Уйғурларда йигит беши түзүми вә униң қазақистан уйғурлириниң иҗтимаий һаятидики роли
2024.06.10

Йеқинда қазақистанниң алмута шәһиригә орунлашқан достлуқ өйидә “йигит бешиниң һазирқи җәмийәттики роли” мавзусида юмилақ үстәл йиғини өткүзүлди. Бу йиғинни алмута шәһири бостанлиқ наһийәлик мәдәнийәт мәркизи уюштурди. Мәзкур йиғинниң асасий мәқсити, қазақистан хәлқиниң бирликини мустәһкәмләш вә җәмийәтни турақлиқ, тинчл һәм разимәнлик қәдрийәтлири әтрапиға бириктүрүштин ибарәт болған.
Мәлум болушичә, “йигит беши” дегән бу адәт вә уқум пәқәт уйғурлардила мәвҗут болуп, у узун тарихқа игә иҗтимаий қурулмидур. Қазақистанда мәзкур қурулма сабиқ совет дәвридиму мәвҗут болған иди, әмма йигит бешиниң җәмийәттики роли өткән әсирниң 80-йиллириниң оттурилирида сабиқ совет иттипақида әвҗ алған “қайта қуруш” дәвридә һәм шуниңдәк қазақистан мустәқиллиққа игә болғандин кейин йәниму күчийишкә башлиған. Йигит бешиниң паалийити пәқәт той-төкүн, өлүм-йетим ишлиридила әмәс, бәлки хәлқниң мәдәний ишлиридиму, җәмийәтниң һәр қандақ мәсилилирини һәл қилиштиму рошән билинмәктә. Қазақистан уйғурлиридики йигит беши қурулмиси өз паалийитини җай-җайлардики мәдәнийәт мәркәзлири, һакимийәт орунлири билән зич алақидә елип бармақта.
Алмута шәһиридә болуп өткән мәзкур юмилақ үстәл йиғинини бостанлиқ наһийәлик мәдәнийәт мәркизиниң рәиси һәм шу наһийәлик баш йигит беши, “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити фондиниң мудири карлин мәхпироф ачти. У өз сөзидә йиғинниң асасий мәқситини чүшәндүрүп, бу йиғинниң йәрлик һакимийәт орунлири, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи вә алмута шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизи вә йигит башлири иттипақи билән һәмкарлашқан һалда уюштурулғанлиқини тәкитлиди.
Йиғинда сөзгә чиққан алмута шәһири бостанлиқ наһийәлик һакимийәт мәмурийитиниң мәдәнийәт бөлүм башлиқи темирлан шотаноф мундақ деди: “өткәндә 1-майда ‛қазақистан хәлқиниң бирлики күни‚ өткүзүлгән мурасимға силәрниң мәркәзниң қошқан төһписи интайин юқири болди. Шу күни саәт 11 дә башланған байрам саәт 15 кичә давам қилди. Мундақ иш биздә тунҗи қетим болди. Елимиздә 130 дин ошуқ милләт яшайду. Уларға мәмликәт тәрипидин қоллаш болуп, ярдәмму бериливатиду. Барлиқимиз бирлишип, мушундақ тойларда вә йиғинларда биллә болуп, бир чедирниң астида җәм болғинимиз наһайити тоғра дәп һесаблаймән.”
Темирлан шотаноф 1-майда актиплиқ көрсәткән йигит башлирини вақтида тәқдирләп үлгәрмисиму, бүгүн шундақ бир мумкинчиликниң туғулуватқанлиқини билдүрди.
Йәнә сөз алған алмута шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси османҗан обулоф, алмута шәһәрлик йигит башлири иттипақиниң рәиси мәһмутҗан мәңсүроф, қазақистан уйғур яшлири бирликиниң рәиси рустәм хәйрийеф вә башқилар “йигит беши” дин ибарәт бу иҗтимаий қурулминиң уйғур хәлқиниң көп әсирлик тарихқа игә надир иҗтимаий тәшкилатчилиқ әнәниси икәнликини, униң қазақистан җәмийитидики ролиниң барғансери күчийиватқанлиқини тәкитлиди. Натиқлар шуниңдәк йигит башлириниң яшларға миллий вә вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериштә, уйғурларниң өрп-адәтлирини тәрғиб қилишта, ана тилини, уйғур миллий маарипини, әдәбиятини, мәтбуатини һәр тәрәплимә қоллаш ишлириға актип арилишиватқанлиқини илгири сүрди.
