Хитайниң “һекайә” си вә уйғурларниң реаллиқи

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2023.10.09
lager-kyim-tikish.jpg Хитай һөкүмити орунлаштурған чәтәллик тәкшүргүчиләргә көрситиш үчүн тәйярланған лагер “оқуғучи” лириниң тикимчилик курси. 2019-Йили 4-январ, қәшқәр.
REUTERS

Хәлқарада уйғурларниң вәзийитигә болған әндишә вә қизиқишларниң күчийишигә әгишип, хитайниң өз җинайәтлирини йошуруш тактикилиридиму түрлүк “йеңилиқ” лар мәйданға кәлди. “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” тәшвиқати дәл бу хитай компартийәси һөкүмитиниң “йеңилиқ” лирниң бири. Әмма немила болмисун, у өзиниң уйғурлар һәққидә сөзләватқанлирини “һәқиқәт” дәп әмәс, бәлки “һекайә” дәвататти.

Һәммигә мәлум болғинидәк, һекайә болса баш ахири болған бир вәқәликниң баян қилиниши болуп, вәқәлик раст болушиму, ялған болушиму мумкин. Йәни һекайә раст яки ялғанниң чәклимисигә учримайдиған вәқәликниң баян қилинишидур. Демәк, хитайниң уйғурлар һәққидики раст-ялғанлиқи ениқ болмиған “һекайә” лириниң қаршисида һәқиқәтни сөзләш, уйғурларниң бүгүнки баш тартмас мәсулийити әлвәттә.

Бүгүн биз хитайниң уйғурлар һәққидики дәл шу “һекайә” лиридин бири үстидә муназирә елип баримиз.

Бу йил 17-сентәбир хитайниң “хәлқ гезити” дә “хизмәткә орунлаштуруш арқилиқ шинҗаңға ярдәм беришниң бүйүк нәтиҗиси” намида бир мақалә елан қилған болуп, уйғур аптоном райониға “15миңға йеқин кархана тәклип қилинип, 2 милйондин артуқ адәмни хизмәткә орунлаштурған” лиқи баян қилинған. Мақалиниң мәзмунидин қариғанда, юқирида тилға елинған карханиларниң мутләқ көп қисминиң ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ җәнубий уйғур елигә аталмиш “шинҗаңға ярдәм” намида кәлгән хитай карханилири икәнлики көрситилгән.

Бизгә мәлум, уйғур елида уйғур нопусиниң 90 пирсәнтидин көпрәки деһқанлардур. Уйғур деһқанлар нопусиниң мутләқ көп қисми уйғур елиниң җәнубий қисмиға җайлашқан. юқирида тилға елинған қәшқәр, хотән вә ақсу вилайәтлири дәл җәнубий уйғур елигә мәнсуп вә уйғур нопуси асасий салмақни игиләйдиған җайлардур. Хитай 2021-йили сентәбирдә елан қилған “шинҗаңниң нопус тәрәққияти” намлиқ “ақ ташлиқ китаб” ида хотән вә қәшқәр вилайитидики уйғурлар нопусиниң 2 милйондин көп икәнликини (әмәлийәттә қәшқәр вә хотәндики уйғурлар нопуси 6 милйондин көп) , ақсу вилайитидиму 2 милйонға йетидиғанлиқини, бу җайлардики уйғурлар нопуси бу җәнубтики 3 вилайәт вә бир областики нопусниң 83 пирсәнтидин көпрәкини игиләйдиғанлиқини, пүткүл уйғур районидики уйғурлар нопусиниң болса 74 пирсәнттин көп қисмини игиләйдиғанлиқини елан қилғаниди.

