көрүнүш.2024-Йили өктәбир, японийә
X/@AmbWuJianghao

Уйғур аптоном районлуқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң рәиси нурлан абдумәнҗин йетәкчиликидики бир өмәк өткән һәптә японийә билән җәнубий корейәдә зиярәттә болған. Улар бу қетимлиқ зиярәттә, шу дөләтләрдики хитай әлчиханиси билән бирликтә “рәңдар шинҗаң” темисидики паалийәт елип берип, “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тәшвиқатини қанат яйдурған.

Қазақ миллитидин болған нурлан абдумәнҗин башчилиқидики бу өмәкниң 14-өктәбирдин 19-өктәбиргичә японийәниң осака вә җәнубий корейәниң сеол шәһәрлиридә зиярәттә болуши уйғур елидики әмәлдарларниң тунҗи қетим чәт әлдә дипломатик йол арқилиқ елип барған “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тәшвиқати һесаблиниду. Ваһаләнки, бу паалийәт японийәдики рәсмий ахбарат васитилиридә тилға елинмиған. Нөвәттә японийәдики уйғур мәсилисигә диққәт қилип келиватқан сиясий паалийәтчиләр хитайниң бу қетимлиқ “достлуқ, һәмкарлиқ” сәпириниң маһийәттә уларниң күткинидәк японийә-хитай мунасивитигә иҗабий тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини, шуниңдәк хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқини ақлаш ғәрәзлиригә йетәлмәйдиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Японийәдики актип сиясий паалийәтчи сато такаши (Sato Takashi) әпәндиниң қаришичә, мәзкур өмәкниң японийәниң осака шәһиридики бу қетимлиқ зиярити япон хәлқиниң хитайға қарши кәйпияти күчәйгән вақитқа тоғра кәлгән болуп, японийәдә һечқандақ тәсир қозғиялмиған. У мундақ деди:

“японийәдә хитайниң уйғурларға қаритилған зулум вә бастурушини әйибләйдиған наразилиқ кәйпияти наһайити күчлүк. Шуңа, бу өмәкниң японийә зиярити вә хитай әлчиханисида өткүзүлгән “рәңдар шинҗаң” темисидики паалийити японийәдики наразилиқ кәйпиятни бесиш үчүн уюштурулған көз боямчилиқ дәп ойлаймән. Ундин башқа уларниң японийәни таллишидики йәнә бир сәвәб болса, японийә 1989-йилидики тйәнәнмен вәқәсидин кийин ғәрб дөләтлири йүргүзгән иқтисади җазани әң башта бикар қилған дөләт болуп, һазирму японийәниң иқтисад саһәсидә хитайпәрәсләр хели көп. Шуңа хитай уларни қилтаққа дәсситиш асан дәп қариған болуши мумкин. Әмма бу зиярәт япон мәтбуатлирида хәвәр қилинмиди, шундақла уларниң паалийити авам пуқраларниң хитайға болған баһаси әң начарлашқан мәзгилдә елип берилди, шу сәвәбтин у һечқандақ тәсир пәйда қилалмиди дәп қараймән.”

“шинхуа тори” ниң 21-авғусттики хәвиригә қариғанда, нурлан абдумәнҗин японийәдики зиярити мәзгилидә “шинҗаңда қолға кәлтүрүлгән зор мувәппәқийәтләрни тәшвиқ қилип, шинҗаң һәққидики һәр хил ялған, сәлбий гәпләрни рәт қилип, шинҗаңниң ечиветилгән йеңи образини намаян қилған”.

Японийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әхмәтҗан летип әпәндиниң билдүрүшичә, һазир японийәдә авам хәлқ, мәтбуат вә һөкүмәт арисида уйғур мәсилисигә қарита хитайға наразилиқ билдүридиған һәм әйибләйдиған көз қарашлар күнсайин ешиватқан болуп, хитай өзини ақлапму ақлап болалмайдиған дәриҗидики патқаққа патқан. Йәнә бир тәрәптин, хитай өз ичидә японларға қарши өчмәнлик отини улғайтқан болуп, хитайда яшаватқан япон пуқралириниң хитай тәрипидин төһмәткә вә һуҗум қилишиға учраш, һәтта өлүм вәқәлириниң келип чиқишидәк паҗиәләрниң көпләп йүз бериши японлуқларниң хитайға қарши наразилиқини юқири пәллигә чиқарған. Хитай дәл бу наразилиқни пәсәйтиш үчүн бу өмәкни японийәгә әвәткән болуши мумкин икән.

