Хитайниң уйғурларни йоқитишни нишан қилған көчмәнләр сияситиниң әмәлийлишиш еһтималлиқи қанчилик?

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.01.07
“нопус мустәмликиси” дин туғулған пикирләр: украина вә уйғурлар Тарим нефитликигә көчүрүлгән хитай көчмәнлири әтигәнлик бәдән чениқтурушта. 2003-Йили 14-сентәбир, тәклимакан.
REUTERS

Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” 2-ноябир мәхсус хәвәр берип, или шәһәрлик (или вилайити) җ х идарисиниң ахбарат елан қилиш йиғинида аққун нопусларниң 6 айлиқ туруш иҗазәтнамиси арқилиқ или шәһиридә нопусқа орунлашса болидиғанлиқи, нопус рәсмийитиниң әң тез болғанда бир күндила пүтидиғанлиқини елан қилған. Бу ишниң 2024-йили 18-декабир ечилған “Шинҗаң маарип чоң йиғини” дин кейинла йүз бериши тасадипийлиқ әмәс, бәлки бу хитайниң уйғур елиға хитай нопусини зор көләмдә йөткәп келиштики васитилириниң бири, халас. Или шәһиридә чиқирилған аққун нопус яки хитай нопусини уйғур елиға шәртсиз орунлаштурушқа даир сиясәтләр бир йәккә әһвал болмастин, бәлки уйғур елиниң барлиқ җайлирида ортақ йолға қоюлған көчмән йөткәш сияситидур.

Мәлум болғинидәк, хитайниң уйғур елиға хитай көчмәнлирини йөткишидики асаслиқ сәвәб, уйғурларни бу тупрақтин пүтүнләй йоқитишни нишан қилған. Һалбуки, көчмән йөткәш өз нөвитидә көчүп келингән хәлқ үчүн мувапиқ яшаш муһити, йетәрлик су мәнбәси, терилғу йәр вә бостанлиқларниң болушини шәрт қилиду. Гәрчә уйғур елиниң йәр көлими 1 милйон 660 миң кивадрат километир болсиму, лекин бу бипаян земинниң инсанлар яшашқа мас келидиған көлими 2015-Йилидики хитай истатистикисида Аран 9.7 Пирсәнт болғанлиқи хатириләнгән. Һәтта уйғур елидики 10 пирсәнткиму йәтмәйдиған яшашқа мас келидиған йәр көлиминиң 1950-Йилидики 4.3 Пирсәнттин 60 йиллиқ җапалиқ тиришчанлиқ нәтиҗисидә 9.7 Пирсәнткә йәткүзүлгәнлики Давраң селинған.

Мәзкур истатистикида уйғур елидики нопус зичлиқи һәр бир кивадрат метир йәргә 337 адәм тоғра келидиған дәриҗидә көп болуп, хитайниң деңиз яқиси районлиридики нопус зичлиқи билән көп пәрқләнмәйдиғанлиқи оттуриға қоюлған. Лекин бу йәрдики пәрқ шуки, хитайниң деңиз яқиси районлиридики нопус зичлиқи йетәрлик су вә тупрақ мәнбәси асасида шәкилләнгән. Әмма уйғур елидә, болупму җәнубий уйғур елидә су вә йәрниң сиғимчанлиқиға мас кәлмәйдиған дәриҗидики нопус зичлиқи шәкилләндүрүлүп, бостанлиқлардики нопус сиғимчанлиқи әң юқири чәккә йәткән. Хитай гәрчә 60 нәччә йил тиришип, бостанлиқ көлимини кеңәйтиштә бир аз үнүм һасил қилған болсиму, лекин бу үнүм уйғур дияриниң техиму көп нопусни сиғдуралайдиғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқи, уйғур елиниң екологийәлик муһит қурулмиси интайин аҗиз болуп, бузғунчилиққа бир қетим учриса, уни әслигә кәлтүрүшниң мумкин әмәслики баян қилинған. Бу истатистика әйни чағда җәнубий уйғур елидә уйғурлар нопусиниң тез сүрәттә көпийишини екологийәлик муһитқа бузғунчилиқ қилғанлиқ дәп көрситип, уйғурларниң нопусини тизгинләшкә илмий асас қилиш үчүн елан қилинған дейишкә болиду. Чүнки мәзкур истатистикилиқ тәтқиқатта һөкүмәтниң уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини сиҗил елип берип, җәнубий уйғур елидики нопус көпийишини җиддий тизгинлиши керәклики; җәнубий уйғур елидики уйғур нопусини асас қилидиған йәккә милләтлик нопус қурулмисини өзгәртиш үчүн, уйғурларни хитай өлкилиригә, хитайларни уйғур елиға йөткәш; нопус сиғими зич болған бостанлиқлар (тарим ойманлиқи әтрапи)дики нопусни екологийәлик көчмән сүпитидә башқа йәрләргә көчүрүш тәклипи берилгән. Һәйран қаларлиқ йери шуки, Хитай һөкүмити 2014-йилила уйғур елиға хитай көчмәнлирини йөткәшкә даир әвзәл сиясәтләрни елан қилған Болуп, бу сиясәтләр җәнубий уйғур елидә техиму қолайлаштурулидиғанлиқини елан қилғаниди.

