Немә үчүн уйғурлар 2024-йилиму йәнила хитайдики әң намрат хәлқ болуп қалди?

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.10.30
dehqan-etiz-xoten.jpg Етизда көчәт тикиватқан деһқанлар. 2012-Йили 28-май, хотән.
AFP

Хитай дөләтлик истатистика идариси йеқинда хитайдики 31 өлкиниң 2024-йилиниң алдинқи үч пәсиллик киши бешиға тоғра келидиған кирим вә чиқим әһвалини елан қилди, һалбуки аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ истатистика идариси” ниң тор бекитидә 2024-йилиниң алдинқи үч пәсиллик иқтисадий әһвалиға даир учурлар ашкара елан қилинмиған. Бу һәқтики учурлар Биңтүәнниң һөкүмәт орган тор бекити Вә хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң “анар булут” суписиДа елан қилинған.

Ундақта, уйғур елиниң 2024-йилиниң алдинқи үч пәсиллик иқтисадий әһвали һәққидә қандақ мәлуматлар берилгән?

Мунасивәтлик мәнбәләрдики учурларДин қариғанда, уйғур елиниң өткән үч пәсилдики киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 18 миң 811 йүән болған. Буниң ичидә шәһәр, базар аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 32 миң 142 йүән болуп, йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 6173 йүән болғанлиқи истатистикиланған. Демәк, уйғур елидики шәһәр аһалилириниң алдинқи үч пәсилдики оттуричә кирими, йеза аһалилири оттуричә кириминиң 5 һәссидин көп болған. Һалбуки, уйғур елидә шәһәр-базар билән йеза аһалилири арисидики иқтисадий пәрқ наһайити зорайған дейишкә болиду.

Биз әмди уйғур елидики шәһәр-базар вә йеза аһалилириниң 2024-йилиниң алдинқи үч пәсиллик киши бешиға тоғра келидиған чиқим әһвалиға қарап бақайли:

Өткән үч пәсилдә даимий олтурушлуқ шәһәр аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә чиқими 23 миң 73 йүән, йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә чиқими 10 миң 551 йүән болған. Йәни шәһәр-базар аһалилириниң өткән үч пәсилдики киши бешиға тоғра келидиған оттуричә чиқими, йеза аһалилириниңкигә селиштурғанда икки һәссидин көпрәк болған. Уйғур елидики йеза аһалилири билән шәһәр-базар аһалилириниң юқириқи үч пәсиллик кирим-чиқим истатистикисидин шуни көрәләймизки, йеза аһалилириниң өткән үч пәсиллик киши бешиға тоғра келидиған иқтисадий әһвалида уларниң чиқими, киримидин хелила юқири болған.

Уйғур елидә нөвәттә қанчилик нисбәттики хитай нопусиниң шәһәр-базарларда яшайдиғанлиқиға даир учурларни тепиш қийин болсиму, әмма бейҗиң университети җәмийәтшунаслиқ факултетиниң пирофессори, хитай иҗтимаий пәнләр академийәси тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси ли җйәншинниң 2015-йили “ғәрбий шимал милләтләр тәтқиқати” журнилида елан қилған бир мақалисидин бу һәқтә учурларға еришәләймиз. Ли җйәншинниң “шинҗаңдики асаслиқ милләтләрниң нопуси, һазирқи әһвали вә өзгириш алаһидилики” Намлиқ бу доклатида, уйғур елидики хитай нопусиниң 70 пирсәнтидин көпрәкиниң шәһәр-базарларда яшайдиғанлиқи, уйғурлар нопусиниң шәһәр-базарлардики нисбити тәхминән 20 пирсәнт әтрапида икәнлики баян қилинған. Йәни, уйғурлар нопусиниң 80 пирсәнтидин көпрәки юқириқи 6173 йүән кирими билән 10 миң 551 йүән чиқим қилған йеза нопусиға мәнсуптур.

Ундақта, уйғурларниң мутләқ көп қисим нопусиниң төвән киримлик болуши бир тасадипий әһвалму яки изчил давамлишиватқан әһвалму?

