Тарихшунаслар: “шәрқи түркистан әзәлдин хитайниң земини әмәс, ишғал қилинған земин”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.04.08
tur-xarabisi Чүшәндүргүчи турниң тарихини тонуштуруватқан көрүнүш.
ts.cn

Хитай һөкүмитиниң уйғур илидики қәдимий өткәл, тур, шәһәр, қорған, өтәң қатарлиқ әслиһәләрни мәркизий сулалиләрниң ғәрбий районларни башқурушниң тарихи дәлили вә улар хитайниң уйғурни елини қәдимдин тартип башқурғанлиқиниң дәлили дәп көрситиши тарихшунасларниң қаттиқ тәнқидигә учриди. Тарихшунаслар уйғур елиниң хитай җар салғандәк әзәлдин хитайниң земини болмастин, хитай тәрипидин ишғал қилинған земин икәнликини билдүрди.

“шинхуа тори” ниң 2024-күни 4-айниң 3-күнидә “онмиң чақиримлиқ сәддичин сепили узақ йиллардин буян тохтимай ғәрбкә қарап давамлашти” намлиқ мақалә елан қилинған. Мақалидә мундақ дейилгән:

Лайсу тур харабиси
Лайсу тур харабиси
ts.cn

“тәңри теғиниң җәнуби-шималидики бипаян тупраққа тарқалған 200 дин артуқ орундики чоң-кичик сәддичин сепили байлиқи қәдимки дәврдики шинҗаңниң оттура түзләңлик һәм вәтинимизниң башқа районлири билән кәң арилашқанлиқи вә һаятий күчи қудрәтлик болған җуңхуа мәдәнийитиниң бәлгиси. Бүгүнки күндә, гәрчә тәңритеғиниң шимали вә җәнубиға тарқалған бу һәрбий мудапиә системилири тарихий вә мәдәнийәт мираслири болуш сүпити билән һәйвитини йоқатқан болсиму, әмма улар мәркизий сулалиләрниң, ғәрбий районларни башқурушниң тарихи дәлили, вәтинимизниң бирликкә келишини қоғдиғанлиқниң испати. Улар йәнә дөлитимизниң игилик һоқуқиниң дәлили”.

Ундақта хитай тәшвиқ қиливатқан тәңритеғиниң җәнуби-шималидики бипаян тупраққа тарқалған “200 дин артуқ орундики чоң-кичик сәддичин сепили қалдуқлири” хитай мәркизий сулалиләрниң ғәрбий районларни башқурушниң тарихи дәлили вә хитайниң уйғур елидики игилик һоқуқиниң дәлили болаламду? бу тарихи пакитларға уйғунму?

Түркийәдики йәттәтепә университети тарих факултетиниң башлиқи вә тонулған тарихшунас пирофессор әхмәт ташағил (Ahmet TAŞAĞIL) соалимизға җаваб берип, хитай дәватқан сәддичин сепилиниң уйғур ели билән бир алақисиниң йоқлуқини вә бу хитайниң қипқизил сиясий ғәризи үчүн суйиистемал қилинғанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:

“чин сулалиси дәвридә, йәни чин шихуаң дәвридә хитайниң сәддичин сепилиниң ули селинған. Сәддичин сепили шәрқий түркистанни өз ичигә алмайду. Сәддичин сепил җяюгуән вә дунхуаңғичә келиду. Ениқки, сәддичин сепилиниң шәрқи түркистанда селинмиған. Шәрқи түркистан қәдимдин тартип хитайниң земини дегини тоғра әмәс. Хән вә таң сулалиси дәвридә хитайниң вақитлиқ тәсири болған. Бу район 1758-йили, йәни миладийә 1758-йили, вә 19-әсирдә, 1878-йили хитайниң һөкүмранлиқиға өтти. Униңдин илгири, бу район хитайларға тәвә әмәс иди. Шуңа хитайларниң бу районни әзәлдин хитайниң бир қисми вә хитай башқуруп кәлгән дейиши тарихи пакитларға мас кәлмәйду. Хитайниң дәватқанлири әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң сиясити үчүн хизмәт қилиду. Һәқиқий хитай земини сәддичин сепилиниң ичидә. Сәддичин сепилиниң шимали хитайниң земини әмәс. Шуңа ички моңғулийә, манҗурийә шәрқий түркистан һәқиқәтән хитайниң земини әмәс”.

Җорҗтовн университети (The Georgetown University) ниң профессори, чиң сулалиси, хитай вә уйғур ели тарихи тәтқиқатчиси җәймис миллвард (James A. Millward) Хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң хән сулалисидин башлап хитайниң земини икәнликини тәкитләп келиватқанлиқини вә буни тарихи пакитларға уйғун әмәсликини илгири сүрди. Ун мундақ деди:

“хитай һөкүмити шинҗаң райониниң хән сулалисидин башлап хитайниң земини икәнликини тәкитләп келиватиду. Хитайниң бундақ дейиши тоғра әмәс. Бу йәрдә икки мәсилә бар. Биринчиси, чүнки хитайни мәркәз қилған һәрқайси дөләтниң бу районға қарита күчлүк бир тәсири болмиған. Бу хән императорлуқи вә таң императорлуқи дәвридиму шундақ болған. Таң дәвридин, йәни 750-йилидин башлап чиң императорлуқиға қәдәр, йәни 1759-йилиғичә 1000 (миң) йилдин артуқ узун бир вақитта хитайдики һәрқайси бир дөләтниң бу районда һеч бир тәсири вә контроллуқи болмиған. Иккинчи мәсилә, хитайда тарихта давамлиқ мәвҗут болған бириниң кәйнидин бир давам қилған бир дөләт вә сиясий күч болған әмәс. Нурғун дөләт болған. Бундақ әһвалда қандақсигә шинҗаңни хитайниң бир қисми дейәләйсиз”.