Уйғур елидики яшаш муһитидин қариғанда, һәқиқәтән юқири истатистикилиқ тәтқиқатта оттуриға қоюлғинидәк кишиләр яшашқа мас келидиған бостанлиқларниң көлими интайин аз нисбәтни игиләйду. Бундақ әһвалда хитай һөкүмити нопус сиғими хитайниң деңиз яқиси районлири билән охшаш нисбәткә йәткән җәнубий уйғур елиға хитай көчмәнлирини йөткәшни қолайлиқлаштуруши кишидә соал пәйда қилиду: әҗәба, хитай һөкүмити уйғурларниң һаят-мамати билән һесаблашмамду, көчмән хитайларниң һаят-мамати билән пәрвайи пәләкму? әлвәттә, ундақ әмәс. Хитай уйғур елидә кишиләр яшашқа мас келидиған бостанлиқларни көпәйтиш үчүн өткән йиллардин буян көп тиришти. Йеқинда тәклимакан чөлиниң 3046 километирлиқ гирвикини сүний бостанлиқ билән тосуп қалалишиму дәл бу тиришчанлиқларниң бир қисмидур. Буниңдин башқа тибәт егизликидики дәря-еқинларниң сүйини уйғур елиға йөткәш урунушиму, әгәрдә һиндистанниң күчлүк қаршилиқ болмиған болса аллибурун ишқа киришкән болатти. Йәни хитай уйғур елиниң екологийәлик муһитини яхшилаш иқтидарини аллибурун һазирлиған болуп, уйғурларниң нопуси қанчилик көпәйсун, пәқәт екологийәлик муһит яхшилансила буниң карайити чағлиқ болатти.

Дәрвәқә, бу йәрдики әсли мәсилә нопусниң ешип кетиши екологийәлик тәңпуңлуққа мас кәлмәйдиғанлиқи билән әмәс, бәлки уйғур нопусиниң көпийиши хитайниң бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилидиғанлиқи билән мунасивәтлик! әсли мәқсәтму уйғур елиниң екологийәлик муһитини асраш әмәс, бәлки уйғур елидики уйғурлар нопусини азайтиш яки пүтүнләй йоқитиштур.

