Американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” хитайни қанчилик дәриҗидә “биарам” қиливатиду?
2024.09.03
2-Сентәбир аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң орган торида бир “қарар” елан қилинди. Мәзкур “қарар” ниң толуқ атилиши “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң американиң шинҗаңға мунасивәтлик бир йүрүш қанунлириға қәтий қарши туруш вә җазаға учриған кархана һәмдә мунасивәтлик кәсипләрниң тәрәққиятини қоллаш тоғрисидики қарари” дур.
Бу “қарар” ниң бирдинла оттуриға чиқиши, болупму шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийидәк “намда бар, әмәлдә йоқ” болған бир орган тәрипидин чиқирилиши, толиму күлкилик бир әһвалдур. Бу йәрдә биз “уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи” дәк бу қорчақ органниң маһийити һәққидики қарашлиримизни бир чәткә қайрип туруп, мәзкур “қарар” да немиләр дейилгәнликигә қарап бақайли.
Аталмиш “қарар” ниң мәзмунидин қариғанда, америка 2022-йили 21-июн күни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” қатарлиқ уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа мунасивәтлик бир йүрүш қанунларни йолға қойғандин кейин, бу қанунлар хитайниң иқтисадиға еғир зиян елип кәлгән иди. Йәни уйғур елидә ишләпчиқирилған мәһсулатлар бу қанунлар сәвәблик америка базарлириға кирәлмиди, киргәнлири америка таможнисида тутуп қелинди яки мусадирә қилинди. Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи” ниң мәзкур “қарар” да дәл бу сәвәблик чиқирилған иди.
“қарар” да мундақ дейилгән: “бу қанунлар карханиларниң иқтисадиға, тиҗарәт һоқуқиға, тәрәққият мәнпәәтигә һәмдә шинҗаң хәлқиниң яшаш һоқуқиға еғир зиян кәлтүрүп, қәлбини яра қилди. Бу вәҗидин шинҗаң хәлқи хитай карханилириниң җазалинишиға сәвәб болған ‛уйғурларға алақидар қанунлар‚ ниң әпти-бәширисини ечип ташлап, американиң шинҗаң арқилиқ хитайниң тәрәққиятини тосуштәк рәзил қилмишини паш қилиш, шундақла шинҗаңдики җазаға учриған карханиларниң тиҗарәт һоқуқини, һәр милләт хәлқиниң хизмәт қилиш һоқуқини қоғдаш үчүн бу Қарар Елинди”.
Американиң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш һәққидики қанунлириниң хитайға обданла зәрбә бәргәнлики ашкара. Әксичә болғанда, хитайниң “уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи” намидин бундақ “қарар” елишиға һечбир зөрүрийәт қалмайтти.
Ундақта бу “Қарар” да зади немиләр дейилгән?
Мәзкур “Қарар” да американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш” қатарлиқ уйғурларға мунасивәтлик бир йүрүш қанунлири, хитайниң пахта тоқумичилиқ мәһсулатлири, кийим-кечәк, күнтахта, пәмидур пишшиқлап ишләш қатарлиқ “илғар” карханилириға еғир зиян салғанмиш. Хитайниң дейишичә, бу саһәләр йезилардики әмгәк күчлириниң ишқа орунлишип, иқтисадий турмушини яхшилаш җәһәттә наһайити муһим рол ойнап кәлгәнмиш. Уларниң һәқ-һоқуқлири наһайити яхши қоғдилип, һечқандақ дәпсәндичиликкә учримаптимиш! һалбуки, америка хитайниң тәрәққий қилип кетишигә чидимай, қәстән уйғурларни дәстәк қилип, хитайға бузғунчилиқ қиливетиптимиш. “шинҗаң мәсилиси” хитайниң ички ишимиш, америка хәлқара қанунларни дәпсәндә қилип, хитайниң ички ишиға қопаллиқ билән арилишиветиптимиш; шуңа һөкүмәт органлири, карханилар вә аптоном райондики барчә хәлқ коллектип һәрикәткә өтүп, американиң бу йолсиз қилмишиға тақабил туруши керәкмиш!
Дәрвәқә, хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқини “американиң оюни” дегән сенарийәсини давамлиқ ойнап, җинайи мәсулийәттин қутулушниң койиға чүшкәнлики ениқ. Лекин күнни етәк билән тосқили болмиғандәк, полаттәк испатлар алдида хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзгән җинайәтлириниң җавабкарлиқидин қутулушиму унчә асан әмәс.
Уйғурларниң җаза лагерлириға қамилип, ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи ашкариланған 2017-йилидин буян, уйғурларниң қул ишчи қилиниватқанлиқиға даир испатларму арқа-арқидин ашкарилинишқа башлиди. Хәлқарадики нурғун нопузлуқ тәтқиқатчилар вә тәтқиқат органлири уйғурларниң қул ишчи қилиниватқанлиқи вә уйғурларни қул ишчи қилип ишлитиватқан карханилар һәққидә нурғун тәтқиқат доклатлирини елан қилди. Американиң ню-йорк иштатиға җайлашқан йәр шари тәминләш зәнҗирини көзитиш ширкити болған алтана технологийә ширкити (Altana Technologies) елан қилған бир доклат буларниң бир муһим мисалидур. Американиң “Уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” елан қилинип, икки айдин кейинла алтана технологийә ширкити “уйғур мәҗбурий әмгикиниң екологийәлик муһит системисини йорутуш” намлиқ бир доклатни елан қилип, хәлқараниң уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисигә болған диққитини йеңи бир пәллигә көтүрди. Доклатта, хитайдики 938 миң 991 карханиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бағлинишлиқ икәнлики; бу карханиларниң пүткүл йәр шари тәминләш зәнҗири билән чәмбәрчас бағланғанлиқи; бу карханилар йәр шаридики 600 дин көп кәсип бойичә милйонлиған тармақ сода алақә мунасивити шәкилләндүргәнлики; уйғур мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик карханилар билән йәр шари тәминләш зәнҗири арисидики 785 миң 415 карханиниң биринчи дәриҗилик сода мунасивитидә икәнлики; бу сода мунасивитигә даир сан-сепирларниң иккинчи қатлими 6 милйон 871 миң 643 сода алақисигә тутушидиғанлиқи пакитлар билән көрситилгән.
