Әқидә полат: “ли җиңҗиң, хитай түрмисидики апам раһилә давутниму зиярәт қилаламсиз?”

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.03.18
xj-parchilash-xitay-teshwiqati-li-jingjing Хитай йәр шари телевизийә мухбири ли җиңҗиң X тә тарқатқан “америка немишқа шинҗаңни хитайдин бөлүвәтмәкчи?” намлиқ видийониң екран кәсмиси. 2024-Йили январ.
Photo: RFA

Хитай коммунист һөкүмитиниң чәт әлләргә қаратқан тәшвиқат қанили болған CGTN, йеқинқи мәзгилләрдә уйғур диярида қисмән уйғурларни зиярәт қилип ишлигән инглизчә филимлирини көпләп тарқатмақта. Болупму йеқиндин буян хитайниң мухбирларни күтүвелиш йиғинлирида хитай һөкүмитиниң уйғур районини тәрәққий қилдуруш сиясәтлири тоғрилиқ арқа-арқидин соал сорап вә программа ишләп, өзиниң хитай тәшвиқатчиси икәнликини ашкарилап қойған CGTN ниң аталмиш мухбири ли җиңҗиң, бу қетим хитай хәлқ қурултийиниң үрүмчидики вәкили айнур аббасни екранға чиқарған.

12-Март күни CGTN тарқатқан бу тәшвиқат филимида, ли җиңҗиң сөзини алди билән “айнур аббасниң бу һекайиси, сизниң уйғур аяллириниң шинҗаңда қандақ яшайдиғанлиқини һәқиқий чүшинишиңизгә ярдәм бериду” дәп башлиған.

Униң тонуштурушичә, у бу йил февралда үрүмчигә берип зиярәт қилған хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкили айнур аббас йеқинқи йилларда гүл вә пирәник дукини ечип ронақ тапқан карханичи икән. Униң ишханисиға йәнә “үрүмчи сайбағ райони асасий қатлам хәлқ қурултийи вәкили алақилишиш мәркизи” дегән лозунка есиқлиқ икән. 2004-Йилидин башлап үрүмчи сайбағ районида гүл дукини ечип иш башлиған айнур аббас өзиниң асасий қатламдин чиққан ширкити вә қазанған мувәппәқийәтлири билән хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллик салаһийитигә еришкән икән. Ли җиңҗиң айнур аббасни таратқуларға көтүрүп чиқиш арқилиқ, уйғур аяллириниң хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкили болуп, дөләт башқуруш вә сиясәт бәлгиләш ишлириға қатнишиватқанлиқини тәшвиқ қилмақчи болған.

Раһилә давут ғайиб болғанлиқиниң үч йиллиқи мунасивити билән, униң дуняниң һәрқайси җайлиридики достлири вә кәсипдашлири униңға бир видейолуқ салам йоллап, уни күчлүк болушқа илһамландурди.

Бу тәшвиқат филимиму худди хитайниң икки йилдин буян давам қиливатқан “шинҗаңниң һекайисини яхши сөзләш” кә даир бир йүрүш тәшвиқатиға охшаш, айнур аббас униң гүл дукинида ишләватқан уйғур аялларниң бирликтә “шинҗаң яхши җай!” дәп үнлүк шоар товлиши билән ахирлашқан.

Бу тәшвиқат филими ялғуз хитайниң CGTN қанили вә ли җиңҗиңниң х қатарлиқ иҗтимаий таратқу һесаблирида тарқитилипла қалмай, хитайниң пакистандики дипломати җаң хечиң қатарлиқларниң шәхси һесаблиридиму тарқитилған. Униң бу тәшвиқат филими иҗтимаий таратқуларда тарқитилғандин кейин, уйғурлар вәзийитигә йеқиндин диққәт қиливатқан кишиләрниң тәнқидий инкаслирини қозғиған.

Бәзи инкас қалдурғучилар хитайниң бу тәшвиқатини “йиргинчлик” дәп тәсвирлигән болса, йәнә бәзиләр уни иккинчи дуня уруши мәзгилидики натсистларниң йәһудийларға қаратқан қирғинчилиқини йошуруш тактикилириға охшатқан.

Хитайниң бу нөвәт айнур аббас исимлик аталмиш уйғур карханичилар вәкилини хитайниң хәлқараға қаратқан ингилиз тилидики тәшвиқат қанилиға елип чиқиши; униң еғизи арқилиқ хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини инкар қилдуруши; шундақла уйғур аяллириниң барлиқ һәқ-һоқуқлардин толуқ бәһримән болуп бәхтияр яшаватқанлиқини базарға селиши, чәт әлләрдики уйғурларниң, болупму лагер шаһитлири вә паалийәтчиләрниң күчлүк инкасини қозғимақта.

