Австралийә хитайниң тәһдитигә қарши башқурулидиған бомба ишләпчиқиришини көпәйтмәкчи болған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.10.30

Хитай тинч окянда қитәләр ара зәрбә беридиған башқурулидиған бомбини синақ қилип қоюп бәргәндин кейин, австралийә башқурулидиған бомба мудапиәсини күчәйтиш билән биргә, йирақ мусапилик зәрбә берәләйдиған бомбиларни көпләп ишләпчиқармақчи болған.

“әл-җәзирә” қанили 30-өктәбир елан қилған бу хәвәргә көрә, хитай тинч окянда қитәләр ара башқурулидиған бомба (ICBM) ни синақ қилип қоюп бәргән. Бу вәқә қошна дөләтләрдә ғайәт зор әндишә пәйда қилған болуп, буниңдин кейин тинч окянниң “башқурулидиған бомба дәври” гә киридиғанлиқидин сигнал бәргән.

Австралийә дөләт мудапиә санаити министири пәт конрой (Pat Conroy) 30-өктәбир бу һәқтә сөз қилип, австралийәниң башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш һәм зәрбә бериш иқтидарини күчәйтидиғанлиқини, бу җәһәттә америка, японийә, җәнубий корейә қатарлиқ иттипақдашлири билән зич һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “биз немишқа техиму көп башқурулидиған бомбиға моһтаҗ? чүнки америка билән хитай оттурисидики истратегийәлик риқабәт австралийәниң хәвпсизликигә биваситә тәсир көрситиду. Бу риқабәт бизниң районимизда, йәни һинди-тинч окян районида әң шиддәтлик болиду” дегән.

Униң билдүрүшичә, хитайниң қитәләр ара башқурулидиған бомбисиниң учуш арилиқи 11 миң километирға йетидиған болуп, австралийәниң шимали деңиз тәвәликигә чүшәләйдикән. Шуңа австралийә башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш үчүн, деңиз армийәсигә SM-6 типлиқ башқурулидиған бомба орунлаштуридикән. Шундақла америка билән бирлишип, ядролуқ су асти кемисини тәрәққий қилдуридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.