Хитай хәлқ җумһурийити қурулған 75 йилда уйғурлар: “әксилинқилабчи” дин “үч хил күч” кичә

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.10.16
Bingtuen-70-yil--wangjin-xitay-esker-1920 Тарихи материялларда көрситилишичә, хитай коммунистик партийәси қошунлири 1949-йилиниң ахирида уйғур елигә бесип киргәндин кийин, 1954-йили 10-айда хәлқ азадлиқ армийәси дәп аталған мәзкур қошунлар вә гоминдаңниң уйғур елидә тәслим болған қисимлиридин мәхсус ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси қуруп чиқилған.
Photo: RFA

Коммунист хитай һакимийити дөләт қурғандин кейинки тунҗи сиясий һәрикәтлиридин бири дәл “әксилинқилабчиларни йоқитиш һәрикити” дур. “әксилинқилаб” яки “әксилинқилабчилар” болса, һакимийәткә қарши кишиләр яки күчләрни көрситидиған болуп, бу аталғу әң дәсләп фирансийә чоң инқилабида қоллинилған. Инқилаб йүз бәргән йәрдә, инқилабқа қарши күчләрниң оттуриға чиқиши бир нормал һадисә икәнлики ениқ. Һалбуки, “әксилинқилаб” дегән бу аталғу “инқилаб” аталғусиға охшашла нормал аталғу болсиму, лекин коммунист хитай дөлитиниң инқилаб тарихида бу аталғуниң мәниси пүтүнләй сәлбийләштүрүлүп, сиясий җинайәтчиләрниң ортақ аталғусиға айлинип қалған. Демәк, хитай мустәмликиси астидики дәсләпки 30 йилда (1949-1979) уйғурлар “әксилинқилабчилар” намида категорийәләштүрүлүп, биңтүәнниң қаравуллуқида “сиясий җинайәтчиләр” чә бастурулғаниди. Кейинки 40 (1980-2020) йилда болса “үч хил күч” намида категорийәләштүрүлүп, ирқий қирғинчилиққа учриди. Техиму ечинишлиқи, уйғурлар үстидики бу ирқий қирғинчилиқ һелиму давам қилмақта.

Уйғурларниң немә сәвәбтин “әксилинқилабчилар” дәп категорийәләштүрүлгәнлики толиму ениқ. Йәни биз юқирида тилға алған хитай нәзиридики “әксилинқилабчилар” аталғусиниң һакимийәткә қарши күчләрни, кишиләрни көрситидиған сәлбий аталғу болғанлиқини билимиз. Коммунист хитай уйғур елигә бастуруп киргән вақитта, бу земинниң асаслиқ аһалисиниң уйғурлар болғанлиқиму һәммигә мәлум. Бу нуқтидин уйғурларниң мәдәнийәт, етиқад вә тарихий билән һечқандақ бағлиниши болмиған коммунист хитайларға қарши чиқиши тәбиий. Бу вәҗидин уларниң хитай тәрипидин “әксилинқилабчилар” дәп категорийәләштүрүлгәнлики ашкара.

Демократик түзүмдики дөләтләрдә һөкүмәтниң һоқуқи хәлқтин келидиғанлиқини һәммимиз билимиз. Хәлқ халимиған һөкүмәтниң мәвҗут болушиму бу нуқтидин әсла мумкин әмәс. Лекин, хитайниң бир партийәлик түзүмдики коммунист характериниң өзила хитай мустәмликисигә чүшүп қалған уйғурларниң бүгүнки қисмәтлирини кәлтүрүп чиқарған асаслиқ амилдур.