Хитай хәвәрлиридә ейтилишичә, бу өмәк японийәниң сабиқ парламент әзаси вә осака вилайәтлик парламентниң парламент башлиқи накатани ясинори, хитай-японийә достлуқ әлчиси вә 1986-йилдин буян шинҗаң университетида “коҗима ясухиро оқуш ярдәм пули” тәсис қилған раһиб коҗима ясухиро, осака вилайити японийә-хитай достлуқ җәмийитиниң рәиси һәмдә шу җайдики муһаҗирлар вә японийәдә оқуватқан хитай оқуғучилар вәкиллири билән көрүшкән һәмдә улар билән айрим-айрим сөһбәтлишип, “шинҗаң һекайисини сөзләш” тәшвиқатини елип барған.

Японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси вә дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили савутҗан мәмәт әпәндиниң радийомизға ейтишичә, хитайниң бу өмәкни японийәгә әвәтишидики сәвәблиридин бири иқтисадий мәнпәәт үчүн болса, йәнә бири япон һөкүмити вә җамаитиниң уйғур мәсилисигә болған позитсийәсини синап беқиш икән. У, хитайниң бу муддиалириға йетәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Японийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси абдукерим абдурәһманниң билдүрүшичә, йеқиндин буян японийәдә хитайдики япон пуқралириниң һуҗумға учраш вәқәсигә қарши наразилиқ күчәйгән пәйттә, хитай һөкүмити бундақ “достлуқ, һәмкарлиқ” өмикини буниңдин кейинму әвәтидикән, лекин мәқситигә йетәлмәйдикән.

Хитайниң хәвиригә қариғанда, бу қетимлиқ зиярәттә японийә тәрәп хитайниң уйғур елидә қолға кәлтүргән “муқимлиқ, инақлиқ, тәрәққият” нәтиҗилиригә иҗабий баһа бәргән. Шундақла, 2025-2026 йилидики хитай-японийә-корейә мәдәнийәт алмаштуруш йилини пурсәт билип, уйғур ели билән һәмкарлиқни чоңқурлаштурушни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Японийә “асия либерал демократик иттипақи кеңиши” даимий һәйитиниң мудири, обзорчи вә сиясий паалийәтчи миура котаро (Miora Kotaro) әпәндиниң радийомизға йоллиған язмичә инкасида билдүрүшичә, хитайниң бу өмикиниң японийә зиярити йәрлик сиясәт мәсилиси болуп, японийә-хитай мунасивитигә зор тәсир көрситәлмәйдикән. У йәнә бу хилдики дипломатик алақиләрдә, японийә тәрәпниң уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә сәл қаримаслиқи керәкликини тәкитләп мундақ дәйду:

“осака вилайәтлик парламент һөкүмити ‛2025-йиллиқ осака кансай көргәзмиси‚ни мувәппәқийәтлик өткүзүш үчүн хитай билән достанә мунасивәт орнитишқа тиришиватиду. Мән әлвәттә бу көргәзминиң мувәппәқийәтлик болушини үмид қилимән. Әмма мән йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә сәл қаримаслиқимиз керәк дәп қараймән. Мәйли қандақла болмисун, мениңчә бу зиярәт японийә-хитай мунасивитигә зор тәсир көрситәлмәйду. Чүнки бу йәрлик сиясәт мәсилиси. Һазирқи муһим нуқта, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә чин дилидин көңүл бөлидиған парламент әзалириниң йеқинда өткүзүлгән авам палатаси сайлимидин кейин парламентта орун елиш яки алалмаслиқ мәсилисидур. Шуңа мениңчә, уйғур мәсилиси үчүн хизмәт қилидиған парламент әзалириниң сайлап чиқилиши техиму муһим”.

Юқирида мәлум болғинидәк, уйғур аптоном районлуқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң рәиси нурлан абдумәнҗин йетәкчиликидики бу тәшвиқат өмики японийә һөкүмитидә, мәтбуат-таратқуларда вә авам хәлқ арисида һечқанчә тәсир қозғиялмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.