Уйғур уссули қандақларчә “шинҗаң уссули” болуп қалди?
2024.05.20
Хитай мәтбуатлири вә иҗтимаий таратқулиридин мәлум болушичә, йеқинқи бирқанчә йиллардин буян уйғур мәдәнийитиниң гүл таҗиси болған уйғур әнәнивий уссули хитай һөкүмитиниң уйғур райониға хитай көчмәнлирини йәрләштүрүштин ибарәт мустәмликә сияситини ишқа ашуруштики бир қоралиға айландурулмақта.
Уйғур хәлқ уссуллири тарихиниң узунлуқи, қәдимийлики, рәңдарлиқи, күчлүк йәрлик вә миллий алаһидиликкә игә болуштәк артуқчилиқлири билән уйғур хәлқиниң иҗтимаий мәдәнийәт қатлимида муһим орун тутуп кәлгән. Һалбуки, бүгүнки күндә хитай һөкүмити техиму көп хитай саяһәтчиләрни уйғур райониға келип йәрлишишкә җәлп қилиш вә саяһәтчилик кәспидә иқтисадий қиммәт яритиш үчүн уйғур уссуллирини бир түрлүк “херидар җәлп қилиш қорали” сүпитидә өзлириниң тәшвиқат васитисигә айландурмақта. Уйғур уссули уйғур миллитиниң мәдәнийити, миллий писхикиси вә миллий аң форматсийәсини әкс әттүридиған мәдәнийәт типи болуп, нөвәттә хитай һөкүмитиниң қол тиқиши билән өз хаслиқи вә уйғур җәмийитидики иҗтимаий ролини аста-аста йоқитишқа қарап йүзләнгән. Техиму ениқрақ қилип ейтқанда, уйғур уссуллири исмидин тартип җисмиғичә өзгәртилиш, вәйран қилиниш вә суйиистемал қилиниш қатарлиқ қисмәтләргә дуч кәлмәктә.
Нөвәттә хитайниң һөкүмәт таратқулири вә тор супилирида “уйғур уссули” ни “шинҗаң уссули” дегән нам билән тәшвиқ қилиш омумлаштурулмақта. Хитай тәшвиқат васитилиридә “шинҗаң уссули” дегән нам билән оттуриға елип чиқиливатқан бу уссул теги-тәктидин ейтқанда, уйғурчә уссул асас қилинған; моңғулчә, таҗикчә вә қазақчә қатарлиқ көп милләтләрниң уссул елементлири бирләштүрүлгән әбҗәш уссулдин ибарәт.
Хитай һөкүмити уйғур уссулини “шинҗаң уссули” дәп аташтин башқа йәнә өзиниң түрлүк тәшвиқат-һөҗҗәтләрдә бу уссулни бир түрлүк “мәдәнийәт мәһсулати” дәп тилға алған. Аталмиш “мәдәнийәт мәһсулати” дегән сөздинла мәлум болидуки, уйғур уссули таварлаштурулуп, истемал еһтияҗи ғайәт зор болған саяһәтчилик саһәсиниң обйектиға айландурулған. Ундақта, бу хил охшитиш билән қияслисақ, мәзкур мәһсулатниң ишләпчиқарғучилири һесабланған уйғур уссулчиларниң җисманий вә мәнивий җәһәттин әмгәк һәқлиригә қандақ муамилә қилинди, дегән соал бизни қизиқтуриду.
Америка җорҗи вашингтон университетиниң нәшр әпкарлиқидики “хәтчет” (Hatchet) гезитиниң 2024-йил 16-январдики хәвиригә қариғанда, лондон университети музика етнографийәси кәспиниң пирофессори рәйчел һаррис ханим (Rachel Harris) җорҗи вашингтон университетидә өткүзүлгән илмий муһакимидә саяһәтчилик билән уйғур нахша-уссуллириниң ички бағлиниши тоғрилиқ мәхсус анализ йүргүзгән. У, хитай һөкүмитиниң уйғур нахша-музикилирини уйғур райониниң тарихини йеңидин шәрһийләш еһтияҗи үчүн қоллиниватқанлиқини илгири сүргән.
Рәйчел ханим йәнә уйғур аял уссулчилири әмәлийәттә “мәҗбурий әмгәккә селинғучилар” дәп қарайду. Униң тәкитлишичә, уйғур уссулчилириниң уссуллири хитай саяһәтчиләрниң көңлини елип, уларниң “шинҗаңни яхши көрүп қелиш”, һәтта бәзилириниң уйғур районида йәрлишип қелишида муһим рол ойнайдикән. Рәйчел ханим бу пиланниң хитай һөкүмити тәрипидин системилиқ пиланланған җисманий зораванлиқ һәрикити икәнликини тәкитләйду.