Дәрвәқә, хитайниң уйғур елидә йүргүзгән сиясәтлирини өз ара селиштуруп бақидиған болсақ, уйғурларниң өткән 75 йилда коммунист хитайниң пәрқлиқ сиясий ибариләр билән охшаш мәқсәт үчүн елип барған сиясий һәрикәтлири астида изчил зулум чәккәнликини байқаймиз. Йәни, 1949-йили ваң җен башчилиқидики хитай коммунист қошунлири уйғур елигә таҗавуз қилип киргәндин кейин, алди билән уйғурлар башчилиқидики йәрлик инқилабчиларни қирғин қилған. 1950 Йили хитай мәркизий комитети аталмиш “йәр ислаһати” билән тәңла “әксилинқилабчиларниң һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериш һәққидики көрсәтмә” ни елан қилғандин кейин, ваң җен техиму ғалҗирлашқан. Мәзкур “көрсәтмә” дә мундақ төт түрлүк көрсәтмә берилгән болуп, униң бири, қолида қорали болған, топлишип қаршилиқ көрсәткәнләрни қорал күчи билән йилтизидин қомуруп ташлаш; иккинчиси, қаршилиқ көрситиш нийитидә һөкүмәт хадимлири вә хәлқни яриландурған, өлтүргән, бузғунчилиқ қилған, булиған, сапасизларни һөкүмәткә қарши қутратқанларниң һәммисигә өлүм җазаси бериш яки мәңгүлүк түрмә җазаси бериш; үчинчиси, өз идийәсидә чиң туруп, өзгиришни рәт қилғанларға өлүм җазаси бериш яки мәңгүлүк түрмигә қамаш; төтинчиси, әксилинқилабчилар билән мунасивити болған, уларни йошурған әксилинқилабчиларға җинайитиниң еғир йеникликигә қарап, өлүм җазаси яки мәңгүлүк түрмигә қамаш җазаси бериш қатарлиқлар. Йәни, “әксилинқилабчилар” дәп қаралғанларниң ақивити асасән өлүм, қисмәнлириниң мәңгүлүк қамақ җазаси болғанлиқи ениқ.

“әркин асия радийоси хитайчә бөлүми” 2018-йили 2-өктәбирдә “шинҗаңниң бастурулуш тарихи: адәм өлтүрүштә ғалҗирлашқан ваң җен” намлиқ бир мақалини елан қилған. Мақалидә ваң җенниң таки 1953-йилиғичә уйғур елиниң шималий вә җәнубий қисимлирида “әксилинқилабчиларни йоқитиш” намида нурғун кишиләрни қирип өлтүргәнлики баян қилинған. Һәмдә бу мәлуматларниң хитайниң соху торида елан қилинған, ваң җенниң уйғур елигә таҗавуз қилип киргәндики уйғурларни бастуруш тарихи һәққидики бир мақалидин елинғанлиқини әскәрткән. Йәни мақалида, ваң җенниң “шинҗаңдики әксилинқилабчиларни йилтизидин қомуруп, кәлгүси 50 йилда бирму әксилинқилабчи чиқмайдиған қиливәттим” дегән сөзи берилгән болуп, ваң җенниң 1953-йили хизмитидин чекиндүрүлүшиниң уйғур елидики қатиллиқни чәктин ашурувәткәнлики сәвәблик йүз бәргәнлики; ваң җен бейҗиңға барғандин кейин, хитай мәркизий һөкүмити вә мав зедуңниң уни тәнқитлигәнлики; ваң җенниң тәнқидлиниши униң бейҗиңда “партийә вә дөләтниң рәһбири” болуштәк мәнсәпкә қоюлушиға қилчә тәсир көрсәтмигәнлики; ваң җенниң ғалҗиранә адәм өлтүрүши сәвәблик, уйғурларниң һәтта балилирини қорқитишқа тоғра кәлгәндә “ваң җен кәлди! ” дәп қорқутидиған болуп қалғанлиқи… қатарлиқлар йезилған.