Хитай һөкүмити тәрипидин өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинған уйғур фолклоршунас, пирофессор раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полат радийомиз зияритини қобул қилип, хитайниң тәшвиқатини қиливатқан CGTN мухбири ли җиңҗиңға мундақ соал қойди:

“ли җиңҗиң ханим, сиз мувәппәқийәт қазанған уйғур аялларни зиярәт қилдим, дедиңиз. Мениң апам раһилә давутму өзиниң кәспидә мувәппәқийәт қазанған нәтиҗилик аял, тәтқиқатчи, нурғунлиған шагиртларни тәрбийиләп чиққан профессор, шундақла есил пәзиләтлик бир ана. Һалбуки, хитай һөкүмити бигунаһ апамни түрмигә солиди, сиз келәр қетим үрүмчигә барғиниңизда, апам раһилә давутниму зиярәт қилаламсиз? мән билимән, сиз апамни зиярәт қилалмайсиз, чүнки сизниңму һәқиқәтни сөзләш әркинликиңиз йоқ. Өзиңизниңму әркинликиңиз йоқ туруп, қандақсигә уйғур аяллирини әркин дейәләйсиз?”

Лагер шаһити турсунай зиявудунниң ай-юлтузлуқ көк байрақни көтүрүп “ши җинпиң ялғанчи, ши җинпиң ирқи қирғинчилиқни тохтат” дәп товлаватқанда, ши җинпиңни күтүвелишқа чиққан бир топ хитай намайишчилириниң турсунайни оривалған көрүнүши. 2023-Йили 14-ноябир.
Лагер шаһити турсунай зиявудунниң ай-юлтузлуқ көк байрақни көтүрүп “ши җинпиң ялғанчи, ши җинпиң ирқи қирғинчилиқни тохтат” дәп товлаватқанда, ши җинпиңни күтүвелишқа чиққан бир топ хитай намайишчилириниң турсунайни оривалған көрүнүши. 2023-Йили 14-ноябир.
X/Students for a Free Tibet

Һазир америкада яшаватқан лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун ли җиңҗиң ишлигән бу тәшвиқат филимини көрүп қаттиқ ғәзәпләнгән. У бу һәқтә қаттиқ инкас қайтуруп, мундақ деди: “хитай уйғур аяллирини лагер вә түрмиләргә солап, уларға җинсий таҗавуз, мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий туғмас қилиш, хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлаштәк бир қатар җинайәтлирини давам қиливатқан бир вақитта, америкадики вә хәлқарадики таратқу васитилири хитайниң хәлқараниң көзини бояш урунушиға мәйдан һазирлап бәрмәслики керәк, буни қаттиқ чәклиши керәк!”

Франсийәдики лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқини елип барғандин буян, һәтта униңдин бурунму уйғур аяллириниң әң әқәллий ана болуштәк инсаний һәқ-һоқуқлирини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилип кәлгәнликини, әмдиликтә болса уйғур аяллирини өзиниң сиясий тәшвиқати үчүн қурбанлиқ қиливатқанлиқини, шундақла уларни бу ялған тәшвиқатларда рол елишқа, ялған сөзләшкә мәҗбурлаватқанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити бу йил “8-март аяллар байрими” мунасивити билән елан қилған хәвәрлиридиму уйғур аялларниң һәқ-һоқуқлириниң толуқ капаләткә игә икәнликини базарға салғаниди. Уйғур елидин тарқитилидиған хитай таратқулирида вә хитайниң чәт әлгә тарқитидиған тәшвиқат васитилиридиму “шинҗаңдики һәр милләт аяллириниң һәқ-һоқуқлириниң капаләткә игә қилинғанлиқи, һәр қайси саһәләрдә хизмәт қилиш пурсәтлиригә еришип җәмийәт тәрәққиятиға һәссә қошуватқанлиқи” тәшвиқ қилинған.

Хитайниң бу хил тәшвиқати әвҗигә чиққан бир вақитта, йәни 8-март күни фирансийәниң пайтәхти парижда хәлқара ханим-қизлар байрими мунасивити билән өткүзүлгән “21-әсирдики аялларниң кишилик һәқ-һоқуқлири” намлиқ хәлқаралиқ йиғинда, д у қ хәлқара ишлар бөлүминиң директори зумрәтай әркин уйғурлар мәсилиси, болупму уйғур аяллар мәсилисини оттуриға қоюп өткән. У, хитай һөкүмити хәлқараға тәшвиқ қиливатқан “хушал-хурам һалда уссул ойнап, бәхтияр турмушини намаян қиливатқан уйғур қиз-аяллири” тәсвириниң арқисиға йошурунған тәқиб, зулум вә инсан қелипидин чиққан вәһшийликләрни бирму-бир аңлатқан.

Зумрәтай әркин зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғур аяллириға йүргүзгән зораванлиқ җинайәтлириниң хәлқара җамаәт алдида ашкарилиниши билән хитайниң буниң алдини елиш, хәлқараниң көзини бояш тәшвиқатиға өткәнликини, ли җиңҗиңниң айнур аббастәк аялларни таратқуларға сөрәп чиқишиниңму дәл мушу мәқсәт билән болуватқанлиқини тәкитләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.