Бу һәқтә биз хитайниң 2024-йилидин аввалқи йиллардики елан қилған истатистикилиқ мәлуматиға мураҗиәт қилимиз: Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” вә “шинҗаң гезити” қатарлиқларниң 2023-йили 27-өктәбир елан қилған хәвиридә, 2023-йилиниң алдинқи үч пәсиллик шәһәр-базар аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 30 миң 434 йүән болған болуп, алдинқи йилдикидин 5 пирсәнт ашқанлиқи, йеза аһалилириниң өткән үч пәсиллик оттуричә кириминиң 5673 йүән болуп, алдинқи йилдики охшаш мәзгилдикидин 8.6 Пирсәнт ашқанлиқи баян қилинған. Әмма чиқим әһвали һәққидә ениқ мәлумат берилмигән. Шундақтиму, бу санлиқ мәлуматлардин уйғур елидики йеза аһалилири билән шәһәр-базар аһалилири арисида ғайәт зор иқтисадий пәрқниң мәвҗутлуқини көрүп йетәләймиз. Техиму муһими, йеза аһалилириниң кирими изчил һалда шәһәр-базар аһалилириниң киримидин 5-6 һәссә төвән һаләтни сақлап кәлгән.

Ундақта, уйғурларниң әһвали билән хитайниң башқа өлкә вә аптоном районлиридики хәлқләрниң кирим-чиқим әһвалида пәрқ мәвҗутму?

Биз уйғур елидики аһалиләрниң кирим-чиқим әһвалини хитайниң тәрәққий тапқан өлкилири билән селиштуралмаймиз. Чүнки улар “алдин тәрәққий қилдурулған” болуп, иқтисадий әһвали аллибурун уйғур вә башқа аптоном районларниңкидин ешип кәткән. Шуңа бу йәрдә уйғурларниң иқтисадий әһвалини, пәқәт хитай тәрипидин “намрат районлар” дәп қарилидиған ғәрбий шимал районлиридики хәлқләрниң әһвали билән селиштуруп көрсәкла купайә.

2024-Йилиниң алдинқи үч пәслидә 5 аптоном райондики йеза аһалилириниң киши беши оттуричә кирим чиқим әһвали
2024-Йилиниң алдинқи үч пәслидә 5 аптоном райондики йеза аһалилириниң киши беши оттуричә кирим чиқим әһвали

Тибәт аптоном райониниң сиясий муһити уйғурларниңкидин көп пәрқләнмәйду. Әмма иқтисадий әһвалида йәнила пәрқләр мәвҗут. 2024-Йилиниң алдинқи үч пәслидә тибәттики Йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 13 Миң 547 йүән, чиқими 8334 йүән болған; Ниңшя туңган аптоном районидики йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 12167 Йүән, чиқими 10 миң 885 йүән; Ички моңғул аптоном районидики йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 14 Миң 753 йүән, чиқими 13 миң 279 йүән; гуаңши җуаңзу аптоном районидики йеза аһалилириниң киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 14 миң 391 йүән болуп, чиқими 11 миң 790 йүән болған.

Хитайниң ғәрбий шимал райониға җайлашқан 4 аптоном райондики йеза аһалилириниң 2024-йилиниң алдинқи үч пәсиллик киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирим вә чиқим қиммитини, уйғур елидики йеза аһалилириниң охшаш мәзгилдики кирим вә чиқим әһвали билән селиштуруп көридиған болсақ, уйғурларниң кириминиң әң төвән, чиқиминиң киримигә селиштурғанда әң юқири нисбәтни игилигәнликини көримиз. Демәк, буниңдин уйғурларниң хитайдики аталмиш 5 “аптоном район” хәлқлири ичидики әң намрат хәлқ икәнлики көрүвалғили болиду. Бу йәнә уйғурларниң хитайдики 56 милләт ичидә иқтисадий әһвалиниң кәйнидин саниғанда 1-орунда, йәни әң намрат әһвалда икәнликини испатлап турупту. Чүнки уйғур аптоном районидин башқа хитайдики 4 аптоном районму хитай бойичә әң намрат районлар һесаблиниду. Бу һәқиқәтәнму кишини ечиндуридиған бир әһвал.

