Мутәхәссисләр: “хитай һөкүмити иқтисадий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн базар вә иқтисадий қурулма ислаһати елип бериши керәк”
2024.04.04
Мутәхәссисләр хитайда мәвҗут болған көплигән системилиқ мәсилиләрниң униң 2024-йилдики вәзийитигә тәсир қилидиғанлиқини көрсәтмәктә. Шуниң билән бир вақитта, ши җинпиңниң дөләт ичидики бир йүрүш иқтисадий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн, мәбләғ селишни өстүрүш, санаәтни күчәп тәрәққий қилдуруш вә експорт миқдарини ашурушниң орниға, базар вә иқтисадий қурулма ислаһати елип бериши керәкликини илгири сүрмәктә.
Хитайниң “шинхуа тори” ниң хәвиригә асасланғанда, 2024-йили 3-айниң 27-күни, хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң хитай нөвәттә дуч келиватқан иқтисади мәсилиләрни һәл қилиш үчүн америкалиқ сода, истратегийә вә академийә саһәсидики мутәхәссисләр билән бейҗиңда көрүшкән.
Америка вәкилләр өмики өзәк (чип) ишләпчиқарғучи кувалком (Qualcomm) ниң рәиси киристияно амонни (Cristiano Amon), биләк рок (BlackRock) ниң қурғучиси стифен шварзман (Stephen Schwarzman), федәкис (FedEx) ниң иҗраийә директори раҗ субраманиам (Raj Subramaniam) билумберг (Bloomberg) ниң рәиси марк карний (Mark Carney), америка-хитай сода кеңишиниң рәиси крәйг аллен (Craig Allen) һәмдә харвард университети (Harvard University) кенниди институтиниң сабиқ мудири грахам аллисон (Graham Allison) қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан.
“пул-муамилә вақти гезити” ниң хәвиригә асасланғанда, улар америкадики аз сандики сода, истратегийә вә академийә саһәсидики кишиләргә вәкиллик қилидикән. Йәни бейҗиңниң дости дәп қаралған сода, истратегийә вә академийә саһәсидики бир қисим шәхсләргә вәкиллик қилидикән. Ши җинпиң хитай вә америка оттурисидики сиясий вә иқтисадий һәмкарлиқини яхшилаш вә хитайға техиму көп мәбләғ җәлп қилиш үчүн бу шәхсләрни тәклип қилғаникән.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) америкалиқ сода, истратегийә вә академийә саһәсидики мутәхәссисләрниң бейҗиңда ши җинпиң билән учришиши вә хитай иқтисади дуч кәлгән мәсилиләр һәққидә қаришини баян қилди. У ши җинпиңниң америкадин барған вәкилләрни қайил қилалмиғанлиқини вә ши җинпиң бу қетимлиқ учришишта көзлигән мәқситигә йетәлмигәнликини илгири сүрди. Мундақ деди:
“нөвәттики иқтисадниң астилишиға әгишип, хитай һазирқи иқтисадий касатчилиқтин қутулуш үчүн америка, явропа, японийә вә башқа базарларға еришип маллирини експорт қилалиши керәк. Хитайниң шундақ қилалиши үчүн америкадики сода, истратегийә вә академийә саһәсидики кишиләр билән яхши өтиши вә улар билән яхши мунасивәт қуруши керәк. Ши җинпиң тәклип қилған вә бейҗиңда көрүшкән америкалиқ сода, истратегийә вә академийә саһәсидики кишиләр бир қисим америка ширкәтлиригә вәкиллик қилиду. Шуниң билән бир вақитта башқа нурғун америка ширкәтлири хитайдин чиқиватиду. Бейҗиңдики учришишта ши җинпиңниң хитайниң һазир дуч келиватқан иқтисадий қийинчилиқни һәл қилиш сиясити һәққидә қилған сөзлири бу вәкилләрдә бир ишәнч пәйда қилалмиди. Бәзи параңларға асасланғанда, ши җинпиң билән бейҗиңда көрүшкән америкалиқ сода, истратегийә вә академийә саһәсидики бәзи кишиләргә ши җинпиңниң хитай һазир дуч келиватқан иқтисадий хирисни һәл қилиш чарилириниң бәк тәсири болмиған. Уларни қайил қилалмиған. Қисқиси ши җинпиң бу қетимлиқ учришишта яхши иш қилалмиди вә көзлигән мәқситигә йитәлмиди.”
“билумберг” ториниң хәвиригә қариғанда, чәт әллик мәбләғ салғучиларниң хитайдики мәблиғиниң пай қиммити 2023-йилиму төвәнлигән. Америка билән хитайниң өткән бир йиллиқ импорт-експорт содиси 17 пирсәнт азайған болуп, американиң 2023-йили хитайдин сетивалған омуми мәһсулати427 милярд долларға чүшүп, 20 пирсәнттин артуқрақ төвәнлигән. Америкиниң хитайға сатқан мәһсулатиму илгирикидин 4 пирсәнт төвәнлигән.
