Хитайниң боснийәдики әлчиханиси “шинҗаң яхши җай” тәшвиқатини күчәйткән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.31

Дуня уйғур қурултийиниң боснийә-гертсеговина пайтәхти сарайевода ачқан 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи йеқинда ғәлибилик аяғлашқаниди.

“балқан көз қариши” намлиқ хәвәр ториниң билдүрүшичә, вәкилләр қурултийини тосушқа мувәппәқ болалмиған хитай һөкүмитиниң сарайеводики баш әлчиханиси әмдиликтә тәшвиқат һәрикити билән алдираш болуп кәткән.

Бир нәччә һәптидин буян хитайниң сарайеводики баш әлчиханиси тохтимай уйғур елигә мунасивәтлик тәшвиқат материяллирини тарқитиватқан болуп, улар хитай таратқулирида яки хитайға яндаш дөләтләрниң ахбаратлирида елан қилинған үн-син материяллири вә мақалиләрни өз ичигә алидикән. “шинҗаң яхши җай” намида әп бериливатқан бу тәшвиқатларда “районниң тинчлиқ вә муқимлиқи, һәр милләт хәлқиниң бәхт ичидә яшаватқанлиқи” илгири сүрүлмәктикән.

Мәсилән, шундақ тәшвиқат материяллириниң бири сарайеводики хитай әлчиханисиниң фейсбуктики тор бетигә чапланған болуп, униңда “хитайниң ғәрбий шималидики шинҗаң уйғур аптоном районида көрүлгән пәвқуладдә тәрәққият ғәрбниң аталмиш‛мәҗбурий әмгәк‚ вә ‛кишилик һоқуқ дәпсәндичилики‚ тоғрисидики әйибләшлиригә рәддийә бериду” дейилгән.

Д у қ ниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи һарписида хитайниң бу қурултайни тосуп қелиш үчүн пәйда қилған паракәндичиликлири аз болмиғаниди. Дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, бу тәһдитләр д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйсани сарайеводин тутуп кетиш, машина һадисисигә учритиш, йиғинни бузуш, ялған елхәтләр арқилиқ вәкилләрни қаймуқтуруш вә вәкилләргә тәһдит селиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Бу тәһдитләргә қарши боснийә даирилири дуня уйғур қурултийи билән йеқиндин һәмкарлишип қурултайниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш хизмәтлирини яхши орунлаштурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.