Хитайниң идеологийә тәшвиқатидики йеңи қорали: тор әдәбияти
2024.10.07
Тор әдәбияти—рәқәмлик учур техникисиниң тәрәққиятиға әгишип барлиққа кәлгән, иҗтимаий таратқу вә тор сәһипилиридә елан қилинидиған аммибаб мәзмундики бәдиий әсәрләрни асас қилиду. Нөвәттә хитай даирилири тор әдәбиятиниң тарқилишчанлиқи тез, иҗтимаий тәсири күчлүк болуштәк алаһидиликләрдин пайдилинип, бир қисим хитай вә уйғур тор язғучилирини яллап өзиниң сиясий тәшвиқати үчүн хизмәт қилдурмақта.
“хитай язғучилар тор бети” хәвәрлиридә, 15-сентәбир күни хитайниң шаңхәйдики чимав ахбарат гуруһи тәшкиллигән “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ бейитиш” түри намидики язғучилар паалийитиниң аяғлашқанлиқи хәвәр қилинған. Игилинишичә, хитай дөлити бойичә талланған 36 нәпәр тор язғучиси вә муһәррирләрдин тәшкилләнгән бир өмәк уйғур елигә сәпәр қилип, қәшқәр вилайити вә шу әтраптики районларни зиярәт қилған. Улар йәнә сәйярә нутуқ сөзләш, китаб ианә қилиш вә язғучилар сөһбәт йиғини ечиш қатарлиқ көп хил паалийәтләрдә болған.
Мәзкур “чимав ахбарат кархана гуруһи” ниң илгириму хитай өлкилиридики язғучилар арисида бирқанчә қетим “гүзәл шинҗаң” темисида мукапатлиқ әсәр қобул қилиш чақириқи елан қилғанлиқи мәлум.
Хитай тор язғучилириниң бу қетимқи паалийәт тәшвиқатидин мәлумки, улар қайтқандин кейин “шинҗаң” темисидики әсәрләрни көпләп йезишқа дәвәт қилинмақта. Әмәлийәттә хитай язғучилириниң немә үчүн һөкүмәт тәрәптин тәшкиллинип, уйғур елигә сәпәр қилип, уйғурлар турмуши баш тема қилинған әсәрләрни йезишқа орунлаштурулғанлиқи биз үчүн йеңилиқму әмәс.
Идеологийә саһәсидә түрлүк һәрикәтләрни қозғап, пат-пат долқун көтүрүш—хитай һөкүмитиниң даим қоллинидиған тактикилиридин бири. Мәсилән хитай һөкүмити қозғиған идеологийә күрәшлиридин 1956-йилидики “ечилип сайраш”, 1980-йиллардики “бөлгүчиликкә қарши туруш”, хитай компартийәси баш секретари ши җинпең һоқуқ бешиға чиққандин кейин башланған “диний әсәбийликкә қарши туруш”, шундақла йеқинқи йилларда күчәп тәшвиқ қилиниватқан “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” қатарлиқларни шуниң мисали дейишкә болиду.
Хитай язғучилирини уйғурларниң турмушини әкс әттүридиған әсәрләрни йезишқа тәшкилләш һәрикитини хитай һөкүмитиниң нөвәттики “җуңхуа милләтлири ортақ мәдәнийәт еңи” тәшвиқатиниң бир қисми дәп қарашқа болиду. Хитай һөкүмити бу тәшвиқатини базарға селиш үчүн түрлүк усулларни қоллинип кәлмәктә.
Хитайдики әң алий әдәбият мукапат болған “мавдүн әдәбият мукапати” 2023-йили лю ляңчең қатарлиқ бәш кишигә берилгән. Бу мукапат 1981-йили тәсис қилинғандин буян, тунҗи қетим аталмиш “шинҗаңлиқ” бир язғучиға берилгән. Ундақта бу алий мукапатниң саһиби лю ляңчең ким болиду? лю ляңчең өткән әсирниң 60-йиллири уйғур райониға тунҗи түркүмдә келип йәрләшкән биңтүәнлик хитай зиялийси болуп, униң мукапатқа еришкән әсиридә җуңғар ойманлиқидики яйлақ турмуши әкс әттүрүлгән икән. Бу әсәрниң шәк-шүбһисизки хитай һөкүмитиниң нөвәттики сиясий тәшвиқатини йорутуп беридиған әсәр икәнлики ениқ. Чүнки хитайда бу хил әдәбият мукапатлирини баһалашта әсәрниң сиясий идийәси асас қилиниду.
Кишини ечиндуридиған йери шуки, хитай язғучилар биңтүән әскәрлириниң боз йәр ечип, йәрлик хәлқни бәхт-саадәткә ериштүргәнликидәк “мунәввәр” әсәрләрни яритип, алий мукапатларға еришип шөһрәт қазанған ашу минутларда, уйғур елидә деһқанларниң йәрлири тартивелинған, зиялийларға түрлүк қалпақларни кийгүзүп, җаза лагерлири вә түрмиләргә ташланған, мәдәнийәт қирғинчилиқи йүз бериватқан бир вәзийәт һөкүм сүрмәктә иди. Гәрчә хитай һөкүмити йеқинқи йилларда уйғур елидә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ қилмишини районниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш баһаниси билән пәрдазлашқа тиришқан болсиму, хитай һөкүмитиниң сиясий идеологийәсиниң маһийитини йошуруп қалалмайду.
Америкилиқ қара тәнлик язғучи җәймис балдвин (James Baldwin) илгири мустәмликичиләрниң өзиниң мустәмликичилик қилмишини инкар қилиш позитсийәсини “ақларниң гунаһсизлиқи” (white innocence) дәп тәнқид қилғаниди. Балдвин йәнә мустәмликичиләрниң әдәбий әсәр, мәдәнийәт мираслири вә кино-филимләрдин пайдилинип йәрлик хәлқләрни контрол қилғанлиқини оттуриға қойиду.