Биз уйғур елиниң нопуси аз, земини кәң вә ғайәт зор миқдаридики тәбиий байлиқларға игә икәнликини билимиз. Лекин бу байлиқлар 1949-йилидин буян хитай һөкүмити тәрипидин изчил талан-тараҗ қилинип кәлмәктә. Хитай гәрчә пүткүл дуняға өзиниң уйғурларни намратлиқтин қутулдуруш үчүн қанчилик көп күч вә иқтисад аҗритиватқанлиқини тәшвиқ қилип келиватқан болсиму, лекин уйғур елиниң асаслиқ йәрлик аһалиси болған уйғурларниң иқтисадий әһвалида өткән йәтмиш нәччә йилда һечқандақ чоң өзгириш болғини йоқ. Хитай һөкүмити йиллардин буян уйғурларниң намратлиқ әһвалини җуғрапийәлик муһит вә “диний ашқунлуқ” қа артип, өзиниң уйғурлар үстидики қанлиқ җинайәтлирини йошурушқа урунуп кәлди. Һалбуки, хитай бу хил тәшвиқат алдамчилиқиниң бәк узунға давам қилалмайдиғанлиқини яхши билиду. Бу вәҗидин хитай уйғурлар нопуси көп санлиқни игиләйдиған җәнубий уйғур ели билән хитай нопуси көп нисбәтни игиләйдиған шималий уйғур елиниң иқтисадий җәһәттики пәрқини қандақ йошуруш үстидә көп баш қатуруп кәлди. Буниң нәтиҗисидә хитай җәнубий уйғур елигә хитай нопусини көпләп йөткәп келиш, җәнубий уйғур елидики уйғур нопусини йөткәп ишқа орунлаштуруш, лагерларға қамаш, коллектип көчүрүш қатарлиқ түрлүк тәдбирләрни қоллинип, уйғурларниң бу райондики нопус үстүнлүкини азайтишниң койиға чүшти. Шундақла буни уйғурларниң намратлиқ мәсилисини хәлқарадин йошуруп қелиштики үнүмлүк усул дәп қарап кәлди. Мәркизи вашингтондики коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң тәтқиқатчиси адриан зенз 2021-йили елан қилған “уйғурларниң нопус үстүнлүкини йоқитиш: бейҗиңниң җәнубий уйғур елиниң нопусини әлалаштуруш истратегийәси һәққидә издиниш” Намлиқ доклатидиму бу һәқтә бир қисим мәлуматлар бәргәниди. Адреан зензниң мәзкур доклатида 2040 - йилиға барғанда җәнубий уйғур елидики уйғурлар нопусиниң 2 милйон 630 миңдин 4 милйон 530 миңғичә азийип кетидиғанлиқи тәхмин қилинған.

Шу нәрсә ениқки, хитай һөкүмити пәқәт җәнубий уйғур елидики уйғурлар нопусини азайтип, хитай нопусини көпәйткәндила, андин уйғурларниң намратлиқ мәсилисини хәлқарадин әпчиллик билән йошуруп қалалайдиғанлиқини һес қилип йәткән. Чүнки җәнубий уйғур елиниң йеза-қишлақлириға орунлашқан хитай аһалилириниң кирими тәбиий һалда уйғурларниңкидин юқири болуп кәлди. Бундақ әһвалда җәнубий уйғур елидики уйғурлар нопуси пүтүнләй тарқақлаштурулмиған әһвалдиму, йәни сан җәһәттә хитай нопуси билән көп пәрқләнмәйдиған нисбәтни сақлап қалсила, намратлиққа даир сан-сефирларниң истатистикилиқ учурларда бәк төвән һаләттә оттуриға чиқип, кишиләрниң диққитини тартишидин сақлиналайду.

Дәрвәқә, хитайниң узун мәзгиллик пилани уйғурларни бу хил усулда давамлиқ намратлиқта қалдуруш, асасий еқимдин чәтләштүрүш, аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” намида башқа районларға, һәтта хитай өлкилиригә өзлүксиз йөткәш, худди “нәнкәй доклати” дики хитай тәтқиқатчилири ейтқинидәк, уйғурларни һәр йәрләргә қумдәк чечип, хитай миллитиниң гәвдисигә сиңдүрүветиш вә еритип ташлаштур. Шуңа пүткүл дуня, болупму әркинлик вә демократийәни түп пиринсип қилған һөр дуня, тарихта парлақ сәһипә яритип инсанийәт мәдәнийитиниң гүллиниши үчүн өчмәс өлүш қошқан уйғурлардәк бир хәлқниң мустәбит бир күчниң тәһдити астида йоқилип кетишигә қарап турмаслиқи керәк. Чүнки хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә юқири бесимлиқ тәһдити әмәлийәттә йәр йүзидики мәлум бир хәлққә яки иҗтимаий топлуққила әмәс, бәлки пүткүл инсанийәткә пәйда қиливатқан тәһдиттур.

 [Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.