Ши җинпиңниң африқа сәпиридин қайтишида туюқсизла үрүмчигә келишидики сәвәб зади немә?

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2023.08.28
Xi-jinping-urumchi-urumqi Ши җинпиң уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт, ишләпчиқириш қурулуш биңтүәниниң хизмәт доклати йиғинида сөз қиливатиду, 2023-йили 26-авғуст, үрүмчи
cctv

26-Авғуст ши җинпиң “кесәк дөләтлири” рәһбәрлириниң 15-қетимлиқ учришишидин қайтип туюқсизла уйғур елида зиярәттә болған. У үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ партком вә шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәниниң хизмәт доклатини аңлиғандин кейин бир қатар мәхсус “йолйоруқ” ларни бәргәнлики мәлум. Қаидә бойичә ейтқанда, ши җинпиң бу қетимқи чәт әл сәпиридин кейин алди билән бейҗиңға берип, һөкүмәт хизмәтлирини бир тәрәп қилиши зөрүр иди. Әмма униң бейҗиңға бериштин аввал опул-топулла уйғур елиға келишидә зади қандақ сәвәб болуши мумкин?

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 27-авғусттики хәвиридин қарайдиған болсақ, ши җинпиңниң бу қетимлиқ “шинҗаң зиярити” ниң сәвәбсиз болмиғанлиқини байқаймиз. Ши җинпиң үрүмчигә йетип кәлгәндин кейин алди билән уйғур аптоном районлуқ партком вә биңтүәнниң хизмәт доклатини аңлиған. Андин хитайниң қудрәтлик дөләт қуруш нишани үчүн уйғур елиниң һәл қилғуч ролға игә икәнликини тәкитлигән. Шундақла хитай компартийәсиниң аталмиш “шинҗаң хизмити” гә болған тәлипиниң интайин ениқлиқини, йәни бу тәләпниң йәнила муқимлиқ вә бихәтәрлик билән зич бағланғанлиқини оттуриға қойған. Ениқрақ қилип ейтқанда, ши җинпиң баштин-ахир уйғур елиниң муқимлиқи вә бихәтәрликиниң хитайниң дөләт хәвпсизлики, қудрәт тепиши вә кәлгүси пиланлири билән зич бағланғанлиқини баш тема қилған һалда төвәндикидәк бир қатар “йолйоруқ” ларни бәргән.

Биринчидин, аталмиш хәвп-хәтәрни баш мәнбәсидин түгитиш механизмини мукәммәлләштүрүп, террорлуқ вә бөлгүнчиликкә қарши турушни тинч шараиттиму давамлаштуруш;

Иккинчидин, һәрқандақ қанун-низамни чиқиришта уйғурларни асас қилған йәрлик милләтләргә аталмиш “җуңхуа миллити” еңини қобул қилдурушни асасий нишан қилиш. Ислам динини хитайчилаштуруш вә уйғурларниң хитай кимликини қобул қилишни әмәлийләштүрүш. Униңдин башқа хитайлар билән арилаш олтурақлишиш районлирини пүткүл районда тез сүрәттә кеңәйтиш;

Үчинчидин, уйғурларни хитай өлкилиригә йөткәш вә хитай көчмәнлирини уйғур елиға көчүрүшни тезлитиш;

Төтинчидин, аталмиш “әлгә нәп йәткүзүш” истратегийәси бойичә хитай кадирларни давамлиқ түрдә уйғурларниң өйлиригә орунлаштуруп, назарәтни күчәйтиш. Шундақла “феңчяв митоди” бойичә асасий қатламни омумйүзлүк контроллуққа елиш;

Бәшинчидин, хәлқара саяһәтчиликни кәң көләмдә ечиветиш һәмдә аталмиш “шинҗаң һекайиси” тәшвиқати арқилиқ, хәлқарадики сәлбий пикирләргә зәрбә бериш, вәһаказалар.