Бу хил һадисә билән селиштурсақ, хитайлар өз тарихи вә мәдәнийитидә уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләргә йүргүзгән мустәмликичилик вә ирқий айримичилиқ қилмишлирини изчил һалда инкар қилиш билән бирликтә, уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрни җисманий вә идеологийә җәһәттин контрол қилишни йәниму чиңитиш ғәризини ишқа ашурушқа урунуп кәлди. Шуңа бу хил һадисини бизму тирнақ ичидики “хитайларниң гунаһсизлиқи” (Han innocence) дәп атисақ, ашурувәткән болмаймиз, әлвәттә.
Һазирқи заман хитай таратқулиридики хитай тор язғучилириниң “шинҗаң” темиси қизғинлиқиму хитайларниң мустәмликини инкар қилиш, пәрдазлаштики тәшвиқатидин башқа нәрсә әмәс.
Бизгә мәлумки, хитай мәнбәлиридики аталмиш “шинҗаң” тема қилинған әсәрләрниң һәммисидә бизгә тонуш болуп кәткән ортақ мәзмун вә тәсвирләр бар. У болсиму хитай көчмәнләр уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқләр билән яшаш җәрянида һәр заман хәлқ ичигә чөкүп, йәрликләрниң юқири һөрмитигә сазавәр болиду, уларға йеңилиқларни вә хитай мәдәнийитини өгитиду, шу тәриқидә иҗил-инақ яшайду, һәтта йәрликләр билән никаһлинип аилә қуриду.
Бу хил әсәрләр көпинчә йәрлик хәлқниң өрп-адәт, әнәнилиригә һөрмәт қилмиған асаста яритилған. Шуңа хәлқниң наразилиқиға учрап, уйғур вә қазақ зиялийлири тәрипидин тәнқид қилинип кәлгән. Әмәлийәттә хитайлар яратқан әсәрләр, улар әмәлийәткә ашурмақчи болған “ғайиви чүш” иди. Йәрлик хәлқләр билән хитайлар һеч бир заман һәқиқий түрдә иттипақ болалмиған, қаршилиқ, сүркилиш вә тиркишишләр давамлиқ болуп турған. 1990-Йилларда йүз бәргән барин инқилаби, 2009-йили йүз бәргән “шавгүән вәқәси”, “үрүмчи қирғинчилиқи” қатарлиқлар буниң дәлили болалайду.
Хитай һөкүмити хитай өлкилиридики тор язғучилири арқилиқ хитайниң идеологийә тәшвиқатини қанат яйдурупла қалмай, йәнә уйғур тор язғучилириниму хитай ейтими үчүн қәләм тәвритишкә мәҗбурлимақта.
Игилишимизчә, йеқинқи йилларда хитай таратқулирида “әлтәмур” исимлик уйғур яшниң язған тор һекайилири вә тор романлири хитай оқурмәнлири арисида интайин қарши елишқа еришкән. Йәниму ичкирилигән учурларға асасән, әлтәмур әсәрлириниң хитайдики дөләт дәриҗилик түрлүк мукапатларға еришкәнлики вә пүтүн күнлүк тор язғучиси қатарида хизмәт қиливатқанлиқи мәлум болди. Әлтәмур әсәрлири хитай тарихи вәқәликлирини һазирқи уйғурлар турмушиға бағлап йезилған мәзмунларни асас қилған болуп, вәкил характерлик әсәрлиридин “мән қәһриман”, “атам хән гавзу” вә “үч падишаһлиқ қиссисини тепивалдим” қатарлиқлар бар икән. Әлтәмур мухбирларға бәргән зияритидә “мән шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң әзәлдин өзара мәдәнийәт алмаштуруш вә алақидә болуп кәлгәнликидәк тарихий пакитларни асас қилимән” дегән көз қаришини ипадилигән. Бу сөзләргә артуқ изаһатниң һаҗити болмиса керәк.
Хитай өлкисидин кәлгән бу бир түркүм тор язғучилири мухбирларға қәшқәр хәлқи билән мәдәнийәт алмаштуруш арқилиқ, уларни һәқиқий түрдә мәдәнийәт билән озуқландурмақчи болғанлиқини билдүргән. Әмәлийәттә, уйғурларниң һәргизму хитай язғучиларниң әсәрлиригә еһтияҗи йоқ. Уйғурлар тарихтин буян өз ичидин йетишип чиққан әдиб вә алимлириниң надир әсәрлири, үгүт-нәсиһәтлиридин озуқ елип кәлгән. Һалбуки, бүгүнки күндә уйғурларниң кимлики вә әнәниси тоғрисида билим бәргән, әсәр язған язғучи-шаирларниң һәммиси дегүдәк наһәқ тутқун қилинди яки из-дерәксиз йоқитиветилди. Бу әдибләрдин пәрһат турсун, абдуқадир җалалидин, адил тунияз вә гүлниса имин қатарлиқлар һазирғичә әркинликкә чиққини йоқ.
Хитай һөкүмитиниң “тор әдәбиятини тәрәққий қилдуруп, шинҗаң әдәбиятини бейитиш” шоари, һәргизму уйғур әдәбиятини тәрәққий қилдуралмайду. Хитай һөкүмити хитай тор язғучилирини пәқәтла өз сияситиниң тәшвиқат әлчиси қилалайду, чүнки бир милләтниң мәдәнийәт озуқи шу милләтниң өз язғучилири, әдиблиридин келиду. Бу мәнидин алғанда, уйғур әдәбияти уйғур язғучиларниң уйғур тилида язған әсәрлири билән бейийду вә яшнайду.