CIA Ниң сабиқ анализчиси: “америка өз пуқралирини хитайниң тузиқидин қоғдияламду?”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.08.29
tang-yuanjun-xitay-jasus Хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң алаһидә җасуси җинайити билән америка әдлийә министирлиқи тәрипидин әйибләнгән хитай “демократийәчи” таң йүәнҗүн өзиниң йоутубә қанилида сөзләватқан көрүнүш.
YouTube/Tang Yuanjun

Америкада яшайдиған “демократчи” хитай паалийәтчи таң йүәнҗүн 21-авғуст күни җасуслуқ, суйиқәст қилиш вә сахта мәлумат йоллаш қатарлиқ үч хил җинайәт билән ню-йорк флашиң (New York Flushing)дики ишханисида қолға елинған. Шу күни чүштин кейин америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) униң сабиқ аяли (бу йил 6-айда аҗришип кәткән) җен сален (Jen Salen) ниң өйини тәкшүргән, шундақла униң хизмәттә ишлитидиған компютерини елип кәткән. Ню-йорктики мәзкур делоға мәсул тәптиш органлириниң сөзигә қариғанда, FBI өткән йили 7-айда таң йүәнҗүнни сорақ қилған.

Хитай үчүн җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән таң йүәнҗүнниң аяли америкадики муһим орган болған америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC)да ишләйдикән. Униң америка дөләт мәҗлиси вә ақсарайға хитайдики кишилик һоқуқ вә қанун ишлири саһәсидә мәслиһәт беридиған йиллиқ доклатларни елан қилидиған CECC дәк муһим органда ишлиши, бу делони йеқиндин көзитиватқан кишиләрниң алаһидә диққитини қозғиған.

Әркин асия радийоси еришкән учурларға қариғанда, таң йүәнҗүнниң аҗришип кәткән аяли җен сален алий мәктәптә оқуватқан вақитлирида америкадики хитайни демократийәләштүрүш паалийәтлиригә қатнашқан икән. У, 2000-йилларниң оттурилирида хитай демократлар вә өктичиләрниң бир йиғилишида таң йүәнҗүн билән тонушуп қалған. Улар 2012-йили 3-айда той қилған. Җен сален 2012-йили 7-айдин башлап америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) ниң ярдәмчи тәтқиқатчиси болуп ишлигән. Җен сален CECCға хизмәткә кириштин бурун, хәлқара җумһурийәтчиләр институти (International Republican Institute) да хитайға даир пирограммиларни башқурған.

8-Айниң 22-күни ню-йоркта турушлуқ таң йүәнҗүн исимлик бир хитай “демократийәчи”, 2018-йилдин 2023-йилғичә хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң алаһидә җасуси болуп ишлигәнлик җинайити билән америка әдлийә министирлиқи тәрипидин әйибләнди.
8-Айниң 22-күни ню-йоркта турушлуқ таң йүәнҗүн исимлик бир хитай “демократийәчи”, 2018-йилдин 2023-йилғичә хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң алаһидә җасуси болуп ишлигәнлик җинайити билән америка әдлийә министирлиқи тәрипидин әйибләнди.

Гәрчә CECC тәрипидин елип берилған хизмәтләр мәхпий учурларни өз ичигә алмисиму, йәни җен сален “мәхпий” дәп қаралған һөкүмәт һөҗҗәтлиригә еришәлмигән болсиму, әмма униң алақә даириси вә униң CECC да қиливатқан хизмәтлиригә даир мәлуматлар, бейҗиң үчүн йәнила қиммәтлик учурлар һесаблинидикән. Мәлум болушичә, CECC хизмәтчилири хизмәт мунасивити билән һәмишә хитай муһаҗирлири билән өзара пикир алмаштуридикән яки испат аңлаш йиғинлирини тәшкилләйдикән. Улар америка һөкүмәт әмәлдарлири, хитай өктичилири вә демократик җәмийәт әзалири билән бәзидә йепиқ һаләттә көрүшүп туридикән.

Таң йүәнҗүн делосиниң архипида җен саленниң исми тилға елинмиған болуп, у қанунға хилап һечқандақ бир әйибләш билән әйибләнмигән икән. Таң йүәнҗүнниң адвокати радийомизниң қайта-қайта урған телефонлирини алмиған. Таң йүәнҗүнниң өзиму таратқуларниң зияритини қобул қилишни рәт қилған, әмма у васитичи арқилиқ әркин асия радийосиға өзиниң сабиқ аяли җен саленниң өзиниң хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқи билән болған алақисидин хәвириниң йоқлуқини ейтқан.

Җен сален әркин асия радийосиға бәргән зияритидә мундақ дегән: “мән униңға йәнила интайин көңүл бөлимән”. У йәнә “һәр қандақ бир әйибләнгүчиниң җинайити испатланғучә гунаһсиз икәнликини” тәкитлигән.

Әркин асия радийоси бу һәқтә CECC билән алақиләшкән болуп, уларниң баянатчиси радийомизниң соаллириға елхәт арқилиқ җаваб қайтурған. Улар хетидә мундақ дәп язған: “бу шәхсниң мәхпий учурлириға аит мәсилә. Қанун иҗраийә органлири бизгә хизмәтчимизниң таң әпәндиниң әйибләнгән җинайи һәрикитигә четишлиқ икәнлики яки униң таң әпәндиниң һәрикитидин хәвәрдар икәнлики тоғрисида һечқандақ көрсәтмә бәрмиди. Шуңа таң әпәндигә мунасивәтлик әйибләшләргә қарита биз наһайити еһтиятчанлиқ билән мувапиқ тәдбир қоллинип, комитетниң санлиқ мәлуматлириниң бихәтәрлики вә хизмәтчилириниң мәхпийәтликигә капаләтлик қилимиз. Биз алақидар орунларниң тәкшүрүшигә һәмкарлишимиз вә CECC ниң вәзиписини қоғдаш үчүн давамлиқ тиришимиз.”