 Хитай елан қилған бу санлиқ мәлумат бойичә қариғанда, “шинҗаңға ярдәм” намида кәлгән 15 миң хитай карханиси ишқа орунлаштурған 2 милйон ишчиниң зади қәйәрдин пәйда болғанлиқи үстидә әстайидил ойлинип беқишқа әрзийду. Чүнки икки милйон әмгәк күчи дегәнлик җәнубий уйғур дияридики уйғур нопусиниң юқириқи нисбәт бойичә йеримиға йеқин келидиған бир сандур. Мақалидә қәшқәр, хотән вә ақсудин ибарәт үч вилайәттики ишқа орунлишиш әһваллири нуқтилиқ баян қилинғинидин қариғанда, 2 милйон әмгәк күчиниң мутләқ көп қисминиң бу вилайәтләрдә икәнлики вә тәбиий һалда уйғурларни асас қилидиғанлиқи ениқ. У һалда бу йәрдә мундақ бир соал каллимизға кәлмәй қалмайду. Йәни, деһқанларни асас қилидиған бу вилайәтләрдә бунчә көп әмгәк күчи зади қандақ пәйда болди? әлвәттә, бу соалға җаваб тепиш үчүн хитайниң өткән бир қанчә йилда уйғурларни нишан қилған бир қисим сиясәтлиригә нәзиримизни ағдурушқа тоғра келиду.

Гәрчә уйғурлар хитай мустәмликисигә өткәндин буян еғир зулум вә бастурушлардин баш көтүрәлмәй кәлгән болсиму, әмма уйғур ели хитай өлкилиригә бөлүп берилгән 2010-йилидин буян бу зулумларниң әң дәһшәтлик пәллигә чиққанлиқи бир һәқиқәт. Техиму муһими, бу зулумлар һәр вақит уйғурлар нопуси көп олтурақлашқан районларни баш нишан қилип кәлди. Бундақ болуши сәвәбсиз әмәс болуп, әслидә хитай аталмиш “террорлуққа қарши туруш” ни баһанә қилип, уйғурларни милләт сүпитидә йоқитиш пиланини башлиғаниди. Бу йилларда хитай иҗтимаий пәнләр академийәси, чиңхуа университети дөләт әһвали тәтқиқат мәркизиниң мудири ху әнгаңниң “иккинчи әвлад милләтләр истратегийәси” доклати хитай җәмийитидә қизиқ нуқта болуватқан мәзгилләр иди. Мәзкур доклатниң қизиқ нуқта болушидики асаслиқ сәвәбләрниң бири, ху әнгаңниң уйғур сиясити һәққидики қарашлири болуп, униң қаришичә уйғурлар нопусиниң көп, миллий кимлик сөйгүсиниң күчлүк болуши, хитайниң кәлгүсидики дөләт бихәтәрликигә тәһдит икәнлики оттуриға қоюлған. Бу тәһдитни йоқитишниң әң муһим йолиниң уйғурларни мәркәз қилған аталмиш аз санлиқ милләтләрни мәҗбурий ассимилятсийә қиливетиш, йәни хитайда бирла милләт “җуңхуа миллити” яритиш икәнлики тәкитләнгән. Буниңдин сирт, “хитай иҗтимаий пәнләр академийәси чегра район тарихий тәтқиқат мәркизи” ниң тәтқиқатчиси шү җйәнйиңниң “йәр шари вақит гезити” дә 2014-йили елан қилинған “шәрқий түркистанчиларға тақабил туруш үчүн, җәнубий уйғур елиниң нопус қурулмиси өзгәртиш керәк” намлиқ мақалисидиму уйғурларниң җәнубий уйғур елидики нопусини азайтиш қариши ашкара оттуриға қоюлған. Йәни мақалида у “шинҗаңниң мәңгүлүк муқимлиқини қолға кәлтүрүш үчүн, шинҗаңни хитай өлкилири билән иқтисад, сиясәт вә мәдәнийәттә бир гәвдиләштүрүш керәк” ликини баян қилған.