Бу уқумни техиму тәпсилийрәк йорутуп бериш үчүн, уйғур уссуллириниң “шинҗаң уссули” ға айландурулуп, хитай саяһәтчиләрниң көңүл ечиши үчүн хизмәт қилдуриливатқанлиқидәк һадисиниң маһийитини ениқлап чиқишқа тоғра келиду.
Әмәлийәттә хитайниң уйғур уссулини саяһәтчиликни қанат яйдуруп иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш сияситиниң катализатори қилиши, 2014-йилниң алди-кәйнидә башланған “қайта тәрбийәләш” намидики лагер-түрмиләрни қуруш вә уйғурларни хитайлаштуруш сиясити билән зич мунасивәтликтур. Буниң нәтиҗисидә аталмиш “диний ашқунлуқ” вә “терроризимға қарши туруш” туғини көтүрүвалған хитай һөкүмити илгири “нахша-уссул миллити” дәп тәшвиқ қилип кәлгән уйғурларни “диний ашқун”, “террорист” дегәндәк қалпақлар билән чөкүрүшкә, образини хунүкләштүрүшкә башлиған. Шуниңдин башлап, уйғурларни асас қилған райондики йәрлик түркий хәлқләр кәң көләмдә тутқун қилиниш билән бирликтә, уйғурларниң диний әнәнилири вә мәдәнийәт мираслири вәйран қилинди; өрп-адәт, мәдәнийәт паалийәтлириму чәклимиләргә учриди; уйғур муқамлири, мәшрәплири, мазар тавабити, йәрлик сәйлә-баравәтлириниң һәммиси чәкләнди; муқамчилар вә хәлқ ичидики әлнәғмичиләрму көздин йоқитилди.
2019-Йилиниң ахирлиридин башлап хитай һөкүмәт таратқулиридики бир мәһәллик сүр-һәйвиниң шавқуни аста-аста пәсийип, тәшвиқат оюниниң пәрдиси алмашқандәк башқичә көрүнүшләр пәйда болушқа башлиди. Йәни хитай таратқулирида илгирики “тәрбийәләш мәркәзлири” гә аит мәзмунлар азийишқа башлиди. Инси-җин көрүнмәйдиған һаләткә келип қалған тимтас коча-койларниң орнини бирдинла һәр йәрдә рәңгарәң уйғурчә кийим-кечәкләрни кийип җушқун уссул ойнаватқан көрүнүшләр игилиди.
Дәрвәқә бу әһвалларниң кәйнидә хитай һөкүмитиниң уйғур райони сияситидә пәрдә алмаштуруш оюни мәвҗут иди. Йәни 2019-йилниң ахири хитай даирилири уйғур аптоном райониниң сабиқ қорчақ рәиси шөһрәт закирниң еғизидин аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлиридики курсантларниң оқуш пүттүргәнлики, курсантларниң һәммисиниң дегүдәк җәмийәткә қайтқанлиқи” ни җакарлатқузди. Әлвәттә, хитайниң ташқий дуняға қаратқан бу баянати һәргизму уйғур елида тутқун, лагер, мәҗбурий әмгәк вә һашарниң ахирлашқанлиқидин дерәк бәрмәйтти. Лагерлардики бир қисим тутқунлар мәхпий һалда узун муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилинди, йәнә бир қисим кишиләр хитайниң ичкири өлкилиридики завут-фабрикиларда мәҗбурий әмгәккә селинип бир тәрәп қилинди.
Шуниңдин башлап сәһниләр, мәйданлар, етизлиқлар, коча-койлар, завут-фабрикилар, мәһәллә-койлар. . . Қисқиси, һәр йәрни “шадиман уссул шатлиқи” қаплиди. Пүткүл уйғур райони гоя ғайәт зор саяһәт бағчисиға охшап қалғаниди. Хитай таратқулириму буниңға маслишип, чәт әлдин вә хитайниң ичкий өлкилиридин пиланлиқ тәклип қилинған саяһәтчиләрниң ағзидин “уйғурлар интайин хушал вә бәхтлик яшимақта” дегән мәзмундики тәшвиқатларни күчәп тарқитишқа башлиди. Шуниси ениқки, хитай һөкүмити буниң билән ташқий дуняға уйғур районида һәммә ишларниң “нормаллашқанлиқи” тоғрисида учур бәрмәкчи болувататти. Буниңлиқ биләнла қалмай уйғур районида пиланлиқ қозғатқан “уссул қизғинлиқи” ға техиму от тутушуп, һәтта хитайниң ичкири өлкилиридики шәһәрләрдиму аталмиш “шинҗаң уссули” өгиниш курслири ечип, хитайлардин түркүм-түркүмләп “шинҗаң уссули” маһирлирини тәрбийәләшкә башлиди. Бу әлвәттә, хитай һөкүмитиниң бир қоллуқ лайиһәлиши вә иқтисадий җәһәттин қоллиши арқисида вуҗудқа чиққан тәшвиқат қурулуши иди.