Мәзкур хәвәрдә, ши җинпиң америкадин барған вәкилләргә мундақ дегән: “хитайниң ислаһати тохтап қалмайду, биз давамлиқ ислаһат елип баримиз. Биз ислаһатни омумйүзлүк чоңқурлаштуруп, базарни игилигини асас қилған, америка вә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән кархана вә ширкәтлиригә қанунлуқ вә хәлқаралиқ биринчи дәриҗилик сода муһитини бәрпа қиливатимиз”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори доктор һенрик шаҗески (Henryk Szadziewski) ши җинпиңниң юқиридики сөзигә инкас қайтурди. У ши җинпиң дәватқан хитайдики биринчи дәриҗилик сода муһитиниң ялған икәнликини алаһидә тилға алди. Мундақ деди:
“хитайниң тәрәққий қилғузуши керәк болған техиму көп бошлуқ вә саһәләр бар. Әгәр ши җинпиңниң дәватқан биринчи дәриҗилик сода муһити хитайда чәт әл игидарчилиқидики карханиларға паракәндичилик селиш вә тәқиб қилишни көрсәтсә, бу биринчи дәриҗилик сода муһитиниң ениқлимисини өзгәртишкә еһтияҗи бар. Ши җинпиң һәр хил баһаниләр билән ширкәтләрниң директорлирини қолға елип вә уларни хитайда тутуп туруватиду. Хитайдики мәбләғ селиш муһитиниң начарлиқи пәқәт хитайниң тарайған вә аҗизлишиватқан иқтисадий биләнла мунасивәтлик болупла қалмастин, бәлки американиң бесими биләнму мунасивәтлик. Бәзи ширкәт вә карханилар хитайдики хәтәргә тәвәккүл қилалмай, хитайдин чиқип кәтти. Ши җинпиң иккилинип турған ширкәт вә карханиларни қайил қилмақчи болуватиду.”
Америкадики “төпилик” (THE Hill) гезитиниң хәвиригә асасланғанда, вал кочисидики мәбләғ башқуруш ширкәтлири барғансери хитайни мәбләғ селишқа болмайдиған дөләт қарайдиғанлиқини илгири сүргән. Вал кочисидики мәбләғ башқуруш ширкәтлири ши җинпиң рәһбәрликидики компартийәниң мав зедуң дәвридикигә охшаш бир адәмниңла еғзиға қарайдиған мустәбит һакимийәт дәвригә қайтип кәлгәнлики үчүн бу қарарға кәлгән.
Америкадики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) хитай компартийәсиниң хитайниң иқтисадий мәсилисини һәл қилалмайдиғанлиқини, пәқәт хитайда демократик түзүм бәрпа қилинип вә әркин базар игилики тикләнгәндила һазир дуч кәлгән иқтисадий мәсилиләрни һәл болидиғанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:
“бурунқиға селиштурғанда, һазир хитайға мәбләғ селиш төвәнлиди. Ши җинпиң әгәр трампни иккинчи қетим президентлиққа сайланса хитайға қарита таможна беҗини өстүриду дәп ойлайду. Һәр тәрәптин ишлар һазир хитай үчүн пайдилиқ әмәс. Хитай үчүн ишлар яхши кетип бармайватиду. Хитай компартийәсиниң һакимийити астида бу кризис давам қилиду. Йәни бу хитай компартийәси мәсилини һәл қилалмайду. Пәқәт бу һакимийәт ағдурулуп хитайда демократик түзүм бәрпа қилинғанда вә әркин базар игилики тикләнгәндила һазир дуч кәлгән иқтисадий мәсилиләрни һәл қилалайду. Иқтисадни тиз сүрәттә тәрәққий қилдуримән десиңиз, әлвәттә әркин базар игилики тиклишиңиз керәк. Шундақ қилғандила башқиларни йүз пирсәнт ишләпчиқиришқа риғбәтләндүргили болиду вә ишниң үнүмини ашурғили болиду. Бу инсанларни давамлиқ ишләшкә вә ишләпчиқиришқа үндәйду. Бу әркин базар игилики хитай компартийәсиниң идеологийәсигә зит. Шуңа бу хитайда тезла йүз бәрмәйду. Әмма бу аста-аста йүз бериши мумкин”.
Америка ақсарайиниң баянат беришичә, 2-апрел күни америка президенти җо байден хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән телефонда көрүшкән. Байден телефонда хитайниң җәнубий деңизда филиппинға қаратқан қутратқулуқ һәрикити, униң русийәниң украинадики таҗавузчилиқини қоллиши, хоңкоңниң йеңи бихәтәрлик қануни вә тәйвән мәсилиси, “шинҗаң”, йәни уйғур ели қатарлиқ бир қатар муһим мәсилиләрни тилға алғанлиқи етилмақта.
Америка малийә министири җәнет йеллен 4-апрел күни хитайға йетип кәлгән. Униң бу қетимқи зияритиниң мәқсити икки дөләт арисидики пул-муамилә вә иқтисадий мәсилиләр бойичә сөһбәт өткүзүш икән. Униң хитайға қарита американиң иқтисадий һәмкарлиқлардики қаттиқ позитсийәсидин сигнал бериши пәрәз қилинмақта.
Ундин кейинки һәптиләрдә америка ташқи ишлар министири антоний билинкенму хитайни зиярәт қилидикән.