Демәк, ваң җенниң сөзидинла, шу йилларда уйғурларниң коммунист хитай тәрипидин қайси дәриҗидики дәһшәтлик қирғинчилиққа дуч кәлгәнликини, өлтүрүлгәнләрниң дәриҗидин ташқири көп болғанлиқини тәсәввур қилишимиз тәс әмәс. Лекин бу қирғинчилиқлар уйғурларни ваң җен дегәндәк “50 йил баш көтүрәлмәс қиливәткән” әмәс. Әксичә, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири изчил давам қилған. Бу вәҗидин диң шявпиң 1978-йилидики 11-нөвәтлик 3-омумий йиғинда “ислаһат” шоарини оттуриға қойғандин кейинму уйғурларни қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә көп ойланған. Һәтта ваң җен билән уйғур елигә биргә бериши вә 1975-йили тарқитиветилгән биңтүәнни 1982-йили әслигә кәлтүрүшкә буйруқ беришиниң һәммиси дәл уйғурлар сәвәблик йүз бәргән дейишкә болиду. Һалбуки, биңтүәнниң әслигә келиши биләнла уйғурларни йәнә 50 йил баш көтүрәлмигүдәк қораллиқ қирғин қилишқа амалсиз қалған. Чүнки “ислаһат” шоари билән ишикини дуняға ачқан хитайниң, бир милләт үстидә кәң көләмдә қораллиқ қирғинчилиқ елип бериши унчә асанға чүшмәйтти. Йәни бундақ қилиш хәлқара қанунларға хилап болған ирқий қирғинчилиқ қилмиши дәп қарилидиған болғачқа, уйғурларни йоқитишта башқичә усул тепишқа мәҗбур болған.

Дәрвәқә, диң шявпиң уйғурларни қандақ йоқитиш һәққидә баш қатуруватқан мәзгилләрдә, уйғур оқуғучиларниң 1985 вә 1988-йиллири елип барған “демократийә, әркинлик вә баравәрлик” намидики намайишлири уни техиму чөчүткән. Чүнки бу йиллар пүткүл дуня миқясидики коммунизм лагерлирида зор давалғуш йүз йүз бериватқан йиллар иди. 1989-Йили бейҗиңда йүз бәргән оқуғучилар намайишидиму уйғурларниң орун елиши һәтта бу һәрикәтниң йетәкчилиригә айлиниши, хитайни техиму сарасимигә салған болуп, диң шявпиңниң оқуғучиларни қораллиқ бастурушқа буйруқ чүшүрүшидәк ғалҗирлиқини кәлтүрүп чиқарған.

1992-Йили диң шавпиң хитайниң җәнубий райони (йәни, хитайлар зич топлишип олтурақлашқан деңиз әтрапидики шаңхәй, шенҗен, гуаңҗу, җухәй қатарлиқ ечиветилгән җайлар) ни көздин кәчүрүш давамида, хитайниң бүгүнки тәрәққияти вә уйғур ирқий қирғинчилиқиға асас болған мәшһур бир нутуқини елан қилған. Диң шявпиңниң бу нутуқи хитай тарихидики бурулуш характерлик муһим “нутуқ” дәп тәрипләнгән вә хитайниң бүгүнкидәк дуняви қудрәт тепишиниң йол хәритиси дәп баһа берилгән. Диң шявпиң мәзкур нутуқида, хитай нопусидин тәшкил тапқан деңиз әтрапи районлирини алдин тәрәққий қилдуруш, улар тәрәққий тапқандин кейин, намрат қалған шималий районлар (уйғур райони, моңғул райони, тибәт райони, туңган райони, җуаңзу райони) ниң тәрәққиятиға ярдәм қилиши һәққидә йолйоруқ бәргән. Шундақла, алдин тәрәққий тапқан хитай районлириниң намрат районларға ярдәм қилиши нәтиҗисидә аталмиш “ортақ тәрәққият” вуҗудқа келидиғанлиқини тәкитлигән. У йәнә намратлиқниң сотсиялизм әмәслики, бәлки сотсиялизмниң намратларни йоқитидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Диң шявпиңниң җәнуб сәпиридә тилға алған “намратлиқ сотсиялизм әмәс, сотсиялизм намратлиқни йоқитиду” дегән мәшһур сөзидин кейинки, 1994-йили хитай мәркизий комитети пүткүл хитайда аталмиш “намратлиқни йилтизидин йоқитиш пилани” ни башлиған. Бу вақитта уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан хотән, қәшқәр, қизилсу қатарлиқ икки вилайәт бир област дәриҗидин ташқири намрат районлар тизимиға киргүзүлгәниди. Техиму қизиқарлиқи, бу районларниң намратлиққа петип қелишидики сәвәбләрни биңтүәнниң зораванлиқидин әмәс, бәлки уйғурларниң “саватсизлиқи, қалақлиқи, көп пәрзәнтлик болуши вә диний ашқунлуқлар” ға артқан.

