Хитайниң уйғур елидин чекинип чиққан ширкәтләрдин өч елиши, бу ширкәтләрни “қаттиқ арисалдилиқ” та қойған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.04

Хитайниң уйғур елидә ишләпчиқирилған мәһсулатларни сетивелишни рәт қилған хәлқаралиқ марка-томи хелфигир билән калвин клайинни башқуридиған PVH ширкитини тәкшүрәйдиғанлиқини елан қилиши, хитайдики хәлқара ширкәтләрни әндишигә селип, уларни тәминләш зәнҗиридә хитайға тайиниш вә хитайдики содисиниң келәчики қатарлиқ мәсилиләрдә “қаттиқ арисалдичилиқта” қойған.

 “ню-йорк вақти” гезитиниң 4-өктәбир елан қилған бу һәқтики хәвиридә, нөвәттә бәзи хәлқаралиқ ширкәтләр хитайниң “шинҗаңдин қечишқа йол қоймаслиқ” һәрикити билән америка вә явропа иттипақиниң қанун-бәлгилимә чиқирип, “шинҗаң мәһсулатлири” ни чәкләшни барғансери күчәйтиши арисида қалған.

Һалбуки бу хәвәрдә, йәр шари сода мәслиһәтчилириниң хитайниң PVH ширкитини тәкшүрүши, ширкәтләрниң хитайдин йирақлишиши үчүн йәнә бир сәвәб болуп қелиши мумкин, дәп қараватқанлиқи қәйт қилинмақта. “ню-йорк вақти” гезитиниң билдүрүшичә, вилмер хале қанун ширкитиниң бейҗиңда турушлуқ ишханисиниң мудири лестер рос, хитайниң һәрикитиниң нурғун хәлқаралиқ ширкәтләрдә техиму җиддий әндишә пәйда қилғанлиқи вә буниң (хитайдин) айрилишни күчәйтиши мумкинликини ейтқан.

Хитай сода министирлиқи өткән һәптә PVH ширкити үстидин “шинҗаң мәһсулатлири” ға қарита “кәмситиш характерлик муамилидә” болғанлиқи сәвәблик тәкшүрүш елип баридиғанлиқини елан қилған. Бу хитайниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини байқут қилған ғәрб карханилириға қарита тунҗи қетим бу хил тәһдиттә болуш арқилиқ, уларниң уйғур елидин айрилишини тосуши һесабланмақта.

 “ню-йорк вақти” гезиниң қайт қилишичә, германийәниң BASF ширкити өткән йили уйғур елидин айрилидиғанлиқини елан қилған болсиму, әмма “алақидар даириләрниң тәстиқлиши” ни күтүп, өзиниң һәмкарлиқ пай чекини һазирға қәдәр саталмиған. Волкисваген ширкитиму бу йил 2-айда, өзиниң үрүмчидики завутиниң “келәчикини көздин кәчүридиғанлиқи” ни билдүргән болсиму, әмма һазирға қәдәр җимҗит турмақта икән. Һалбуки, анализчилар болса ширкәтләрниң “нөвәттә һәқиқәтән интайин қаттиқ арисалдилиқта қалғанлиқи” ни ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.