Хитайниң “шинҗаң - йеңи земин” чүшәнчисигә болған наразилиқиниң мәнбәси немә?

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.11.03
sherqiy-turkistan-xeritisi-1736-1795.jpg Манҗу истеласи дәвридики шәрқий түркистан хәритисиниң бир қисми. (1736-1795)
loc.gov

Бизгә мәлумки, уйғурлар һәргизму өзлиригә мәҗбурий теңилған “шинҗаң” дегән намни халимайду, әксичә ләнәтлик исим дәп қарайду. Чүнки бу исим уйғурларға вәтәнниң мунқәрзлик тарихини әслитидиған һақарәтлик қисмәттин дерәк бериду. Бу йәрдә диққәт қозғайдиған мәсилә шуки, йеқинқи йиллардин буян хитай зиялийлири “шинҗаң” сөзигә берилгән “йеңи чегра район” яки “йеңи территорийә” дегәндәк тәбирләрни инкар қилип кәлмәктә.

Хитай зиялийлири “шинҗаң” дегән сөзгә “йеңи чегра район” (新疆) дәп тәбир беришниң хата һәм йүзәки чүшәнчә икәнликини, әслидә бу сөзниң “қайтурувелинған кона чегра район” (故土新归) мәнисини билдүридиғанлиқини илгири сүрмәктә. Һәтта бир қисим хитай зиялийлири “шинҗаң” наминиң орниға тарихий мәнбәләрдики “ғәрбий юрт” мәнисини билдүридиған “ши йү” (西域) дегән намни қоллинишни тәшәббус қилип кәлмәктә.

Хитайлар немә үчүн “йеңи земин” яки “йеңи чегра район” дегән сөзләрдин бунчә раһәтсиз болиду? һәммигә аян болғинидәк, хитай әзәлдин өзиниң уйғур елидики мустәмликичилик вә таҗавузчилиқ тарихини йошуруп кәлгән. “шинҗаң” дегән йәр нами хитайларға нисбәтән уларниң зораванлиқ маһийитини ашкарилап қойғандәк туюлиду. Шуңа хитай һөкүмити бир яқтин уйғур елиниң һаман бир күни алиқинидин чиқип кетишидин әнсирисә, йәнә бир яқтин түрлүк сахта пакитларни оттуриға чиқирип, уйғур елини “хитайниң айрилмас бир қисми” қилип көрситишкә тиришип кәлди.

2021-Йил, 17-январ “хитай ахбарат тори” да лию шәншән исимлик хитай апторниң “шинҗаң йеңи территорийәму? бу бир тарихий хаталиқ” сәрләвһилик мақалиси елан қилинған. Хитай иҗтимаий пәнләр академийәсиниң чиң тарихи тәтқиқатчиси мәзкур мақалисидә, “шинҗаң” сөзини “йеңи земин” яки “йеңи территорийә” дәп изаһлашниң хата чүшәнчә икәнликини испатлимақчи болған вә бу һәқтә тәһлил йүргүзгән.

Лию шәншән мақалисидә “шинҗаң” дегән исим уйғур ели билән хитай дөлитиниң тарихий мунасивити вә бағлинишлирини инкар қилиду дәп қарайду. У, “шинҗаң” наминиң келип чиқишини мундақ баян қилиду: 1759-йили манҗу ханлиқи һөкүмрани чийән лоңниң җуңғарийәни тинчитип, “хоҗилар топилиңи” ни бастурғандин кейин тәңри теғиниң җәнуби-шималидики районларни “шинҗаң” дәп атиған, 1884-йили рәсмий һалда “шинҗаң өлкиси” қилип тәйинләнгән икән. Хитай аптор бу пурсәттә, чийән лоңни өз “ғәлибиси” ни көз-көз қилиш вә йеңидин һөкүмранлиқ тәртипини йолға қоюш үчүн “шинҗаң” дегән исимни қолланған дәп қарайду. Башқа хитай тәшвиқат васитилиридиму, “шинҗаң” дегән намниң келип чиқиш сәвәбини, чийән лоңниң шөһрәтпәрәсликидин айрип қарашқа болмайду дәп көрсәткән.

