Хитайниң уйғур елида иккинчи пайтәхт қуруш пилани қандақ мәқсәттә оттуриға чиқти?

Мухбиримиз ирадә
2023.05.02
urumchi-dongkowruk-chong-bazar Хәлқара базарниң кечилик мәнзириси, үрүмчи, 2003-йили 11-сентәбир
AFP

 Хитай һөкүмити мәбләғ салған бир дөләтлик тәтқиқат түриниң доклатида хитайниң иккинчи пайтәхтини уйғур елида қуруш тәклипи оттуриға қоюлған. Мәзкур доклатта, әгәр хитай иккинчи пайтәхтни уйғур елида қурған тәқдирдә, дөләт иқтисадини тәңпуңлаштурғили, аз санлиқ милләтләр мәсилсини һәл қилғили, асия вә явро-асия әллири билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдурғили болидиғанлиқи оттуриға қоюлған.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң мухбири ситивин чеңниң хәвиригә қариғанда, юқириқи бу тәтқиқат түри шаңхәй фудән университетиниң профессори җов вен вә сичүән университетиниң профессори ми җүн башчилиқидики хитай тәтқиқатчилар тәрипидин елип берилған болуп, униң доклати бейҗиңда чиқидиған “иҗтимаий пәнләр” журнилиниң 21-април күнидики санида елан қилинған. Мәзкур доклатта хитайниң уйғур елида қурмақчи болған иккинчи пайтәхти билән бейҗиңниң функсийәсиниң қандақ тәқсимлинидиғанлиқи тоғрисида тәпсилатлар берилмигән, әмма униңда иккинчи пайтәхтни үрүмчи яки қәшқәргә охшаш нопуси бир қәдәр зичрақ шәһәрләргә йеқин җайда бәрпа қилиниши керәклики тәкитләнгән. Шундақ қилғанда, “аз санлиқ милләтләр билән болған мунасивәтни йәниму күчәйтип, милләтләр иттипақлиқини яхшилиғили болидиғанлиқи” илгири сүрүлгән.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң хәвиридә дейилишичә, доклатта мунулар оттуриға қоюлған: “иккинчи пайтәхт аз санлиқ милләтләргә мунасивәтлик ишларни бивастә бир тәрәп қилиду, бу мәркизий һөкүмәт билән йәрлик милләтләр оттурисидики алақә вә маслишишни яхшилашқа пайдилиқ. Аз санлиқ милләтләр арисида техиму күчлүк болған алақә вә мунасивәтләрни илгири сүрүш арқилиқ, барлиқ пуқраларға нәп йәткүзидиған техиму инақ җәмийәт бәрпа қилғили болиду.”

Хәвәрдә дийилишичә, бейҗиңдики қистаңчилиқ вә муһит булғинишини пәсәйтиш қатарлиқ мәсилиләр сәвәблик, илгири бәзиләр  шаңхәй, гуаңҗу, җеңҗу яки шиәнгә охшаш шәһәрләрдә иккинчи пайтәхт тәсис қилиш һәққидә бир қисим тәклипләрни оттуриға қойған икән. Әмма бу тәклипләр көпинчә һалларда айрим бир тәтқиқатчи тәрипидин өз алдиға йезилған доклатлар асасида болғачқа, анчә көп диққәт қозғимиған икән. Һалбуки, иккинчи пайтәхтни уйғур елида қуруш һәққидики бу қетимлиқ чоң тәклип, 2019-йиллиқ хитайниң дөләтлик иҗтимаий пән фонди мәбләғ салған, “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң хәтири вә пурситини баһалайдиған чоң бир тәтқиқат түриниң мәһсули икән.

Ундақта, хитайниң иккинчи пайтәхт қуруш, қурғандиму уни уйғур елида тәсис қилиш пиланиниң мәқсити зади немә?

Хитай һөкүмити зор соммида мәбләғ салған бу тәтқиқат түри, чәт әлләрдики мутәхәсисләрниң, болупму уйғур елини йеқиндин көзитип келиватқан тәтқиқатчиларниң күчлүк диққитини қозғиди.

Уйғуршунас, оттура асия мәсилилири мутәхәссиси, америка җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертсниң қаришичә, бу бир яқтин, хитай һөкүмитиниң уйғур елини хитай өлкилиригә охшаш қиливетиш сиясити билән мунасивәтлик болса; йәнә бир яқтин, хитайниң дөләт хәвпсизлики билән мунасивәтлик болуши мумкин икән.