Юқириқи нуқтилардин қарайдиған болсақ, буларниң әмәлийәттә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң конкрет елип берилиш усули икәнликини көрүп йетишимиз тәс әмәс. Демәк, ши җинпиң бу қетимлиқ “йолйоруқ” идиму охшашлар уйғур ирқий қирғинчилиқини изчил давамлаштурушни тәләп қилған. Техиму муһими, бу йәрдә ши җинпиң тәкитләватқан дөләт хәвпсизликиниң асаси дәл уйғурларни бойсундуруш вә йоқитиш мәсилисидур. Аталмиш муқимлиқни капаләткә игә қилиш, маарип вә ислам динни хитайчилаштуруш, уйғурларни хитай өлкилиригә йөткәш вә хитай көчмәнләрни уйғур елигә йәрләштүрүш, аталмиш “феңчяв митоди” бойичә асасий қатламни омумйүзлүк контрол қилиш, хәтәрни баш мәнбәдин түгитиш қатарлиқларни болса, хитайниң нөвәттә уйғурларни пүткүл милләт сүпитидә йоқитиш вә омумйүзлүк хитайлаштурушни тез сүрәттә әмәлгә ашуруш механизми дәп қарашқа болиду. Аталмиш “шинҗаң һекайиси” арқилиқ хәлқарадики сәлбий пикирләргә рәддийә бериш тәшвиқати мундақ икки амилни көзлигән болуши мумкин. Бири, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һәқиқитини давамлиқ түрдә хәлқарадин йошуруп қелиш; йәнә бири, хитайниң хәлқарадики образини қайта түзәп, дуняға хоҗа болуш чүшини рояпқа чиқириштин ибарәт.

Ундақта, ши җинпиңниң “кесәк дөләтлири” учришидин қайтипла удул уйғур елигә келиши вә уйғур ирқий қирғинчилиқини тез сүрәттә давамлаштурушни тәләп қилишини қандақ чүшиниш керәк? қаримаққа, “кесәк дөләтлири” йиғинидин ибарәт иқтисадий һәмкарлиқни асас қилидиған бир йиғин билән уйғур ирқий қирғинчилиқини бағлаш әқилгә уйғун бир иш әмәстәк көрүниду, әмма ши җинпиңниң мәзкур йиғинда елан қилған он төт милярд доллар ярдәм пулиниң арқа көрүнүшигә қарайдиған болсақла, бу ишниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән болған мунасивитини көрүп йетишимиз тәс әмәс.

 “кесәк дөләтлири” учришишида, ши җинпиң ойлимиған йәрдин хитайниң аллибурун 4 милярд долларлиқ “йәр шари тәрәққияти вә қош җәнуб һәмкарлиқ фонди” тәсис қилғанлиқини елан қилип, хәлқара җәмийәтни таң қалдурған иди. Буниңға улапла у йәнә пат арида хитайниң мәзкур фонд үчүн йәнә 10 милярд долларлиқ мәхсус мәбләғ аҗритидиғанлиқини елан қилди. Биз юқирида тилға алған ши җинпиңниң африқа сәпири вә үрүмчи сәпири арисидики мунасивәт дәл бу фондниң қурулуши билән зич бағланған дейишкә болиду.

Юқирида тилға елинған “қош җәнуб һәмкарлиқи” болса, җәнубий йерим шар вә шималий йерим шарниң җәнубий қисмиға җайлашқан тәрәққий қиливатқан яки тәрәққияти арқида қалған дөләтләр арисидики һәмкарлиқ системисини көрситиду. Бу һәмкарлиқ системиси 1974-йили бирләшкән дөләтләр тәрипидин мәзкур районлардики дөләтләрниң тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн қурулған. Җәнубий йерим шар асаслиқи җәнубий асия, һиндонезийә, оттура вә җәнубий африқа, окиянийәниң көп қисми, җәнубий америка қитәси вә җәнубий қутуптики районларни өз ичигә алиду. Хитайниң аталмиш “бир бәлбағ бир йол” истратегийәсигә мәзкур районлардики дөләтләрниң мутләқ көп қисми әза болған. Йәни хитай 2023-йили июнғичә дунядики 152дин артуқ дөләтләр билән аталмиш “бир бәлбағ бир йол” истратегийәси бойичә һәмкарлиқ келишими түзүп болған. Шундақла бу дөләтләрниң көп қисми юқирида тилға елинған “қош җәнуб һәмкарлиқи” ичидики дөләтләр һесаблиниду. Бу әһваллардин қариғанда, ши җинпиңниң мәрдлик билән 14 милярд долларни йәр шариниң тәрәққиятиға ативетиши дөтлүктин яки болмиса абруйпәрәсликини қандурувелишни мәқсәт қилғанлиқидин әмәс, бәлки хәлқарадики мутләқ көп намрат дөләтләрни қәрз пул билән хитайға бағлаш арқилиқ, ғәрб демократийәсини йәр йүзидин йоқ қилип, дуняға хоҗа болуш нишанини әмәлгә ашурушни нишан қилип тиккән до дейишкә болиду.