Лию шәншән манҗу императорлуқиниң дәсләпки йиллирида, йеңидин ишғал қилинған җайларниң йәни һазирқи йүннән, гуйҗу, сичүән, чиңхәй, гәнсу вә уйғур елини өз ичигә алған земинларниң һәммиси “шинҗаң” дәп аталғанлиқини тәкитләйду. 1884-Йилиға кәлгәндә уйғур елидин башқа районлар мәмури өлкигә айландурулғанлиқи үчүн “шинҗаң” дегән бу нам шәрқий түркистанға “мирас” қалған имиш.

Лию шәншән чийән лоңниң 1762-йили или җияңҗүн мәһкимисини қуруп әскирий вә мәмурий башқуруш бир гәвдигә айланған түзүмни йүргүзгәнликини, бу һал шинҗаңда оттура түзләңлик мәдәнийити вә түзүминиң йилтиз тартқанлиқини көрситидиғанлиқини, шуңа аталмиш “шинҗаң - йеңи земин” дегән уқумни хата дәп қарайдиғанлиқини билдүриду.

Хитайлар өзлириниң наразилиқини қозғиған асаслиқ мәсилә - америкалиқ тарихчи вә хитайшунас җәймис милвардниң (James Millward) “манҗу мустәмликиси” уқумини илгири сүрүши дәп көрситиду. Лию шәншән қатарлиқ бир қисим хитай зиялийлири җәймис милвардниң 1998-йили нәшр қилинған китабини тилға елип туруп, ғәрбниң илмий уқумлирини хитай тарихиға елип кирмәслики керәкликини, бундақ қилғанда тарихий реаллиқни чиқиш қилғили болмайду дәп наразилиқини билдүриду.

Ундақта тәтқиқатчи җәймис милвардниң хитайларниң зитиға тәккән “манҗу мустәмликиси” һәққидики шәрһлири зади немә мәзмунларни өз ичигә алған? шундақла бу уқум уйғур елиниң хитайлар тәрипидин бесивелинған земин икәнликини испатлашта қандақ әһмийәткә игә?

Җәймис милвард 1998-йили нәшр қилинған “қовуқниң сиртида: чиң империйәсиниң оттура асиядики иқтисадий, етник вә империйә әһвали, 1864-1759” (Beyond the Pass: Economy, Ethnicity, and Empire in Qing Central Asia, 1759-1864) намлиқ китабида, манҗу архиплиридин еришкән материялларға асасән, уйғур елиниң ишғал қилинишиға аит йеңи пакитларни инчикилик билән көзәткән вә оқурмәнләрни йеңи мәлуматлар билән тәминлигән. Җәймис милвард мәзкур тәтқиқатида, манҗу ханлиқи һөкүмранлиқидики чиң сулалисиниң хитай сулалиси әмәс, бәлки манҗу һөкүмранлиқидики ички асия империйәси иди дегән қарашни йорутуп бериду.

У тарихий һөҗҗәтләр арқилиқ чиң сулалиси һакимийити дәвридики иқтисад вә малийә системиси һәққидә мулаһизә йүргүзүп, әйни вақитта шәрқий түркистан йеңидин ишғал қилинған мәзгилләрдә мустәқил игилик системиси һоқуқи вә етник сиясәт һоқуқи берилгәнликини илгири сүриду. Аптор йәнә у дәврдики баҗ системисини анализ қилип, хитай мәркәзлик башқурушниң йетәрлик көләмдә әмәс икәнликини көрситиду. Или, тарбағатай районлири болсун яки алтәшәһәр дәп аталған җәнубтики районлар болсун, хитай сулалилири бойичә давамлишип кәлгән йәр беҗи, сода беҗи қатарлиқни өз ичигә алған түрлүк баҗ түзүмлиригә охшимайдиған системисиниң қоллинилғанлиқини әмәлий мисаллар арқилиқ испатлап бәргән.