1996-Йили 3-айда әйни вақиттики хитай рәиси җяң земин “үч хил күчкә қарши туруш” намида уйғурларни йоқитишни мәқсәт қилған “7-номурлуқ мәхпий һөҗҗәт” ни елан қилған. Мәзкур һөҗҗәт 1996-йили бейҗиңда чақирилған хитай коммунистик партийәси мәркизий комитети сиясий биюроси даимий комитетиниң “шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш” тоғрисидики йиғининиң хатириси иди. Хитай һөкүмитиниң “7-номурлуқ һөҗҗити” дә, “нөвәттә шинҗаңниң муқимлиқиға тәсир көрситиватқан асаслиқ хәвп-террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийликтин ибарәт ‛үч хил күч‚ ” дәп көрситилгән. Демәк, бу вақиттин башлап, уйғурлар үстидики “әксилинқилабчилар” төһмитиниң нами “үч хил күч” кә өзгәргән. Шундақла хитай үчүн уйғурларни ирқий қирғинчилиқ йоли билән йоқитишниң қануни асасий һазирланған.

Дәрвәқә, ваң җенниң қораллиқ қирғинчилиқи, диң шявпиңниң пиланлиқ намратлаштуруп вә туғут чәкләш билән йоқитиши, җяң земинниң хәлқара терроризмға бағлап йоқитишидин кейин, уйғурларға қанунлуқ һалда ирқий қирғинчилиқ қилишниң шараити ши җинпиң дәвридә толуқ пишип йетилгән. Худди диң шявпиң ейтқан “100йиллиқ пиланни үч қәдәмдә меңиш” тәк, мав зедуң дәвридә баш көтүрүшни, диң шявпиң дәвридә бай болушни тамамлиғандин кейин, ши җинпиң дәври 100 йиллиқ пиланни тамамлайдиған дәвргә киргәниди. Һалбуки хитайниң 100 йиллиқ пилани американи бесип чүшүп, дунядики әң күчлүк дөләткә айлиниш болғанлиқи һечкимгә сир әмәс. Хитайда уйғурлар йоқалмиса, “әксилинқилабчилар” ни йоқатқан һесабланмайду. “әксилинқилабчилар” йоқитилмиса, хитай һөкүмити йәнила хәтәрдин халий болалмайду. Бу худди, америка башчилиқидики ғәрб дуняси бәрпа қилған дуня түзүлмисини ағдуруп ташлап, хитайчә күн тәртип орнитилмиса, хитай йәнила өзини тәһдит ичидә һес қилидиғанлиқидәкла бир мәсилә.

Демәк, хитайниң 75 йиллиқ “әксилинқилаб” қа қарши күриши уйғурлар үстидики қораллиқ қирғинчилиқлири билән башлинип, бүгүнки ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йәткән болуп, мундақчә ейтқанда хитай компартийәси җинайәт үстигә җинайәт садир қилған вә қиливатиду. Техиму һәйран қаларлиқи, өткән 75 йилда хитай компартийәси өз җинайәтлирини түрлүк сахта тәшвиқатлири арқилиқ пәрдазлап, хитай хәлқини ишәндүргән болса, мана бүгүн бу сахта тәшвиқатлирини хәлқаралаштуруп, пүтүн дуняни алдаш үчүн һәрикәт қилмақта. Һалбуки, хитайчә коммунист түзүлмисидә ишқа яриған сахта тәшвиқатлар хәлқаралаштурулса, худди хитай хәлқиниң каллиси ююлуп, уйғурларниң “әксилинқилабчи” вә “үч хил күч” болғанлиқиға ишәндүрүлгәндәк үнүмгә еришиш еһтималлиқи зади қанчилик?

[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.