Америка президенти җов байден ши җинпиңға көрсәткән сүрәттики көрүнмигән сирлар

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2023.11.22
Xi-jinping-1985 Ши җинпиңниң сан-франсескоға тунҗи қетим барған вақтида тартилған сүрәт (1985)
Xinhua

Пүтүн дуня җамаәтчилики чоң үмид бағлиған америка пирезиденти җов байдин билән хитай рәиси ши җинпиңниң бу йилқи йүзтуранә учришиши бир тепишмақ билән башлиди. Америка пирезиденти янфонидин хитай рәисигә униң яш чағлирида сан-франсескода чүшкән бир парчә сүритини көрситип “бу йигитни тонумсиз? ” дәп сориди. Берилгән җаваб вә униңдин кейинки әһваллар һәммимизгә аян.

Бу ши җинпиңниң бир парчә сүрити болуп, хитайдики әң чоң тор бәтлиридин бири “ахбарат тори” ға чапланған иди. Бу сүрәт 1985-йили 5-айниң 11-күни тартилған болуп, шу вақитларда 32 яшқа киргән ши җинпиң җеңдиң наһийәсиниң һакими болуп ишләватқан иди. Сүрәтниң торға қоюлған вақти 2017-йили 10-айниң 18-күни икәнлики әскәртилгән. Хитай шинхуа агентлиқи тәминлигәнлики йезилған бу сүрәтниң оттуриға чиққан вақтиға қарайдиған болсақ буниң дәл ши җинпиңниң уйғур диярида йолға қойған инсан қелипидин чиққан қирғинчилиқ қилмишлириниң аста-аста әвҗигә чиқиватқан вақтиға тоғра келидиғанлиқини көримиз. Бу күн өз нөвитидә йәнә ши җинпиңниң иккинчи қетим сайлинишиға йол ачқан хитай коммунистик партийәси 19-қетимлиқ вәкиллири қурултийиниң башланған күнидур. Шундақла шу вақиттики америка пирезиденти доналд трампниң америка-хитай сода мунасивитидики тәңпуңсизлиқни байқап, барлиқ амалларни қоллинип у адаләтсизликни тосуш қарарини иҗра қилишқа башлиған күнләрниң бири.

Ши җинпиңниң 2-қетим дөләт рәислик вәзиписигә олтуруши биләнла 35 йил бурун сан-франсескода тартилған сүрәтниң вә униң қисқичә тәрҗимиһалиниң хитайниң әң чоң тор бетидә пәйда болуп қелиши қандақму тасадипийлиқ болсун? ! ши җинпиң 15-ноябирда һакавурлуқ билән ейтқинидәк сүрәтни америка пирезидентиниң қәйәрдин алғанлиқини растинла билмәй қалдиму? ундақта ши җинпиң шундақ бир күндә бу сүрәтни оттуриға чиқирип немә демәкчи иди?

Бу сүрәт 2017-йили “есилзадә аилидә туғулди, өңкүрни макан қилди, ши җинпиң қандақ чоң болған? ” мавзулуқ бир язмиға баш сүрәт қилип берилгән. Сүрәттин кейин аҗайип күчлүк һәм ихчам бир тил билән униң туғулуши, балилиқ вә өсүп йетилиш дәври, дадиси намиға бесилған почта маркиси вә ахирида униң хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдари болуш җәряниға талланған шәхси сүрәтлири қистурма қилип елан қилинған. Қистурма сүрәтләрдин униң бәш йешида дадиси билән чүшкән сүрити, 15 йешида шәншидә йезиға чүшкән вақтида йетип қопқан өңкүрниң ичи вә сирти, нәшрият саһәсидә ишләйдиған инисиниң айрим сүрити кишиниң диққитини алаһидә тартиду. Бундақ сүрәтләр пәқәтла ши җинипиңниң өзидә яки униң әң йеқин адәмлиридә болуши мумкин. Демәк, ши җинпиң сүрәтни кимниң торға қойғанлиқини вә америка пирезидентиниң сүрәтни нәдин алғанлиқини ениқ билиду. Һәтта язмини елан қилишни өзи орунлаштурған болушиму еһтималлиққа интайин йеқин.

