Уйғур қисмәтлиридин коммунист хитайниң сахтипәзликкә толған 75 йилиға баһа

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.10.01
qara-mashina-qoralliq-saqchi-milletler-ittipaqliqi-AFP Үрүмчидә қораллиқ қисимлар қораллирини көтүргән һалда “милләтләр иттипақлиқини қоғдайли” дегән шоар есилған қара машинида шәһәрни кәзмәктә. 2009-Йили 9-июл, үрүмчи
AFP

1949-Йили 1-өктәбир күни хитай компартийәсиниң биринчи әвлад рәһбири мав зедуң хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқини җакарлиғандин тартип бүгүнгичә, коммунист хитайниң һакимийәт тарихиға нәқ 75 йил болди. Мав зедуң 1945-йили хитай компартийәсиниң йәттинчи қурултийида “америка пирезиденти линколинниң тәшәббусидәк, хәлқниң дөлити, хәлқниң башқуруши вә хәлқниң мәнпәәтигә вәкиллик қилидиған демократик, гүлләнгән вә күчлүк хитай қуруп чиқимиз” дегән. Униң сөзлири қаримаққа “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” дики қарашлар билән пәрқсиздәк көрүниду. Һәтта хитай компартийәсиниң вәкили доң бивуниң 1948-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғиниға гоминдаң вәкиллири билән бирликтә қатнишип, “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” ға имза қоюшиму бу қарашни тәстиқлайду. Әмма хитай хәлқ җумһурийити қурулуштин тартип бүгүнгичә бесип өткән излириға қарайдиған болсақ, уларниң һакимийәт тарихиниң б д т вә хәлқара қанунларни дәпсәндә қилиштин ирқий қирғинчилиққичә болған инсанийәткә қарши җинайәтләр билән лиқ толғанлиқини көримиз.

Дәрвәқә, хәлқара җәмийәтму йиллардин буян мав зедуң ейтқандәк “демократик вә әркин бир хитай дөлити” ниң барлиққа келишини күткәниди. Һалбуки, бүгүнки хитай б д т билән барлиққа кәлгән йеңи дуня күнтәртипидә күчлинип, йәнә бу күнтәртипни пүтүнләй бузуп ташлашни нишан қилған бир дөләт сүпитидә хәлқара сәһнидә намаян болмақта. Кишиләр хитайниң бу һалитини хилмухил қарашлар билән тәбирләшти. Лекин бир нәрсә ениқки, хитайниң “аш бәргәнгә мушт беридиған” тәбиити әмәлийәттә хитайниң пүткүл һакимийәт қурулмисиға сиңип кәткән болуп, уйғурларниң хитай мустәмликиси астидики 75 йиллиқ қисмәтлири билән аллиқачан испатлинип болғаниди.

1949-Йили ялған вәдиләр билән уйғур елигә бесип киргән коммунист хитай, 1950-йилларниң башлирида хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң уйғур елигә бесип киргән қисимлири билән гоминдаңниң уйғур елидә коммунистларға әл болған 100 миң кишилик қалдуқ армийәсини бирләштүрүп, “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ни қуруп чиқти. Шуниңдин бери хитай һөкүмити өзиниң уйғур елидики мәвҗутлуқини толуқ капаләткә игә қилиш үчүн, хитай өлкилиридин зор көләмдә нопус йөткәшкә башлиди. Ишлар нопус йөткәш биләнла түгимиди, әлвәттә! әксичә, уйғурлар үстидики қанлиқ қирғинчилиқлар хитай нопусиниң ешишиға мас һалда техиму әвҗигә чиқти.

1950-Йилиниң башлирида башланған аталмиш “йәр ислаһати” да қанчилиған уйғурлар рәһимсизләрчә өлтүрүлүп, йәр-земин вә байлиқлири тартивелинди. 1957-Йилидики “оңчиларға қарши туруш” вә “йәрлик милләтчиликкә қарши туруш” һәрикитидә миңлиған уйғур сәрхиллири зиянкәшликкә учриди. 1958-Йилидин 1961-йилиғичә давам қилған “чоң сәкрәп илгириләш” вә униң нәтиҗисидә келип чиққан зор ачарчилиқта сансизлиған уйғурлар һаяти билән бәдәл төлиди. 1966-Йилидин 1976-йилиғичә давам қилған он йиллиқ “мәдәнийәт инқилаби” да уйғурларниң тарихий вә мәдәнийәт мираслири омумйүзлүк вәйран қилинипла қалмай, бәлки йәнә сансизлиған сәнәткарлар, әдибләр вә башқа милләт сәрхиллири вәһшиянә қирғинчилиққа учриди.

Техиму ечинишлиқи шуки, хитай 1978-йили аталмиш “ислаһат” чақириқини елан қилғанда, уйғурлар бу “ислаһат” елип кәлгән пурсәтләрдин номуссизларчә йирақ қалдурулди. Уйғурларниң хитайдики “ислаһат” тин айриветилишиниң сәвәби һәргизму дең шявпиң ейтқандәк, “бир қисим шараити яр бәргән җайларниң алдин тәрәққий қилишиға йол қоюш” үчүн әмәс иди. Әксичә, уйғурларниң өзиниң инсанлиқ һәқлирини қоғдаш йолидики җасарити вә бу йолдики тинимсиз күрәшлири хитай үчүн әң чоң тәһдит һесабланғаниди. Болупму икки қетимлиқ уйғур оқуғучилар һәрикитиниң түрткисидә оттуриға чиққан 1989-йилидики бейҗиң тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити вә бу һәрикәттиму уйғурларниң йетәкчилик орнида болуши хитайни алақзадә қилғаниди. Әгәр ишлар мушундақ тәрәққий қилса, уйғурларниң тәсири пүткүл хитайда чоң бир сиясий өзгириш пәйда қилишқа, һәтта нөвити кәлсә хитай компартийәсини һалакәт гирдабиға елип бериши мумкин иди.

Мана мушундақ пәйттә, хитай компартийәсиниң иккинчи әвлад рәһбири дең шявпиңниң даңлиқ “җәнуб сәпири” вә бу сәпәр җәрянидики мәшһур нутуқи оттуриға чиқти. Дең шявпиңниң 1992-йилидики мәшһур “җәнуб сәпири”, хитайниң кейинки тәрәққият йөнилишини бәлгиләп бәргән бир сәпәр дәп қаралғаниди. Дәрвәқә, бу сәпәрниң хитайниң кәлгүси йөнилишини бәлгилиши башқа сәвәбтин әмәс, бәлки униң ғәрб демократийәсини қобул қилип, сиясий ислаһат елип баридиған яки бармайдиғанлиқини бәлгилигәнликтин болғаниди.

Әлвәттә, уйғурларму хитайниң мустәмликә сиясәтлиригә қарши күрәшлирини изчил давам қилип кәлди вә бу күрәшләр давамида қанлиқ бәдәлләрни төлиди. Тарихқа қарисақ, 1950-йили 7-айда илида йүз бәргән миллий армийә капитани рахманоф башчилиқидики қозғилаң; 1951-йилидин 1968-йилиғичә арилиқта йүз бәргән ғулҗа тоққузтарадики малик һаҗи башчилиқидики қозғилаң; хотәндики аблимит дамолла башчилиқидики қозғилаң; йеңисардики җелил һаҗи башчилиқидики қозғилаң; 1958-йили қумулниң қорай йезисида йүз бәргән әли қурбан башчилиқидики қораллиқ қозғилаң; 1962 ‏-йили илида йүз бәргән 29-май қанлиқ вәқәси; 1968-йили шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәси йетәкчиликидики қозғилаң, 1980‏-йиллардин кейин йүз бәргән “ақсу қозғилиңи”, “қарғилиқ қозғилиңи”, қәшқәрдә йүз бәргән “30-өктәбир вәқәси”, хотәндә йүз бәргән “7-июл вәқәси”, 1985 вә 1988-йиллири йүз бәргән икки қетимлиқ уйғур оқуғучилар һәрикити, 1990-йили ақтуда йүз бәргән “барин инқилаби”, 1997-йили ғулҗада йүз бәргән “5-феврал қирғинчилиқи”, 2009-йилидики “шавгүән қирғинчилиқи”, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи”, 2014-йилидики “28-июл йәркән қирғинчилиқи” қатарлиқларниң һәммиси буниң мисалидур.

