Хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш қишлиқ һәрикәт пилани” му уйғурларға зиянкәшлик қилишни нишан қилған
2025.02.05
Хитай һөкүмити 2017-йилидин буян хәлқараға ашкариланған милйонлиған уйғурни кәң көләмдә тутқун қилиш вә җаза лагерлириға қамаш қилмишини аталмиш “террорлуқ вә ашқунлуққа зәрбә бериш” намида елип барған. Болупму “җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн террорлуққа зәрбә бериш” намида, уйғур елидә қаттиқ бастуруш вә тәқибләш тәдбирлирини йолға қойғаниди. Һәтта йеқинқи бир қанчә йилдин буян хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған җаза лагерлири сияситиниң, райондики террорлуқ һадисилиригә пүтүнләй хатимә бәргәнликини давраң селишқа башлиди. Нөвәттә уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сиясәтлири давамлишиватқан болсиму, лекин хитай уйғур елидә йеңидин “террорлуққа қарши туруш қишлиқ һәрикәт пилани” ни йолға қойған. Хитай тәшвиқатида бу пиланниң “хәтәрни алдин түгитиш, җәмийәт аманлиқини сақлаш үчүн” йолға қоюлғанлиқини тәшвиқ қилмақта. Лекин мәзкур пиланниң уйғур елидики йүргүзүлүш әһвалидин қариғанда, әмәлийәттә уйғурларға қаритилған сиясий тәқибләшни йәниму бир балдақ юқири көтүрүш мәқситидә йолға қоюлғанлиқини көрүвелиш тәс әмәс.
Хитай җ х башқармиси 2024-йили ноябирда мәмликәтлик “қишлиқ һәрикәт пилани” ни йолға қойған болуп, уйғур ели мәзкур һәрикәтниң баш нишани қилип бекитилгән. Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ җ х органлириниң мәзкур һәрикәт һәққидики учурлирида “Бихәтәрлик муһити мурәккәп болған районларда мәркәзләштүрүп тазилаш елип бериш” тәкитләнгән. Хитайниң уйғур елидә йолға қойған мәзкур “террорлуққа қарши туруш қишлиқ һәрикәт пилани” ға Биңтүәнму йәрлик сақчилар билән “һәмкарлишиш” намида Қол тиққан. Демәк, биңтүәнниң қол тиқиши бу қетимқи аталмиш “һәрикәт” ниң адәттики “муқимлиқни сақлаш” биләнла чәкләнмәйдиғанлиқини көрситип турупту. Вашингтондики җамистон фондиниң бир доклатИдиму, хитайниң уйғур елидә елип барған аталмиш “қишлиқ һәрикәт пилани” ниң аддий һалдики муқимлиқни қоғдаш һәрикити болмастин, бәлки техиму көп кишиләрни һәрикәткә кәлтүрүп, хитайниң уйғур елидики һакимийитини техиму күчәйтиш үчүн ‛алдини елиш шәклидә бастуруш‚” ни нишан қилған һәрикәт икәнликини оттуриға қойған. Демисиму бу хил чәктин ашқан “бихәтәрлик тәдбирлири” уйғурларниң әркинликини йәниму күчлүк шәкилдә чәкләш билән тәң, уларни техиму көп әнсизликкә салидиғанлиқи ениқ. Гәрчә хәлқара җәмийәт изчил йосунда хитайниң уйғурларға қаратқан бу хил зораван сиясәтлирини тәнқидләп келиватқан болсиму, лекин хитай йәнила һакимийәт күчигә таянған җинайәтлирини давам қилмақта.
Ундақта биз хитайниң бу қетимлиқ “террорлуққа зәрбә бериш қишлиқ һәрикәт пилани” ниң асасий мәқсити зади немә икәнликигә қарап бақайли.
Хитай башқурушидики “Хәлқ тори” ниң мәзкур һәрикәткә мунасивәтлик бир хәвиридә, бу һәрикәт һәққидә бәзи учурлар берилгән. Йәни, хәвәрдә аптоном районлуқ һәрқайси җ х тармақлири аталмиш “террорлуққа зәрбә бериш қишлиқ һәрикәт пилани” ни иҗра қилишта, “йеңи дәврдики феңчяв тәҗрибисини тәрәққий қилдурушта чиң туруп, хәтәр вә зиддийәтләрни тәкшүрүшни күчәйтиши керәк” лики дейилгән. Бу йәрдә тилға елинған “феңчяв тәҗрибиси” гә тайиниш болса, мав зедуң дәвридики синипий дүшмәнләргә тақабил туруш усулини көрситидиған болуп, уйғур елидики аталмиш “террорлуққа қарши туруш” та, уйғурлар дәл тарихтики “синипий дүшмән” сүпитидә образлаштурулуп, зәрбә берип йоқитиш нишаниға айландурулған.