Һөкүмәтниң шәрқий түркистан райониниң өз-өзини қамдаш әркинликини капаләткә игә қилиш үчүн, йеңидин хитай мәһсулатлири базири ечишниң орниға илгири районда мәвҗут болған қаштеши вә алтун содиси қатарлиқларни давамлаштурғанлиқи мәлум. Әлвәттә чиң һөкүмити шәрқий түркистанни истила қилғандин кейин қиммәтлик йәр асти байлиқлиридин көп мәнпәәт алғаниди. Һөкүмәтниң манҗу вә хитай әмәлдарлирини түрлүк пул-муамилә йоллирини тепип чиқишқа риғбәтләндүргәнлики һәққидики мәлуматлар китабниң 3-бабида тәпсилий чүшәндүрүлгән. Мәсилән, буларниң ичидә әскирий күчләр тәрипидин башқурулидиған қәрз пул гөрүханиси, өй-мүлүк иҗарә содиси ширкәтлири, чай вә йипәк содисини асас қилған һөкүмәт дуканлири вә ширкәтлирини ечиш қатарлиқ иқтисадий тәдбирләрни қолланғанлиқи мәлум. Аптор җәймис милвард бу пакитларни оттуриға қоюш арқилиқ, чиң империйәсиниң хитай әндизисигә варислиқ қилмастин бәлки, ички асияда өзигә хас сиясәтни йолға қойғанлиқи көз қаришини яқлайду.

Йәнә бир тәрәптин җәймис милвард чийән лоң һөкүмранлиқиниң көп милләтлик империйә идеологийәси сияситиниң дәлили сүпитидә өз дәвридики ярлиқларниң көп хил тилда тарқитилиши вә 18-әсирләрдә тамамланған “манҗуҗә, моңғулчә, тибәтчә, уйғурчә вә хитайчә бәш тиллиқ луғәт” ниң түзүлүши қатарлиқ әһвалларни тилға елип, милләтләр баравәрликини мәлум нисбәттә ишқа ашурғанлиқини көрситиду.

Хитай зиялийлири җәймис милвард, петер пәрду қатарлиқ бир қисим тәтқиқатчиларниң чиң сулалиси һәққидики көз қарашлирини “йеңи чиң нәзәрийәси” ни қоллайду дәп қарайду. Хитай мәнбәлиридә көрситилишичә, “йеңи чиң нәзәрийәси” 1990-йиллардин башлап америкалиқ бир қисим тәтқиқатчилар тәрипидин оттуриға қоюлған көз қарашларни асас қилған нәзәрийә еқими болуп, “хитай мәркәзлик” қаришиға қарши туриду; чиң империйәсини ички асиядики кеңәймичи империйә, хитай пәқәт шуниң ичидики бир қисми; “җуңголуқлар” дегәндә пәқәтла хитайларни көрситиду; “йеңи чиң нәзәрийәси” ни қоллиғучилар адәттә манҗулар билән хитайларни өзара зитлаштуруп қойиду дәп қарайду.

Җәймис милвардниң манҗу истеласи дәвридә хитай көчмәнлириниң қандақ қилип шәрқий түркистанға мәңгүлүк йәрлишишниң ачқучини қолиға алғанлиқи һәққидики көрсәткән пакитлири, бизгә хитайниң шәрқий түркистанни бесивелиш үчүн түрлүк тактикиларни қолланғанлиқини чүшәндүрүп бериду. Буниң мисали сүпитидә, 1759-йилидин кейин хитай содигәрлириниң тиҗарәт баһаниси билән шәрқий түркистанға келип җайлишиш сүрити тезләшкәнлики, һәтта дәсләпки йилларда хитай содигәрлириниң һәрқайси шәһәр-наһийәләрдә мусулманлардин йирақ айрим бир районда яшиғанлиқини баян қилиду. Җәймис милвард чиң һөкүмитиниң хитай содигәрлириниң истратегийәлик импорт содилириға риғбәт бериши, кейинчә хитай көчмәнлириниң йәрликләр ичигә сиңип кирип киришигә йол ечип бәргән дәп қарайду. Бир мисалда 1778-йил 1136 нәпәр хитай содигәрниң һөкүмәт ярдими билән җимисар, манас әтрапидики җайларға йәрләшкәнлики вә бикарлиқ йәрләргә игә болғанлиқиға аит тәпсилатлар баян қилинған.

Җәймис милвардниң юқирида тилға елинған китаби хитай зиялийлириниң “шинҗаң - йеңи земин” уқумиға болған наразилиқиниң мәнбәси болуп, манҗу истеласи дәвридә сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт җәһәттә техи хитай мәркәзлик башқуруш системисиниң омумлашмиғанлиқини, “шинҗаң” земининиң хитайлар үчүн һәқиқәтән “йеңи земин” икәнликини әкс әттүрүп бериду.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.