Мәзкур доклаттин сирт вашингтондики хәлқара коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң тәтқиқатчиси адриян зензниң уйғур мәҗбурий әмгикигә даир бир қанчә доклатиму, уйғурларниң қул ишчи қилиниватқанлиқиға даир күчлүк пакитларни ашкарилиғаниди.
Бу йәрдә техиму муһим болғини, американиң җазасиға учриған хитайниң пахта тоқумичилиқ, күнтахта, пәмидур қатарлиқ саһәлири ғайәт зор әмгәк күчигә еһтияҗлиқ саһәләр болуп, уйғурларму дәл бу саһәләрдә әң көп қул ишчи қилинған дейишкә болиду. Хитайниң бу йәрдә өзини басалмай қелишиму, бундақ мәһсулатларниң америка базарлиридин қоғланди қилинип, хитайниң иқтисадиға еғир зиян кәлтүргәнликидиндур.
Әгәр алтана ширкити дәлиллигән бир милйонға йеқин хитай карханисида қанчилик уйғурниң қул ишчи қилиниватқанлиқини тәсәввур қилип бақидиған болсақ, уйғурлар учриған зиянкәшликләрниң қайси дәриҗигә берип йәткәнликини тәхмин қилалишимиз тәс әмәс. Йәрсизләштүрүлүш, маарипсизлаштурулуш, һәқсизләштүрүлүш вә буниңға қошулған образи хәлқара террорлуққа бағлап хүнүкләштүрүлүш… ақивәттә қул болуштин башқа яшаш йоли қалдурмаслиқ буларниң һәммиси хәлқара қанунларға хилап болған еғир җинайәтләрдур. Һалбуки, бу җинайәтләрни америка әмәс, бәлки хитай уйғурларға йүргүзүватиду. Әҗәба, хитайниң дегинидәк, бу җинайәтләрниң давамлишишиға йол қоюлуши, йешил чирағ йеқип берилиши керәкмиди?
Техиму қизиқарлиқи шуки, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини “ички ишимиз” дейишидур. Әгәр кишилик һоқуқ дәпсәндичилики бир дөләтниң ички иши болуп, башқилар арилишалмиса, у һалда һәрқандақ дөләт өз пуқралириға қандақ муамилә қилса, хәлқара җәмийәт арилишалмайдиған әһвал келип чиқмамду? гәрчә башқа дөләтләрниң ички ишиға арилашмаслиқ хәлқара қанунда бәлгиләнгән бир низам болсиму, лекин бүгүнки дуняда кишилик һоқуқни қоғдаш хәлқара җәмийәтниң ортақ мәсулийити вә мәҗбурийитигә айланди. Бу вәҗидин б д т кишилик һоқуқ комитетиниң һәрқайси әза дөләтләрниң кишилик һоқуқ әһвалини көзитиш, тәкшүрүп ениқлаш, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған һөкүмәт, шәхсләрни җазалаш мәҗбурийити бар. Лекин хитай б д т ниң уйғур ирқий қирғинчилиқини мустәқил тәкшүрүшигә изчил тосқунлуқ қилипла қалмастин, бәлки йәнә б д т кишилик алий комитетида уйғур ирқий қирғинчилиқ мәсилиси һәққидә муназирә елип беришни пүтүн күчи чәкләп келиватиду. Демәк, бу йәрдә хәлқара қанунларни дәпсәндә қиливатқини америка әмәс, бәлки дәл хитайниң өзидур.
Хитайниң уйғур аптоном райондики һөкүмәт органлири, карханилар вә “хәлқ” ни һәрикәткә кәлтүрүп америкаға тақабил турушни тәшәббус қилишиниң өзиму өктәмликтин башқа нәрсә әмәс! әмма мәсилә хитайниң бу өктәмликиниң базарда ишқа яраш яки яримаслиқидур.
Дәрвәқә, хитайға нисбәтән униң уйғурларға йүргүзгән вә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң җавабкарлиқни үстигә алмисиму болидиған бир йол бар дейилсә, у йол муқәррәр һалда нөвәттики дуня түзүлмисини вәйран қилиш, шундақла хитайни мәркәз қилған вә хитай тикләп бәргән мустәбит әндизә бойичә йеңи бир дуня тәртипини турғузуп чиқиштур. Хитай буни қилаламду яки әмәлгә ашураламду? наһайити ениқки, хитайниң бу рәзил чүшиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқи, америка башчилиқидики демократик дуняниң буниңға әсла йол қоймайдиғанлиқи хитайниң өзигиму аян. Шундақкән, хитайниң “уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи” намидин американиң ембаргосиға қарши аталмиш “қарар” мақуллитиши, қуруқ терә тарақшитиштин башқа нәрсә әмәс!
(Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду)