“уйғур шаһзадиси” рәсими бизгә немиләрни йәткүзиду?

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.12.10
quju-tam-resim-01 Қуҗу уйғур ханлиқиниң пайтәхти бәшбалиқ там рәсимлиридин бир көрүнүш (апторниң шәхси әлбумидин)
RFA/Ablet

Әнглийәдики “биританийә музейи” өзиниң инсанийәт тарихи, сәнити вә мәдәнийитини әкс әттүрүп беридиған ядикарлиқлар җуғланмилири вә көргәзмә буюмлири билән дуняға даңлиқ. Игиләшләргә қариғанда бу музей 2024-йили 26-сентәбирдин 2025-йили 23-февралғичә “йипәк йоли” намида алаһидә көргәзмә өткүзмәктикән.

Йипәк йоли тилға елинғанда, кишиләр чөл вә қумлуқларда кетиватқан төгә карванлирини, қайнақ базарларда йипәк, ат вә дора-дәрмәк содиси қиливатқан содигәрләрни көз алдиға кәлтүрүши мумкин. Һалбуки, һәқиқий йипәк йолини ноқул сода йоли дәп қарисақ, хаталашқан болимиз.

Йипәк йоли ялғуз шәрқни ғәрбкә туташтурған сода йоли болупла қалмастин, бәлки маһийәт җәһәттин алғанда сода-сетиқтин хелила һалқип кәткән мәдәнийәт чәмбирики; асия, африқа вә явропа қитәлирини өзара бағлайдиған ғайәт зор алақә торидин ибарәт. Бу қетимқи көргәзмә бизгә йипәк йолиниң шәкиллиниши, һәрқайси линийәләрдики сәпәрләр вә бу җәрянда инсанларниң өзара идийә вә мәдәнийәт алмаштуруш тарихини йорутуп беришни мәқсәт қилған. Гәрчә қәдимки йипәк йолини бойлиған җайларда дөләт вә шәһәрләр бәрпа болғили бирқанчә миң йиллар болған болсиму, әмма мәзкур көргәзмә әйни вақитта инсанларға ортақ динларниң шәкиллинишигә шаһит болған дәврләр йәни 6-әсирдин 11-әсиргә тәвә болған, 29 дин артуқ дөләтниң музейлиридин кәлтүрүлгән буюмлар нуқтилиқ һалда көргәзмә қилинған икән.

Мәлум болушичә, “йипәк йоли” көргәзмисидә орун алған буюмларниң ичидә 12-әсирдики ал-идрис дуня хәритиси, корейәдин тепилған оттура асия услубидики алтун хәнҗәр, дунхуаңдин тепилған 11-әсиргә тәвә оттура түзләңлик әлчилириниң рәсими қатарлиқлардин башқа йәнә бир қисим оттура асиядики өзбекистан вә таҗикистан музейлиридин арийәткә елинған буюмларму көргәзмигә қоюлған. Мәзкур көргәзмидә қәдимки йипәк йолиниң түгүнигә җайлашқан уйғурлар яшап кәлгән земинларға тәвә буюмларниң саниниң көп болмаслиқи вә тепилған җайиниң “шинҗаң яки дунхуаң, хитай” дәп әскәртилиши кишини үмидсизләндүриду. Әмма көргәзмидә сани аз болсиму, бүгүнки күндә хитай һөкүмити тәшвиқ қиливатқан “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” идийәсиниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини испатлап беридиған уйғурлар вә уларға тәвә мәдәнийәт излири әкс әттүрүлгән буюмлар һәм мәвҗуттур.

Буларниң ичидә әң диққәт тартқучи буюмлардин бири қочу уйғур ханлиқиниң һөкүмдариниң дәпнә йопуқи иди. Бу дәпнә йопуқи қандақ қилип әнглийәгә келип қалди?

“қара тутуқ” дәпнә йопуқи
“қара тутуқ” дәпнә йопуқи
wikimedia.org

 Пахтидин ишләнгән узунчақ ләвһә шәкиллик бу буюм әң дәсләптә 1902-йили “германийә турпан експедитсийә әтрити” сәпири җәрянида идиқут қәдимий шәһири харабисидики қәбридин қезивелинған болуп, германийәгә елип кетилгән вә һазирғичә берлиндики дөләтлик музейда сақланмақта. Бу қетим биританийә музейиниң орунлаштуруши билән лондон шәһиригә елип келинип, техиму көп кишиләрниң зиярәт қилишиға сунулған.

Бу дәпнә йопуқидики портрет рәсими бизгә анчә натонушму әмәс. Бу рәсим уйғур елиниң мәшһур сәнәт намайәндиси қатарида тонулған вә әң көп тарқалған әсәрләрдин бири болуп, илим саһәсидә “шаһзадә рәсими” яки “уйғур шаһзадиси” дәп аталған.

Алимлар тәкшүрүш тәтқиқат нәтиҗисидә дәпнә йопуқиниң йил дәври 10-әсирниң ахиридин 11-әсирниң башлириғичә болған дәвр болуши мумкин, йәни қочу уйғур елидә будда диниға көчүш алдидики өткүнчи дәврләрдә йоруқлуққа чиққан дегән қиясини оттуриға қойған. Қәдимки қочу уйғур елидә бу хил дәпнә йопуқи “һаятлиқ вә қайта тирилиш” чүшәнчисигә аталған бир түрлүк диний рәсмийәт үчүн қоллинилаттикән. Йопуқниң узунлуқи 145 сантиметир, кәңлики 51.5 Сантиметир, қелинлиқи 0.5 Сантиметир келиду. Йопуққа сизилған рәсимгә кәлсәк, алимлар кийим-кечәкләр, символлуқ бәлгиләр, қолязма, шуниңдәк рәсим услуби қатарлиқ елементлардин рәсимдики кишиниң қочу уйғур ханлиқиниң идиқутлиридин йәни һөкүмдарлиридин болуши мумкинликини көрситиду.

Рәсимдә кимлик мәсилиси һәл қилғуч амил болуп, етнографийәлик, тил вә археологийәлик көзнәкләрдин һөкүм қилишқа тоғра келәтти. японийәлик такав мориясу (Takao Moriyasu) вә германийәлик петир земи (Peter Ziemi) қатарлиқ алимлар һөкүмдар портретиниң икки тәрипидин орун алған қәдимки уйғур тилида йезилған беғишлиминиң тили вә йезиқи үстидә чоңқур издәнгән вә бу шаһзадиниң кимликини ениқлашта чоң рол ойниған.

Тилшунаслар йопуқниң һәр иккила тәрипигә йезилған, “атамниң роһиға атап қара тутуқ” дегән сөзләрдин вә башқа пакитларға асасән, бу йопуқниң һөкүмранниң оғли тәрипидин һавалә қилип яситилғанлиқини пәрәз қилишқа болиду дәп қарайду. “қара тутуқ” сөзи һәққидә һөкүмдарниң исми болуши мумкин дегән көз қарашни илгири сүргүчиләр мәвҗут. Дәрвәқә, қочу уйғур ханлиқида қәдимки уйғур киши исимлири асас қилинған болуп улуғ вә есилзадә мәнисини билдүридиған “қара” сөзи билән кәлгән исимлардин көп учрайдиғанлири қара тәмур, қара юлтуз, туңа қара саңғун дегәндәк исимларни мисал қилип өтүш мумкин. Әмма алимлар рәсимдә әкс әткән башқа амилларни көздә тутқан һалда, “қара” сөзиниң ханзадиләргә хас әмәл нами болуши мумкинликини оттуриға қойиду. Бу сәвәбтин һөкүмдар образи чүшүрүлгән бу дәпнә йопуқи “қара тутуқ” йопуқи дәпму атилиду.

