Хитай хәлқ җумһурийити қурулған 75 йилда: уйғурлар вә земинсиз сахта аптономийә

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.10.11
Uyghur-doppa-xitay-reis-ju-enley-mawzedong-1024 Бир уйғур киши хитайниң сабиқ рәһбәрлири җу де, җов енләй, мав зедуң вә лю шавчиларниң айродурумда көрүшкән рәсимини көрсәтмәктә. 2012-Йили 14-авғуст
Reuters

1949-Йилидин һесаблиғанда, коммунистик хитайларниң җумһурийәт қурғиниға бу йил дәл 75 йил болди. Шундақла уйғурларниң коммунистик хитай мустәмликиси астида зулум чекиватқанлиқиғиму дәл 75 йил болди. Гәрчә уйғурлар өзлириниң хитай мустәмликиси астида туруватқанлиқини ениқ билсиму, әмма ташқи дуня уйғурларни йәнила миллий территорийәлик аптономийә һәқлири болған бир хәлқ дәп тонуп кәлди вә шундақ муамилә қилмақта.

 Демәк, хәлқара җәмийәт хитайни башқа милләтләрни мустәмликә қиливалған бир дөләт дәп қаримайду вә қаримиди. Йәни дуняниң нәзиридики хитайда бәш миллий территорийәлик аптоном район болуп, бу бу бәш аптоном районни уйғур, моңғул, тибәт, хуйзу (туңган) вә җуаң миллитидин ибарәт бәш милләт өз алдиға идарә қилиду. Әмма мәйли уйғурлар болсун яки башқа аптоном һәқлири болған милләтләр болсун, һечбири хитайниң өткән 75 йилида аптоном һәқлиридин бәһримән болмиғанлиқи бу милләтләрниң өзигә айдиң. Һәтта хитай дуняға җар селиватқан хитайдики “миллий зиддийәт” ләрму әслидә, хитайниң ялған аптономийә ниқаби астидики миллий зулумлар сәвәблик келип чиққан.

Навада биз коммунистик хитайниң тарихиға нәзәр салидиған болсақ, уларниң изчил һалда “милләтләрниң өз тәқдирини өз бәлгиләш һәқлирини пүтүн күчимиз билән қоллаймиз!” шоарини ағзидин чүшүрмәй кәлгәнликлирини көримиз. Һалбуки, бу шоарлар 1949-йили хитайниң дөләт қуруши билән тәң ғайиб қилинған. Шундақтиму хитай йәнила җуңхуа хәлқ җумһурийитини “бирликкә кәлгән көп милләтлик дөләт” дәп атиған. Бу дегәнлик, җуңхуа хәлқ җумһурийити көплигән милләтләр бирлишип қурған вә бирликтә башқуридиған дөләт дегәнлик болуп, нөвәттә хитай тәшвиқ қиливатқан аталмиш “җуңхуа миллити” дин ибарәт йеганә милләт уқумидин түптин пәрқлиқ уқум һесаблиниду.

Дәрвәқә, коммунистик түзүлмидики хитай хәлқ җумһурийити пүтүнләй сабиқ совет иттипақиниң изини бесип кәлгәнлики үчүн, милләтләр мәсилисини һәл қилиштиму тәбиий һалда марксизмлиқ милләт нәзәрийәсигә тайиниду. Һалбуки, марксизмчиларниң һәрикәт нишанидики “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи” дегәнлик, сиясий тәқдирини өзи бәлгиләштин башқа, йәнә мустәқил болуш вә миллий дөләт қуруш мәнилирини беридиғанлиқи ениқ. Шундақла бу йәрдә тилға елинған милләтләр баравәрлики уқуминиң, һәрқандақ милләтниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқинила көрситидиғанлиқи баян қилинған. Ленинниң 1914-йили елан қилған “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи һәққидә баян” намлиқ мақалисидиму, милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиниң, бир милләтниң йәнә бир ят милләт башқурушидики дөләттин айрилип чиқип, мустәқил дөләт қурушини көрситидиғанлиқини оттуриға қойған. Йәни, марксизмлиқ милләт қариши бойичә болғанда, миллий территорийәлик аптономийә һоқуқи берилгән уйғурларниң һәр вақит, чәклимисиз һалда өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәққи болуши керәк. Әмма реаллиқ ундақ болғини йоқ!

Әмәлийәттә биз “шинҗаң уйғур аптоном райони” ниң қурулуш вақти билән йәрликтики башқа аптоном област, наһийә, шундақла “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ниң қурулуш вақтини селиштуридиған болсақ, әқилгә сиғмайдиған бир нормалсизлиқни байқаймиз. Йәни, 1955-йили “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулуштин бир йил бурунла, уйғур илида һәр қайси милләтләрниң аптономийә област, наһийә вә миллий йезилири қуруп чиқилған. Техиму қизиқарлиқи “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” му 1954-йили рәсмий қурулуп болған.