Һалбуки хитай өзиниң 1949-йилидин буянқи барлиқ ташқи тәшвиқатлирида, уйғурларниң миллий қаршилиқ һәрикәтлириниң характерини бу “миллий яки диний мәсилә әмәс, бәлки интайин аз сандики шәрқий түркистан бөлгүнчи күчлириниң бөлгүнчилик, террорлуқ вә ашқунлуқ һәрикити. Улар шинҗаңдики һәр милләт хәлқигә вәкиллик қилалмайду” дәп бурмилап тәшвиқ қилип кәлди. Чүнки бу мәсилиниң характери миллий мәсилә дейилгинидә, уйғурларға зорлап артилған “шәрқий түркистанчи, бөлгүнчи, террорчи, ашқун” төһмәтлириниң ялғанлиқи оттуриға чиқатти-дә, уйғур мәсилиси бирдинла хәлқаралиқ мәсилигә айлиниш еһтималлиқи көрүләтти. Демәк, коммунист хитай дәсләпки вақитлардин буян уйғурларниң демократийә вә һөрлүк арзулирини тунҗуқтуруветиш үчүн, уларниң ташқи дуня билән болған алақисини пүтүнләй үзүп ташлиғаниди.

Мав зедуң өлүп, он йиллиқ “мәдәнийәт инқилаби” ахирлашқандин кейинму уйғурларниң дуня билән болған алақиси қолайлашқини йоқ. Хитай компартийәси гәрчә мав зедуңниң сиясәтлирини қисмән тәнқидлигән болсиму, әмма дең шявпиң 1979-йили ислаһатта “4 асасий пиринсип” та чиң турушни оттуриға қойди. Булар биринчиси, сиясий идийәдә сотсиялизм йолида чиң туруш; иккинчиси, пиролетарият диктаторлуқида чиң туруш; үчинчиси, компартийәниң рәһбәрликидә чиң туруш; төтинчиси, марксизм, ленинизм вә мав зедуң идийәсидә чиң туруштин ибарәт иди. Йәни хитай “мав зедуң” ни инкар қилмиған вә униң йолини давам қиливеридиғанлиқини қарар қилғаниди. Демәк, хитайниң кона йолидин ваз кәчмәйдиғанлиқи, уйғурларниң давамлиқ һалда еғир бастуруш, чәклимә вә түрлүк назарәт астидики һаятини давам қилидиғанлиқиниң ипадиси иди.

