Хитай “йипәк йоли” да яритилған бүйүк мәдәнийәткә өз тамғисини басаламду?

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.10.04
topluq-chira-budda-xarabilik-xoten Хотән вилайити чира наһийәси топлуқ йезисидики будда дини ибадәтханисиниң харабиси. Хотән
silkroads.org.cn

Хитай һөкүмәт тәшвиқат қораллиридин “шинҗаң гезити” қатарлиқ орунларниң 24-сентәбирдики хәвәрлиригә қариғанда, 23-сентәбир күни қәшқәрдә “йипәк йоли археологийә һәмкарлиқ тәтқиқат мәркизи” қәшқәр шөбисиниң йопуқ ечиш мурасими өткүзүлгән. Бу мәркәзниң 2023-йили хитайниң ғәрбий шимал университетида қурулған йипәк йоли археологийә һәмкарлиқ тәтқиқат мәркизиниң тунҗи шөбиси икәнлики мәлум болмақта.

Хәвәрләрдә йәнә қәшқәр шөбә мәркизини қурушниң мәқсити мәдәнийәт мираслири вә археологийәлик буюмларни башқуруш мәркизий функсийәсини җари қилдуруп, археологийәлик бирләшмә тәкшүрүш вә қезиш паалийәтлирини санлиқ мәлумат вә илмий тәтқиқат билән тәминләш икәнлики билдүрүлгән. Шөбә мәркизи қурулуши биләнла тунҗи қәдимини қәшқәр музейида “шәндуң өлкисиниң инқилаби мәдәнийәт ядикарлиқлири көргәзмиси” билән башлиған.

Аталмиш “йипәк йоли археологийәлик һәмкарлиқ тәтқиқат мәркизи” қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә русийә қатарлиқ 8 дөләт вә райондики 17 университетниң илмий тәтқиқат һәмкарлиқ мунасивити үстигә қурулғанлиқи мәлум. Игилинишичә, бу тәтқиқат мәркизиниң қиблинамиси “археологийәлик ортақ супа бәрпа қилип, йипәк йоли мәдәнийәт алмаштурушини илгири сүрүш” икән.

Хитай һөкүмитиниң мәзкур тәтқиқат мәркизигә әза дөләтләргә иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәтләрдә пайда йәткүзүштин бәкрәк, өз сиясий муддиасини көзлигәнлики ениқ. Сиясий муддиа дегинимиздә, хитай һөкүмитиниң “йипәк йоли” линийәсидики уйғур елини өзиниң сода, енергийә, ашлиқ базиси, шундақла муһим иқтисадий түгүнигә айландуруш истратегийәси көздә тутулиду.

Шуни тәкитләш һаҗәтки, хитай һөкүмити “йипәк йоли” уқумини суйиистемал қилип, уйғур елидики археологийәлик мирасларни хитай мәдәнийитиниң муһим тәркибий қисми қатарида көрсәтмәктә. Куча, қумул, қәшқәр, хотән, җимисар қатарлиқ җайлардики көплигән мәдәнийәт мираслирини пәш қилип, тәп тартмастин бу районларниң хитай вей, җин, җәнуб вә шималий сулалиләр дәврлиридә хитай мәркизий һөкүмитиниң башқуруши астида болғанлиқини; хитайниң хән, таң сулалиси дәврлиридә бу районда аталмиш “қоруқчибәг мәһкимиси” қурғанлиқидәк ялған тарихларни базарға салмақта. Көзәткүчиләр вә тарихчилар, буларниң тарихи пакитларға уйғун болмиған сәпсәтиләр икәнликини, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур елидики музейларни өзи яратқан сахта тарих тәшвиқати үчүн хизмәт қилдуруватқанлиқини тәкитлимәктә. Хитай һөкүмити уйғур елидики мәдәнийәт мираслириға чаң селип, уни хитай оттура түзләңлик тарихиға вә мәдәнийитигә бағлап, “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми” сәпсәтиси тәшвиқатида қоллинип кәлди.

Хитай һөкүмити 2013-йили“ йипәк йоли иқтисадий бәлбеғи” вә “21-әсирдики деңиз йипәк йоли” уқумлириниң қисқартилмиси болған “бир бәлбағ, бир йол” хәлқаралиқ һәмкарлиқ келишимини тәшәббус қилип йолға қойғандин башлап, оттура асиядин явропаға, җәнубий асиядин оттура шәрқ вә африқа дөләтлиригичә созулған ғайәт зор бәлбағда, хитайниң “йипәк йоли” нами астида елип бериватқан зораванлиқ, мустәмликичилик қилмишлириниң айиғи үзүлмәйватиду.

