Хитай һөкүмитиниң уйғур тарихини бурмилаш мәсилиси чәтәл мәтбуатлирида
2014.08.22
Уйғурлар мәсилисиниң дуняда тонулуши билән америка вә башқа ғәрб әллири мәтбуатлирида уйғурларниң вәзийити охшимайдиған нуқтилардин йорутуп берилгән нурғун надир мақалиләр елан қилинмақта. Йеқинда нопузлуқ гезитләрдин болған нюйорк вақти гезитидә елан қилинған ипархан һәққидики хәвәр мақалиси шуларниң биридур. Аптор мақалисидә, хитай һөкүмитиниң ипарханниң һикайисини қайта қураштуруп базарға селиш мисали арқилиқ, уйғур тарихиниң бүгүнки күндә қандақ қилип хитай һөкүмитиниң сиясити үчүн хизмәт қилдурулуватқанлиқини тонуштуруп өткән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, нюйорк вақти гезитидә ипархан һәққидә елан қилинған мақалигә “инақ җәмийәт әпсаниси” дәп мавзу қоюлған, аптор андру җәйкобс мақалисигә қәшқәрдики аппақ ғоҗа мазириға кәлгән саяһәтчиләргә саяһәт йетәкчиси тәрипидин аңлитилидиған ипархан һикайси билән уйғурларниң ипархан һәққидики һикайисиниң бир - биригә түптин охшимайдиғанлиқини әскәртиш билән башлиған. У қәшқәрдики муһим бир диний орун болған аппақ ғоҗа мазириниң бүгүнки күндә аптобосларға лиқ тошуп келидиған хитай саяһәтчиләрниң чиң ханданлиқи әскәрлиригә охшаш кийинип, рәсимгә чүшидиған орунға айланғанлиқи, бу йәрдики хитай саяһәтчиләрни әң җәлп қилидиған орунниң хушпурақ тарқитидиғанлиқи ривайәт қилинидиған вә кейин чиң падишаси тәрипидин ордиға әп кетилгән ипарханға аит икәнлики илгири сүрүлидиған бир қәбрә икәнликини баян қилған.
Мақалидин қариғанда, хитай саяһәтчиләргә йетәкчилик қиливатқан саяһәт йетәкчиси “ипарханниң қәбриси” ни тонуштурғанда “ипархан билән чйәнлуң хан оттурисидики муһәббәт интайин күчлүк иди. Ипархан өлгәндин кейин падишаһ униң өз юртида дәпнә қилиниши үчүн 120 черик әскири билән униң мейитини юртиға йолға салған. Сәпәргә 3 йил вақит кәткән” дәп чүшәндүргән. Бирақ андру җәйкоб әйни чағда саяһәтчиләр топиниң нерисда турған бир йәрлик уйғурниң өзигә пүтүнләй охшимайдиған бир һикайини ейтип бәргәнликини ейтип мундақ дегән :
- Йәрлик уйғурниң ейтип беришичә, әмәлийәт хитай даирилири ейтқандин пүтүнләй пәрқлиқ икән, у маңа ипарханниң һикайсии әмәлийәттә бир трагедийә, ипархан ордиға мәҗбурий апирилғандин кейин изчил һалда чйәнлуң ханни рәт қилғанлиқи үчүн чйәнлуң ханниң аниси тәрипидин паҗиәлик һалда өлтүрүлгән, деди. Бу йәрлик уйғур хитай даирилириниң аччиқини кәлтүрүп қоюштин әнсирәп, мәндин исмини ашкарилимаслиқимни тәләп қилди. У уйғур маңа “бүгүнки күндә ипархан һәққидә хитайлар билидиған һикайә пүтүнләй ойдуруп чиқирилған. Әмәлийәттә ипарханниң бу йәргә дәпнә қилинғанлиқиму ялған” деди.
Аптор андру җәйкобс мақалисини давам қилип, хитай коммунист партийиси һакимийәт тутуватқан 60 йилдин буян өзиниң сиясәтлирини қанунлаштуруш шундақла өзиниң хаталиқлирини йошуруш үчүн нурғун тарихи вәқәләрни бурмилап кәлгәнликини, мәсилән хитай компартийисиниң милйонлиған кишиниң һаятиға замин болғанлиқи илгири сүрүлидиған ачарчилиққа мав зидуңниң хата сиясити әмәс, бәлки начар һаваниң сәвәб болғанлиқини илгири сүридиғанлиқини, хитай тарих китаблирида корийә урушини дунядики тарихчилар бирликкә кәлгәндәк шималий корийә әмәс, бәлки америка башлиған дәп йезилидиғанлиқини ейтқан. У мундақ дегән :
- Хитайдики етник аз милләтләрниң тарихиға кәлгәндә болса, хитай компартийисиниң тарих машинилири һәдесә уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрни тарихтин буян хитай территорийисидә яшап кәлгән милләт қилип көрстиду вә уларниң яшиған земинлирини әзәлдин хитайниң земини дәп тәсвирләйду. Хитайдики тарихчилар асасән дегүдәк компартийә тәрипидин сизип берилгән сизиқниң сиртиға чиқалмайду. Өз тарихини хитай һөкүмитиниңкидин охшимайдиған қилип язған уйғур вә тибәт тарихчилириниң китаблири болса чәкләнгән вә уларниң кәспий һаятиму вәйран қилинған.
