Мутәхәссисләр хитайниң уйғур райони тоғрисидики сахта тәшвиқатлириниң ич йүзини ечип көрсәтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.06.03
xinjiang-terrorluq Пакистан исламабад җәнубий асия вә хәлқара тәтқиқат мәркизиниң иҗраийә мудири мәхмуд ур һасанхан мухбирниң зияритини қобул қиливатқан көрүнүш. 2024-Йили 30-май, чуңчиң
CCTV/screenshot

Хитай һөкүмити 30-май күни чуңчиң шәһиридики ғәрбий-җәнуб сиясий-қанун университетида “террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни түгитиш вә кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш” темисида аталмиш хәлқаралиқ муһакимә йиғини ачқан.

Хитайниң “шинхуа тори” вә “хәлқ тори” қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә “японийә вә башқа дөләтләрдин кәлгән мутәхәссисләр, шинҗаңниң омумйүзлүк тәрәққияти вә хитайниң кишилик һоқуқ ишлиридики көрүнәрлик нәтиҗилиригә юқири баһа бәрди, шинҗаңниң кишилик һоқуқни қоғдаш җәһәттики мувәппәқийәтлири етирап қилинди” дейилгән.

Чуңчиңда ечилған мәзкур йиғинға шинҗаң университетидин қатнашқан қанун пәнлири пирофессори әркин самсақ хитайниң тәшвиқатлириға маслишип, “шинҗаңда һәр милләт хәлқиниң яшаш һоқуқи вә тәрәққият һоқуқи һөрмәтләнди, шундақла уни қоғдашқа әһмийәт берилди” дегән.

Һалбуки, америка чикаго университетиниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң қаришичә, кишилик һоқуқ еғир дәпсәндә қилиниватқан хитайда, мустәмликә сияситиниң қурбани болуватқан уйғурлар хитай тәшвиқатлириниң дәл әксичә ирқий қирғинчилиққа учримақта икән. Тең бяв әпәнди, хитай һөкүмити бу хил аталмиш “хәлқаралиқ йиғин” лар вә башқа тәшвиқат қаналлири арқилиқ, “уйғур районида кишилик һоқуқ капаләткә игә қилинғанлиқи” тоғрилиқ давраң қилмақта, деди.

Тең бяв сөзини давам қилип мундақ деди: “хитай коммунист һөкүмитиниң шинҗаңда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлири интайин еғир болуп, аллиқачан хәлқара қанунларни бузуш дәриҗисигә берип йәтти. Бу ениқ һалда ирқий қирғинчилиқ җинайитини шәкилләндүрди. Шуниң үчүн булар хәлқара җәмийәтниң қаттиқ әйиблишигә учриди. Хитай һөкүмити бу әйибләшләргә тақабил туруш үчүн, барлиқ амалларни ишқа салмақта. Улар бу хил йиғинларда өзиниң тәшвиқатлирини қилмақта. Хитай йәнә бир қисим тәтқиқатчилар вә мутәхәссисләрниң нами вә уларниң еғизи арқилиқ өзиниң ирқий қирғинчилиқ сияситини йепишқа урунмақта. Бу хитай коммунист һөкүмитиниң йиллардин буян қоллинип келиватқан васитилириниң биридур.”

Хитайниң “шинхуа тори” тарқатқан хәвәрдә, шинҗаң университетиниң пирофессори әркин самсақниң хитайға янтаяқ болған мәдһийә сөзлиридин башқа йәнә, японийә йокохама дөләтлик университетиниң пәхрий пирофессори мурата тадайошиниң “ғәрб дуняси ағзидин чүшүрмәйдиған ‛хитай һөкүмити шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә ирқий қирғинчилиқ қилди‚ дегән сөзләр пүтүнләй ялған” дегән сөзлиригә алаһидә орун берилгән.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханимниң билдүрүшичә, мәзкур йиғинда хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сияситини ақлиған аталмиш уйғур пирофессор әркин самсақ болсун яки хитай һөкүмитиниң сияситини махтиған чәт әллик “мутәхәссис” ләр болсун, уларниң һәммиси хитай һөкүмити алдин тәйярлап сөзләткән кишиләр икән.

Зубәйрә ханим йәнә хитай һөкүмити чоңчиңда өткүзгән бу йиғинниң дәл бу йил 5-айда америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған дунядики һәрқайси дөләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисидики доклатида хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити тәнқидлигән, шундақла хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири хәлқарада қаттиқ әйиблиниватқан бир шараитқа тоғра кәлгәнликини әскәртип өтти.

Зубәйрә шәмсидин ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян бу хилдики аталмиш хәлқаралиқ йиғинлар вә башқа һәр хил васитиләрдин пайдилинип, өзиниң уйғур районида йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи, мәҗбурий әмгәк сиясити қатарлиқ вәһшийликлирини ақлашқа мәҗбур болмақта икән.

Бу һәқтики хәвәр вә анализларда көрситилишичә, хитай һөкүмити өзиниң уйғур диярида йүргүзүватқан бастуруш сияситини хәлқараға һәқлиқ қилип көрситиш яки пәрдазлап йошуруш үчүн, һәр хил шәкилдики тәшвиқат оюнлирини ишқа салмақта икән. Хитай һөкүмити нөвәттә “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш”, “шинҗаң мәдәнийәт саяһәтчилики” намида саяһәт өмәклири тәшкилләш, өзиниң тәсир даирисидики бир қисим дөләтләрдин аталмиш һөкүмәт вәкиллири, мутәхәссис вә мухбирларни тәклип қилиш, тор чолпанлирини ишқа селиш, аталмиш хәлқаралиқ муһакимә йиғинлири уюштуруш қатарлиқ васитиләрни ишқа салмақта. Һалбуки, америка ташқи ишлар министирлиқи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики доклатлирида, хитайда барғанчә еғир дәпсәндичиликкә учраватқан кишилик һоқуқ вәзийити қаттиқ әйиблинип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқиниң һелиһәм давам қиливатқанлиқи қаттиқ әйибләнмәктә.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.