Шан робертис бу һәқтә мундақ дәйду: “бу тәклип лайиһәсиниң чоқум әмәлийлишидиғанлиқи ениқ болмисиму, әмма мән буни хитай һөкүмити уйғур елида таки 1990-йиллардин башлиған сиясәт билән, йәни уйғур районини хитайниң ички өлкилиригә охшаш қиливетиш һәм бирләштүрүш сияситиниң давами дәп қараймән. Йәнә бир яқтин бу иш маңа қазақистан һөкүмитиниң қазақистанниң шималини русийә тәһдитидин қоғдаш үчүн пайтәхтини алмутадин астанаға йөткигәнликидәк вәқәниму әсләтти. Хитайниң иккинчи пайтәхт қуруш ойи, дөләтниң мудапийәси вә хәвпсизлики биләнму мунасивәтлик болуши мумкин.”

Доктор шан робертсниң дейишичә, хитай һөкүмити чегра районлардики муқимсизлиқниң сәвәбини ташқий күчләрниң тәсиридин болиду дәп қариғачқа, узундин буян бу районларда мәркизи һөкүмәтниң тәсир күчи вә һакимийәт иқтидарини күчәйтишкә тиришип кәлгән.

У йәнә мундақ деди: “әлвәттә, бу дегәнлик, хитай оттура асия әллири яки русийәниң уйғур елиға тәһдит пәйда қилиш хәвпидин әнсириди, дегәнлик әмәс. Әмма хитай явро-асиядики муқимсзлиқтин әнсиригән болуши мумкин. Шуңа у иккинчи пайтәхтни уйғур елида қуруш арқилиқ, ғәрбий чиграсини қоғдашни, шундақла муқимсизлиқниң ичкий хитайға йейилип кетишиниң алдини алмақчи болған болуши мумкин.”    

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити”ниң хәвиридә баян қилинишичә, хитай тәтқиқатчилар мәзкур доклатта иккинчи пайтәхтни уйғур елида қурушниң әһмийитини чүшәндүргәндә, хитайниң өткән нәччә он йиллиқ иқтисадий тез ешишиниң асаслиқ шаңхәй, гуаңҗу вә шенҗен қатарлиқ деңиз бойидики шәһәрләргә мәркәзләшкән експортни асас қилған зор көләмлик ишләпчиқириш вә ясаш кәспиниң түрткисидә болғанлиқи, әмма буниң билән хитай иқтисадиниң деңиз арқилиқ болидиған содиға зор дәриҗидә беқинип қалғанлиқини әскәрткән. Шуңа доклатта “әгәр йәр шари тиранспорт линийәсидә қалаймиқанчилиқ йүз бәрсә яки башқа дөләтләрниң деңиз армийәси билән тоқунуш келип чиқса, деңиз йоли тиҗарити зор хәвпкә учриши мумкин” дейилгән. Улар йәнә тәйфең борини вә деңиз йүзиниң өрлиши қатарлиқ тәбиий апәтләр тәһдитиниңму хитайниң иқтисади вә иҗтимаий муқимлиқиға еғир тәсир көрситидиғанлиқини билдүргән.

Доклатта йәнә мундақ дейилгән: “иккинчи пайтәхт, бейҗиңниң һазирқи хитайниң бирдинбир пайтәхти болуш сүпити билән муһитниң булғиниши, нопусниң көпийип кетиш вә башқа хирисларни һәл қилишқа ярдәм бериду.”

Түркийә һаҗәттәпә унверситетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси, доктор әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, юқирида дейилгәнләр иккинчи пайтәхт қуруштики мәқсәтниң пәқәтла бир қисми болуп, бу асаслиқи хитайниң җаһангир дөләт болуш арзуси билән мунасивәтлик болуши мумкин икән.

У мундақ деди: “хитай җаһангир дөләт болушни арзу қиливатиду. Шуңа бу униң бу мәқситини ишқа ашуруштики вастә болуши мумкин. Уйғур ели өзиниң орни җәһәттин алғандиму интайин муһим район. У оттура асия, ғәрбий асия, түркийә вә явропаға тутишиду. Шуңа бу йәрдә иккинчи пайтәхт қуруш, хитай үчүн интайин муһим әһмийәткә игә.”