Нөвәттә уйғур елиниң һәрқайси җайлирида кәң көләмдә йолға қоюлған “террорлуққа зәрбә бериш қишлиқ һәрикити” гә даир мәлуматларДин, мәзкур һәрикәтниң йәнила уйғурларни бастуруш, ассимилятсийә қилиш, меңә ююш вә тизгинләш қатарлиқлар билән мунасивәтлик болғанлиқини көрүвелишқа болиду. Мисалға алсақ, ақсу вилайәтлик җ х тармақлириниң “террорлуққа зәрбә бериш қишлиқ һәрикәт пилани” һәққидикИ бир хәвәрдә “вилайәтлик җ х тармақлири хәлқни қозғитип, наһийә вә шәһәрләрдә феңчяв сақчи әтрити, бихәтәрлик қоғдиғучилири, мәһәллиләрдә қизил қоғдиғучилар вә қолум-қошниларни өзара назарәт қилдуруштәк бирликтә чарлаш, бирликтә қоғдаш усулида хәлқниң бихәтәрликини қоғдиди” дейилгән.
Әмәлийәттә, бу хилдики еғир тәқибләшниң нишаниму, хитайға қарши һәрқандақ авазларни пүтүнләй йоқитип, уйғур елиниң хитайлар үчүн давамлиқ һалда “бихәтәр җай” һалитини сақлап қелиш; уйғурларниң миллий вә диний кимлик еңини йоқитип, хитайлаштурушни мәҗбурий қобул қилишини күчәйтиш. Аталмиш “феңчяв тәҗрибиси” уйғурларни йочуқсиз назарәт қилиш системиси һәм хәлқни бир-биригә селип башқуруш усули болуп, уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилиш, лагерларға қамашта наһайити муһим рол ойниған. Мисалға алсақ, уйғурларниң бир бирини назарәт қилиши үчүн, “гуманлиқ кишиләр” ни һөкүмәткә чеқишқа риғбәтләндүрүш; мәһәллидики кадир-сақчи, биңтүән хадимлирини уйғурларниң өйлиригә орунлаштуруп шәхс учурлирини йиғиш; мәсчит, мәһәллә комитети, мәктәп вә карханилардин кишиләрниң ой-хияли, иш-һәрикәтлири вә диний паалийәтлиригә алақидар учурларни йиғишқа тәшкилләш… қатарлиқлар дәл феңчяв тәҗрибисидин өрнәк елинған. Бу хил система әмәлийәттә уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики һөкүмәтниң тәлипигә уйғун кәлмәйдиған иш-һәрикәт, сөз-пикир, һәтта ой-хияллириниму җинайәт дәриҗисигә көтүрүп, җазалишиға асас болушини кәлтүрүп чиқириду.
Мисалға алсақ, бир қанчә йиллар аввалқи чоң тутқун вә лагерларға қамаш сияситидә, хитайниң 2017-йили елан қилған “диний әсәбийликниң 75 хил конкрет ипадиси” бәлгилимиси муһим рол ойниғаниди. Мәсилән, уйғурларниң саламлашқанда “әссаламу әләйкум” дейиши, әрләрниң сақал қоюп, аялларниң яғлиқ чегиши, өйдә қуран кәрим, җайнамаз сақлиши, мәсчиткә кириши, тойда никаһ оқуш қатарлиқларниң һәммиси “феңчяв тәҗрибиси” ни қорал қилған асасий қатлам сиияситидә җинайәт дәриҗисигә көтүрүлгән; нурғун уйғурлар бу сәвәблик зиянкәшликкә учриғаниди.
Гәрчә һазир уйғурларниң мәсчиттә намаз оқуш, тойда никаһ оқуш, җиназа намизи чүшүрүш қатарлиқ диний адәтлири пүтүнләй йоқитилған болсиму, уйғурларни давамлиқ тутқун қилиш вә бастурушта йәнә башқа “баһанилар” ниң чиқидиғанлиқини тәхмин қилишқа болиду. Мәсилән, әгәр бирәр уйғур аилиси, навада өз қизиниң бир хитай әр билән той қилишиға қаршилиқ билдүргән болса, бу қаршилиқ дәрһалла “никаһ әркинликигә тосқунлуқ қилиш” яки “миллий өчмәнлик идийәси” дәриҗисигә көтүрүлүп, җинайәт бекитилиши; хитайларниң йолсизлиқлириға, уйғурларға қаратқан зораванлиқлириға қарши пикир баян қилишму, “милләтләр иттипақлиқиға тәсир йәткүзгәнлик” дәп қарилип, җазаға тартилишқа сәвәб болуши мумкин.
Дәрвәқә, хитай һөкүмити уйғурларниң хитай кимликини қаршилиқсиз қобул қилиши, җүмлидин хитайлар билән тойлишишни шәртсиз қобул қилиши, хитай өлкилиригә көчүрүлүшкә райишлиқ билән бойсунуши, терилғу йәрлирини хитайға берип, өзлири мәдикар-қул болуши яки кәсип өзгәртишкә мақул болуши дегәндәк нурғун мәсилиләрдә мәқситигә йетиши үчүн йәнила бирәр сиясәт вә һәрикәткә тайиниду. Бу вәҗидин хитайниң аталмиш “террорлуққа зәрбә бериш қишлиқ һәрикәт пилани” ниң 2017-йилидики чоң тутқундин кейин йолға қоюлған, уйғурларға қаритилған йәнә бир қетимлиқ тутқун сияситиниң башлиниши дәп қарашқа тамамән болиду.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]