Қисқиси, бу сүрәтни оттуриға чиқириш билән ши җинпиң 2-қетим сайланғандин кейин, бурунқи америка пирезидентлириниң әксичә йол тутқан трамп һөкүмити билән елишишни нишан қилған.

Биз америка пирезидентиниң бу қетим сүрәт арқилиқ немә демәкчи икәнлики тәһлил қилиштин бурун, бу сүрәтниң тарқитилиши вә тәшвиқ қилиниши һәргизму хәйрлик бир иш әмәсликини демәй туралмаймиз. Болупму, униң өзи ялғуз яки әтрапта бир топ кишиләр билән күлүп чүшкән сүрәтлириниң һеч бири сүрәт тартилған орунға яки әтрапидики кишиләргә, һәтта шу кишиләр мәнсуп болған милләтләргә бирәр яхшилиқ елип кәлгән әмәс.

 

Хитай рәиси ши җинпиң конашәһәр наһийәси тоққузақ базири аяғ мәңгән йезисидики абдуқеюм розиниң өйидә сөһбәттә. 2014-Йили 28-апрел, конашәһәр
Хитай рәиси ши җинпиң конашәһәр наһийәси тоққузақ базири аяғ мәңгән йезисидики абдуқеюм розиниң өйидә сөһбәттә. 2014-Йили 28-апрел, конашәһәр
Xinhua
 

Ши җинпиң уйғурлар вә уйғур диярини дөләт рәиси болғандин кейин әмәс, бәлки балилиқ чағлиридин тартипла яхши биләтти. Бу һәқтә һазирғичә уйғурлар арисида еғиздин еғизға тарқилип йүргән баянлардин башқа йәнә кейинки чағларда уйғур аптоном райониниң рәиси болған исмайил әмәт тәрипидин йезилған узун бир мақалиму бар. Бу мақалә ши җинпиңниң дадиси ши җоңшүнгә аталған бир мақалиләр топлимида орун алған. Мақалидин ши җинпиң туғулған вақитта дадисиниң мәхсус уйғур дияри билән мунасивәтлик хизмәтләрни қиливатқанлиқи, сәйпидин әзизи вә бурһан шәһидиләр билән аталмиш аптоном район қуруш мәслиһәти билән алдираш болғанлиқидин хәвәрдар болимиз. Ши җоңшүн өз қоли билән язған икки қисимлиқ тәрҗимәһалидиму өзиниң уйғур дияридики кәчүрмишлиригә алаһидә орун бәргән.

Кишиләрниң чүшәнмәйдиған йери, немә үчүн ши җоңшүн мав зедуңниң ғәзипигә учриған вақитта дадисиға қучақ ачқан, һәтта дадиси өмриниң ахириғичә һөрмәт қилған уйғур, тибәт вә моңғулларға ши җинпиңниң шунчә бағри ташлиқ билән қирғинчилиқ муамилиси қилиши болса керәк.

Әслидә бир есилзадә аилидә туғулуп, харлинип чоң болған, йетәрлик ата-ана тәрбийәси көрәлмигән ши җинпиңдәк бири сүрәт арқилиқ бир нәрсиләрни има қиливатқан йәрдә, роһий вә җисманий җәһәттин сағлам чоң болған америка пирезидентиниң 2017-йили 10-айниң 18-күни торға йолланған сүрәтни ши җинпиңға көрситиши пәқәтла униңға тәкәллуп қилиш мәнисидә әмәсликиму ениқ. Америка пирезиденти җов байден ши җинпиңниң һазирғичә бесип өткән һаят кәчүрмишидә алаһидә орун тутқан бу сүрәтни көрситиш арқилиқ, ши җинпиңниң сүритини оттуриға чиқириш билән башланған барлиқ қилмишлириниму ениқ билидиғанлиқини ишарәт қилған. Йәни сүрәт арқилиқ авазсиз дейилгән сөзләр, дәл бу қетимқи учришиш җәрянида ашкара дейилмигән сөзләрдур.