Уйғурлар үстидики зулумниң өткән 75 йилдики тәрәққиятидин қариғанда, бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң бир муқәррәрлик болғанлиқини тәсәввур қилалишимизму анчә тәс әмәс. Йәни ғәрб демократик қиммәт қарашлирини өз мәвҗутлуқи үчүн тәһдит һесаблайдиған хитай үчүн ейтқанда, һөрлүк үчүн күрәштин ваз кәчмәйдиған уйғурларни йоқитишму дәл өз мәвҗутлуқини капаләткә игә қилиш үчүн икәнлики ениқ. Хитай һәтта уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини йошуруш үчүн, иккинчи дуня урушидин кейин шәкилләнгән йеңи дуня күнтәртипини бузуп ташлашқа урунуштәк ғалҗирлиқ дәриҗисигә йәтти, әмма бу урунушларниң һаман мәғлуп болидиғанлиқи ениқ. Чүнки, кишилик һәқ-һоқуқлар вә миллий һөрлүк үчүн елип берилған күрәшләрниң һәммиси инсанийәтниң тәрәққияти һәм адалитини алға сүридиған һәрикәтләрдур. Инсанларниң йәккә һалдики әркинликлири боғулған, пикир вә идийәлири қаттиқ тәқибләшкә учрайдиған, һәр ким дәккә-дүккидә нәпәс елиштинму әндишә қилидиған хитайчә дуня күнтәртипини инсанийәт алиминиң һәргизму қобул қилмайдиғанлиқи ениқ. Мәйли хитай өз нийитини қандақ шәкилдә ниқаблисун вә яки сотсиялизмниң хитайчә алаһидиликкә игә болған йеңи бир йолини бәрпа қилғанлиқини давраң салсун, буларниң һәммиси биһудә урунуштур! чүнки бүгүнгичә дуняда марксизм, ленинизм, мав зедуң йолида маңған һечбир дөләт ғәрб дунясидәк күчләнгән, хәлқлири һөр дуняниң пуқралиридәк баяшат вә әркин һаятқа еришкән әмәс. Техиму ениқ қилип ейтқанда, дең шявпиң 1978-йили аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш” сияситини йүргүзидиғанлиқини елан қилғанда, хитайниң буниңдин кейинки йоли- “соққан чотни ашкарилимаслиқ” яки “өзини аҗиз көрситип башқиларни ғәпләттә қалдуруш” (韬光养晦) болиду дәп йолйоруқ бәргән. Бу сөзниң мәниси, буниңдин кейинки хәлқара дипломатийәдә әсли мәқсәт вә нишанлирини хәлқарадин сир тутуш; қорсақта соққан чотлирини ашкарилимаслиқ; ишларни йәң ичидә бир тәрәп қилиш; өзини вақтинчә аҗиз көрситип туруп, вақит җәһәттин утуш; шундақла күчлүкләрниң көзини ғәләт қилиш дегәнлик болатти. Дәрвәқә, хитай һәргизму өзи ейтқандәк, “сотсиялизмниң хитайчә алаһидиликкә игә йеңи йоли” ни тапқанлиқидин күчләнгән әмәс, әксичә хәлқараниң көзини бояп, ғәрб яратқан йеңи дуня күнтәртипи вә техника тәрәққиятлириниң мевилиридин әпчиллик билән пайдиланғанлиқи, йәни тәйярға һәйяр болғанлиқидин күчләнгән иди.

Дәрвәқә, коммунист хитайниң 75 йиллиқ һакимийәт тарихи сахтипәзликкә тайинип мәвҗутлуқини давам қилалиған вә башқиларниң иссиқ җувисида тәрлигән номуссизлиқ тарихидур. Хитай гәрчә өзиниң хәлқараға созулған сахтипәзликидин зор мәнпәәт алған болсиму, лекин бу рәсвачилиқларниң ашкарилиниши хитайниң хәлқарадики образини тарихтин буянқи әң осал әһвалға чүшүрүп қойғанлиқи һәмдә хитай иқтисадини киризисқа патуруватқанлиқиму бир һәқиқәт. Техиму муһими, хитай дуняға тәшвиқ қиливатқан хитайчә дуня күнтәртипиниң әмәлийәттә, җорҗи орвелниң “1984” романидикидәк мустәбит бир дуня бәрпа қилиш болғанлиқи, кишиләрниң хитай һәққидики әндишилирини күнсери юқири көтүрмәктә. Бүгүн коммунист хитай өзиниң 75 йиллиқ һакимийәт мәвҗутлуқи билән сабиқ советлар иттипақидин пәрқлиқ икәнликини тәнтәнә қиливатқандәк көрүнсиму, әмма униң ақивитиниң сабиқ советлар иттипақидинму бәттәр болидиғанлиқи пәқәт вақит мәсилиси, халас. Чүнки инсанийәт җәмийити бәрпа болғандин тартип бүгүнгичә давам қиливатқан һәрқандақ күрәшләр, инсанларниң һәқ-һоқуқлири үчүн болуп, мустәбитликкә таянған һәрқандақ һакимийәт я ундақ яки бундақ шәкилдә һаман бәрбат болған. Шуниси ениқки, уйғурларниң қан-яшлиқ қисмәтлири ахирлишип, әркинлик қуяши истиқбал упуқида парлайдиған күнләр һаман келиду. Уларниң тиз пүкмәс ирадиси вә күрәш долқунлири йеқин кәлгүсидә хитайниң йәр шариға сунуватқан рәзил моделиға қарши хәлқаралиқ күрәш еқими билән гирәлишип, демократийә, әркинлик вә инсаний һәқ-һоқуқлар капаләткә игә қилинған йеңи дуня тәртипиниң упуқини ачиду!

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.