Шималий корейәгә охшап қеливатқан хитайдики гаңгираш вә чүшкүнлүк
2023.10.27
Хитай һәқиқәтән дуняни икки қутупқа бөлүвәткүдәк қудрәткә игә дөләтму?
Йеқинда “ню-йорклуқлар” журнилида елан қилинған “давалғуш дәвридики хитай” намлиқ мақалидә юқириқи соалға җаваб болалайдиған тәпсилий учурлар вә мулаһизиләр берилгән.
Бу мақалиниң аптори иван оснос (Evan Osnos) , 2005-йилдин 2013-йилларғичә хитайда мухбир болуп ишлигән язғучи болуп, хитайдики кәчмишлири вә көзитишлиригә асасән хитайниң нурғун ички мәсилилири вә йошурун апәтлиригә нәзәр ағдурған, уларға тоғра диягноз қойған. Хитайниң ички қисмидики зиддийәтләрни коммунист хитайниң өзгәрмәс маһийитигә, мав зедуңниң йолини тутқан ши җинпиңниң ‛бүйүк хитай дөлити қуруш чүши‚ гә бағлап чүшәндүргән болуп, “бу йүзлинишләр хитайға хитай иқтисадиниң чөкүшидинму еғир балайи апәт елип келиду” дәп көрсәткән; ши җинпиң һөкүмранлиқидики хитайға баһа берип, “мустәбитлик билән байлиқ бирләшсә немә болиду? бүгүнки хитай болиду. Һазирқи ши җинпиң ‛пулдар мав зедуң‚ ғила охшайду, йәнә бир җәһәттин, бүгүнки хитай тәрәққий қилған ‛шималий корейә‚ гә охшайду” дегән нуқтини илгири сүргән.
Америкадики сиясий анализчи гордон чаң бу мақалидики баянларға асасән, коммунист хитай һакимийитиниң тарихий өзгиришини тәһлил қилип мундақ деди: “20-әсирниң 70-йиллириниң ахирида, хитай хәлқи коммунист һакимийәтни бурунқи йолини өзгәртишкә вә актип тәдбир қоллинишқа мәҗбурлиғанда хитай гүлләнди. Дең шиявпиң каллисини ишлитип, хитай компартийәсини мав зедуң дәвридики контроллуқтин бошатти, буниңға әгишип хитай хәлқиниң актиплиқи йүксилип, дөләтни тәрәққий қилдурди. Әмдиликтә ши җинпиң һоқуқниң бешиға чиқип, хитай җәмийитини дунядин айривәтти; барлиқ һоқуқни өзиниң вә дөләт органлириниң қолиға мәркәзләштүрүп, қайтидин һәммини контрол қилишқа башлиди. Мана булар нәччә он йил алдиға маңған хитайни кәйнигә чекиндүрүвәтти” .
Аптор бу мақалисидә, ши җинпиң дәвридики хитайда иҗтимаий мәсилиләрниң көпәйгәнликини, иқтисадиниң чөкүшкә башлиғанлиқини, хитай пуқралирида теңирқаш вә чүшкүнлүкниң баш көтүргәнликини мисалға алған. Униңдин башқа, хитай әмәлдарлириниң пат-пат йоқап кетиши, хитай яшлириниң “ишлимәй йетивелиш” тәк пассип позитсийә билән җәмийәткә болған наразилиқини ипадилиши, хитай карханичилириниң хитайдин қечишта бәслишиши қатарлиқ бир қатар һадисиләрни тилға елип, “буларму хитайниң унчә муқим, күчлүк дөләт әмәсликини, йеңи киризис вә балайи апәткә һамилидар икәнликини көрситиду” дегән.
Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди хитай җәмийитидә һәқиқәтән заваллиққа йүзлиниш аламәтлири көрүлүватқанлиқини көрситип өтти.
Мақалидә ейтилишичә, коммунист хитай 1978-йил ислаһат елип берип, базар игиликини йолға қойғандин кейин, хитай иқтисадиниң көлими һәр 10 йилда бир һәссидин көп ашқан. Ул әслиһә қурулуши наһайити тез болған. Хитайниң 3 йилда ишләткән семонти америка 20-әсирдә ишләткән семонттидинму көп болған; наһайити көп айродурум, төмүр йол, завут вә егиз биналар селинған, гуйҗудәк намрат бир өлкигә 11 айродурум селинған.