Әмәлийәттә, хуәнгаң вә шү җйәнйиң қатарлиқ хитай академиклириниң бу мәзгилләрдә уйғурларни йоқитиш пиланлирини ашкара оттуриға қоюши һәргизму тасадипийлиқ әмәс иди. Чүнки 2010-йили аталмиш “мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин уйғурларни йоқитиш хитайниң дөләт истратегийәси сүпитидә иҗра қилинишқа башлиғаниди. 2010-Йили уйғур ели хитайниң 19 өлкә шәһиригә бөлүп берилгән болса, 2014-йили бу өлкиләрдин кәлгән хитайлар уйғурларниң өйлиригә көчүпла киргән вә уйғурларни пүтүн күнлүк назарәт қилиш һәрикитини башлиғаниди.

Бу йиллардин буян хитайниң уйғурларға қаратқан нишанлиқ сиясәтлиридә изчил давам қилип келиватқан бир қанчә нуқтилар бар. У болсиму бири, уйғур деһқанлирини терилғу йәрлиридин айриш; йәнә бири, уйғур деһқанлирини деһқанчилиқ кәспини ташлап, ишчи болушқа зорлаш.

Қарайдиған болсақ, хитай юқириқи мәқсәткә йетиш үчүн аталмиш коллектип игиликни раваҗландуруш намида, “деһқанчилиқ кәспий һәмкарлиқ копиратип” лирини тез сүрәттә көпәйтип қурушқа башлиған. Хитай учур васитилиридә бу һәқтә елан қилинған санлиқ мәлуматлардин қариғанда, уйғур елида 2010-йилида “һәмкарлиқ копиратипи” дин 3652 си болуп, 2019-йилиға кәлгәндә бу копиратипларниң сани 26424 кә йәткән. Йәни он йил ичидә “һәмкарлиқ копиратип” лириниң сани йилиға икки миңдин көп ешип маңған. Бизгә мәлум болғинидәк “һәмкарлиқ копиратипи” болса хитай коммунист реҗиминиң 1949-йили уйғур елини мустәмликә қилғандин буян елип барған “йәр ислаһати” вә “пиланлиқ игилик түзүми” ниң мәһсулидур. Уйғурлар дәл бу түзүм астида өзлиригә мәнсуп земин вә байлиқлиридин айрилипла қалмастин, түрлүк зулумларға учриған.

Дәрвәқә, бу қетим уйғур елида “һәмкарлиқ копиратип” лириниң қайтидин баш көтүрүп, шиддәт билән көпийишиниң, җәнубий уйғур елида “ешинча әмгәк күчлири” ниң көпийишигә тәсир көрсәткәнликини тәсәввур қилишимиз тәс әмәс әлвәттә!

Йәни, хитай йеза-игилик министирлиқиниң 2020-йили ноябирда елан қилған мәлуматида көрситилишичә, уйғур районида һөддигә алған терилғу йәрләрни өткүзүп бериш көлими он милйон моға йәткән, буниң ичидә өткүзүп берилгән аилиләр һөддигә алған йәр 35пирсәнтни игиләйдиған болуп, буниң 20 пирсәнтидин көпрәки җәнубий уйғур илида икән. Йәни, җәнубий уйғур елида деһқанларниң терилғу йәрлирини өткүзүп бериш нисбити әң юқири болған. Уйғур елида аилиләр һөддигә алған терилғу йәрләрниң омумий көлими хитай истатистикисида 31 милйон 167миң мо болуп, өткүзүп берилгән терилғу йәр көлими бу санниң тәхминән үчтин бир қисмини игиләйду.

 юқириқи дәлилләрдин шуниси ениқки, уйғур елигә “тәклип қилинған” 15 миңдин артуқ хитай карханисиниң “2 милйон кишини хизмәткә орунлаштурған” лиқи дәл хитай сөзләватқан “һекайә” дур. Әмма бу “һекайә” ниң кәйнидики реаллиқ болса, хитайниң һакимийәт вә хәлқ һәмкарлиқидики ирқий қирғинчилиқ һәрикитидә, милйонлиған уйғур деһқанлирини йәр-земинлиридин айриши, қул ишчиға айландуруши вә уйғурларни милләт сүпитидә йоқитиш җинайитидур!

***

Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.