Аталмиш “қош җәнуб һәмкарлиқи” ичидики бу дөләтләрниң хитайниң “бир бәлбағ бир йол” тузиқиға чүшүши, уйғурларниң техиму тез сүрәттә ирқий қирғинчилиқ билән йоқитилишиға сәвәб болидиғанлиқини мәзкур дөләтләр әсла хиялиға кәлтүрмәслики мумкин. Әмма реаллиқ шуки, хитайниң аталмиш “бир бәлбағ бир йол” пилани йолға қоюлғанда, уйғур ели мәзкур пиланниң истратегийәлик мәркизи қилип бекитилгән. Мәзкур пилан болса хитай ичидә хитайниң деңиз яқиси районлири билән уйғур елини төмүрйол, ташйол вә һава йоллири арқилиқ туташтурушни; хитай сиртида болса хитайниң деңиз яқиси районлирини аталмиш “бир бәлбағ бир йол” келишимигә әза дөләтләр арқилиқ уйғур елигә ташқи җәһәттин бағлашни нишан қилған. Шундақ болғанда, хитай дуня дөләтлирини иқтисад, сиясәт вә идеологийә саһәсидә омумйүзлүк тизгинләш мәқситигә йетиду. Йәни бу арқилиқ ғәрбниң иккинчи дуня урушидин кейин шәкилләндүргән демократик дуня түзүлмисини вәйран қилип, орниға аталмиш хитайчә алаһидиликкә игә йеңичә сотсиялизм намидики мустәбит дуня күнтәртипини турғузушни аталмиш “хитай чүши” ниң реаллиққа айлиниши дәп қарайду.

Демәк, юқириқи мәқсәтләргә йетиштә хитайға тосалғу болуватқан иккила амил бар болуп, униң бири уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һәқиқий маһийитиниң ашкарилинип кетиш хәвпи; йәнә бири, америка башлиқ ғәрб дунясиниң хитайниң “бир бәлбағ бир йол” пиланини вәйран қилиш хәвпидур.

Бу вәҗидин уйғурларни тез сүрәттә ирқий қирғинчилиқ билән йоқитиш вә бу җинайәтниң ашкариланмаслиқи хитай үчүн җиддий зөрүрийәт һесаблиниду. Чүнки уйғур ирқий қирғинчилиқини “ғәрбниң оюни” , “ғәрбниң ойдурмиси” қиливетиш, дунядики мутләқ көп дөләтләрниң хитайға әгишишигә йол ечип, аталмиш “хитай чүши” ни рояпқа чиқириду.

Дәрвәқә, ши җинпиңниң африқа сәпиридин кейинла удул уйғур елиға келип, уйғур ирқий қирғинчилиқини тез сүрәттә давамлаштуруш һәққидә җиддий көрсәтмә беришидики түп сәвәб дәл юқириқи икки хәтәрдин қутулуш үчүн дәп ейтишқа болиду.

Гәрчә хитай аталмиш “бир бәлбағ бир йол” пиланини шунчә устилиқ билән йүргүзүп келиватқан болсиму, әмма хитай тәшвиқ қиливатқан аталмиш “хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм” дин ибарәт йеңи дуня күнтәртипиниң әмәлийәттә инсанийәтниң ортақ қиммәт қарашлириға тәһдит икәнлики хәлқарада аллибурун ортақ қарашқа айланди. Әҗәба, йәр шаридики инсанлар хитай тәрипидин “дүшмән” дәп қаралғинида, худди уйғурлардәкла һәр вақит йоқитилиш хәвпигә дуч келидиған, диний етиқади, тил-йезиқи, миллий маарипи, мәдәнийәт вә өрп-адәтлири һөрмәт қилинмайдиған дуня күнтәртипиниң нөвәттики мәвҗут дуня күнтәртипиниң орнини елишини халамду? әлвәттә ундақ әмәс! шуниси ениқки, пәқәт хитайниң әслий маһийити толуқи билән ечилғандила, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң аталмиш “ғәрбниң оюни” болмастин, бәлки хитайниң инсанийәткә қарши җинайити икәнлики испатлансила, андин ши җинпиңниң “хитай арзуси” тәбиий һалда көпүккә айлиниду!

***

 [Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.