Зияритимизни қобул қилған алмута шәһәрлик йигит башлири иттипақиниң рәиси мәһмутҗан мәңсүроф әпәнди алмута шәһири һакимийити билән бирликтә көплигән ишларни әмәлгә ашуруватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “шу йәргә һөкүмәт чақирғанда һәммимиз қатнишимиз. Уйғур хәлқимизниң мәдәнийәт, сәнәт, миллий таамлиримизни елип чиқип, алмутада яшаватқан башқа хәлқләргә тонуштуруватимиз. Бирлишиш йолидиму яхши ишлар меңиватиду. Бурун шәһәр вә җумһурийәт билән ишләйдиған йигит башлири бөләк-бөләк өз алдиға иш қилатти. Һазир үч наһийәдә йиғин өткүзүлүп, шәһәрлик вә җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркәзлири рәислириниң қатнишиши билән йиғинлар өтти. Бостанлиқ наһийәсигә кәлсәк, карлин мәхпироф кәлгәндин буян бирлишиш ишлири болуватиду. Йиғинлар өткүзүлүп, йигит башлири наһайити актип ишләватиду. Һәммимиз бирликтә, өмлүктә, башқа милләтләр алдида чирайлиқ яшисақ, миңлиған йиллиқ тарихи бар шунчилик улуғ милләтниң яхши тәрипидин көрүнсәк, дегән арминим бар.”
Мәһмутҗан мәңсүроф йигит башлириниң қайси милләт болушидин қәтийнәзәр қазақистанниң һәр қандақ җайлирида йүз бериватқан тәбиий апәтләрдин зәрдаб чәккәнләргә, көп балилиқ аилиләргә, мәҗруһ инсанларға көп миқдарда маддий ярдәм көрситилип келиватқанлиқини, буниңдин ташқири мәдәнийәт ишларғиму ярдәм қолини созуп келиватқанлиқини тәкитлиди.
Җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи тәркибидики ақсақаллар кеңишиниң рәиси ярмуһәммәт кебироф әпәнди мундақ деди: “җамаәт әрбаби карлин мәхпироф уюштурған бу йиғинда йигит башлириниң һазирқи җәмийитимиздики роли һәққидә орунлуқ пикир вә тәклипләр берилди. Раст, йигит башлири кечә-күндүз юртиниң ғемини қилиш билән бир қатарда миллитимизниң муһим мәсилилирини һәл қилишқиму тиришиватиду. Мәйли өзлири туруватқан юртларда болсун, мәйли елимиз қазақистанниң һәр хил районлирида йүз бериватқан тәбиий апәтләр, бала-қазалар вә башқиму көңүлсиз вәқәләр болсун, қиливатқан тирикчиликини, ичиватқан тамиқини ташлап, ярдәм беришкә алдирайду. Бу йиғинда һакимийәт вәкиллириму йигит башлириниң ишини юқири баһалиди. Демәк, һөкүмәтму йигит башлирини вә уларниң бешини қошуватқан мәдәнийәт мәркәзлирини қоллиди дегән сөз. Йиғинда әнә шундақ йигит башлири тәқдирләнди. Әмди биз яшлиримизниму шу роһта тәрбийәләп, хәлқигә, елигә хизмәт қилидиған милләтпәрвәр инсанлар дәриҗисигә йәткүзүшимиз керәк.”
Алмутада өткүзүлгән “йигит бешиниң һазирқи җәмийәттики роли” мавзусидики юмилақ үстәл йиғинида уйғурниң миллий қәдрийәтлирини һөрмәтләйдиған, өз миллитини һәқиқий рәвиштә сөйидиған вә елини қәдирләйдиған йигит башлириға наһийәлик һакимийәт тәрипидин һөрмәт билдүрүлди. Шу җүмлидин алмута шәһириниң алмагүл, көктем, орбита вә башқиму районлирида паалийәт елип бериватқан йигит башлири алмали наһийәлик һакими санҗар алинниң тәшәккүрнамилири билән тәқдирләнди. Тәшәккүрнамидә мундақ дейилгән: “сизни 1-май қазақистан хәлқиниң бирлики күни байрими билән чин йүрәктин тәбрикләймән вә хәлқләр арисидики тинчлиқ, достлуқ вә һәмкарлиқни раваҗландурушқа қошуватқан муһим төһпиңиз үчүн миннәтдарлиқимни билдүримән. Келәчәктиму бар билимиңиз вә тәҗрибиңизни вәтинимизниң мәнпәәти үчүн айимай сәрп қилидиғиниңизға ишәнчим камил.”
Йиғин қатнашқучилири әйни вақитларда қазақистан маарип министирлиқида көп йиллар әмгәк қилған пешқәдәм мәрипәтчи қәһриман әмәтофни йоқлап, униңға “қазақистанниң вәтәнпәрвәри” җәмийәтлик медалини тапшурған.