Портреттики кишиниң кимликини ениқлаш үчүн униң қияпәт тәсвирини инчикә анализ қилишқа тоғра келиду. Рәсимдә гәвдиләндүрүлгән амиллардин қариғанда, бу рәсим һәр җәһәттин көзәткәндә юқири қатлам нәсәбидики кишиниң тәсвирий сизмиси икәнликидин дерәк берип туриду. Үч ачимақлиқ қара рәңлик таҗ шәклидики баш кийим, узун тон, алтун тақилиқ кәмәр вә униңға қистурулған қәләм вә чақмақ теши қатарлиқ буюмлар, қончлуқ хурум өтүк қатарлиқ кийим-кечәкләр, шундақла рәсимдики кишиниң рәтлик чач-сақаллири вә қол ишариси қошулуп, бизгә бу бир салапәтлик, нәпис кийингән әң юқири тәбиқидики уйғур әр кишиниң образини йәткүзүп бериду. Қочу уйғурлириниң күндилик турмуши һәққидә тәтқиқат елип барған түрколог анна марийә вон габаин ханим илгири узун тон вә өтүк кийиш адитиниң оттура асия ат мәдәнийитини әкс әттүрүп беридиғанлиқини, бу хил кийиниш адитиниң қочу уйғурлири арисида омумлашқанлиқини тәкитләп өткән иди.

 Иконофрафийәлик бәлгиләр вә сәнәт услуби бизгә рәсимдики кишиниң хан җәмәтигә тәвә икәнликидин хәвәр бәргән болса, ундақта техиму ичкирилигән һалда қайси хан икәнликини пәрәз қилиш мумкинму?

Дәпнә йопуқиниң йил дәври 10-әсирниң ахири вә 11-әсирниң беши дәп пәрәз қилинған болса, бу дәврдики һөкүмранларға аит болған мәлуматлар үстидә издинишни тәләп қилиду. Гәрчә қочу уйғур ханлиқиниң барлиқ һөкүмдарлириниң исим шәрипи бизгә толуқ йетип келәлмигән болсиму, охшимиған мәнбәләрдә бир қисим қағанларниң исимлири хатириләнгән. Нөвәттә алимлар тарихий мәнбәләрдә арсланхан яки арслан қутлуқ билгә дәп тилға елинған һөкүмдар мәнисидә истемал қилинған “идиқут” ниң 1007-йилидин 1024-йилиғичә тәхттә олтурғанлиқи пакитини асас қилған һалда, бу портреттики кишиниң арсланхан болуши еһтималлиқиниң юқири икәнликини илгири сүрмәктә.

Хуласилигәндә, “йипәк йоли” көргәзмисигә қоюлған қочу уйғур ханлиқиға тәвә бу бир парчә дәпнә йопуқи шу дәврдики диний вә иҗтимаий муһитни әкс әттүрүп бериш билән биргә, әйни вақиттики уйғур мәдәнийитиниң көп хил мәдәнийәт тәсирлирини өзигә муҗәссәмлигән оттура асия мәдәнийәт типиға тәвә икәнликини чүшәндүрүп бериду.

Бу тәтқиқат нәтиҗилири хитай коммунистик һөкүмитиниң һә десә уйғурларға тәвә мәдәнийәт буюмлирини хитай мәнбәсигә бағлап, өзиниң мустәмликә сияситиниң қорали қилиш рәзил маһийитини ечип ташлашта, бизни әмәлий пакит билән тәминләйду. Хитай тәшвиқатлиридики қәдимки қочу, ярғол вә бәшбалиқ қатарлиқ шәһәрләрни оттура түзләңлик мәдәнийитигә бағлайдиған сәпсәтиләрни ағдуруп ташлайду. Тарихчи җәймис милвард “явро-асияниң кесишиш еғизи: шинҗаң тарихи” намлиқ китабида, қочу уйғур ели һәққидә “қочу уйғурлири дөләтниң мәдәнийәт вә сиясий қурулмиси җәһәттә хитай әндизисини әмәс, бәлки соғдиларниң әндизисини таллиған” дәп көрсәткән. Қочу уйғур елини қурғучиларму өз әҗдадлиридин болған күлтекинниң орхун абидилиригә оюлған “хитайларниң юмшақ йипәклиригә вә татлиқ сөзлиригә алданмаңлар” дегән агаһландурушини есидә сақлиған.

Мәдәнийәт буюмлириниң излириға аит дәлил-испатлар бизни йәнә өз нөвитидә, мәдәнийәт ядикарлиқлириниң әйни вақиттики қоллиниш әһвали вә диний-тарихий йилтизлири һәққидә издиниш тәтқиқатларни техиму чоңқурлаштурушқа үндәйду.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.