Хитай өткән йәтмиш нәччә йилдин буян уйғурларни өз тупрақлиридин пак-пакизә йоқитиш үчүн түрлүк тәдбирләрни қоллинип кәлди, лекин хитайниң дөләт сияситидики муқимсизлиқ вә түрлүк давалғушларниң тәсиридә уйғурларни үнүмлүк шәкилдә йоқитиш хитай үчүн таки иқтисадий ислаһат дәвригичә қолай болмиди. “мәдәнийәт зор инқилаби” ахирлашқанда болса, хитай әң еғир болған сиясий вә иқтисадий киризисқа петип қалған болуп, ислаһат қилмиса һакимийәттин айрилип қелиш хәвпигә дуч кәлди. Мана мушундақ бир пәйттә дең шавпиңниң ислаһат қарари хитайға йеңи бир үмид беғишлиди. Шу қатарда уйғурларму бир қанчә йил өзини оңшивелиш пурситигә еришти. Чүнки бу йилларда хитай гәрчә ислаһат елип беришни башлиған болсиму, лекин бу ислаһатниң пәқәт иқтисадий саһә биләнла чәклиниши керәкму яки сиясий ислаһатниңму елип берилиши керәкму, дегән мәсилидә техи ениқ қарарға кәлмигәниди. Хитайниң ички қисмида ху явбаң, җав зияң қатарлиқ иқтисадий вә сиясий ислаһатни тәң елип бериш тәрәпдарлириму, дең шавпиңниң әтрапидики пәқәт иқтисадий ислаһат биләнла чәклинип, сиясий ислаһат елип бармаслиқ тәрәпдарлириму бар иди. Әмма 1982-йили ваң җенниң тәлипи билән дең шавпиңниң аталмиш “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” ни әслигә кәлтүрүш тәлипигә қошулуши, сиясий ислаһатниң әсла елип берилмайдиғанлиқи тоғрисида берилгән хитайниң әмәлий җаваби иди. Сиясий ислаһатниң елип берилмайдиғанлиқи әмәлийәттә уйғурларниң буниңдин кейин аптономийә һәқлириниңму һәргиз әмәлийләштүрүлмәйдиғанлиқини билдүрәтти. Шу сәвәбтин 1985-йили вә 1988-йиллири уйғур оқуғучиларниң уйғур елидә аптономийәниң һәқиқий мәнидә әмәлийләштүрүлүшини тәләп қилған зор көләмлик намайишлири оттуриға чиқти. Бу қаршилиқлар хитай яшлириниңму 1989-йили яздики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитигә йол ачти. Бу үч қетимлиқ оқуғучилар һәрикәтлириниң һәммисила хитайда сиясий ислаһатниң елип берилиши, болупму ғәрбниң демократик түзүлмисигә йүзлиниш тәлипи билән оттуриға чиқти. 1989-Йили 4-июн күни тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити хитай тәрипидин қанлиқ бастурулуп узун өтмәй, йәни 1992-йили дең шавпиң хитайниң кейинки сиясий йүзлиниши һәққидә көрсәтмә бәрди. Бу көрсәтмә хитай тарихида “дең шавпиңниң җәнуб сәпиридики нутқи” дәп тонулди. Бу көрсәтминиң 1990-йили уйғур елидә “барин инқилаби” дин кейинла оттуриға чиқиши бир тасадипийлиқ әмәс, әлвәттә! чүнки дең шавпиң бу вақитта сиясий ислаһат қилмастин, хитай иқтисадини тәрәққий қилдуруп, коммунист хитай һакимийитини сақлап қелишқа болидиған әң яхши усулни тепип чиққаниди. Бу усулниң бири дәл уйғурларни хитайниң һакимийәт дүшминигә айландуруш арқилиқ хәлқниң һакимийәткә болған наразилиқиниң диққәт нуқтисини бураш; йәнә бир тәрәптин, хәлқарада “соққан чотни хәққә билдүрмәслик” (韬光养晦) вә “тивиш чиқармастин бай болуш” (闷声发大财) усули арқилиқ дуняни хитайда сиясий ислаһатниңму һаман болидиғанлиқиға ишәндүрүш арқилиқ өзини күчләндүрүш иди. Әмәлийәттә, хитай дәл дең шавпиңниң көрсәтмилири бойичә меңип, һәм уйғурларға дуняниң көзидила ирқий қирғинчилиқ қилди вә униң ирқий қирғинчилиқ әмәсликигә бир қисим дөләтләрни ишәндүрүш мәқситигә йәтти. Йәнә бир тәрәптин, ғәрб дунясини хитайниң демократийәлишишигә ишәндүрүп, улар билән қоюқ сиясий вә тиҗарий алақиләрни орнитип, бүгүнки иқтисадий күчийишкә асас салди.