Ундақта, хитайниң аталмиш “шинҗаң уссули” ни оттуриға елип чиқилишиниң сәвәби зади немә иди? хитай һөкүмитиниң уйғур уссулиға “шинҗаң уссули” дәп нам берип, уни саяһәтчиликниң катализатори қилиш сияситиниң кәйнигә қандақ ғәрәзләр йошурунған?
Дәрвәқә, бу оюнлар хитайниң дөләт ичи саяһәтчилики билән хәлқара мәдәнийәт дипломатийә тәшәббусини кәң көләмдә тәшвиқ қилиш сияситиниң түрткиси билән оттуриға чиққан иди. Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң 2022-йили уйғур районини зиярәт қилғинида, районниң тарихи вә мәдәнийитини хитай миллитигә бағлашни мәқсәт қилған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” вә “көп мәнбәлик бир гәвдиләшкән әндизә” тәшвиқатлирини тәкитлигән иди. Шуниңдин башлап ши җинпиңниң бу көрсәтмиси уйғур районидики сиясий йөнилишниң қиблинамиси қилинип, мәдәнийәт вә саяһәтчилик ишлири муһим сиясий вәзипә қатарида қаралмақта.
Көзәткүчиләр, уйғур диярида йолға қоюлуватқан аталмиш “мәдәнийәт саяһәтчилики” ниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш”, “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” намида елип бериватқан хитайлаштуруш сияситиниң бир қисми икәнликини илгири сүргән иди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур райониға җәлп қилған бир қисим саяһәтчиләрни уйғур районида вәзийәтниң “нормаллашқанлиқи” ға “гуваһчи” қилип көрситиш үчүн қолланғанлиқи, чәт әлләрдики бир қисим көзәткүчиләрниң диққитини тартқан иди. Германийәлик тәтқиқатчилардин мелисса шани бравн (Melissa Shani Brown) билән дәйвед обрайин (David O’Brien), 2023-йили “хитай һазирқи заман мәсилилири” журнилида елан қилған мақалисидә, хитай саяһәтчиләрниң һәммисиниң дегүдәк әмәлийәттә хитай коммунистик партийәсиниң уйғурларни хитайлаштуруш сиясити, шундақла уйғур районидики юқири бесимлиқ зораванлиқ қилмишлирини қанунлаштуруш үчүн һәмтаяқ болуватқанлиқини илгири сүргән.
Диққәт қилишқа тегишлик бир нуқта шуки, хитай һөкүмити базарға селиватқан мәдәнийәт мираслирини қоғдаш тәшвиқати әмәлийәттә һәқиқий түрдә уйғур мәдәнийитиниң бүгүнгичә йетип кәлгән хәлқ арисидики мирасларни қоғдап қелишни көрсәтмәйду. Гәрчә “уйғур 12 муқами” бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алаһидә қоғдилидиған ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири категорийәсигә киргүзүлгән болсиму, уйғур муқамлири хитайниң сиясий тәшвиқатлириға маслаштурулған һалда, әслидики текист вә күй йилтизидин үзүп ташланғанлиқи, диндин халий текистләр қошулуп, хитайчә услубтики муқамға айландурулғанлиқи нәзәримиздин қечип қутулалмайду.
Хитайларниң уйғур уссулиға болған һәвиси хитай сулалилири дәвридинла башланған болуп, таң сулалиси дәвридә “хушуәнву” йәни пирқирима уссул, су муз уссули вә дап уссули қатарлиқ уйғурчә уссуллар һәққидики тәсират вә тәсвирләр хитай классик әдәбияти һәм хитай тарихнамилиридә орун алған. Йеқинқи замандики хитай һөкүмранлирини елип ейтсақ, һәрқайси дәврләрдә уйғур уссулини хитай көчмәнлирини “йәрләштүрүш” нәйриңи арқилиқ, өзиниң уйғур елиға болған контроллуқини чиңитишниң бир муһим қорали қилип кәлгән.