Хитай хәлқ җумһурийитиниң “мәркизий һөкүмәт тор бекити” дә аптономийә түзүми һәққидә мундақ ениқлима берилгән: “миллий территорийәлик аптономийә түзүми дегәнлик, дөләтниң биртуташ рәһбәрлики астида, һәр қайси азсанлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан җайларда өзи башқуридиған районлар, мәмурий органлар қурулуп, өзини өзи идарә қилиш һоқуқи йүргүзидиған қанун-түзүмләр бекитилиши керәк. Пиринсип җәһәттә аптоном районлар шу җайдики земинниң чоң-кичиклики, нопусниң аз-көплүкигә асасән қарар қилиниду. Аптоном районлар өлкә дәриҗиси билән, аптоном областлар йәрлик шәһәр дәриҗиси билән, аптоном наһийәләр болса, наһийә дәриҗиси билән баравәр болиду” дейилгән. Дәрвәқә, земинниң чоң-кичиклики вә нопусниң аз-көплүки аптоном район қуруш қурмаслиққа мунасивәтлик муһим мәсилә һесаблинидикән. Ундақта биз алди билән уйғур елидә аптономийә һәққи берилгән милләтләр вә биңтүән билән уйғурларниң 1949-йилидики нопус вә земинини селиштуруп көрәйли.

1952-Йили 9-айда “шинҗаң өлкилик миллий территорийәлик аптономийәни йолға қоюшқа тәйярлиқ көрүш комитети” Қурулған болуп, 1954-йилиғичә, хитай компартийәси мәркизий комитетиниң тәстиқлиши билән 27 аптономийәлик орун кәйни-кәйнидин қуруп чиқилған. Кейин хитай компартийәси мәркизий комитети бу 27 аптономийәлик орунни бәш аптоном област, алтә аптоном наһийәгә тәңшигән.

1953-Йилидики хитай истатистикисида уйғур елидики аптономийә һәқлири берилгән милләтләрниң ичидә, қазақларниң нопуси 440 миң, туңганларниң нопуси 120 миң, қирғизларниң нопуси 70 миң, манҗуларниң нопуси миң, русларниң нопуси 19 миң 500, татарларниң нопуси 5900, өзбекләрниң нопуси 12 миң 200 дин ибарәт болған. Уйғурларниң нопуси болса үч милйон 290 миң болуп, райондики омумий нопусниң 76пирсәнтини игилигән. Һәйран қаларлиқ йери шуки, “шинҗаң уйғур аптоном райони” нами райондики хитайларни өз ичигә алған барлиқ башқа милләтләрниң аптономийә территорийәлири бекитилип болғандин кейин андин берилгән. Һәтта омумий территорийәси бир милйон 644 миң кивадрат километир келидиған бу земинға “шинҗаң уйғур аптоном райони”, йәни “уйғурлар өз алдиға башқуридиған земин” дегән нам берилгән болсиму, уйғурларға тәәллуқ бир кивадрат метир кәлгүдәк земинму қалдуруп қоюлмиған.

 “шинҗаң уйғур аптоном райони” да 1954-йилиғичә қуруп чиқилған бәш бәш аптоном област болса, или қазақ аптоном области, бортала моңғул аптоном области, қизилсу қирғиз аптоном области, байинғолин моңғул аптоном области вә санҗи хуйзу аптоном области болуп, уларниң омумий йәр көлими 910 миң 500 кивадрат километир. Алтә аптоном наһийә болса, қобуқсар моңғул аптоном наһийәси, чапчал шибә аптоном наһийәси, қарашәһәр (йәнҗи) хуйзу аптоном наһийәси, барикөл қазақ аптоном наһийәси, мори қазақ аптоном наһийәси, ташқорған таҗик аптоном наһийәсидин ибарәт. Бу алтә аптоном наһийәниң омумий йәр көлими 121 миң 712 кивадрат километир болуп, “шинҗаң уйғур аптоном райони” омумий йәр көлиминиң 10.34 Пирсәнтини игиләйду. Булардин башқа “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ниң игиләйдиған йәр көлими 70 миң 600 кивадрат километир, тәклимакан қумлуқиниң игилигән йәр көлими болса 330 миң кивадрат километир келиду. Бу әһвал худди “нәсридин әпәнди” филимидики нәсридин әпәндимниң хораз гөшини дастихандикиләргә бөлүп бәргәндә, падишаһқа хоразниң бешини бөлүп бәргәнликидәк һәҗвий вәқәликкә охшап кетиду.

Дәрвәқә, биз юқиридики бәш област, алтә наһийә, биңтүән вә тәклимакан чөли игилигән йәр мәйданидин “шинҗаң уйғур аптоном райони” аталған бу земинда уйғурларға қалдурулғининиң пәқәтла “уйғур аптоном райони” аталған қуруқ нам астидики тупрақсиз вә ялған аптономийә болғанлиқини көрүп йетәләймиз.

Шундақ дейишкә һәқлиқмизки, бу сахта аптономийә баштин башлапла уйғурларниң миллий ғурури вә миллий һәқлирини дәпсәндә қилған. Шундақла “бир чалмида көп пахтәкни соқуш” тәк һийлигәрлик билән уйғурларниң земин һәқлирини пүтүнләй тартип елип, уларни нами бар, туприқи йоқ болған қуруқ аптономийә билән әхмәқ қилған. Һәрқандақ милләтниң аптономийә һәқлири тупрақ асасида йүргүзүлүш имканиға еришиду. Демәк, тупрақлиридин айрилған уйғурлар өткән 75 йилда һәтта аптоном районниң биринчи қол мәмурий һоқуқлирини тутуш имтиязлириғиму асасән еришәлмигән.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.