Дәрвәқә, хитай һөкүмити өткән йилидин буян хитайниң заманиви универсал қатнаш түгүни системиси қурулушини башлиған болуп, бу пиланға асасән хитай ичидә 20 дәк хәлқаралиқ универсал қатнаш түгүни шәһири вә тәхминән 80 дөләтлик универсал қатнаш түгүни шәһәрлири қурулушини илгири сүрмәкчи болған. “хитай хәвәрләр тори”да өткән йили елан қилинған бир хәвәргә қариғанда, бу пилан бойичә хитайниң ғәрбий-шималидики үрүмчини хәлқаралиқ универсал қатнаш мәркизи; корла, қәшқәр вә ғулҗани дөләтлик универсал қатнаш мәркизи қилип қуруп чиқиш бекитилгән икән.

Ундақта, уйғур елида хитайниң иккинчи пайтәхтини қуруш вә хитайниң уйғур елини хәлқаралаштурушқа мунасивәтлик сиясәтлири уйғурлар үчүн немидин дерәк бериду?

Доктор шан робертисниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң уйғур елини хитайлаштуруш қәдимини тезлитипла қалмай, бәлки йәнә уйғурларниң бу тупраққа болған игидарчилиқ вә һәқдарлиқиниң азийишини кәлтүрүп чиқиридикән. У мундақ дәйду:

“әлвәттә, һазир бу пиланниң әмәлийлишидин сөз ичиш техи балдур. Әгәр бу пилан әмәлийләшкән тәқдирдә, бу уйғур райониниң уйғур хәлқиниң ана вәтини икәнликидәк бир тарихий уқумни аяқлаштуруши мумкин. Буниң районда аллиқачан йүз бериватқан җиддий шәкилдики хитайлишишни йәниму тезләштүридиғанлиқиға ишинимән. Бу пилан уйғур елиниң омумий мәнзирисини вә униң бейҗиңдики мәркизи һөкүмәт билән болған мунасивитини түптин өзгәртиду, дәп қараймән”

Доктор әркин әкрәм әпәндиму бу пиланниң уйғурлар үчүн пайдисиз шараит яритидиғанлиқини ейтти. У мундақ деди:

“хитай һөкүмитиниң иккинчи пайтәхтни уйғур елида қуруши үчүн, бу район йүксәк дәриҗидә ассимилиятсийә қилинған болуши вә көпләп су мәнбәси ечилип, техиму җиқ хитай көчмәнләр йәрләшкән болуши керәк. Бу әһвалларниң һечқайсиси уйғурларға пайдилиқ әмәс. Бу уйғурларниң техиму тез сүрәттә ерип түгишини кәлтүрүп чиқириду”

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити”ниң дейишичә, адәттә дөләтлик иҗтимаий пән фондиға аит тәтқиқат түрлири наһайити қаттиқ тәкшүрүш вә баһалаш җәрянидин өткүзүлидикән. Бейҗиңдики исмини ашкарилашни халимиған бир шәһәр пиланлаш тәтқиқатчиси мәзкур гезиткә қилған сөзидә “бу тәклип илгирики тәклипләргә қариғанда, бир қәдәр ишәнчлик вә бәлгилик салмаққа игидәк туриду” дегән. У йәнә: “бу доклат бу җәһәттики пәқәт бирла көз қарашқа вәкиллик қилиду. Башқа алимлар вә тәдбир бәлгилигүчиләрниң бу һәқтә охшимиған көз қариши яки муһим тәшәббуслири болуши мумкин, ақивәттә, бу түрни йолға қоюш-қилмаслиқни ахириқи һесабта һөкүмәт қарар қилиду” дегән.

Әркин әкрәм әпәндиниң дейишичә, ши җинпиң башчилиқидики хитайда һазир “ғәрб чөкүватиду, шәрқ йүксиливатиду” дәйдиған көз қараш һөкүм сүрүватқачқа, хитай һөкүмити өзиниң җаһангир дөләт болуш йолидики пиланлирини әмәлгә ашуралайдиғанлиқиға толуқ ишәнч билән қаримақтикән. Бирақ, әмәлийәт раст шундақму? буни келәчәктики тәрәққиятлар ашкарилап беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.