Ош бәдәл тури сәддичин сепили дөләт мәдәнийәт бағчиси көргәзмә залидики исхема
Ош бәдәл тури сәддичин сепили дөләт мәдәнийәт бағчиси көргәзмә залидики исхема
ts.cn

Хитай һөкүмити елан қилған “шинхуа тори” дики мәзкур мақалидә йәнә мундақ дейилгән:

“шинҗаң тәвәсидики сәддичин сепили байлиқлири хитайниң қәдимки дәврдики сәддичин сепилиниң муһим тәркиби қисми болуш сүпити билән, асаслиқи өткәл, тур, шәһәр, қорған, өтәң, қаравулхана қатарлиқ әслиһәләрни асас қилип, чегра бихәтәрликини қоғдайдиған һәрбий түгүн линийәсини шәкилләндүргән. 2019-Йилидин 2021-йилиғичә 1450 дин артуқ түрлүк ядикарлиқлар қезилип рәтләп чиқилди, буниң ичидә 883 парчә язма пүтүк, тариша пүтүк қезип чиқилған болуп, булар таң сулалиси дәвридики бир түркүм хитайчә йезиқтики һөҗҗәт материяллар һесаблиниду”.

Тарих пәнлири доктори, түркийә һаҗитәппә университетиниң дотсенти әркин әкрәм хитайниң бу тәшвиқатиға рәддийә берип мундақ деди: “бу пүтүнләй ялған. Шәрқи түркистандики тур, қорған вә қаравулхана қатарлиқ әслиһәләрниң сәддичин сепили билән бир мунасивити йоқ. Уйғурларға хас тарихи тарихи һөҗҗәтләр вә түрлүк ядикарлиқлар тилға елинмиған. Аз сандики хитайға аит тарихи һөҗҗәтләр вә ядикарлиқлар арқилиқ шәрқи түркистанниң әзәлдин хитайниң земини икәнлики испатлашқа урунулған. Әксичә бу хитайниң шәрқи түркистанни ишғал қилғанлиқниң дәлилидур”.

Ши җинпиң 2022-йили 12-июлдин 15-июлғичә уйғур елини зиярәт қилғанда: “һәрқайси милләтләрниң тәқдири түптин җуңхуа миллитиниң бир пүтүн тәқдири билән зич бағланған, җуңхуа мәдәнийити шинҗаңдики һәрқайси милләтләр мәдәнийитиниң түп асаси. Буларни ениқ чүшәндүрүш аддийла тонуш мәсилиси болмастин, бәлки җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләшкә мунасивәтлик муһим, зор сиясий мәсилә. Техиму көп мәдәнийәт ядикарлиқи вә мәдәнийәт мирасини җанландуруп, җуңхуа мәдәнийитигә варислиқ қилиштин ибарәт қоюқ җәмийәт кәйпияти бәрпа қилиш керәк” дәп тәкитлигәниди.

“шинхуа тори” ниң мәзкур мақалисидә дейилишичә, 2021-йили, дөләт мәдәнийәт бағчиси қурулуши хизмити рәһбәрлик гурупписи “сәддичин сепили дөләт мәдәнийәт бағчиси қурулушини қоғдаш йирик пилани” ни бесип тарқатқан. 2022-Йили, сәддичин сепили дөләт мәдәнийәт бағчиси (шинҗаң бөлики) түридә рәсмий иш башланған.

Доктор әркин әкрәм хитай һөкүмитиниң хитай билән һечқандақ бағлиниши болмиған уйғур дияридики тарихий мирасларни аталмиш “җуңхуа мәдәнийитиниң бир қисми” қилип көрситип хитайниң қипқизил тәшвиқати үчүн ишлитиватқанлиқини илгири сүрди.

Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә асасланғанда, лопнурда қурулған аталмиш “йипәк йоли сәддичин сепили мәдәнийәт музейи” 29-декабирдин тартип рәсмий ечиветилгән болуп, 600 дин артуқ “мәдәнийәт ядикарлиқлири” қоюлған. Музейниң омумий көлими 5000 кивадрат метир келидиған болуп, сиртқи қисми қәдимий тура шәклидә селинған.

Бәдәл сәддичин сепили дөләт мәдәнийәт бағчиси 2023-йили 4-айда ечиветилгәндин буян күтүвалған саяһәтчи 100 миң адәм қетимдин ашти.

Доктор әркин әкрәмниң дейишичә, бир қанчә йиллардин буян, хитай һөкүмити “мәдәнийәт бағчиси қуруш”, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” вә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” дегәндәк пәрқлиқ намлар астида мустәмликә вә ассимилятсийә сияситини иҗра қилип кәлди вә бу арқилиқ уйғур елини мутләқ хитайниң земини қилмақчи болған.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.