Аптор андру җәйкобс хитай һөкүмитиниң йәнә тарихни бурмилаш арқилиқ, уни миллий бөлгүнчилик идийисгә қарши туруш үчүн қоллинип кәлгәнликини вә өзиниң бу милләтләрни башқурушини һәқлиқ қилип көрситишкә хизмәт қилдуруп кәлгәнликини, шуңа һазирқидәк уйғурлар билән хитайлар арисидики зиддийәт күчийип, тохтимай вәқә йүз берип туруватқан бир вәзийәттә, хитай һөкүмитиниң ипархандин ибарәт бу шәхисниң һикайисини қайта базарға селиш арқилиқ, уни милләтләр иттипақлиқини тәшвиқ қилидиған вастигә айландурувалғанлиқини баян қилған. Униң ейтишичә, 20 - әсирниң башлирида мода болушқа башлиған ипархан һикайиси охшимиған мәзгилләрдә охшимиған шәкилдә баян қилинған. Дәсләпки йиллардики һикайиларда ипарханниң урушта әсиргә чүшүп, чин ордисиға елип келингәнлики, ипарханниң ахириғичә падишаһқа қарши чиқип, иппитини сақлап қалғанлиқи үчүн өлтүрүлгәнлики вә яки өзини өлтүрүвалғанлиқи һикайә қилинған болса, һазир бу һикайә пүтүнләй өзгәртилгән. Һазирқи ипархан һикайисиниң романтик нусхисида падишаһниң ипарханниң көңлини утуш үчүн униңға мәхсус қәшқәр ордиси селип бәргәнлики, униң үчүн юртиниң йемәк - ичмәклирини әкәлдүрүп бәргәнлики вә бир - бирини яхши көрүп яшиғанлиқи һикайә қилинишқа башлиған.
Аптор андру җәйкобс хитай компартийисиниң мушуниңға охшаш тарихтики аял қәһриманларниң һикайилирини өзгәртип, уни һазирқи сиясити үчүн хизмәт қилдуруш адитини тибәтләр вә моңғулларниң тарихидики аял қәһриманларғиму ишләткәнликини мисал қилған. Бу һикайиләрдә моңғуллар ни“явайи” қилип көрсәткән болса, тибәт падишаһиға совға қилинғанлиқи һикайә қилинидиған хитай мәликиси венчиңниң тибәтләргә териқчилиқ қилишни өгәткәнлики, тибәт йезиқини кәшип қилип бәргәнлики, қисиқиси уларға мәдәнийәт елип кәлгәнлики қатарлиқларни баян қилидикән. Бирақ, бәзи тарихчилар бундақ бир мәликиниң һәқиқәтән тарихта өткәнликидин гуманлинидикән. Нурғун тибәтләр мәликә вйн чиң һикайисиниң тибәтләрни қалақ, мәдәнийәтсиз, хитайларни уларға мәдәнийәт елип кәлгән қилип көрситидиғанлиқидин нарази икән. Аптор андру җәйкобс мақалиси давамида, хитай компартийиси тәрипидин һәдәп базарға селиниватқан ипархан һикайисиниңму уйғурларни нарази қиливатқанлиқини баян қилип мундақ дегән :
- Нурғун уйғурлар ипархан һәққидики һикайидин нарази. Болупму улар аппақ ғоҗиниң қәбрә теши бар бир орунниң хитай ясап чиққан әпсаниниң абидиси қилип өзгәртиветилгәнликидин қаттиқ нарази. Униң үстигә тарихчилар йиллар илгири ипарханға аит қәбриниң бейҗиңға йеқин җайда тепилғанлиқини елан қилған. Уйғурлар тавап қилидиған аппақ ғоҗа мазириниң саяһәт орниға айландуруп қоюлушиму уларни ғәзәбләндүрүватқан йәнә бир әһвал. Һазир бу орунни бир хитай шеркити башқуриду вә у йәргә кириш үчүн һәқ төләш керәк.
Аптор андру җәйкобс мақалисиниң ахирида, америкидики нюрланс университетиниң оқутқучиси, уйғуршунас райен томниң сөзини нәқил қилған вә “хитай һөкүмити әмәлийәттә чиң ханданлиқиниң таҗавузчилиқиға қарши күрәш қилған бир қәһриманни мәхсус таллап чиқип, униң һикайисини өзгәртиш арқилиқ, уни өзиниң тәшвиқат қоралиға айландурувалди” дәп мақалисини аяқлаштурған.