Тарихчилар: оттура асия вә русийәдики уйғур тарихи вә етнографийә тәтқиқати илгирики дәвргә қариғанда суслашқан

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.12.31
Gegel-isqaqof-01.jpg Гәгәл исқақоф (оңдин биринчи) уйғуршунас алимлар билән биргә. 1980-Йили. Ташкәнт, өзбекистан.
RFA/Oyghan

Кейинки вақитларда мәркизий асия хәлқлириниң тарихи вә мәдәнийити бойичә елип бериливатқан кәң даиридики тәтқиқатлар нәтиҗисидә көплигән илмий әсәрләрниң нәшр қилиниватқанлиқи мәлум. Әнә шундақ әсәрләрниң йәнә бири русийә пайтәхти москвадики “исламская книга” нәшриятидин йоруқ көргән иди. “йипәк йоли вадилири: мәркизий асия хәлқлириниң етнографийәси, тарихи вә мәнбәшунаслиқиниң бүгүнки мәсилилири” дәп аталған мәзкур китабниң омумий һәҗми 848 бәтни тәшкил қилған. Әсәр русийә муптилар кеңиши, русийә пәнләр академийисиниң омумий тарих институти вә мардҗани фонди тәрипидин нәшр қилинди. Китаб мәшһур етнограф вә шәрқшунас, мәркизий асия хәлқлириниң тарихи вә етнографийәси бойичә мутәхәссис бәлқис кармишеваниң 100 йиллиқ хатирисигә беғишланған. Мәзкур топламда германийә, исраилийә, канада, италийә, полша, фирансийә, русийә қатарлиқ ондин ошуқ мәмликәтниң алимлири болуп, 72 апторниң 66 илмий мақалиси берилгән. Униң ичидә қазақистанлиқ уйғуршунаслардин рисаләт кәримова вә абләт камалофларниң мақалилириму орун алған.

Алмута шәһиридики р. Сулайманоф намидики шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори рисаләт кәримованиң “йәттису уйғурлирида метални қайта ишләшниң әнәниви түрлири (ленинград, москва вә қазақистан етнографийәлик екиспедитсийәлириниң материяллири асасида, 1976-1990-йиллар), туран университетиниң профессори абләт камалофниң “йәттису уйғурлири тарихидики мәшрәп әрләр олтурушлири” намлиқ мақалилиридә уйғуршунаслиқ илминиң тарих вә етнографийә мәсилилири оттуриға қоюлған.

Уйғурларниң тарихи вә етнографийәси бойичә қандақ илмий тәтқиқатлар елип берилған? бу саһәләрдә кимләр ишлигән? 

Абләт камалоф совет дәвридики тарих тәтқиқатлириниң раваҗлиниш алаһидиликлири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “уйғур хәлқиниң тарихи бойичә тунҗи илмий лайиһәләр совет тарихшунаслиқ пениниң раваҗлинишиға қошулған чоң төһпә болуп һесаблиниду. Мәсилән, уйғурларниң қәдимий вә оттура әсир тарихиниң асасий басқучлири 1940-йилларниң ахирлирида александр бернштам тәрипидин тәтқиқ қилинған иди. Кейинки вақитларда уйғурларниң тарихи бойичә тәтқиқатлар москва, ленинград, алмута вә ташкәнт қатарлиқ төт шәһәрниң илмий мәркәзлиридә елип берилди.” 

Абләт камалофниң тәкитлишичә, ташкәнттә уйғурларниң тарихи бойичә тәтқиқатлар анчә қоюқ болмиған икән. Улар асасән москва алимлири билән һәмкарлиқта ишлигән болуп, бу җәһәттә болупму уйғур елиниң чиң империйиси тәрипидин бесивелиниш тарихи әкәт хоҗайефниң әмгәклиридә тәтқиқ қилинған. Шуниңдәк оттура әсир бойичә айрим тәтқиқатлар русийәниң новосибирск шәһиридә елан қилинған. 1984-Йили уйғуршунаслиқ бөлүмидә мәхсус уйғурларниң тарихи вә етнографияси бөлүминиң ечилип, униңға гегил исқақофниң башқурған иди. Униң ейтишичә, қазақистанлиқ тарихчилар москвалиқ вә ленинградлиқ алимлар билән зич һәмкарлиқта ишлигән. Совет тарихшунаслиқ пенигә шундақла уйғур хәлқиниң тарих тәтқиқатиниң нәзәрийиви нуқтилириму киргән болуп, совет тарихчилири уйғурлар шәрқий түркистанниң йәрлик аһалиси болуп һесаблиниду дегән идийини илгири сүргән вә тәстиқлиған икән. 