Дуняни ютувелиш чүшини көрүватқан хитай дөлити үчүн қуруқлуқ вә деңиз йоллирини контрол қилиш, униң тоймас нәпсини қандуралмайтти, әлвәттә. Бу йил 8-айда уйғур елиниң гучуң наһийәси җанбулақ айродуруминиң қурулуши билән, уйғур райони хитай өлкиси бойичә әң көп айродурум мәвҗут районға айландурулди. Буниң билән хитай асия вә явропа қитәлиригә созулған “һава йипәк йоли” линийәлирини ечип, һава йоллириниму чаңгилиға киргүзүш ғәризини ишқа ашурмақчи болди.

Хитай йәнә “йипәк йоли мәдәнийәт алмаштуруш” баһаниси билән тили, дини вә мәдәнийити пүтүнләй пәрқлиқ болған милләтләр арисида хитай ейтими тәшвиқатини күчәп йолға қойди. “йипәк йоли иқтисадий бәлбеғи”дики иқтисадий җәһәттин һалсирап қалған бир қисим дөләтләрни қәрз сиртмиқиға алғандин башқа йәнә, бу дөләтләрдә көпләп куңзи институтлирини қуруп, хитай тили мәдәнийитини өгиниш вә тәтқиқ қилиш долқуни қозғиди. Булар аз келип, мана әмди “йипәк йоли” тәтқиқат мәркәзлирини қуруп, әтраптики оттура асия дөләтлиридә халиғанчә вә бәһузур һалда археологийәлик тәкшүрүш елип бериш имтиязини қолға кәлтүрди.

20-Әсирниң башлирида һалсирап ахириқи тиниқи қалған мәнчиң сулалисиниң әмәлдарлири бейҗиңдики хан ордисиниң буйруқи билән уйғурлар вәтинигә келип ишик чәккән ғәрбликләрниң йолиға паяндаз селип, уларни әзиз меһман қатарида күткән иди.

Әйни вақитта хитай даирилириниң ғәрблик тәвәккүлчиләр, експедитсийәчиләр вә миссийонерларниң уйғурлар дияриға беришиға йол ечип бериши билән, уларниң бу земинға аяғ бесиш қәдими йәниму тезләшкән. Һалбуки, бүгүнки күндә хитай мәтбуатлири ғәрблик сәйяһларни “йипәк йолидики оғрилар”, “әҗнәбий алвастилар” дәп атимақта. Һалбуки, хитай “алвасти” яки “оғри” дәп атиған бу кишиләр қәдимки тарим вадиси вә тәңритағ етикидин тепилған мәдәнийәт ядикарлиқлирини һәргизму ғәрб мәдәнийитигә тәвә дәп атиған әмәс. Әксичә улар хитай ейтимиға охшимиған һалда уйғур елидин байқалған мәдәнийәт мираслириниң һәқиқий игилириниң уйғурлар вә уларниң етник тәркиблирини тәшкил қилған қәдимки йәрлик хәлқләргә аит икәнликини пакитлири билән дуняға аңлатқан. Улар һәтта уйғур елидин  тепилған бир қисим қезилмиларниң хитай оттура түзләңлик мәдәнийити билән қилчә алақиси йоқлуқини тилға алған.

Хәлқара илим саһәсидә топланған илмий пакитлар алдида хитайниң уйғур земинини тосалғусиз һалда өзиниң мустәмликиси қиливелиш вә уйғурларни пүтүнләй ассимилятсийә қилип хитай миллитигә қошуветиш хиялини әмәлгә ашуруши асанға чүшмиди. Шуниң үчүнму хитай нурғун мәбләғ вә адәм күчи сәрп қилип, ялған тарихий пакитларни ойдуруп чиқирип, дуняниң көзини бояш һийлисини ишқа селишқа урунмақта. Хитай һөкүмитиниң бу қетимқи оттура асия дөләтлири билән ортақ археологийә суписи қуруш пилани дәл мушу пиланниң бир парчисидин ибарәт. Бу пиланниң арқисиға уйғурларниң оттура асияға созулған тарихий мәдәнийәт излирини кесип ташлап, уларни хитай тарихий мәнбәсигә бағлаштәк суйиқәстниң йошурунғанлиқини нәзәрдин сақит қилишқа болмайду.

Маитри тәлим бериватқан бир көрүнүш, 1914- йили қизил миң будда өйи, 224-номурлуқ таш кемирликтин берлинға елип келингән. Күнимиздә һумболдт суписида көргәзмигә қоюлуватиду.
Маитри тәлим бериватқан бир көрүнүш, 1914- йили қизил миң будда өйи, 224-номурлуқ таш кемирликтин берлинға елип келингән. Күнимиздә һумболдт суписида көргәзмигә қоюлуватиду.
RFA/Ablet Semet

Ундақта, хитай һөкүмитиниң йеңи йипәк йолидики археологийә хизмитигә бунчә етибар бериштики муддиаси зади немә?