Дәрвәқә, 90-йиллардин буянқи уйғурларниң омумий қисмәтлиригә нәзәр салидиған болсақ, “пиланлиқ туғут” вә “үч хил күч” баһанә қилинған сиясәтләрниң һәрқандиқи уйғурларни йоқитишни нишан қилип елип берилди. Уйғурлар болса аталмиш хәлқара террорлуққа зәрбә бериш долқуниниң әң чоң зиянкәшликигә учриған бир милләткә айланди. Бу сиясәтләрниң нәтиҗисидә өткән оттуз нәччә йилда зор миқдардики уйғур нопуси йоқитилипла қалмастин, бәлки уйғурларниң кәлгүси оттуз йилдики нопусиниң азийидиғанлиқидәк зор бир тирагедийәгиму сәвәб болди. Хитай һәтта бүгүнгичә, уйғурларни қандақ қилғанда хәлқара қанунларға уйғун бир шәкилдә тосалғусиз йоқитиш үчүн қолидин келидиған барлиқ амалларни ишләтмәктә. Уйғурларда “яғач қазанда бир қетим аш пишиду” дәйдиған ата мирас мақал-тәмсили бар болуп, хитайниң алдамчилиқи бүгүн мәйли хитайда яки хәлқарада болсун ашкарилинип, дуняви сәтчиликкә қелишини кәлтүрүп чиқарди. Демәк, бүгүн хитайниң ялғанчилиқлириға наһайити еһтият билән муамилә қилидиған бир һаләт хитай ичи вә сиртида омумйүзлүк шәкиллинип болди. Бундақ әһвалда хитайниң уйғур елиға көчмән йөткәш пиланиниң әмәлийлишиш әһвалиға нәзәр салидиған болсақму, ишларниң хитай күткинидәк болмайватқанлиқини көрүвелишимиз тәс әмәс!

Өткән әсирниң 80-йиллирида аталмиш “ислаһат” ниң тәсиридә хитайниң деңиз яқиси районлириға еқип барған көчмәнләрниң көпинчиси деңиз яқиси районлириға сиңип йәрләшти. Уларниң пәрзәнтлири деңиз яқиси районлиридики юқири истемаллиқ муһитта туғулди, тәрбийәләнди вә чоң болди. Деңиз яқиси районлири пүтүн дуняға ечиветилди. Һалбуки, уйғур ели болса пәқәт оттура асия, русийә қатарлиқ дөләтләргила ечилди. Деңиз яқиси районлириға көчмән болғанлар үчүн пүтүн дуня билән сода алақисини бағлаш яки бу сода алақисидин нәп елиш пурсити бар иди. Әмма уйғур елиниң хитай үчүн алаһидә сәзгүр район болуш сүпитидә бу хил имтиязлардин бәһримән болуши һазирчә мумкин әмәс. Деңиз яқиси районлирида хитайларниң чәт әл билән болған сода алақиси яки чәт әл карханилириниң деңиз яқиси районлириға келип мәбләғ селиши уйғур елидикидәк зор чәклимиләргә дуч кәлгән әмәс. Бундақ шараитта уйғур елиниң аталмиш “бир бәлбағ бир йол” қурулушидики ғәрбкә ечишниң еғизи дегән нам билән көптүрүп тәшвиқ қилиш реаллиққа уйғун әмәс. Уйғур ели һелиму хитайниң күчлүк сиясий тәқиби астида муқимлиқни сақлаш тәдбирлири арқилиқ идарә қилинидиған бир җай. Бундақ бир җайға көчмәнләрниң өз ихтиярлиқи билән көчүп келиши әқилгә анчә мувапиқ әмәс. Пәқәт деңиз яқиси районлирида яшаш имкани болмиған яки хитай һөкүмитиниң әвзәл сиясәтлири һәққидики тәшвиқатлириға алданғанларла бу хилдики көчмәнләр сепидин орун елиши мумкин. Техиму муһими йеқиндин буян хитай ичидики тор супилирида елан қилинған язмиларда, хитайниң вәдилиригә ишинип, уйғур елиға көчмән болған хитайларниң наразилиқлириға даир мәзмунлар көп тарқалмақта. Бәлки бу хил наразилиқлар вәҗидин хитай уйғур елиға көчмән йөткәштә зор тосалғуға дуч кәлмәктә. Бундақ әһвалда мәйли уйғур елиниң екологийәлик муһити сәвәблик болсун яки сиясий атмосфераси сәвәблик болсун, зор миқдарда хитай көчмәнләрни йөткәп келиш хитай үчүн зор иқтисадий чиқим вә еғир сиясий бесимға бәрдашлиқ беришни бәдәл қилидиған җапалиқ бир йолдур!

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.