Абләт камалоф йәнә мундақ деди: “уйғурлар милләт сүпитидә шәрқий түркистанда шәкилләнди. Бу идийә хитай тарихшунаслиқ пениниң асасий идийисигә қарши келиду. Хитай алимлири уйғурлар пәқәт 9-әсирдә моңғулийәни мәркәз қилған уйғур көчмән қағанлиқи ғулиғандин кейин шәрқий түркистанға олтурақлашқан дегән пикирни илгири сүриду. Совет алимлири шәрқий түркистанниң йәрлик аһалиси вә бу йәргә көчүп кәлгән елементлар асасида уйғур миллитиниң келип чиққанлиқини вә шәкилләнгәнликини оттуриға қойди.” 

Абләт камалоф йәнә совет иттипақи йимирилгәндин кейин уйғурларниң тарихи бойичә тәтқиқатларниң асасән алмутада 1986-йили қазақистан пәнләр академийәсидә қурулған уйғуршунаслиқ институтида йүргүзүлгәнликини, андин шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизи асасида давам қилғанлиқини оттуриға қойди. Униң ейтишичә, һазирқи вақитта уйғурларниң тарихи бойичә тәтқиқатлар илгирикидәк җиддий болмисиму, әмма мәлум дәриҗидә елип бериливатқан икән. Дуня уйғуршунаслиқ пени һазир америка қошма штатлири вә ғәрбий явропани мәркәз қилған икән. 

Мәлум болушичә, сабиқ совет җумһурийәтлиридә уйғурларниң тарихи бойичә шуғулланған тәтқиқатчилар һазир өзлириниң чәтәллик кәсипдашлири билән зич һәмкарлиқта ишлимәктә. Пәқәт оттура асияниң көплигән алимлири әмгәклирини пәқәт өз мәмликәтлиридила әмәс, бәлки чәтәлләрдиму нәшр қилинмақта.

Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистанлиқ етнограф тарих пәнлириниң доктори рисаләт кәримова совет дәвридә етнографийә мәсилилирини тәтқиқ қилидиған икки мәркәз болғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “бу миклухо маклай намидики совет иттипақи хәлқлириниң етнографийә институтиниң москва вә ленинградтики бөлүмлири. Көплигән совет етнографлири әнә шу мәркәзләрдә өсүп йетилди. Совет дәвридә уйғур етнографийәси мутәхәссислиридин ирина захаровани аташқа болиду. Униң ‛совет уйғурлириниң маддий мәдәнийити‚ намлиқ әмгики ‛дуня хәлқлириниң етнографийәси‚ намлиқ көп томлуқ әсәрдә елан қилинған. Бу топлам классикилиқ әмгәк дәп баһаланған иди. Уйғур тарихчиси руқийәм хоҗайева ана вә бала өрп-адәтлири бойичә мутәхәссис болған. Мениң илмий рәһбирим александир решетоф болса, совет вә шинҗаң уйғурлириниң етнографийәсини тәтқиқ қилған. Буниңдин ташқири людмила чвир, елла мамедова вә башқилар уйғурларниң етнографийә мәсилилири бойичә көплигән тәтқиқатларни елип барған.”

Рисаләт кәримованиң ейтишичә, қазақистандики уйғуршунаслиқта етнографийә биринчи нөвәттә гегил исқақофниң исми билән зич бағлинишлиқ икән. Униң “рус саяһәтчилири тәрипидин шәрқий түркистан уйғурлири етнографийәсиниң тәтқиқ қилиниши” намлиқ монографийәси нәшр қилинған икән. 

Рисаләт кәримова йәнә мундақ деди: “әйни вақитларда у һәр хил етнографийәлик бөлүмләрни башқурған иди. Атап ейтқанда, 1986-вә 1996-йиллири у уйғуршунаслиқ институтиниң етнографийә бөлүмини башқурди. Бу бөлүмдә униң рәһбәрликидә бир нәччә хадимлар ишлигән иди. юқирида исми аталған руқийәм хоҗайева, уйғурларниң игилик мәсилилирини тәтқиқ қилған галина баратова. Мән болсам уйғурларниң һүнәрвәнчилик кәспи мәсилилирини тәтқиқ қилған идим. Буниңдин ташқири, яш тәтқиқатчиларму болди. Мәсилән, адилҗан зуляроф уйғурларниң турушлуқ өй һүнири бойичә намзат-доктор болди.”

Рисаләт кәримованиң дейишичә, совет иттипақи йимирилгәндин кейин, йәни 1990-йиллардики иқтисадий тапчиллиқ түпәйли көплигән тәтқиқатлар тохтап қелип, алимлар ишсиз қалған икән. Илгири бу саһәдә ишлигән тәтқиқатчиларниң бәзилири аләмдин өткән болса, бәзилири башқа саһәләргә йөткәлгән. Рисаләт кәримова әнә шу вақитлардин тартип қазақистандики уйғур етнографийәси тәрәққиятида суслишиш әһвалиниң байқалғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.