 Әлвәттә бу ишарәтләрниң ичидә уйғур диярида ши җинпиң йетәкчиликидики хитай һөкүмити йолға қоюп келиватқан зораванлиқ сиясәтлири, уйғур вә башқа милләтләрниң тил, мәдәнийәт, маарип вә диний ишлириға қилиниватқан зиянкәшлик һәм қирғинчилиқларму орун алған. Чүнки, уйғурлар вә уйғур диярида йүз бәргән вәйранчилиқларниң һәммиси ши җинпиңниң бу сүрити оттуриға чиққандин кейин техиму юқири долқунға көтүрүлгән. Йәнә бир дәлилимиз, ши җинпиң 2-қетим қайта сайлинип тунҗи қилған ишини аталмиш “шинҗаң хизмити” йиғини өткүзүш билән башлиғанлиқи вә бу йиғинға биваситә өзи риясәтчилик қилғанлиқидур.

Әгәр ши җинпиң әқли-һоши җайида бири болса, әлвәттә бу ишарәтни чүшинәләйду. Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 18-ноябирдики хәвиригә асасланғанда ши җинпиң 15-ноябир күни филоли (Filoli) қоруқида қилған сөзидә хитай һөкүмити узундин бери садир қилип келиватқан хаталиқлириниң бир қисмини етирап қилғандәк тәрздә мундақ дегән: “хитайниң тәрәққиятиниң өзигә хас логикиси вә қанунийити бар, хитай һазир хитайчә алаһидиликкә игә заманивилаштуруш арқилиқ җуңхуа миллитиниң улуғ гүллинишини омумйүзлүк алға силҗитиватиду, хитай мустәмликә, талан-тараҗ қилиштәк кона йолда маңмайду, дөләт қудрәт тапса зомигәрлик қилиштәк әгри йолда маңмайду, шундақла идеологийәни сиртқа чиқириш билән шуғулланмайду. ”

Униң бу баянлиридики “һазир” сөзини заман өлчими қилип тәһлил қилидиған болсақ, хитайниң һазирғичә әнә шундақ мустәмликә вә талан-тараҗ қилиштәк кона йолда маңғанлиқини, хитай дөлитини қудрәт тапқузуш үчүн зомигәрлик қилиштәк әгри йолда маңғанлиқини етирап қилған болиду. Буниңдин кейин хитай һәқиқәтән бу йоллиридин ваз кечәләмду? мустәмликә қиливалған уйғур, тибәт вә моңғул дияридин чиқип кетәмду? халиғанчә булаң-талаң қиливатқан байлиқлардин ваз кечәләмду? әгри йолдин чиқип зомигәрлик қилмишидин өзини тохтиталамду? уйғур вә башқа милләтләрни өз тили вә мәдәнийити орниға хитай тили вә мәдәнийитини қобул қилишқа зорлиши униң идеологийәни сиртқа чиқириш билән шуғулланмиғанлиқиму? әлвәттә, бу соаллар ши җинпиңдин биваситә соралмиди, әмма әнә шу сүрәт арқилиқ көрситилди.

Ши җинпиңниң өмридә қилған ишлириға диққәт қилидиған болсақ, миҗәз характеридики бир түрлүк “ғәйрийлик” ни һес қилалаймиз: тунҗи көргән адәмлиригә йеқинчилиқ қилиду, әмма вақти кәлгәндә дәрһал улардин ваз кечип уларға рәқиб болиду вә қолидин кәлгән барлиқ чарилар билән қарши тәрәпни янҗип ташлайду. Униң дадисиға зулум қилған, һәтта 1960-йилидин 1970-йилиғичә дадисини түрмигә ташлиған мав зедуңчиларға йеқин болуши, дөләт рәиси болғандин кейин улардин ваз кечиши, уйғур вә тибәт хәлқлиригә дәсләп худди қайта көрүшкән “қериндашлар” муамилиси қилип уларниң көңлини утушқа етибар бериши, арқидинла бу милләтләр үстидин елип барған рәһимсизләрчә қирғинчилиқи буниң типик мисаллиридур. Америка пирезидентиниң янфонидики сүрәтни йенидин айримаслиқини, “қой терисигә оринивалған бөрә” ни көзитишини вә униң америка хәлқигә, җүмлидин дуня хәлқигә елип келиватқан зиянлиридин һәр вақит еһтият қилишини үмид қилимиз.

 ***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.