Уйғур дияридин явропаға йол алған пойиз немидин дерәк бериду?

Ихтиярий мухбиримиз әлоғли
2016.05.31
urumchi-germaniye-tomur-poyiz-yol.jpg Үрүмчидин германийәгә туташтурулған төмүр йолниң 2016-йилниң алдинқи йерим йилида қатнаш башлиши тоғрисида икки тәрәп имза қоймақта. 2016-Йили 17-март, үрүмчи.
english.cri.cn diki munasiwetlik maqalidin élin’ghan

Хитай даирилири явропаға қатнашқа башлиған транспорт тез пойизиниң уйғур дияридики карханиларниң мәһсулатлирини явропа базириға тошуп район иқтисадий тәрәққиятиға төһпә қошидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма көзәткүчиләр бу линийәниң йәрлик уйғурларға мәнпәәт елип келәлмәйдиғанлиқини илгири сүрди.

Шинхуа ториниң 30-май бәргән хәвиригә қариғанда, 2016-йили 28-май күни саәт 12 дә үрүмчидин германийәниң дуисбург шәһиригә баридиған тунҗи йүк пойизи йолға чиққан. Алақидар тәрәпниң билдүрүшичә, тунҗи нөвәтлик бу йүк пойизиниң омумий мусаписи 8000 километир болуп, 10 күн әтрапида мусапини тамамлайдикән.

Бу пойиз үрүмчидин йолға чиқип, явро-асия чоң қуруқлуқ көврүкиниң беши болған аласанку еғизи арқилиқ чеградин чиқип, қазақистан, русийә, полшалардин өтүп германийәниң дуисбург шәһиригә йетип келидикән. Бу транспорт тез пойизи арқилиқ, уйғур дияридики карханиларниң мәһсулатлиридин химийилик мәһсулатлар, пәмидур қиями, тоқулма буюмлири қатарлиқларни явропа базириға тошулуп, германийәдин турмуш буюмлири вә санаәт мәһсулатлири йәни йемәклик, сағламлиқ мәһсулатлири, өй җаһазлири вә електр сайманлирини киргүзүш мәқсәт қилинған.

Бу нөвәттә, хитайдин оттура явропаға туташқан мусаписи әң қисқа, вақит җәһәттин әң мувапиқ төмүрйол транспорти болуп, ичкирисидин қатнайдиған охшаш типтики пойизға қариғанда 2000 километир мусапә һәм 2-3 күндәк вақит тиҗилип қалидикән. Нөвәттә уйғур районидин оттура асия, русийә вә грозийәгиму аллиқачан транспорт пойизлири йолға қоюлуп болған болуп, түркийәгиму синақ сүпитидә қатнашқа башлиған.

Биз бу мунасивәт билән уйғур дияридин явропаға туташқан бундақ хәлқаралиқ транспорт ленийәлириниң ечилишиниң, уйғур дияриға, уйғур дияридики йәрлик милләтләрниң иқтисадий, иҗтимаий һаятиға шундақла миллий кархана вә тиҗарәтчиләргә көрситидиған тәсирлири һәққидә германийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур сиясий паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийи тәтқиқат комитетиниң мәсули әнвәр әһмәд әпәнди вә дуня уйғур қурултийи тәшвиқат-нәшрият комитетиниң мәсули пәрһад муһәммиди әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики улиништин бу сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.