Америка, японийә вә филиппин рәһбәрлириниң учришиши хитайға берилгән сигнал дәп баһаланмақта
2024.04.11
Америка пирезиденти җов байдин 10-апрел күни японийә баш вәзири фумио кишида билән көрүшкән вә уни дөләт зияпити билән күтүвалған.
CNN Телевизийәсиниң хәвәр қилишичә, җов байдин американиң японийә билән болған мунасивитигә йүксәк баһа берип “охшаш қиммәт қарашқа игә болған икки демократик дөләтниң һәмкарлиқиниң һазир һәрқандақ вақиттикидин бәк күчлүклүкини” билдүргән.
Мәлум болушичә, икки тәрәпниң учришишида һинди-тинч окян райониниң муқимлиқи һәмдә хитайниң һәрбий вә иқтисадий таҗавузчилиқи нуқтилиқ музакирә қилинған, шундақла учришишниң бир қисми сүпитидә һалқилиқ саһәләрни өз ичигә алған 70 нәччә түр бойичә һәмкарлиқ түри елан қилинған. Улар, японийәдә турушлуқ америка армийәсиниң қурулмисини өзгәртиш вә японийә билән америка армийәсиниң бир гәвдилишиш дәриҗисини юқири көтүрүш; “һәрбий санаәт кеңиши” қуруп, икки дөләтниң мудапиә қораллирини һәмкарлаштурушниң йоллирини издәш; америка, австралийә вә японийә оттурисидики башқурулидиған бомбиға қарши мудапиә системисини күчәйтиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.
“ню-йорк вақти гезити” ниң билдүрүшичә, америка пирезиденти җов байдин бүгүн йәни, 11-апрел пәйшәнбә күни японийә баш вәзири фумио кишида вә филиппин пирезиденти фердинанд маркос җир қатарлиқлар билән ақ сарайда 3 тәрәплик сөһбәт елип баридиған болуп, сөһбәтниң мәркизи нуқтиси хитайниң җәнубий деңиздики зомигәрлик һәрикәтлиригә қарши туруш үчүн бу деңизниң әркин вә очуқлуқиға капаләтлик қилиш һәққидә болидикән. Бу учришиш хитайға берилгән очуқ сигнал болуп һесаблинидикән.
Мәлум болушичә, бу үч рәһбәрниң учришишидин кейин, улар филиппиндики порт, төмүр йол, пакиз енергийә вә йерим өткүзгүч тәминләш зәнҗири қатарлиқ “юқири үнүмлүк” түрләрни яхшилашни мәқсәт қилған ул әслиһә түрлиригә мәбләғ селиш һәмдә үч дөләт оттурисидики һәрбий һәмкарлиқни ашурушқа мунасивәтлик йеңи қарарларни елан қилидикән.