Көләм җәһәттин алғанда, хитай һазир дуняда иккинчи чоң иқтисадий гәвдә, 120 дөләт билән сода алақиси бар, дунядики күнтахта батарейәсиниң 80 пирсәнтни хитай тәминләйду, хитайда йәнә дуня бойичә әң чоң ток аптомобили ясаш завути бар. Әмма хитай иқтисадиниң чекиниши хитай пуқралирини қийнашқа башлиған. Турмушини яхшилаш койида тепирлаватқан хитай пуқралириниң әң чоң ғеми өй сетивелиш болуп, йиллардин бери тапқан пулиға йеңи өй елип банкиниң қәрзигә боғулғанлар, шундақла хәқтин пул елип өй селиватқан өй-мүлүк содигәрлири еғир киризисқа дуч кәлгән. Хитайниң ‛ковидни нөлгә чүшүрүш‚ сияситиму хитай иқтисадиға зәрбә бәргән болуп, дөләт хәзиниси қуруқдилип, һөкүмәт хизмәтчилири вә оқутқучилар вақтида мааш алалмайдиған әһвал пәйда болған.
Хитай иқтисади өткән йил аран 3 пирсәнт ашқан болуп, һөкүмәтниң көзлигән нишанидин көп төвән болған; експорт төвәнлигән, қәрз ешип кәткән, хитай иқтисадиниң йүксилишигә үмидвар қарайдиған иқтисадшунасларму үмидсизләнгән. Уларниң қаришичә, ши җинпиң һөкүм сүргән муддәтчә бу һаләт узун давамлишидикән.
Хитайниң һәр бир тарихий дәвридә, ши җинпиңдәк мустәбитләр һөкүм сүргән, нурғун балайи апәтләрни пәйда қилған. Гордон чаң әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мав зедуң вә башқа хитай падишаһлири миң йиллардин бери охшаш зулумларни селип, нурғун апәтләргә сәвәбчи болди. Кишиләр мав зедуңни бинормал дейишиду. Мав зедуңниң коммунист хитай қурулғандин кейин елип барған әркинлик вә гүллиниш сиясити қаримаққа коммунист хитайға задила мас кәлмигән бир дәврдәк көрүниду. Ши җинпиң хитайни қийнаватиду, у хитайниң үмидвар бир җәмийитини ғәзәп вә чүшкүнлүк җәмийитигә айландуруп қойди. Үмидсизлик пүткүл хитайни қаплиди; ши җинпиңниң хата рәһбәрлики давамлашқан муддәтчә, хитай пуқралириға күн йоқ. Хитай һалакәткә йүзләнмәктә” .
Аптор мақалисидә мундақ дәп язиду: “хитайниң нөвәттики киризиси иқтисадтин һалқип кәтти; диң шявпиң вә униң сәпдашлири хитайни ‛ислаһат вә тәрәққият дәври‚ гә башлап 40 йилдин кейин, униң варислири хитайниң сиясәт вә мәдәнийәт йөнилишини өзгәртивәтти. Диң шиявпиңниң ‛ақ мүшүк қара мүшүк, чашқан тутқан яхши мүшүк‚ дегән нәзәрийәси ши җинпиң дәвригә кәлгәндә ‛мүшүк чашқан тутамду-тутмамду, муһим әмәс. Мүшүк қизил болсила болди‚ дегән пиринсипқа айланди. Йәни, бир әвлад хитайларниң каллисида ‛әмәлий мәнпәәтни нәзәрийәниң үстигә қоюш‚ дәк яхши усулни тапқан партийәниң йоли өзгирип кәтти” .
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, ши җинпиңниң коммунист хитайни мав зедуң дәвригә қайтуруши бу партийә, бу һакимийәтниң муқәррәр таллиши. Коммунист хитай я ислаһат қилип өзгириду, я һакиммутләқ сияситидә чиң туруп өзини һалак қилиду.
Мақалидә ейтилишичә, ши җинпиң һөкүмити хитайда 80-вә 90-йилларда шәкилләнгән ниспий пикир әркинлики вә идийәси илғар хитай зиялийлириниң мәниви қараргаһи, өзара пикир алмаштуруш соруни болған китабханиларни тақивәткән яки уларни дөләт игиликидики кутупханиларға өткүзүвәткән. Мәсилән, 1997-йил шаңхәйдә ечилған җифең китабханиси 2017-йил тақалған. Шуниңдин кейин, һечким бундақ китабханиларни ечишқа җүрәт қилалмиған.
Аптор бу мақалисидә мундақ дәп язиду: “хитайниң ‛ғәрбтики шималий корейә‚ дегән нами чәт әлләрдә тарқилип йүрмәктә. Хитайдики тәкшүрүш-назарәт қилиш органлири (яки васитилири) ши җинпиңниң намини һошярлиқ билән қоғдимақта; өткән йил хитайдики бир иҗтимаий алақә торида ашкариланған учурға қариғанда, бу тор бекити ши җинпииңға алақидар болған ‛ахирқи падишаһ, искәндәр, ейиқчақ‚ дегәндәк 564 ләқәмни чәклигән” .
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, коммунист хитай теги тәктидин алғанда демократийә, әркинликтин өлгүдәк қорқиду. Ши җинпиң болсун, мав зедуң болсун, һәммиси мутләқ нопузға чоқуниду. Мустәбитләрни улуғлайдиған бундақ һакимийәтниң өмри узунға бармайду.