Йипәк йоли археологийәлик һәмкарлиқ тәтқиқат мәркизиниң пирофессори ваң җйәншин мухбирларға бәргән баянатида, “йипәк йоли мәдәнийитиниң тәрәққият тарихини шәрқ мәдәнийити нуқтисидин, болупму хитай мәдәнийити көзникидин көрүш вә шәрһләш муһим әһмийәткә игә” дәп тәкитлигән.

Хитай һөкүмитиниң археологийәни сиясәт үчүн хизмәт қилдуруш тактикисини уйғур елидики мәдәнийәт ядикарлиқлирини контрол қилиш үчүн қоллинипла қалмай, бәлки йәнә чегра сиртида сақлиниватқан уйғур елигә мунасивәтлик археологийәлик тепилмиларни “хитай мәдәнийитиниң бир қисми” қилип көрситиш урунуши, кишини һәқиқәтәнму чөчитиду.

2000-Йилниң башлирида, хитай археологлири миладийәдин бурунқи 5-әсирдин миладийәдин бурунқи 2-әсиргичә тәңритеғиниң шәрқий қисмидин байқалған мәдәнийәт ядикарлиқлириниң хитай тарих мәнбәлиридә “йөҗи” дәп аталған қәдимки көчмән чарвичи милләткә тәвә икәнликини оттуриға қойған. Хитай тарих мәнбәлиридә тилға елинған “йөҗи” дегән бу хәлқ, әмәлийәттә явро-асияниң қәдимки тарихида чоңқур из қалдурған “тохри” (Tochri) лар болуп, улар ирқий җәһәттин һинди-явропа ирқиға тәвә қәдимки милләт иди, шундақла кейинки узақ тарих җәрянида уйғур вә башқа түркий хәлқләрниң етник тәркибигә қошулуп кәткән иди. Хитай даирилири йәнә 2009-йили тунҗи қетим оттура асия дөләтлиридә археологийәлик тәкшүрүштә болғандин кейин, бу җайдики ядикарлиқларниңму тәңритеғи етикидә яшиған қәдимки хәлқ - тохри (йөҗи) ларға тәвә мәдәнийәт билән опму-охшаш икәнликини көрситип өткән.

Бу һәқтә хитай мутәхәссислири “йөҗи” ләр хитай тәвәликидин оттура асияға көчкән қәдимки хәлқ болуп, улар шу җайниң иқтисадий, мәдәнийити вә кейинки тәрәққиятида муһим рол ойниған дегән йәкүнни чиқириду. Бу йәкүнниң өзидила хаталиқ мәвҗут. Чүнки у заманларда “хитай дөлити” яки “хитай тәвәлики” дегән бир уқум мәвҗут болған әмәс, бәлки хитай сулалилири көп вақит тарқақ яки ичкий хитайдики чәклик территорийәдила мәвҗут болуп турған. Тохри (йөҗи) лар яшиған вә паалийәт елип барған қәдимки тупрақлар сәддичинниң сиртидики паянсиз җайлар болуп, у заманларда хитай сулалилириниң территорийәси болған әмәс.

Уйғурлар вә уйғур мәдәнийитиниң шәкиллиниш тарихи һәққидә издәнгән тәтқиқатчи имин турсун әпәнди илгири “қәдимки уйғур мәдәнийити” намлиқ китабида “йөҗи” (тохри) ларниң тәңритеғиниң җәнубида яшиған уйғурларниң етник тәркибини тәшкил қилған қәдимки қәвмләрдин бири икәнликини илгири сүргән иди. Имин турсун әпәндиниң көрситишичә, тарихий баянларға асасән, хитай мәнбәлиридә тилға елинған “йөҗи” ләр миладийәдин кейин тохри нами билән тарих сәһнисигә тонулған икән. Қәдимки тарихнамиләрдә қәйт қилинишичә, тохриларниң асаслиқ гәвдиси бүгүнки турпан вә куча қатарлиқ җайларни мәркәз қилған вә кейинчә уйғурларниң етник гәвдисигә юғурулуп кәткән икән, йәнә бир тармиқи  давамлиқ ғәрбкә көчүп, памир тағлириниң ғәрбидики тупрақларға кәткән икән.

Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, хитай мәнбәлиридә тилға елинған “йөҗи” дегән хәлқ әмәлийәттә тарихтики қәдимки хәлқ тохрилардур. Улар кейинчә уйғурларниң етник тәркибигә қошулуп кәткән, уларниң мәдәнийитиму уйғур мәдәнийитиниң бир қисмиға айланған. Тохриларниң хитай оттура түзләңлики яки бүгүнки хитай дөлити билән һечқандақ алақиси йоқ. Хитайниң оттура асия тарихидики қәдимки хәлқ тоғрилар вә уларниң уйғурларниң гәвдисигә қошулуп юғурулуп кәткән шанлиқ мәдәнийәт излирини “җуңхуа мәдәнийити” ниң бир қисми қилип көрситиш суйиқәсти полаттәк илмий пакитлар алдида тарихниң әхләт дөвисигә айлиниду, халас!

 [Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.