1947-Йили әйни вақиттики өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң рәиси җаң җиҗуң “шинҗаң нахша-уссул өмики” тәшкилләп, даңлиқ уссулчи қәмбәрхан ханим башчилиқидики сәнәт гурупписини хитайниң бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ җайлириға әвәтип оюн қойдурған. 1949-Йили коммунист хитай уйғур диярини ишғал қилғандин кейин, милйонлиған хитай яшлирини уйғур елигә келип йәрлишишкә тәшәббус қилған. Бүгүнки күндиму хитай даирилири саяһәт ширкәтлириниң тәшкиллиши вә пиланлиши билән көпләп уйғур уссулчиларни қәрәллик түрдә хитайниң ичкири өлкилиригә әвәтип, чоң типтики оюнларни қоюп, уссул курслирини ечип хитайларни тәрбийәлимәктә. Буниңға сәпәрвәр қилинғанлар арисида даңлиқ уйғур уссулчилириму бар. Шундақ қилип хитай һөкүмити уйғур уссуллириниң нәдә, қандақ вақитта, қайси тамашибинлар үчүн ойнилидиғанлиқини контрол қилиш һоқуқини толуқ өз қолиға еливалди.
Хитай саяһәтчиләр тарқатқан син көрүнүшлиридин хитай аппаратлириниң ялғуз чоң сәһниләрдә ойнилидиған уссулларни контрол қилипла қалмастин, йеза-кәнтләрдики аилиләрниму бош қоймиғанлиқи мәлум болмақта. Йезиларда “сәнәт өйи”, “долан муқами аилә сәһниси” дегәндәк намларда йемәк-ичмәк вә нахша-уссул көңүл ечиш бирләштүрүлгән сорунларни мәйданға кәлтүрүп хитай саяһәтчиләрни күтүшкә яхши шараит яритилған. Уларниң арисида аялларниң бешидики һиҗаблири елип ташлинип, мәҗбурий һалда уссулға селиниш, һәтта хитай саяһәтчиләргә һәмраһ болуп уссул ойнаш, сүрәткә чүшүш, тамақ йейиш, һәтта һарақ ичишкә зорлиништәк қисмәтләргә дучар болмақта. Әқәллийси уссулчилар саяһәтчиләрни күтүп уссул ойниғинида ялғандин күлүмсирәшкә мәҗбур қилинған. Аилә әзалири тутқун қилинған, йәр-земинлири тартивелинған бир һаләттә улар қандақму ич-ичидин хушал болуп күләлисун?!
Германийәдики “әйнәк” журнилиниң мухбирлири 2023-йили апрелда уйғур елиниң җәнубий қисмиға берип бир йерим һәптә тәкшүрүштә болған. Мәзкур журналниң 2023-йил 17-майдики хәвиридә, мухбир гиллис сабри (Gilles Sabrié) ниң уйғур ели һәққидики баянлири бу хил вәзийәтни әң мувапиқ шәкилдә ипадиләп бәргән: “һазир шинҗаңда бирла вақитта үч хил дуня тәң мәвҗут болуп турғандәк қилиду: биринчиси, саяһәтчиләр үчүн ясалған тәсәввурға толған аҗайип бир җай. Иккинчиси, гәрчә илгирикигә қариғанда көп учратқили болмайдиған, әмма давамлиқ түрдә бастурушниң сайиси мәвҗут болған дуня. Үчинчиси, көп сандики уйғурлар яшаватқан юқириқи икки хил дуняниң арисидики дунядур”.
Қисқиси, хитай даирилири уйғур уссулини хитайчә тәсәввур билән қайта пирограммилап, уни хитайларниң һәвисигә маслаштурған һалда аталмиш “шинҗаң уссули” бәрпа қилишқа урунмақта. Униңға уйғур районидики барчә милләтләрниң уссуллирини кириштүрүп, қайсий милләтниң мәдәнийәт мираси икәнликини пәрқләндүргили болмайдиған әбҗәш пурақ һасил қилмақта. Бу хитайниң уйғур мәдәнийити әсирләр бойи мутләқ үстүнлүкни игиләп кәлгән бу қәдимий тупрақта һәр милләт арилаштурулған әбҗәш мәдәнийәт типи яритиш, уйғурларни районниң асасий мәдәнийәт еқимидин чәтләштүрүш, андин аталмиш “җуңхуа миллити” ниң тәркибигә қошуветиштәк рәзил сиясий қара нийитиниң су йүзигә чиқишидур, халас!
***Бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.