“сәккиз чоң санаәт топи” бойичә уйғур елигә йәниму көп хитай ширкәтлири орунлашмақта
2024.07.18
Бу йил киргәндин буян, хитай өлкилиридики техиму көп ширкәтләрниң уйғур елигә маканлашқанлиқи мәлум болмақта. Хитайниң тәңритағ тори вә хәлқ тори қатарлиқ таратқулириниң хәвәр қилишичә, бу йил киргәндин буян уйғур елидә йолға қоюлған “сәккиз чоң санаәт топи” ниң җәлп қилиши билән хитай өлкилиридики йәниму көп ширкәтләр уйғур елигә орунлашқан.
“сәккиз чоң санаәт топи”-хитай даирилири өткән йилдин буян уйғур районида оттуриға қойған бир гәвдиләшкән нефит-газ ишләпчиқириш, пишшиқлаш кәсиплири; көмүр, көмүр електир, көмүр химийә санаити кәсиплири; йешил канчилиқ кәсиплири; ашлиқ-яғ кәсиплири, пахта тоқумичилиқ вә кийим-кечәк кәсиплири, органик мевә-көктат кәсиплири, әла сүпәтлик чарва мәһсулатлири кәсиплири вә йеңи енергийә, йеңи материял кәсиплиридин ибарәт “8 чоң кәсип гәвдиси” ни асас қилған заманиви кәсип системиси иди.
Хитайниң тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, “уйғур елиниң дунядики муһим енергийә вә минерал байлиқиға игә район болуши вә ‛сәккиз чоң санаәт топи‚ қурулушиниң давамлиқ тезлишиши билән техиму көп ширкәтләр уйғур елигә диққәт қилишқа башлимақтикән.”
Хитай һөкүмити бу түрләрни тездин барлиққа кәлтүрүш үчүн хитай ширкәт вә карханилирини түрлүк имтиязлар билән уйғур йөткәшни күчәйткәниди. Әмма юқиридики түрләрниң мутләқ көпиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бағланған болуши кишилик һоқуқ мутәхәссислири диққәт қиливатқан бир мәсилә болуп қалған.
Хитай хәвәрләр торида елан қилинған йәнә бир хәвәрдин қариғанда, йеқинда йәнә хитайдики 400 дин артуқ аял игилик тиклигүчи “гуруппа тәшкилләп” уйғур елигә сода пурсити издәш үчүн барған вә бу җәрянда 11 муһим түр имзаланған. Улар, әқлий иқтидарлиқ өй, машина, бийологийәлик синақ, ғол һүҗәйрә тәтқиқати қатарлиқ саһәләргә четилидиған болуп, тохтам соммиси 2 милярд 70 милйон йүән икән.
Хәвәрдә “шинҗаңниң енергийә, саяһәт, йеңи материял вә башқиларда рошән байлиқ әвзәллики бар, һазирқи тәрәққият пурсити мисли көрүлмигән” дәп баян қилинған.