Уларниң ейтишичә, мәзкур комитет бу әһвалдин пәқәт таң қолға елинғандин кейинла андин хәвәр тапқан.

2019-Йилдин 2021-йилғичә CECC ниң хизмәтчи мудири болған петер маттис (Peter Mattis) әркин асия радийосиға бу һәқтә мундақ дегән: “биз ахбаратни пәқәт мәхпий учурларни топлаш дәп ойлимаслиқимиз керәк. Ахбарат дегән тәдбир бәлгиләшни билдүридиған учурлар. Һәммә қарарлар дөләт мудапиәси вә дөләт бихәтәрлики тоғрисида болмайду. Уларниң - хитай компартийәсиниң мәқсити сиясәтни контрол қилиш, пикирни контрол қилиш, чәт әлдики муһаҗирәт топлуқлирини контрол қилиш вә уларни дөләтниң нишанини қоллаш үчүн үнүмлүк сәпәрвәр қилдуруштур.”

Америка тәптиш мәһкимиси оттуриға қойған башқа әйибләшләрдики мәлуматларға қариғанда, FBI таң йүәнҗүнгә аит алтә телефонни қолға чүшүргән. У телефонларниң биридин америка сайлам истратегийәси йиғини тоғрисидики учурлар вә парламент әзалириниң сүрәтлири хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқиға йәткүзүлгән. Әйибнамидә дейилишичә, бу телефонларниң биригә көзитиш юмшақ детали орнитилған. У йәнә өктичиләр үчүн қурған телефон сөһбәт гурупписиға хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқиниң бир хадимни киргүзүп қойған. Бу гуруппида америкада панаһлиқ тилигүчиләр бар болуп, панаһлиқ тиләш һәққидики учурлар очуқ-ашкара дейилидикән.

Таң йүәнҗүнниң қолға елиниши американи мәркәз қилған хитай демократийәсини қоллайдиған тәшкилат вә өктичиләр топини, шундақла “панаһлиқ ишлиримға ярдәм қилиду” дәп таң йүәнҗүнгә шәхсий учурлирини бәргән хитайларни қаттиқ сарасимигә салған.

2023-Йили язда америкаға кәлгән 32 яшлиқ шү чав, таң йүәнҗүнниң қолға елиниши һәққидә мундақ дегән: “мән һазир бәкла әнсирәватимән, чүнки биз һәр қетим хитайға қарши намайишқа барғанда, таң наһайити йеқиндин бизни сүрәткә вә синға тартқан. Хитай чирай тонуш арқилиқ бизни вә аилимизни бирдәмдә тепивалиду.”

Йәнә бир 30 яшлиқ өктичи ву куйҗүнму өткән йили америкаға кәлгән болуп, у әркин асия радийосиға сөз қилип, йеңидин кәлгән 50 тин артуқ бир гуруппа барлиқини, улар таң йүәнҗүн рәһбәрлик қилған тәшкилатқа қатнашқанда өзлириниң хитайдики адреси қатарлиқ шәхсий учурлири билән тәминлигәнликини, һазир һәммисиниң қаттиқ әндишә қиливатқанлиқни билдүргән.

У йәнә мундақ дегән: “биз америкаға келиш үчүн һаятимизни доға тиктуқ. Әмма америкадики рәһбиримиз хитайға ишләйдиған җасус чиқти, әмди биз немә қилишимиз керәк?”

Америка мәркизий ахбарат идариси (CIA)ниң сабиқ анализчиси ник ефтимиадис (Nick Eftimiades) әркин асия радийосиниң зияритини қобул қилғанда мундақ дегән: “таңниң аилә мунасивитиниң америка һөкүмитиниң хизмитигә бағланғанлиқини нәзәрдә тутқанда, әндишә қилишниң асасий бар. Хитайниң бу хил истратегийәсини саби шәрқий германийәдики ‛стаси‚ билән селиштурушқа болиду, әйни вақиттики шәрқи германийә аһалисиниң үчтин бири мушундақ җасуслуқ хизмитигә бағланған. Кишиләр һакимийәтниң нишанлириға айлинип җасуслуқ қилишқа селинғинида, аилә вә башқа кишилик мунасивәтләр вәйран қилиду. Мениңчә, биз бу йәрдә тарихтики билән охшаш нәрсини көрүватимиз. Һазирқи мәсилә шуки, америка вә явропадики нурғун дөләтләр өзлириниң пуқралирини, өзлириниң территорийәсидә игилик һоқуқиға тәһдит шәкилләндүргән хитай компартийәсидин қоғдияламду?”

Мәлуматларға қариғанда, бу йил 67 яшқа киргән таң йүәнҗүн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитигә қатнашқан вақтида бир завут ишчиси икән. У әйни вақитта намайишқа қатнашқанлиқи үчүн қолға елинип, 20 йиллиқ қамаққа кесилгән икән, әмма түрмидә 8 йил ятқандин кейин қоюп берилгән икән. У түрмидин қоюп берилгәндин кейин, белиқчилиқ кемиси арқилиқ тәйвәнгә қечип кәткән. У кейин бир амаллар билән америкаға келип панаһлиқ тилигән вә америка пуқралиқиға өткән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.