Америка кеңәш палатаси германийә аптомобили BMW ниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини елан қилди
Америка кеңәш палатаси 20-май күни тәкшүрүш доклати елан қилип, даңлиқ германийә аптомобили BMW ниң хитайдики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ икәнлики байқалғанлиқини елан қилған. Доклатта йәнә җагувар ланди ровер (Jaguar Land Rover) вә волкисваген (Volkswagen) аптомобиллириниңму америка һөкүмити тәрипидин уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ, дәп чәкләнгән мал тәминлигүчи ширкәтләрдин запчас сетивалидиғанлиқини илгири сүргән. Мәлум болушичә, кеңәш палатасиниң бир комитети бир йилдәк тәкшүрүш арқилиқ бу аптомобил ширкәтлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бағлиниши барлиқиға аит бу хуласини чиқарған.
Америка кеңәш палатаси малийә комитетиниң рәиси рон вайден 2023-йили 3-айда, аптомобил тәминләш зәнҗириниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк билән болған алақисигә даир тәкшүрүшини башлиғаниди. Мәзкур комитетниң 20-май елан қилған доклатида, BMW ишләпчиқарған вә импорт қилған аптомобилларға “мәҗбурий әмгәктә ишләпчиқирилған запчасларниң ишлитилгәнликини қияс қилиш мумкинлики” билдүрүлгән. Доклатта қәйт қилинишичә, охшаш бир вақитта йәнә җагувар ланди роверниң запчаслиридиму бу хил мәсилә мәвҗут икән.
Доклатта йәнә охшаш әһвалниң волкисваген ишләпчиқарған аптомобиллардиму мәвҗут икәнлики, униң америка базирида сетиватқан аптомобиллириға бу хил запчасларниң ишлитилгәнлики, униң уйғур дияри билән болған “ишләпчиқириш сода алақиси изчил давамлишиватқанлиқи” тәкитләнгән. Волкисваген йеқинқи йиллардин бери униң үрүмчидики завутини тақап, хитайниң бу райондики “ирқий қирғинчилиқи” ға шерик болмаслиқ һәққидики қаттиқ бесимға учрап кәлгән болсиму, бирақ мәзкур германийә аптомобил ширкити үрүмчидики завутини тақашни изчил рәт қилип кәлгән. Нөвәттә, америка кеңәш палатаси малийә комитетиниң бу доклати униң уйғур дияри билән болған содисиға қандақ тәсир қилидиғанлиқи мәлум әмәс. Волкисваген өзиниң мәҗбурий әмгәккә четилғанлиқини рәт қилип кәлгән болсиму, әмма йеқинда униң турпандики аптомобил мәшиқ мәйдани қурулушиға уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини ишләткәнлики ашкариланғаниди.